Хитай тили дуня тили болаламду?
2011.07.14

Хитайниң дөләтлик тил вә йәрлик шевиләр тәтқиқат мәркизиниң мутәхәссислири шинхуа торида 13-июл күни мақалә елан қилип “хитай тили хәлқарада етирап қилинған әң зор тәсир күчигә игә тилларниң ичидә алтинчи орунда туриду” дәп көрсәтти. Әмма бу йәкүнниң қандақ илмий тәтқиқат яки тәкшүрүшкә тайинип чиқирилғанлиқини тилға алмиған.
Намәлум хитай мутәхәссисләрниң мәзкур мақалисидә, хитайда һазир 130 хил тил мәвҗут болуп, бу тиллар бир милярд 300 милйон нопусниң ичидә үзүлмәй давамлишиш вә тәрәққий қилиш муһитиға игә дәп көрситилгән вә йәнә хитай тили хитайдики нопусниң 95% и ортақ ишлитидиған тил, хитай тилидин башқа 129 хил тилни ишлитидиғанлар нопуси болса аран әллик сәккиз милйон әтрапида дәп тәкитләнгән.
Мақалидә көрситишичә, хитайниң иқтисади вә пән-техника тәрәққиятиға әгишип хитай тили аз санлиқ милләтләрдә тез омумлишишқа башлиған. Болупму қош тиллиқ маарип сияситиниң түрткисидә хитай тилиниң аз санлиқ милләтләр арисида қоллинилиши техиму системилиқ раваҗланған. Һазир хитай тили маарип тили, техника тили, орган тили, мәмурийәт тили, ахбарат тили болупла қалмай, уни пүтүн хитайдики аһалиниң ортақ тили дейишкә болидикән.
Буниң әксичә йәни 2010-йили 12-айниң 21-күни охшашла шинхуа торида “хитайдики 80% мутәхәссис хитай тилиниң ишлитилиши кризисқа дуч кәлди” дәп қарайду дәп мақалә елан қилған иди. Мәзкур мақалидә болса, хитай тилшунас мутәхәссислириниң дуня пән-техникисиниң тәрәққиятиға әгишип “хитайда инглиз тили хитай тилиниң орнини игиләп кетиду” дәп әндишә қиливатқанлиқи көрситилгән.
Нөвәттә хитай мутәхәссислириниң мәзкур әндишилириниң пүтүнләй әксичә, хитай тилиниң дунядики инавитини алаһидә юқирилитип тәшвиқ қилиши, уйғур тилшунаслирида “хитай дуня тиллириға риқабәт елан қилмақчиму?” дегән соалларни пәйда қилмақта.
Бу һәқтә түркийә әги университети доктори алимҗан инайәт әпәнди өз көз қарашлирини оттуриға қоюп “гәрчә хитай тили бай тиллар қатариға кирсиму, хитай тилиниң функсийилик, фонетикилиқ җәһәттики алаһидилики униң дуня тили болупму илим тили болалмайдиғанлиқини бәлгилигән.” дәйду.
Истанбул бейкәнт университети тил вә тарих пәнлири дотсенти мәхпирәт камал ханим болса, хитай һөкүмити гәрчә сиясити арқилиқ уйғур вә башқа милләтләргә хитай тилини мәҗбурлап асаслиқ тилға айландуруватқан болсиму, әмма иқтисадий яки сиясий тәсир күчигә тайинип вә яки нопусиниң көплүкигә тайинипла бу тилни хәлқаралиқ муһим тилға айландуралмайдиғанлиқини билдүрди.