12-Декабир уйғур оқуғучилар һәрикити уйғурларниң “үч хил күч” әмәсликиниң дәлилидур
2022.12.14
Өткән әсирниң 80-йиллири хитай үчүнла әмәс, бәлки уйғурлар үчүнму алаһидә бир дәвр һесаблиниду. Бу дәвр аталмиш “мәдәнийәт инқилаби” намидики он йиллиқ қабаһәтлик йиллар ахирлишип, кишиләр роһи вә җисманий җәһәттики бесим вә һарғинлиқтин кичиккинә демини елишқа еришкән, йеңичә идийә вә қарашларниң тәсирини қобул қилишқа башлиған дәвр иди. Бу дәвр йәнә, пүткүл йәршари характерлик демократийәлишиш долқуни юқири пәллигә көтүрүлгән алаһидә бир дәвр болғаниди. Кишиләр бу мәзгилдә хитайдиму ислаһатларниң болушини, америка вә ғәрб әллиридәк инсаний қиммәт қарашларни қобул қилидиған йеңи бир өзгиришләрниң йетип келишини үмид қилишқаниди. Хитай мустәмликиси астидики уйғурлар үчүн болса техиму шундақ иди. Әмма хитайда бундақ өзгиришләрниң болушидин, болупму бу өзгиришләрниң уйғурларниң әһвалини өзгәртишидин үмид көп әмәстәк қилатти. Чүнки хитай компартийәси у заманларда күчәп тәшвиқ қилған аталмиш ислаһат шоаридин кейинла, уйғурларға йилларчә зиянкәшлик қилип кәлгән вә 1975-йили туюқсиз әмәлдин қалдурулған биңтуән, йәнә шундақ туюқсиз әслигә кәлтүрүлди. Биңтуәнниң әслигә кәлтүрүлүши, хитай тәшвиқ қиливатқан ислаһатниң сиясий ислаһат болмайдиғанлиқиниң, болупму уйғурларниң биңтуәнниң назарити астида давамлиқ контрол қилинидиғанлиқиниң шәписи иди.
Мана мушундақ өзгиришләргә толған 1985-йилиниң 12-декабир күни, уйғур елида “демократийә, әркинлик вә баравәрлик” шоарлири уйғур оқуғучилири тәрипидин пүткүл хитайға яңриди. Уйғур алий мәктәп оқуғучилири бу күни үрүмчи кочилириға төкүлүп, хитайниң уйғур елида күнсери еғирлап бериватқан тәңсизликлиригә қарши намайиш елип барғаниди. Бу намайиш уйғурларни асас қилған оқуғучиларниң тунҗи қетимлиқ тинч усулда һөкүмәткә өз тәләплири оттуриға қойған намайиши иди. Мәзкур намайиш уйғур елиниң қәшқәр, хотән, ақсу вә бортала қатарлиқ нурғун җайлириға тәсир көрсәткән болуп, хитайни хелила чөчүткәниди. Оқуғучиларниң намайишта һөкүмәткә қойған тәләплири болса:
Шинҗаң уйғур аптоном районида һәқиқий демократик сайлам елип бериш;
Район ичидики ядро қорал синақлирини тохтитиш;
Уйғур аптоном райони хитайниң еғир җинайәтчиләрни қамайдиған җаза лагериға айландуруш вә пилансиз көчмән йөткәшни ахирлаштуруш;
Уйғур аптоном районида һәқиқий мәнидики аптономийә қанунини әмәлийләштүрүш;
Мусулманларға қаритилған пиланлиқ туғут сияситини әмәлдин қалдуруш;
Азсанлиқ милләтләр маарипини һәқиқий йосунда тәрәққий қилдуруш.
Әйни вақитта оқуғучилар оттуриға қойған юқириқи алтә түрлүк тәләпниң һәммиси, уларниң җәмийәттә кәң көләмлик тәкшүрүш елип бериш, муназирә қилишидин кейин оттуриға қоюлған болуп, һәрбир тәләп реаллиққа уйғун болған тәләпләр иди.
