Хитайниң “охшимайдиған пәдидә саз тириңлитиши” ниң сәвәби немә?
2011.03.28
Хитай мәтбуатлириниң ливийә вәқәлиригә тутқан позитсийисиму хәлқараниң әксичә болуп, улар америка, франсийә, әнглийә башчилиқидики бирләшмә армийиниң һәрикәтлирини ливийә хәлқигә қарши елип бериливатқан таҗавузчи һәрикәтләрдәк көрситишкә урунуш билән бирликтә, әрәб дөләтлиридики қалаймиқанчилиқниң әмәлийәттә америка тәрипидин пәйда қилинғанлиқини илгири сүрмәктә. Ундақта мутәхәссисләр охшатқандәк хитайниң “охшимайдиған пәдидә саз тириңлитиши” ниң сәвәби немә? хитайниң бундақ позитсийиниң арқисида немә бар?
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, йеқиндин буян хитай мәтбуатлирида чиқиватқан хәвәр, мақалиләргә қарайдиған болсақ, хитайниң бирләшмә армийиниң б д т ниң қарари билән ливийидики хәлқни қоғдаш үчүн елип барған һәрбий һәрикәтлирини қаттиқ әйибләйдиған вә уни таҗавузчи һәрикәт қилип көрситишкә урунуватқан мақалиләрниң салмиқиниң еғирлиқини көрүвелишқа болиду.
Хитайниң шинхуа агентлиқи, хәлқ гезити қатарлиқ асаслиқ ахбарат васитилири вә шундақла уйғур райониниң һөкүмәт авази болған тәңритағ хәвәрләр торида елан қилинған мақалиләрдә бирләшмә армийә таҗавузчи қилип көрситилгән болуп, бу һәқтики хәвәрләргә қарайдиған болсақ “бирләшмә армийә ливийидики хәлқ әслиһәлирини һуҗум нишани қилди, бирләшмә армийә ливийини йәнә бомбардиман қилди” дегәнгә охшаш сөз - ибариләрни ишлитилгәнликини көрүвалалаймиз.
Мәсилән: хәлқ торида берилгән хәвәрдә “ливийә һөкүмәт телевизийисиниң хәвиригә асасланғанда, америка, әнглийә, франсийә қатарлиқ ғәрб әллири қозғиған кәң көләмлик һава һуҗумида 64 адәм қаза қилди. Кәлгүси бир нәччә саәт ичидә ливийә пүтүн мәмликәт хәлқигә бир милйондин артуқ қорал тарқитип, сиртниң таҗавузиға қарши туриду” дегән ибарә ишлитилгән.
Тәңритағ тори болса, ливийә вәзийити һәққидики хәвәрлиридә охшашла ғәрб күчлирини таҗавузчи қилип көрситишкән вә бу “ғәрбниң ливийә нефитигә вә оттура шәрқ базириға еришиш үчүн қәстән қалаймиқанчилиқ пәйда қилиши” дегәндәк идийә илгири сүрүлгән мақалиләрни елан қилған.
Ундақта б д т да ливийидә учуш чәкләнгән район бәрпа қилиш авазға қоюлғанда, рәт қилиш һоқуқини ишләтмәй, аваз һәққидин ваз кечиш арқилиқ бир һесабта һәрбий һәрикәтни қоллиған хитай, әмдиликтә немишқа позитсийисини бирдинла өзгәртип, бирләшмә армийисиниң һәрикитини тәнқид қилиш тәрәпдари болувалиду?
Мутәхәссисләрниң қаришичә, хитай әзәлдин инсаний ярдәм мәсилилиригә гуманий нәзәр билән қарап кәлгән болуп, униң ташқи сияситидә һечқачан инсаний мәсилиләргә мунасивәтлик бир һәрикәт хатириси бопбақмиғанлиқини билдүрмәктә. Америка сйракус университетида хәлқара мунасивәт вә сиясәт пәнлири бойичә докторлуқта оқуватқан қилич қанат әпәндиниң ейтишичә, хитай һөкүмити вә мәтбуатлириниң ливийә вәқәлиригә юқириқидәк позитсийә тутуши хитайниң өзиниң дөләт сиясити билән мунасивәтлик болуп, хитайниң, бир диктатор дөләт болғанлиқтин шундақла өз ичидә уйғур вә тибәт мәсилисигә охшаш етник мәсилилири болғанлиқтин ливийә мәсилисигиму инсаний нуқтидин йеқинлишишни рәт қиливатқанлиқини билдүрди.
Хитай мәтбуатлириниң бу хил позитсийиси ғәрб мәтбуатлириниңму диққитини тартқан болуп, ғәрб мәтбуатлири бу хил вәзийәткә “охшимайдиған пәдидә саз тириңлитиш” дәп исим бәргән вә шундақла хитай һөкүмитиниң әрәб әллиридики бу демократик һәрикәтләрдин үркүшиниң вә буниң хитайдики өктичи хәлқ һәрикәтлириниң күчлинишигә сәвәб болушидин әнсиригәнликтин мушундақ позитсийә тутуватқанлиқи дәп ипадә қилди.
Әлвәттә буниң билән бирликтә, буниң иқтисадий мәнпәәткә тақишидиған қисмиму бар болуп, хитай кейинки йилларда африқидики әң чоң мәбләғ салғучи һалиға кәлгән болуп, африқидики хам әшя вә енергийә мәнбәси хитайниң тәрәққиятини давам қилдуруши үчүн һәл қилғуч әһмийәткә игә иди. Иситратегийә мутәхәссиси әркин әкрәм әпәнди буниң иқтисадий сәвәблири үстидә тохталди.
Ливийидики һәрбий һәрикәтләр америка, әнглийә, франсийә башчилиқида давам қиливатқанда, өткән җүмә күни шималий атлантик әһди тәшкилатиниң баш секретари рамуссин баянат берип, бундин кейин натониң ливийидики һәрбий һәрикәтни зиммисигә алидиғанлиқини елан қилди. Қилич қанат әпәндиниң билдүрүшичә, натониң һәрбий һәрикәткә дахил болуши хитайни биарам қилған болуп, оттура шәрқтә сөз игиси болушни ойлаватқан хитай натониң мудахилиси сәвәбидин өзини чәткә қеқилғандәк һес қилмақта икән.
Әркин әкрәм әпәндиму натониң һәрикәткә арилишиши, хитайниң ғәрбниң ливийидики һәрикәтләргә болған позитсийисини өзгәртиши вә тәнқидини ашурушиға сәвәб болғанлиқини билдүрди.