Ху пиң : хотән вәқәсиниң һәқиқий маһийити ашкарилиниши керәк

Ху пиң әпәнди, хитайниң 18-июл хотән вәқәсини “террорлуқ һуҗум вәқәси” дәп қарилишини асассиз дәп әйибләп, хәлқара мәтбуат һәм кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һәқиқий маһийитини ениқлашқа чақирди.
Мухбиримиз меһрибан
2011.07.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Xitay-demokiratchi-xu-ping-305 Сүрәттә, бейҗиң баһари жорнилиниң баш муһәррири сийасий анализчи ху пиң әпәнди.
Сүрәтни ху пиң әпәнди тәминлигән.

Бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири сиясий анализчи ху пиң әпәнди 25-июл күни әркин асия радиосиниң хитайчә аңлитишида елан қилған обзор мақалисидә, хотәндә йүз бәргән сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәси һәққидә тохтилип, бу һәрикәтниң қандақтур хитай һөкүмәт даирилири дегинидәк, “ алдин пиланланған террорлуқ һәрикити ” болмастин, хитай һөкүмитиниң районда йүргүзгән бастуруш сияситигә қарши, йәрлик уйғурларниң хитай дөләт аппаратиға қарши қозғалған қаршилиқ һәрикити икәнликини тәкитлигән иди. Бүгүн радиомиз зияритини қобул қилған ху пиң әпәнди өзиниң хотән вәқәси һәққидики қарашлирини бир қанчә нуқтидин оттуриға қойди.

18-Июл вәқәси уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши бир қетимлиқ һәққаний күриши

Ху пиң әпәнди хотән 18-июл сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәсиниң характери һәққидә тохталди. Ху пиң әпәнди бу вәқәдә уйғурларниң хитайниң дөләт аппаратлиридин бири болған сақчиханини һуҗум нишани қилғанлиқини тәкитләп, буниң тиғ учи хитай һөкүмитигә қаритилған бир қетимлиқ қаршилиқ һәрикити икәнликини билдүрди.

Ху пиң әпәнди мундақ деди:
‏-Хитай даирилири өз мәтбуатлирида бу вәқәни алдин пиланланған террорлуқ вәқәси дәп әйиблиди. Әмма хитай һөкүмити мәтбуатлирида вәқәниң авам пуқраға қаритилған террорлуқ вәқәси икәнликини испатлайдиған һечқандақ пакит көрситәлмиди. Чүнки бу вәқәдә уйғурлар авам пуқраларға әмәс, бәлки хитайниң дөләт аппарати болған сақчиханиға һуҗум қилған. Райондин игилигән инкасларму бу вәқәниң, хотән йәрлик һөкүмәт даирилириниң районда йүргүзгән түрлүк бастуруш сиясәтлиригә нисбәтән хәлқ арисидики наразилиқниң күчәйгәнлики нәтиҗисидә, хитай һөкүмитиниң бастуруш сияситидин нарази болған уйғурларниң хитай һөкүмитиниң бастуруш сияситигә қарши елип барған бир қетимлиқ қаршилиқ һәрикити икәнликини испатлимақта.

18-Июл хотән вәқәси хитайниң уйғурларға қарита дөләт террорлуқи йүргүзгәнликини испатлиди

 Ху пиң әпәнди 18-июл хотән вәқәсидә хитай қораллиқ сақчилириниң 14 уйғурни етип ташлишини хитайниң дөләт террорлуқиниң испати дәп көрсәтти.

 Ху пиң әпәнди мундақ деди:
‏-Хитай даирилири бу вәқәдә сақчиханиға һуҗум қилған уйғурларни “ пичақ, қиңғирақлар билән сақчиларға һуҗум қилип, 6 адәмни гөрүгә елип террорлуқ вәқәси туғдурди” дәп әйиблиди. Әмма вәқә башлинип, 90 минут ичидила толуқ қоралланған сақчилар, қоллирида қиңғирақ һәм пичақтин башқа қаршилиқ көрситиш қорали болмиған уйғурлардин 14 кишини аптомат билән қирип ташлап, қалған4 кишини қолға алғанлиқини хәвәр қилди. Һош каллиси җайида болған һәр қандақ бир киши хитайниң һөкүмәт мәтбуати елан қилған бу хәвәрни оқуғинида, буниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң дөләт террорлуқиниң әң рошән ипадиси икәнликини һес қилалайду.

Хәлқара тәшкилатлар һәм ғәрб дөләтлири хитай һөкүмитигә бесим қилиши керәк

 Ху пиң әпәнди, 18-июл хотән сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәсиниң йүз беришидики һәқиқий сәвәбни хитай һөкүмәт даирилиниң хәлқара җәмийәттин йошуруватқанлиқини әскәртип, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәм ғәрб дөләтлириниң хитай һөкүмитини хотән вәқәсиниң һәқиқий маһийитини дуняға ашкарилашқа бесим ишлитиши керәкликини тәкитлиди:
‏-Нөвәттә хитай һөкүмити 18-июл хотән вәқәсиниң йүз бериш сәвәби һәққидә һечқандақ ениқлима бәрмиди. Хитай һөкүмәт даирилири йәнә вәқәдә қораллиқ сақчилар тәрипидин етип ташланған уйғурларниң кимликини ашкарилашниму рәт қилип кәлмәктә. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәм ғәрб дөләтлири чоқум хитай һөкүмитигә давамлиқ бесим ишлитип, бу вәқәниң йүз бериш сәвәбини дуняға ашкарилашни тәләп қилиши керәк.

Қәйәрдә зулум болса, шу йәрдә қаршилиқ болиду

 Ху пиң әпәнди сөзиниң ахирида йәнә мундақ деди:
-Бизни шу нәрсә ойландуруши керәкки, сақчиханиға һуҗум қилған уйғурлар бу қетимқи һуҗумда өзлириниң һаятини қурбан қилидиғанлиқини билип туруқлуқ, йәнә немә үчүн пичақ, қиңғирақ қатарлиқ әң иптидаий қораллар арқилиқ, хитай һөкүмитиниң дөләт аппаратини қоғдаш орунлиридин бири болған сақчиханиға һуҗум қилиду? хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири мана бу нуқтидин, хитай һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ милләтләргә қаратқан сияситидә, хитай миллитигә қаратқан демократийини боғуш сияситидин башқа йәнә техиму еғир болған мустәмликә сиясити йүргүзүватқанлиқини билиши керәк.

Әнә шундақ болғини үчүн, бу коммунист һөкүмәт әгәр вәқәниң йүз бериш сәвәби ашкарилинип кәтсә, хитай һөкүмитиниң бу җайда йүргүзүватқан мустәмликилик бастуруш сиясити һәм хәлқниң наразилиқиниң дуняға ашкарилинип кетишидин әнсиримәктә.

18-Июл хотән вәқәси хитай һөкүмити өз тәшвиқатлирида баян қиливатқан “ шинҗаңда хәлқ һөкүмәттин рази, һәр милләт иттипақ, вәзийәт муқим” дегәнлириниң ялғанлиқини йәнә бир қетим испатлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.