Тунҗи тәләп уйғур елида демократик сайлам елип бериш тәлипи болуп, бундақ бир тәләпниң оттуриға қоюлушиму, йәрлик хәлқләрниң сайлам һоқуқиға һөрмәт қилинмиғанлиқтин вә район рәһбәрликиниң һәқиқий хәлқ сайлимисиз рәһбәрликкә вәзиписигә олтуруш әһвалини өзгәртишни мәқсәт қилғаниди. Униңдин сирт, хитай 1964-йилидин 1985-йилиғичә хәлқара җамаәтниң әйибләшлиригә қаримастин, уйғур елида көп қетим ядро синиқи елип барғаниди. Әйни чағда оқуғучиларниң бундақ ядро синақлирини тохтитишни тәләп қилишиму, тәклимакан бойлиридики аһалиләрниң саламәтликидә мәсилә көрүлгәнлики сәвәбидин иди. Көчмән мәсилисиму йәрлик хәлқләрниң мәвҗутлуқиға әң чоң тәсир йәткүзүватқан амилларниң бири иди. Уйғур елидики көп санлиқ хитай нопуси асасән хитай хәлқ җумһурийити қурулуп, уйғур ели хитай мустәмликисигә өткәндин кейин көпийишкә башлиған. 1949-Йилидин кейин хитай һөкүмити пиланлиқ, тәшкиллик вә мәқсәтлик һалда хитай өлкилиридин хитай аққунлирини зор көләмдә уйғур елигә йөткәшкә башлиған. 1964-Йилидики иккинчи қетимлиқ нопус тәкшүрүштә хитайларниң уйғур дияридики нопуси 2 милйон 321 миң 200 гә йетип, 1953-йилидики хитай нопусиниң 25һәссисичилик көпәйгән. 1978-Йил хитайларниң уйғур елидики нопуси әң юқири сүрәттә ашқан дәвр болуп, пүткүл уйғур елидики нопусниң %41.60 Ни игилигән. 4-Қетимлиқ нопус тәкшүрүш нәтиҗисидә уйғур елидики хитай нопуси 5 милйон 695 миң 400 гә йәткән. Әмма уйғурларниң нопуси болса 1949-йилидики хитай статистикиси бойичә омумий нопусниң 75.5 Пирсәнтини игиләйдиған нисбәттин, 1964-йили 54.9 Пирсәнткә, 1982-йили болса 45.54 Пирсәнткә чүшүп қалған.
Уйғур нопусиниң шиддәт билән азийиши вә хитай нопусиниң адәмни чөчүткүдәк сүрәттә көпийиши хитай һөкүмитиниң уйғур елигә зор нисбәттә хитай көчмәнлири йөткәп келиши, уйғурлар қиливатқан зиянкәшликләр вә уйғур нопус қурулмисини өзгәртишни мәқсәт қилип елип барған пиланлиқ туғут, ассимилятсийә сиясәтлири қатарлиқлар муһим рол ойниғаниди. 12-Декабир уйғур оқуғучилириниң намайишидики тәләптә дәл көчмәнләрни йөткәшни тохтитиш вә пиланлиқ туғутни әмәлдин қалдурушни тәләп қилиш бу вәҗидин оттуриға қоюлғаниди.
Хитай һөкүмити гәрчә шинҗаң уйғур аптоном райони дегән намда уйғурларға аптономийә беришкә қошулғандәк қилсиму, әмәлийәттә уйғур елида биңтуәндин ибарәт бир қанунсиз қораллиқ әскирий күчниң мәвҗут болуши, аптономийәниң әсла әмәлийләшмәйдиғанлиқиниң испати иди. Йиллардин буян хитай коммунист һөкүмити уйғурларниң йәрлик хәлқ салаһийитидә өз тупрақлириға өз игидарчилиқ қилиш, башқуруш һәққи барлиқини яхши билсиму, әмма уйғурларниң бу һәқлирини изчил дәпсәндә қилип кәлгәниди. Әксичә болса, асия, африқа вә латин америкасидики йәрлик хәлқләрниң мустәқиллиқ һәрикәтлиригә 50-йиллардин башлап таки 80 йилларғичә изчил қоллаш вә ярдәмләрдә болуп келивататти. Йәрлик хәлқләрниң хәлқара қанунлардики һәқлирини һәммидин яхши билидиған хитай һөкүмитиниң уйғурларниң һәқлиқ болған аптономийә һоқуқини әмәлийләштүрүшини тәләп қилишниң уйғур оқуғучиларниң намайиш тәләплиридин орун елишиму бу нуқтидин иди.
