2013 - Йили уйғур районидики қанлиқ тоқунушларниң көпийиши диққәт қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2013.12.19
uyghur-xitay-toqunush-enxuy-3.jpg Әнхуй өлкиси хуәйбей шәһири топ тарқитиш базирида йүз бәргән уйғур тиҗарәтчилири билән хитай аманлиқ қоғдаш хадимлири оттурисида тоқунуштин көрүнүш. 2013-Йили 9-ноябир.
Boxun


2013 - Йили уйғур елида қаршилиқ һәрикәтлири вә қанлиқ тоқунушлар алдинқи йилларға қариғанда көпәйди. Бу хил қаршилиқларниң нуқтилиқ һалда сақчиханилар вә хитай сақчи - кадирлирини һуҗум нишани қилиши шундақла тоқунуш давамида хитай қораллиқ сақчилириниң қаршилиқ көрсәткән уйғурларни нәқ мәйдандила оққа тутуп етиветиши хитай вәзийитини көзәткүчиләр вә хәлқара мәтбуатларниң диққитини қозғиди.

15 - Декабир күни қәшқәрдә йүз бәргән қанлиқ тоқунуш вә хитай алаһидә сақчилириниң 14 нәпәр уйғурни нәқ мәйданда етивәткәнлики һәққидики хәвәр хәлқара мәтбуатларда 2013 - йилниң йил ахирида йүз бәргән йәнә бир қанлиқ вәқә дәп тәрипләнди.

Хитай даирилири бир нәччә күндин буянқи хәвәрлиридә, маралбеши вәқәсидә сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгән уйғурларни “террорчи” дәп тәшвиқ қилип, маралбешидики вәқәни террорлуқ вәқәси дәп бекитиш билән биллә, 2013 - йили киргәндин буян уйғур аптоном районида бу хил тоқунушларниң көпәйгәнликини, бундин кейин районниң муқим вәзийитини сақлаш үчүн техиму қаттиқ бастуруш тәдбири қоллинидиғанлиқини билдүрди.

Әмма радиомиз уйғур бөлүми игилигән учурлардин вәқәдә хитай даирилири “террорчи”дәп етип өлтүргән 14 уйғурниң 6 нәпәр аялни өз ичигә алған бир җәмәт кишилири икәнлики вә бу қетимқи қанлиқ өлтүрүш вәқәсидин кейин бу аилидин 21 нарсидә балиниң йетим қалғанлиқи ашкариланди.

2013 - Йили уйғур елида йүз бәргән қанлиқ тоқунушлар илгирики йиллардикидин көпәйгән. Буларниң ичидә хәлқараға ашкариланған чоң тоқунушлардин,7 - март корла сайбағ тоқунуши; 23 - апрел 1 - қетимлиқ маралбеши сериқбуя вәқәси; 26 - июн пичан лүкчүн вәқәси; 28 - июн хотән ханериқ вәқәси; 28 - июн үчтурпан сақал қойдуң дегән баһанидә етиветилгән уйғур вәқәси; 20 - авғуст қағилиқ йилқичи вәқәси; 23 - авғуст поскам күйбағ йезиси вәқәси; 28 - өктәбир тйәнәнмин аптомобил соқуш вәқәси; 16 - ноябир 2 - қетимлиқ маралбеши сериқбуя вәқәси вә 15 - декабир қәшқәр тоққузақ вәқәлири һәққидә әркин асия радиоси қатарлиқ хәлқара мәтбуатларда бирқәдәр толуқ мәлуматлар берилгән болуп, бу тоқунушларда нәқ мәйданда өлгәнләр150 кә йәткән. Тирик тутуш имканийити бар туруқлуқ сақчилар тәрипидин етиветилгәнләр 70 тин ашқан.

Төвәндә, бу бир йил ичидә мәтбуатларда елан қилинған бир қисим вәқәләрни әсләп өтимиз:

1. 7 - Март корла сайбағ йоли оюнчуқхана тоқунуши:

7 - Март пәйшәнбә күни корла шәһири сайбағ йолидики бир оюнханида уйғурлар билән - хитайлар тоқунушуп қелип, аз дегәндә 4 адәм өлгән вә бир нәччә адәм яриланған. Хитай һөкүмәт ахбаратлири хәвиридә вәқәдә 4 адәм өлгәнликини тән алған болсиму, өлгүчиләрниң кимликини ашкарилимиған. Әйни чағда радиомизға учур бәргүчиләр вәқәдә өлгүчиләрниң сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгән болуши мумкинликини билдүргән.

