Хитай һәққидики тәқриз: хитай өз ичидики көп қатламлиқ мәсилиләр түпәйли дуняға хоҗа болалмайду

Дуня сиясий-иқтисадий сәһнисидики өзгиришләргә әгишип, хитай һәққидә һәр хил китабларму йезилишқа башлиди.
Мухбиримиз җүмә
2012.04.30
yolwas-beshi-yilan-quyruqi-305.jpg “虎头蛇尾” йәни “йолвас беши, йилан қуйруқи” дегән китабниң муқависи.
news.qq.com

Бу хилдики китабларниң бәзилиридә “хитай кәлгүсидә дуняни сорайду” дегән пикир илгири сүрүлсә, бәзилиридә “хитай коммунист һакимийити узунға қалмай гумран болиду” дегән қараш оттуриға қоюлди.

Һалбуки, йеқинда әнглийидә нәшр қилинған “беши бар, ахири йоқ” намлиқ хитай һәққидики китабта, хитайниң кәлгүсидә муһим дөләтләр қатаридин орун елишқа мувәппәқ болалисиму, әмма дуняни сораш дәриҗисигә берип йетәлмәйдиғанлиқи мисаллар билән көрситилгән. Китабта йәнә хитайниң ислаһат вә ишикни ечиветиш сиясити кәлтүрүп чиқарған әҗәллик мәсилиләр тәһлил қилинған.

Мәзкур китабиниң толуқ нами “беши бар, ахири йоқ: хитай бу сәвийигә қандақ йәтти, у нәгә бариду” болуп, китабни әнглийигә җайлашқан хитай базар учурлирини тәтқиқ қилидиған пул-муамилә учур ширкити ‏-“ишәнчлик мәнбәләр” ширкитиниң директори җонасан фәнбй язған.

Китаб һәққидә сөз ечиштин бурун китабниң исми һәққидә азрақ тохтилишқа тоғра келиду.

Аптор китабиға хитайчә “虎头蛇尾” дегән турақлиқ ибарини инглизчә сөзму-сөз тәрҗимә қилип, йәни “йолвас беши, йилан қуйруқи” дәп исим қойған. Бу “яхши башлинип, начар ахирлишиш”, “қисир-боғаз”, “беши һәйвәт, қуйруқи пәс” яки “беши бар, ахири йоқ” дегән мәниләргә игә.

Китабта хитайниң сиясий-иқтисадий келәчики нөвәттики, әҗәллик иҗтимаий мәсилиләр үстидә тәһлилләр елип берилған. Әнглийидин чиқидиған “һамий” журнилида бу һәқтә йезилған бир тәқриздә мәзкур китабниң “нөвәттики мурәккәп вә көп қатламлиқ хитай җәмийитини чүшиништики әң яхши оқушлуқ” икәнликини көрситилгән.

Мәзкур тәқриздә оттуриға қоюлған муну җүмлиләр алаһидә көзгә челиқиду: хитай дунядики әң чоң ташқи перевот записиға игә. У дунядики семонтниң йерими вә муһим метал хам әшясиниң 3 тән бир қисмини истемал қилиду. “йешил тинчлиқ” тәшкилатиниң пәрәз қилишичә, у һәр 2.5 Минутта олимпик мусабиқиси өткүзидиған су үзүш көлчики чоңлуқидики бир көлчәк толғудәк зәһәрлик әхләт чиқириду.

Тәқриздә хитайдики иқтисадий ислаһат кәлтүрүп чиқарған иҗтимаий мәсиләр һәққидә тохтилип мундақ йезилған: хитайда бәлким 600 милярдер болушиму мумкин, әмма униңда йәнә пакиз су ичәлмәйдиған 300 милйон адәм бар.

Китабта оттуриға қоюлушичә, һөкүмәтниң даим диққәтни “йолвас беши” ға йәни бирдәкликкә мәркәзләштүрүшигә қаримай, һөкүмәт тәкитлигәнсери бу “бирдәклик” ниң өз нөвитидә йәнә наһайити зор “йилан қуйруқи” йәнә баравәрсизликниң нәқ өзи икәнлики көрситилгән.

Китаб һәққидики тәқризигә қариғанда китабта нөвәттики хитай вәзийитигә мунасивәтлик иқтисадий, сиясий, иҗтимаий вә тарихий мәсилиләргә һәр тәрәплимә баһа берилгән. Униңдин башқа китабта йәнә, хитай хәлқи, тибәт вә уйғурлар арисидики өз-ара сүркилиш қатарлиқ миллий мәсилиләргиму орун берилгән.

Китаб һәққидики бир баһада мундақ дейилгән: хитайда барғанчә кеңийиватқан иқтисадий пурсәтләргә селиштурғанда сиясий әркинлик бәк арқида қалди. Хитай коммунист партийиси һоқуқтики монополийисини һәргизму бошаштурмиди. Хитайда “өктичилик” худди “сатқунлуқ” җинайити дәп қаралди.

Китабта хитайдики, һоқуқ тори вә униң астиға йошурунуп барғанчә яшнаватқан парихорлуқ, йемәк-ичмәк бихәтәрликидики еғир мәсилиләр, мәдәний ядикарлиқлар оғрилиқи, бу арқилиқ хәлқ арисида һөкүмәткә вә өз-ара ишәнмәслик хаһиши әвҗ алғанлиқи көрситилгән.

Китабта йәнә хитайдики чирикликиниң бир юқумлуқ кесәлгә айланғанлиқи, һәтта дохтурларниңму кесәл давалаштин илгири пара алидиғанлиқидин ибарәт реаллиқларму сөзләнгән.

Китаб биринчи шәхс тилида йезилған болуп, китаб һәққидә берилгән баһаларға қариғанда аптор бу китабни хитайда көргән-аңлиғанлири вә бешидин өткүзгән вәқәләр асасида нәччә йиллап тәтқиқ қилиш, көзитиши, мунасивәтлик кишиләрни зиярәт қилиш, анализ вә көз қарашларни тәққаслаш арқилиқ йезип чиққан.

Әнглийидин чиқидиған “һамий” журнилидики тәқриздә хитайниң келәчики һәққидә мундақ йезилған: хитайниң кәлгүси һәққидә мәвҗут соалларниң бири болса униң сиясий системисидики муқимлиқ мәсилисидин ибарәт.

Мәзкур китаб һәққидә әнглийидики “китаблар” торида йезилған бир чүшәндүрүштә“лекин, хитай өз ичидики мурәккәплик вә көп қатламлиқ мәсилиләр түпәйли дуняни мәңгү сориялмайду”, дәп йезилип, буни юқириқи китабта оттуриға қоюлған тәпсилатлардин биливелишқа болидиғанлиқи оттуриға қоюлған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.