“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң давамлиқ ечиливатқан ич йүзи

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.07.07
urumchi-weqesi-5-iyul-herbiy-1.jpg Уйғурларниң тинчлиқ намайишини бастуруш үчүн үрүмчигә киргән хитай қораллиқ әскәрлири. 2009-Йили 5-сентәбир, үрүмчи.
AP

2009-Йили 7-айниң 5-күни үрүмчидә йүз бәргән уйғур яшлириниң наразилиқ намайиши вә хитай даирилириниң намайишни қанлиқ бастуруши уйғур һазирқи заман тарихидики унтулмас зор бир вәқә.

Әйни вақитта радийомиз мухбирлириниң уйғур дияридин телефон арқилиқ игилигән әһвалларға қариғанда, үрүмчидә уйғурларниң наразилиқ намайиши 2009-йили 5-июл йәкшәнбә күни чүштин кейин саәт 5 ләрдә башланған. Шу күни миңға йеқин киши үрүмчи шәһириниң дөңкөврүк, җәнубий қовуқ, хәлқ мәйдани қатарлиқ җайларда топлинип намайиш қилған. Намайишчилар қошуни барғанчә зорийип, кәч саәт 9 ларда тәхминән бир қанчә миңға йәткән. Қараңғу чүшкәндә сақчиларниң намайишчиларға оқ чиқириши билән намайиш топи тәрәп-тәрәпкә тарқилип қалаймиқанлашқан. Намәлум кишиләр тәрипидин бәзи җайларда һуҗум қилиш вәқәлири йүз беришкә башлиған. Хитай һөкүмити қораллиқ сақчи қисимлирини ишқа селип, намайишчиларни коча-кочиларға қапсап бастурған. Шу күни қараңғу чүшиши һаман пүтүн шәһәрниң електир, тор һәмдә телефон ленийилири үзүветилгән. Хитай қораллиқ сақчилири кечичә кәң көләмлик тутқун вә тазилаш елип барған.

Иккинчи күни, йәни 2009-йили 6-июл күни “хитай хәвәрлири” тори қисқа хәвәр елан қилип, “-5июл вәқәси” ниң “миллий бөлгүнчи рабийә қадир башчилиқидики ‛дуня уйғур қурултийи‚ ниң қоманданлиқи билән пиланлиқ елип берилған бузуш-чеқиш, булаш вә көйдүрүштәк зораванлиқ вәқәси” икәнликини, йәрлик һөкүмәтниң вәқәни “җиддий бир тәрәп қилғанлиқи” ни билдүргән.

Игилинишичә, әмәлийәттә үрүмчидики наразилиқ намайишини елип барған уйғур яшлири хитайниң дөләт байриқини көтүрүп, тинч усулда интайин тәртиплик һалда намайиш башлиған. Улар бу арқилиқ өзлириниң һөкүмәткә қарши әмәсликини ипадиләп, пәқәт “шявгуән вәқәси” дә өлтүрүлгән уйғурларға адаләт тәләп қилған. Дәрвәқә, үрүмчидики бу наразилиқ намайишниң от пилтисиүрүмчидин бәш миң чақирим йирақтики шявгуәндә-6 айниң26-күни йүз бәргән хитайларниң уйғур ишчилириға һуҗум қилиш вәқәси иди.

“шявгуән вәқәси”

2009-Йили 6-айниң 26-күни қәшқәр тоққузақтин гуаңдуң шявгүәндики шүри оюнчуқ фабрикисиға ишчилиққа елип берилған миңға йеқин уйғур фабрикиға қәдәм бесип 2 ай өтмәстин, хитайларниң туюқсиз калтәк-тоқмақлиқ коллектип һуҗумиға учрайду. Хитай һөкүмәт таратқулири “бу вәқәдә икки уйғур өлгән вә 118 уйғур яриланған” дәп хәвәр бериду. Тәрәпсиз ахбаратларниң хәвәрлиридә дейилишичә, вәқәдә аз дегәндә 18 нәпәр уйғур өлгән, йүз нәччә уйғур яриланған.

Әйни чағда хитайларниң һуҗумидин қечип қутулған уйғур ишчиларниң радийомизға бәргән учурлиридин, өлтүрүлгән вә яриланған уйғурларниң униңдинму көплүкини, хитайларниң вәһшийләрчә һуҗум қилишниң йерим кечидин таң атқичә тосалғусиз вә дәхлисиз давам қилғанлирини, сақчи яки җиддий қутқузуштин һечким кәлмигәнликини баян қилишқан иди.

“шявгуән вәқәси” дә бир топ ғалҗирлашқан хитайлар тәрипидин ечинишлиқ һалда уруп өлтүрүлгән уйғурларниң видийолуқ көрүнүшлири, нәқ мәйданда уни тамаша қиливатқан хитайлар тәрипидин хитай тор бәтлиридә һәптиләп тарқитилип йүргән.

Әйни чағда хитай даирилири бу видийоларниң тарқилишини чәклимигән. Тор дунясидиму намайишниң һаман партлап чиқидиғанлиқ шәпилири бир қанчә һәптә давам қилған. Дәрвәқә, хитай һөкүмитиниң шявгуәндә йүз бәргән бу қанлиқ вәқәгә қарита һечқандақ инкас билдүрмәслики, ахири үрүмчидә уйғурларниң намайишиға сәвәб болған иди.

5-Июлдики мудһиш кечә-үрүмчи қирғинчилиқи

Уйғурлар вәзийитигә йеқиндин диққәт қилип кәлгән кишиләр нурғун гуманлиқ нуқтилардин хитай даирилириниң-5 июл үрүмчидә намайиш йүз бериши үчүн шәрт-шараит һазирлиғанлиқини вә бир сирлиқ сүйиқәст пиланлиғанлиқини пәрәз қилғили болидиғанлиқини оттуриға қоюп кәлди.