2. 23 - Апрел қәшқәр маралбеши сериқбуя тоқунуши:

Бу 23 - апрел қәшқәр маралбеши сериқбуя базиридики 21 адәм өлгән қанлиқ тоқунуш болуп, шу қетимлиқ һуҗумда хитай сақчилири вә кадирлардин 15 киши, қаршилиқ көрсәткүчи уйғурлардин 6 киши өлгән. Әйни чағда хитай һөкүмитиниң 23 - апрел маралбеши сериқбуя вәқәси һәққидә охшимайдиған баянатларни бериши, вәқәниң маһийити һәққидики гуманларни техиму күчәйтивәткән. Дуня уйғур қурултийи вәқә бәргән баянатида хитайни вәқәниң тәпсилатини хәлқараға билдүрүшкә, хәлқара җамаәтни маралбеши вәқәсидә қолға елинғанларниң кейинки әһвалини сүрүштә қилишқа чақирған иди. Мәркизи брюсселдики вакаләтсиз милләтләр тәшкилати мәхсус баянат елан қилип, “23 - апрел сериқбуя вәқәси” ниң мустәқил органлар тәрипидин тәкшүрүлүши керәкликини тәләп қилған иди. Улар баянатида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң вәқәни тәкшүридиған мәхсус гуруппа қуруши керәкликини ейтқан вә явропа парламентини бу һәқтә б д т ға чақириқ қилишқа үндигән.

3. 26 - Июн пичан лүкчүн сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәси:

Хитай һөкүмәт мәтбуатлири лүкчүн тоқунушида 40 тин артуқ адәм өлгәнликини билдүрди. Әркин асия радиоси игилигән учурда тоқунушта 46 адәмниң өлгәнлики ениқланди. Пичан лүкчүн вәқәсидә хитай сақчилири тәрипидин етиветилгән һуҗумчиларниң 11 киши икәнлики хәвәр қилинған.

4. 28 - Июн хотән ханериқ вәқәси:

28 - Июн җүмә күни хотән хан ериқ базирида хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрүп намайиш қилған уйғурлар хитай сақчилири тәрипидин оққа тутулған. Вәқә һәққидә хитай даирилири вәқәниң йүз бәргәнликини хәвәр қилған болсиму, әмма вәқәниң йүз бериш сәвәби вә тәпсилати һәққидә ениқ учур бәрмиди. Әркин асия радиоси тәрипидин ениқланған учурлардин вәқәдә 15 тәк киши өлгән, 50 тәк киши яриланған болуши мумкинлики ашкариланди.

Мәлум болушичә, шу күни ханериқ базиридики 400 гә йеқин йәрлик амма, хитай даирилириниң ханериқтики бир мәсчитниң яш имамини қолға елишқа, мәсчиттә намаз оқушқа чәклимә қоюшқа наразилиқ билдүрүп, пиядә вә мотсиклитлар билән хотән шәһиригә намайиш қилип маңған. Лекин, хитай аманлиқ күчлири намайишчиларни йолда тосувелип оққа тутқан. Ханериқ 13 - кәнтиниң партийә секретари абдулла мәтқурбан, әркин асия радиоси уйғур бөлүмигә вәқәдә 10 дин 15 кечә адәм өлгәнликини, 50 тин артуқ кишиниң яриланғанлиқини билдүргән.

5. 20 - Авғуст қағилиқ йилқичи вәқәси:

20 - Авғуст қағилиқниң йилқичи кәнтидә йүз бәргән қирғинчилиқта 22 адәм өлгән, 4 адәм тутулған.

Игилишимизчә, хитай қораллиқ күчлири 20 - авғуст йилқичи кәнтидики бир деһқанниң өйигә һуҗум қилип, мәзкур өйгә йиғилған 28 уйғурни оққа тутқан, әмма хитай һөкүмәт хәвәрлиридә вәқә һәққидә тәпсилий мәлумат берилмиди. Әйни чағда радиомиз игилигән учурлардин, вәқәдә 22 уйғур өлгәнлики, 4 кишиниң тутқун қилинғанлиқи мәлум болған.