Әмма мәзкур һәрикәт хитайниң бастуруши вә нурғун оқуғучиларниң тутқун қилиниш, түрмигә қамилиш қатарлиқ сиясий зиянкәшликләр билән нәтиҗиләнди. Хитай бу мәсилини “миллий бөлгүнчиләрниң уйғур алий мәктәп оқуғучилирини қутрутиши билән келип чиққан қанунсиз йиғилип, вәқә туғдуруш” дәп атиди.
Нормал болған бир җәмийәттә, һәқсизликкә қарита тинч шәкилдә мәсилини оттуриға қоюш вә диалог арқилиқ мәсилиниң һәл қилиш йолини издәш, әслидә һәммә қобул қилидиған нормал җәмийәт тәртипи болуши керәк иди. Әмма хитайда бир милләтниң өз мәвҗутлуқини қанун арқилиқ тинч йол билән қоғдаш истики “миллий бөлгүнчилик” дегән чоң қалпақ астида рәһимсизләрчә бастурулди. Гәрчә бу һәрикәтниң тәпсилатиға нисбәтән хитай мәнбәлиридә тәпсилий мәлуматлар асасән йоқитилған болсиму, лекин мәзкур һәрикәтниң уйғур җәмийитигә шундақла хитай ичидики хитай болмиған хәлқләргә көрсәткән тәсирини сәл чағлиғили болмайтти. Чүнки миллий территорийәлик аптономийә қанунини иҗра қилмаслиқ, йәрлик хәлқләрниң нопусини пиланлиқ туғут сиясити билән тизгинләш, қанунсиз әскирий күч арқилиқ назарәт астиға елиш. . . . . . . . Вә бу һадисиләргә билдүрүлгән наразилиқларни җинайәт дәп аташлар хитай хәлқ җумһурийитидә аз санлиқ аталған хәлқләрниң кәлгүсини көрситип бәргәниди.
Дәрвәқә, 80-йиллардин таки бүгүнгичә қарайдиған болсақму, хитай ичидики хитай болмиған милләтләрниң бир биридин көп пәрқләнмәйдиған түрлүк шәкилдики зиянкәшликләргә учрап кәлгәнликини көрүвелишимиз тәс әмәс. Гәрчә 12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити, униңдин кейин йәни 1989-йили 4-июн хитайниң пайтәхтидики тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән 4-июн оқуғучилар һәрикитидәк дуняви тәсир көрситиш имканиға еришәлмигән болсиму, әмма 1985-йилидики 12-декабир уйғур оқуғучилар һәрикити уйғурларниң инсаний һәқ-һоқуқлар үчүн хитайда әң бурун күрәшкә атланған хәлқ икәнликиниң күчлүк испати дәп қарашқа һәқлиқмиз. Чүнки бу һәрикәт, хитай һөкүмитиниң уйғурларға 30-40йилдин буян артип кәлгән вә бүгүнки ирқий қирғинчилиқиға сәвәб қилип көрсәткән “үч хил күч” төһмитини чөрүп ташлаштики әң күчлүк испаттур. Йәни, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири хитай ейтқандәк “террорлуқ, бөлгүнчилик вә әсәбийлик” сәвәбидин әмәс, бәлки чәктин ашқан зулум вә инсаний қәдир қиммәтлири еғир дәпсәндә қилинғанда мәйданға кәлгән һәқлиқ қаршилиқтур. 12-Декабир уйғур оқуғучилар һәрикити уйғурларниң һөрлүк күрәшлириниң мәңгү өчмәс вә әң ярқин мәшәллириниң биридур.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.