Уйғур паалийәтчиләр 2016-йили уйғурлар һаятида йүз бәргән вәқәләр һәққидә тохталди

Мухбиримиз меһрибан
2016.12.29
rabiye-kechurum-teshkilati-1.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим вә муавини өмәр қанат әпәнди хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң башлиқлири вә қоллиғучи капиталистлар билән йиғинда. 2016-Йили 27-өктәбир.
Photo: RFA

2016-Йилниң ахирқи айлирида һәрқайси дөләт һөкүмәтлири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә таратқулар 2016-йилда йүз бәргән зор вәқәләр һәққидә хуласә-баянатларни елан қилмақта. Чәтәлләрдә муһаҗирәттә яшаватқан уйғур паалийәтчилириму зияритимизни қобул қилип, 2016-йили хәлқара таратқуларда сөз темиси болған уйғурларға даир вәқәләрни тилға елип, 2016-йилниң уйғурлар һаятида унтулмас хатириләрни қалдуруп кәткәнликини билдүрди.

29-Декабир күни чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди вә дуня уйғур қурултийиниң тәшвиқат ишлириға мәсул муавин рәиси пәрһат муһәммәт әпәндиләр радийомизниң зияритини қобул қилип, 2016-йили хәлқара таратқуларда сөз темиси болған уйғурлар һәққидики вәқәләр һәққидә тохталди.

Қурултай баянатчиси дилшат ришит әпәнди баянида, 2016-йили 1-январдин башлап хитай һөкүмитиниң “ террорлуққа зәрбә бериш қануни” ни ела қилип, уйғурларға қаратқан бастуруши вә тутқун қилиш сиясити күчәйгән болсиму, әмма уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниңму йүз берип турғанлиқи, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатларниң паалийәтлири күчәйгәнлики, хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири, һәтта ғәрб демократик дөләт, һөкүмәтлири, б д т, явропа бирлики қатарлиқларниң уйғурлар һәққидә муһим қарар вә баянатларни елан қилинғанлиқи, америка һөкүмитиниң 2016-йили 30-март күни дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйсаға троман реган әркинлик мукапати бәргәнлики, 2016-йили 11-айда хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиға мартен әнналист кишилик һоқуқ мукапати берилгәнлики қатарлиқларни тилға елип, 2016-йили хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан бастурушни күчәйткән болсиму, әмма уйғур дәвасиниң хәлқарада қоллашқа еришкәнликини билдүрди.

Дилшат ришит әпәнди вә пәрһат муһәммәт әпәндиләрниң баянлирида 2016-йили хәлқара таратқуларда инкас қозғиған вәқәләрдин төвәндикиләрниң хәлқара таратқуларниң муһим сөз темиси болғанлиқи мәлум болди.

1. 2016-Йили хитай һөкүмити “ террорлуққа зәрбә бериш қануни” вә йип учи билән тәминлигәнләргә берилидиған мукапат соммисини елан қилди.

2016-Йили 1-январдин башлап, хитай һөкүмитиниң 2015-йили 29-декабир мақуллиған “ террорлуққа қарши туруш қануни” иҗра қилинишқа башлиди. Мәзкур қанун хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин уйғурларға зәрбә беришни нишанлиқ мәқсәт қилған қанун дәп тәнқидләнди. Даириләр 2016-йили 11‏-апрел күни йәнә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт намида “зораван террорлуқ җинайәтлирини ашкарилиған кишиләрни мукапатлаш чарә тәдбири” елан қилинип, “террорлуқ” һәрикити һәққидә йип учи билән тәминлигән кишиләргә, тәминлигән учурниң қиммитигә қарап, хитай пули һесабиға 200 миң сомдин 5 милйон сомға қәдәр мукапат берилидиғанлиқи билдүрүлди.