6. 23 - Авғуст поскам күйбағ йезиси қанлиқ қирғинчилиқи:

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, 23 - авғуст поскамниң күйбағ йезисида йүз бәргән қанлиқ вәқәдә хитай сақчилири 12 уйғурни етип ташлиған, 20 нәччә уйғурни яриландурған. Йәрлик һөкүмәт хадимлири вә диний затларниң билдүрүшичә, әйни чағда нәқ мәйданда 30 әтрапида уйғур бар икән. Хитай даирилири мәзкур уйғурларниң аталмиш “террорчилар” икәнликини, буларниң бомба ясаш қатарлиқ һәр хил мәшғулатлар билән шуғулланғанлиқини билдүргән.

7. 28 - Өктәбир тйәнәнменгә аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси:

Хитай мәтбуатлири вәқәдә 5 киши өлүп 38 киши яриланғанлиқини хәвәр қилди. Хәвәрләрдә баян қилинишичә, күндүз саәт 12 дин 20 өткәндә бир аптомобил, тйәнәнмен равиқи алдики ришаткиға қаттиқ соқулған вә ришаткини бөсүп өтүп, пиядиләр йолидики кишиләргә урулған. Хитай даирилири вәқә пәйда қилғучиларниң бир аилә кишилири икәнликини, вәқәниң террорлуқ һуҗум қилиш вәқәси икәнликини билдүргән. Әмма чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә илһам тохти қатарлиқ уйғур зиялийлири бу бир аилә кишилириниң өзлирини өлтүрүш характерлик бундақ һуҗум қилишқа мәҗбур болушидики сәвәбтин хитай һөкүмитиниң өзини қачурғанлиқини билдүрүп, уйғурларға қаритилған һәр хил бесим вә бастурушларниң уйғурларни чидиғусиз һаләткә кәлтүрүп, түрлүк қаршилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болғанлиқини тәкитлигән.

8. 16 - Ноябир маралбеши сериқбуя йезисидики 2 - қетимлиқ қанлиқ тоқунуш:

Радиомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, 16 - ноябир күни 9 нәпәр пидаий маралбеши наһийиси сериқбуя сақчиханисиға көкбайрақ көтүрүп бесип киргән. Сериқбуя сақчиханисиға һуҗум қилиш вәқәсидә 9 нәпәр пидаий сақчиханиға шәрқий түркистанниң ай - юлтузлуқ көкбайриқини көтүрүп бесип киргән. Һуҗумчилар сақчихана қорусидики ярдәмчи сақчилардин 3 нәпирини пичақ вә палтилар билән өлтүргән бир нәпирини яриландурған. Хитай пидаилардин 9 кишиниң һәммиси хитай сақчилири тәрипидин етиветилгән.

9. 15 - Декабир қәшқәр конишәһәр наһийиси(тоққузақ )да йүз бәргән 16 адәм өлгән қанлиқ тоқунуш.

Бу тоқунушта хитай алаһидә сақчилири тәрипидин етиветилгән уйғурлар 14 нәпәр, уйғурлар тәрипидин өлтүрүлгән хитай сақчилири 2 болуп җәми 16 киши өлгән.

Юқириқилардин башқа йәнә, ақсу үчтурпанда йүз бәргән сақилини чүшүрүшкә мәҗбурлиған уйғур билән хитай сақчиси оттурисида йүз бәргән қанлиқ тоқунуш, үрүмчи ақ қовуқ базирида йүз бәргән сақчиларниң уйғур баққални етиветиш вәқәси қатарлиқ вәқәләрдиму пичақ билән қаршилиқ көрсәткән уйғур тирик тутуш имканийити бар туруқлуқ хитай сақчилири тәрипидин етиветилгән.

Юқирида тилға елинған вәқәләрдә өлгүчиләр 150 кә йетидиған болуп, буларниң ичидә сақчилар тәрипидин нәқ мәйданда етиветилгән уйғурлар сани 70 тин ашқан.

Хитай даирилири 15 - декабир маралбеши қанлиқ тоқунуши вә униңдин илгирики қанлиқ вәқәләр һәққидә хәлқараға бәргән баянатлирида, бу вәқәләрни “терорлуқ һуҗум қилиш вәқәлири” дәп елан қилди. Әмма, өз хәвәрлиридә таки бүгүнгичә бу вәқәләрниң тәпсилати вә немә сәвәбтин йүз бәргәнлики һәққидә мәлумат бәрмиди. Әмма хәлқара мәтбуатларниң вәқә һәққидики хәвәрлиридә толуқ қоралланған хитай қораллиқ сақчилириниң күч җәһәттин көп аҗиз, пичақ қатарлиқ иптидаий қораллар билән қаршилиқ көрсәткән уйғурларни етиветиши хитайниң уйғурларға қарита дөләт террори йүргүзүватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.