Һазир голландийәдә яшаватқан көзәткүчи асийә ханим, уйғурлар үчүн буниңдин 12 бурунқи 5-июл кечисиниң қабаһәтлик бир қанлиқ кәчә болғанлиқини тәкитләйду.

Асийәниң баян қилишчә, 2009-йили 5-июл күни у башқа бир дөләткә хизмәт билән камандропкиға берип қайтип кәлгән күнииниң әтиси икән. У шу күнидики намайишқа йәнән йолидики бир уйғур ашханисида тамақ йәветип шаһид болуп қалған икән. Униң дейишичә, хитай сақчи вә қураллиқ қисимилири тинч шәкилдә намайиш қиливатқан оқуғучиларға оқ чиқирип, нурғун адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған. У шу күни кечиси үрүмчиниң токи кесиветилип, оқ авазлириниң таң йоруғичә давам қилғанлиқини билдүрди.

Асийә ханим илгири хитай таратқулирида пәйда болуп кейин өчүриветилгән уйғур аптоном районлуқ парткомниң шу вақиттики секретари ваң лечүәнниң “5-июл вәқәси” дин кейин сөзлигән нутуқини һазирму ениқ әслийәләйдиғанлиқини ейтти. Ваң лечүән нутуқида “-5июл вәқәси” ни уйғурларниң мәқсәтлик чиқарғанлиқини қаттиқ әйиблигән. У хитай пуқралириға қаритип: “силәрниң кәйниңларда һөкүмәт бар, һәргиз қорқмаңлар” дегәндәк сөзләни қилип уларни уйғурлардин интиқам елишиқа күчкүрткән икән.

“-5июл вәқәси” һәққидә һазир явропадики мәлум дөләттә яшаватқан “изчи” тәхәллусидики бир уйғур шаһитму шу күнидики вәқә һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди. У шу күни үрүмчидә намайиш башлиништин илгирики хитай қораллиқ сақчилириниң у йәр бу йәрдә пәйда болуп, мәлум бир буйруқ күтүп турғандәк һалитини көргәнликини әсләп өтти.

Хитай-5 июлдики қирғинчилиқ җинайити ақлаш үчүн мәхсус ахбарат йиғини уюштурған

Хитайниң буниңдин 12-йил бурунқи 5-июл күнидә үрүмчидә намайишчиларни қанлиқ бастуруш һәрикити, дуняниң җамаити вә кишилик һоқуқ органлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп әйиблиниватқан бу күнләрдә, хитай һөкүмити өзини ақлаш паалийәтлирини күчәйтмәктә.

Хитай һөкүмити 2021-йили 5-июл күни, йәни “5-июл үрүмчи қирғинчилқи” ниң 12 йиллиқиға тоғрилап, бейҗиңда шинҗаңға мунасивәтлик мәсилиләр тоғрисидики 12-нөвәтлик ахбарат елан қилиш йиғинини ачқан. Бу йиғинда буниңдин 12 йил бурунқи 5-июл вәқәсини террорлуқ, зораванлиқ вәқәси” дәп атиған.

Хитайниң “йәр шари вақти гезити” бу һәқтә тарқатқан хәвиридә, 5-июл үрүмчи вәқәсидә аталмиш “зиянкәшликкә учриғучи” хитайларни сәһнигә чиқирип, шу күнидики “уйғурларниң зораванлиқ һәрикәтлири” үстидин шикайәт қилдурған.

Хитай даирилириниң бейҗиңда өткүзгән бу ахбарат елан қилиш йиғинида шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң баянатчиси шү гүйшяң мундақ дегән: “биз ғәрб таратқулириниң дуня уйғур қурултийи вә башқа шәрқий түркистан күчлири билән бирлишип ‛5-июл вәқәси‚ ни өзгәртишигә йол қоймаслиқимиз һәмдә уларниң бу вәқәни ‛тинч намайиш‚ вә ‛җуңго һөкүмитиниң бастуруши‚ дәп ениқлима беришигә йол қоймаслиқимиз керәк. ‛5-июл вәқәси‚ шинҗаң вәзийитидики ачқучлуқ түгүн болуп, униң характериниң қиммәт қариши шинҗаң вәзийитиниң баян қилинишиға зор тәсир көрситиду.”

Шү гүйшяң “5-июл вәқәси” дә җәмий 197 адәм қаза қилғанлиқи, 1700 дин артуқ адәм яриланғанлиқи, 331 дукан вә 1325 машина чеқилип көйдүрүлгәнликини тилға алған болсиму, әмма вәқәдә қанчә уйғурниң өлгәнликини вә тутқун қилинғанлиқини тилға алмиған.

“5-июл үрүмчи қирғинчлиқи” йүз бәргәндә италийәдә дөләт зияритини аяғлаштуруп, G8 башлиқлар йиғиниға қатнишватқан хитай дөләт рәиси ху җинтав дәрһал бейҗиңға қайтқан вә бу вәқәни дәрһал бастуруш тоғрулуқ йолйоруқ бәргән.

Уйғур көзәткүчи асийә ханим “-5июл үрүмчи қирғинчилиқи” һәққидә пикир баян қилип, бу вәқәдә коммунист хитай һөкүмитиниң баш тартип болмайдиған мәсулийити бар, хитай өзи шу қетимлиқ вәқәнәиң йүз беришигә сәвәбчи болған, уйғурлар билән хитайларни бир-биригә қарши урушқа салған, андин йәнә аталмиш “җинайәт” ниң һәммисини уйғурларға артип, уларни түркүмләп қирғин қилған, дегәнләрни илгири сүрди.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.