Уйғур мутәхәссис түркийә “канал-а” телевизийисидә америка-хитай риқабити мәсилилирини муһакимә қилди
2012.05.30

Түркийә мутәхәссислири бу һәқтә өзигә хас көз қарашларни оттуриға қоймақта. Йеқинда түркийиниң “канал-а” мана мушу мәсилә һәққидә муһакимә уюштурған.
Түркийә “канал-а” телевизийисидә америка қатарлиқ дөләтләрниң афғанистандин әскәр чекиндүрүши вә түркийиниң афғанистан сиясити тоғрисида мәхсус бир программа тарқитилған болуп, бу программида, шимали атлантик окян әһди тәшкилати, йәни нато вә америка әскәрлири афғанистандин чекингәндин кейин оттуриға чиқиш еһтимали болған бир қисим мәсилиләр тоғрисида пикирләр оттуриға қоюлди. Бу программиға истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм қатнишип бу һәқтә пикир баян қилди вә риясәтчиниң сориған соаллириға җаваб бәрди.
Доктор әркин әкрәм сөзидә, кәлгүсидә түркийә афғанистандики охшимиған күчләр оттурисидики мәсилиләрни һәл қилишта муһим рол ойнаш еһтимали барлиқини вә түркийиниң шимали атлантик окян тәшкилатиниң әзаси болуш сүпити билән оттура асияда шундақла хитайдики шәрқий түркистан мәсилисидә тәсир күчи барлиқини, шуниң үчүн хитай, түркийиниң оттура асиядики тәсир күчини қоллиништин әндишә қилидиғанлиқини, әгәр түркийә оттура асиядики тәсир күчини қолланған тәқдирдә, хитай оттура асияда башқа бир вәзийәтниң оттуриға чиқишидин әндишә қилидиғанлиқини, хитай буниңдин кейинму бу әндишиләрдин қутулалмай өтидиғанлиқи баян қилди.
У, йәнә хитайниң, түркийә баш министири әрдоғанниң оттура асиядики зиярәтлирини йеқиндин көзитип келиватқанлиқини билдүрди.
Доктор әркин әкрәм сөзидә йәнә хитайниң афғанистанға әһмийәт бериватқанлиқини билдүрүп, афғанистан хитайниң бихәтәрликигә мунасивәтлик бир дөләт икәнликини вә хитайниң афғанистанда мис маддиси һәм шуниңға охшаш йәр асти байлиқлирини ечишқа башлиғанлиқини оттуриға қойди.
Доктор әркин әкрәм риясәтчиниң, америка-хитай мунасивәтлири вә икки дөләт оттурисидики мәсилиләр, пайда-мәнпәәтләр тоғрисида сориған соалиға җаваб берип мундақ деди:
“бир хәлқтә оттура сәвийидики бир җәмийәт пәйда болған һаман, у җәмийәт тәбиий һалда мәркизи күчкә қарши чиқиду яки пикир-тәләплирини оттуриға қойиду, дөләт демократийигә йүзлиниду. Бу, ғәрб әллириниң тарихи қарашлири. Һәқиқәтән хитайда 30 йилдин буян оттура сәвийидики җәмийәт бәрпа болди, әмма бу җәмийәт хитайниң һазирқи қанун-түзүмлиридин пайдилинип бай болди. Шуниң билән бу җәмийәт хитайниң қанун түзүмлири пәйда қилған инсанлар дәп қарилиду, шуниң үчүн бу җәмийәт мәркизи һөкүмәткә қарши чиқмайду, шу сәвәбтин америкиниң күтүватқини әмәлгә ашмиди. Дуня иқтисади асияға йөткиливатиду, америкиниң иттипақдашлири хитайға йүзлиниватиду, бундақ бир вәзийәттә америка өзиниң орнини сақлап қелиш үчүн йеңидин йүксиливатқан күчкә қарши бир тәдбир елиши керәкликини ипадилиди.”
Доктор әркин әкрәм сөзидә йәнә мундақ деди:
“америка 2009 -йилдин буян хитайға қарита охшимайдиған бир сиясәт йүргүзүп кәлди вә хитайға истратегийилик бесим қилиш үчүн тиришип кәлмәктә. Истратегийилик бесим сиясити дегән хитай билән уруш қилиш дегәнлик әмәс, бесим қилиш арқилиқ көзлигән мәнпәәткә еришиш. Америкиниң хитайға қарита йүргүзүватқан истратегийилик бесим сияситиниң ақивити қандақ болиду? бу заманниң өтүши билән айдиңлишиду.”
Йеқиндин буян, хитайниң алдимиздики 10 йил ичидә күчлүк бир дөләт болидиғанлиқи, йәни дуняниң биринчи номурлуқ күчигә айлинидиғанлиқи тоғрисида пикирләр мәйданға чиқмақта. Бу һәқтә биз доктор әркин әкрәмниң пикир-қарашлирини елиш үчүн сөһбәт елип бардуқ.
Бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики аваз улиништин аңлиғайсиләр.