2. Хитайда уйғурларға қаритилған бастурушниң күчәйгәнлики вә уйғурларниң қаршилиқиниң омумий кәйпиятқа айланғанлиқи хәлқара таратқуларниң сөз темиси болди

14, 15-апрел күнлири иҗтимаий таратқуларда хитайниң мәлум өлкисидә йүз бәргән 3 яшлиқ уйғур балисиниң хитай базар башқуруш хадимлириға һәйвә көрсәткәнлики һәққидики синалғу иҗтимаий таратқуларда зор ғулғула қозғиди. Арқидинла аммиви таратқуларда, хитай һөкүмәт даирилириниң, 3 яшлиқ уйғур гөдәкниң, хитай базар башқуруш хадимлириға таяқ көтүрүп, қаршилиқ қилған синалғу филиминиң тарқилишини чәклигәнлики вә бу филимниң чәклинишидики сәвәбләр һәққидики хәвәр вә анализлар кәң йәр алди. Хитай даирилири иҗтимаий таратқуларда мәзкур синалғу филимини чәклигән болсиму, әмма вәқәдин кейин әркин асия радийоси тәрипидин ишләнгән мәзкур синалғу һәққидики инглизчә филимни көрүш қетим сани икки ай ичидә 750 миңдин ешип әң көп көрүлгән хәвәрләр қатаридин орун алди.

2016-Йили 10-айниң ахири уйғур аптоном район даирилири паспортни тәкшүрүш намида бир түркүм уйғурларниң паспортини омумйүзлүк йиғивелиш һәрикити елип бериши хәлқара таратқуларниң диққитини қозғап, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ әйиблишигә учриди.

2016-Йили 9-айдин башлап җәнубий уйғур дияридики қәшқәр, хотән қатарлиқ җайларда уйғурларниң мәсчитлирини әлалаштуруш намида чеқиш һәрикити башланди, радийомиз дәсләп игилигән әһваллардин қәшқәр вә хотәндә чеқилған мәсчитләрниң нәччә йүзгә йәткәнлики мәлум болди. Бу вәқә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әйиблишигә учриди.

2016-Йили йил ахирида уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниң йәнә күчәйгәнлики ашкариланди

Хитай ахбаратиниң хәвәр қилишичә, 28-декабир чаршәнбә күни чүштин кейин шу җай вақти вақти саәт 2 дин 50 минут өткәндә хотәнниң қарақаш наһийәлик парткоми һуҗумға учриған. Хәвәрдә дейилишичә, 3 нәпәр һуҗумчи партком қорусиға аптомобил билән бесип киргән вә бомба партлатқан. Хәвәрдә дейилишичә, һуҗумда хитай тәрәптин икки киши өлгән, 2 киши яриланған; 3 нәпәр һуҗумчини қошқанда вәқәдә 5 киши нәқ мәйданда өлгән.

Мәлум болушичә, мәзкур вәқә 2016-йил 8-айниң ахири йеңи әмәлдар чен чүәнго тәхткә чиққандин кейин сиртқа ашкарилиған иккинчи чоң қанлиқ вәқә болуп, 2016-йили 9-айда гума наһийилик сақчи идарисиниң муавин башлиқи өй тәкшүрүш давамида гәмидики бир бомба партлап өлгән иди.

3. Долқун әйса, илһам тохти қатарлиқ хәлқарада уйғур паалийәтчилиригә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапатлири берилди

2016-Йили 30 -март күни д у қ иҗраийә мудири долқун әйсаға америка “коммунизм қурбанлири вәхписи” ниң “труман -реган әркинлик медали” берилди. 27-Апрел күни җәнвәдики мартен әннал фонди илһам тохтиниң 2016-йиллиқ мартен аннал кишилик һоқуқ мукапатиға намзат болуп көрситилгәнликини елан қилди, 10-айниң 11-күни илһам тохтиниң қизи җәвһәр шивитисарийәгә берип дадисиға вакалитән мәзкур мукапатни тапшурувалди.

Йиллардин буян хитай даирилири тәрипидин хәлқаралиқ тутуш буйруқи чиқирилған долқун әйса вә хитай түрмисидики илһам тохтиға хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапатлириниң берилиши уйғур паалийәтчилири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин долқун әйса, илһам тохтиға охшаш уйғур паалийәтчилири вә уйғурларниң һәққаний тәләплири вә күрәшлириниң хәлқарада етирапқа еришкәнлики дәп тәрипләнди. Әмма хитай һөкүмитини нарази қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.