Канада хитай җасуслириға оңчә қалдиму?
2011.08.04

Бу мақалида, қанундики йетәрсизликләр сәвәбидин, канада туприқиниң хитай җасуслириниң җәннитигә айланғанлиқи вә канада дуняда пән-техника саһәсидики үстүнлүкини сақлап қелиш үчүн, зөрүр болған қанунларни тиздин түзүп чиқиши керәклики әскәртилгән.
Мақалида, 2008-йилидин һазирғичә болған 3 йил ичидә, америка федератсийә сот мәһкимисиниң хитай җасуслири яки мәхпий учурлар, назук юқири техника вә сода мәхпийәтликләрни оғрилиған, хитайларға мунасивәтлик аз дегәндә 57 делони бир тәрәп қилғанлиқи вә 2010-йили, б-2 типлиқ бомбардиманчи айропилан инженериниң ядролуқ чарлиғучи башқурулидиған бомба техникисини хитай даирилиригә сатқанлиқини бойниға алғанлиқини баян қилинип: бу америка сотиниң хитайға бәргән “бу йәргә җасусларни әвәтишни әмди тохтат” дегән бешаритидур, дәп язиду.
Карл мейер ханим мақалисидә, канаданиң чәтәл җасуслириниң җәннитигә айланғанлиқи, лекин мунасивәтлик қанун рамкисидики йетәрсизликләр сәвәбидин җасуслуқ делолирини тәкшүрүштә қийинчилиқларниң көпләп оттуриға чиқиватқанлиқи, униң үстигә, бейҗиң даирилири билән мунасивәттә “тарихий дәвр” яритишни тәкитләватқан һазирқи һөкүмәтниң қанун йоли билән, хитай җасуслирини бир тәрәп қилиш нийитиниң йәнила гуманлиқ икәнликини тәкитләйду.
Тарихий характерлик агаһландуруш
Мақалида консерватип канада һөкүмити қурулған дәсләпки йилларда, хитай җасуслириниң канададики җасуслуқ һәрикәтлирини бир тәрәп қилидиғанлиқини билдүргәнлики, лекин һазирғичә бирәр хитай җасусиниң қануний җазаға тартилмиғанлиқини әскәртип: 2006-йили консерватип һөкүмитиниң әйни вақиттики ташқи ишлар министири болған петер маккай, хитай җасуслириниң канаданиң санаәт вә сода мәхпийәтликлирини оғрилаш һәрикәтлиригә көңүл бөлүватқанлиқи вә бу мәсилини хитай һөкүмитиниң йүзигә селишниң вақти йетип кәлгәнликини билдүргәниди. Йеқинқи йиллардин бери, канада хан җәмәти сақчи оргини вә бихәтәрлик ахбарат идариси хитайларниң канададики тәшкиллик җинайәтлири вә хитай бихәтәрлик оргиниң канадалиқларни тәһдит қиливатқанлиқини әскәртип кәлди. Канада бихәтәрлик ахбарат идарисиму 2005-йилидики доклатида, канадада 1000 әтрапида хитай җасусиниң җиддий паалийәт қиливатқанлиқини оттуриға қойғаниди, дәп язиду.
Карл мейер ханим “әлчи” гезитидики бу мақалисидә йәнә, канада бихәтәрлик ахбарат идарисиниң сабиқ башлиқ җим җуддниң 2007-йили, канадада һәрикәт қиливатқан чәтәл җасуслириниң йеримидин көпрәкини хитай җасуслири игиләйдиғанлиқини билдүргәнлики, мәзкур идариниң һазирқи башлиқи ричард фадденниң 2010-йили июн ейида, канададики бәзи штат вә шәһәрләрниң юқири қатлам әмәлдарлириниң чәтәл һөкүмәтлириниң тәсир даирисигә кирип қалғанлиқини әскәртип, нишанни хитай даирилиригә қаратқанлиқи вә бу йилниң башлирида, канаданиң малийә министирлиқи, дөләт хәзиниси идариси һәм дөләт мудапиә министирлиқи қатарлиқ орунларниң компютер системилириниң хитайдики компютер хаккерлириниң һуҗумиға учриғанлиқи, назук материялларниң оғриланғанлиқи қатарлиқларниму тилға елип өтиду.
Система җәһәттики мәсилиләр
Карл мейер ханим мақалисидә, канададики иқтисадий җасуслуқниң көплигән мәнбәләр тәрипидин испатланғанлиқи, хитай даирилириниң иқтисадий вә санаәт җасуслуқини кәң даиридә елип берипла қалмастин, бәлки канада пуқралири билән канаданиң җиддий бихәтәрлики һәққидики назук учурларниму топлаватқанлиқи, әмма канаданиң буларни сүрүштүрмигәнликини баян қилиду вә канаданиң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисида, узун йил хизмәт қилған, сабиқ дипломат профессор чарлес буртонниң: “башқа дөләтләр тәкшүрүп ениқлап чиққан җасусларни қолға алған яки уларни чеградин қоғлап чиқириватқан вақитта, җасусларниң ‛канадада җазасиз қелиши, хитайға канада җасуслуқ паалийәтлири билән шуғуллинишқа әң мувапиқ йәр‚ дегән сигнални бериду”, дегән сөзлирини нәқил кәлтүриду.
Бу мақалида йәнә “канада җасусларниң увиси” намлиқ китаби 2009-йили нәшр қилинған, канада бихәтәрлик ахбарат идариси асия бөлүминиң сабиқ башлиқи, мичел катсуяниң “америкиға селиштурғанда, канадада санаәт яки иқтисадий саһәләрдики җасусларни җазалайдиған қанун асасән йоқ. Мән йеқинқи йиллардин бери, сотланғанларни көрүп бақмидим. Асаслиқи канада даирилиридә, ‛җасусларни җазалисақ, хитай билән болған йеқин мунасивитимизгә тәсир йетиду‚, дәйдиған әндишә мәвҗут” дегән сөзлирини әскәртип өтиду.
Карл мейер ханим “канада хитай җасуслириға оңчә қалдиму” намлиқ бу мақалисидә, баш министир вә ички кабинетни мәхпийәтлики юқири учурлар билән тәминләйдиған, мәхпийәтлик мәслиһәт оргининиң юқири дәриҗилик тәтқиқатчиси, җаң хәййәнниң хитайға мунасивәтлик җасуслуқ һәрикәтлири билән иштин чиқирилғанлиқи, лекин әмгәкчиләрниң һоқуқ мәнпәитини қоғдаш идарисиниң икки йилдин кейин, униң икки йиллиқ маашини толуқлап бериш вә униң хизмитини әслигә кәлтүрүш һәққидә уқтуруш чиқарғанлиқини, баян қилип өтиду.
Аптор мақалисиниң ахирида, канада дунядики иззәт- абруйиға, пән-техника җәһәттики үстүнлүкигә вә канада пуқралириниң бихәтәрликигә тәһдит йәткүзүватқан чәтәл җасуслириниң тегишлик дәккисини бериши үчүн, зөрүр болған қанунларни тиздин түзүп чиқиши керәкликини, әскәртиду.