Абдуқадир япчанниң җинайити немә дегән темида обзор елан қилинди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2016.12.07
Abdukadir-yapchan-Erkin-alptekin-Ministir-Numan-kurtulmush.jpg (Солдин оңға) абдуқадир япчан әпәнди җамаәт әрбаби әркин алиптекин вә түркийә муавин баш министири нуман куртулмуш әпәндиләр билән уйғурлар тоғрисидики йиғинда. 2015-Йили июл, истанбул.
RFA/Arslan

Һәммимизгә мәлум болғинидәк уйғурлар арисида тонушлуқ җамаәт әрбаби абдуқадир япчан 3 айдин буян түркийә түрмисидә тутуп турулмақта.

Абдуқадир япчанни тутушқа сәвәб көрситилгән амиллар сот мәһкимиси тәрипидин җинайәт артишқа йетәрлик испат болалмайдиғанлиқини оттуриға қоюп абдуқадир япчанни қоюп беришкә һөкүм қилған болсиму, түркийә көчмәнләр идариси тәрипидин қириқларели районида бир йиғивелиш орнида тутуп тутулмақта.

Йеқинда түркийәниң чоң гезитлиридин бири болған йеңи чағ гезитидә, “абдуқадир япчанниң җинайити немә” дегән темида бир обзор елан қилинди.

Бу обзорни исмаил шаһин исимлик бир түрк язғучи язған болуп, обзорда түркийә һөкүмитиниң абдуқадир япчанни қоюп бериши тәләп қилинған.

Обзорда мундақ дейилгән: абдуқадир япчан шәрқий түркистанда хитай зулумиға қарши нәччә йилдин буян муҗадилә қилип кәлгән бир киши. Барин инқилабиға четилип хитай түрмисидә 3 йил ятқан. Кейин өз вәтинини тәрк етишкә мәҗбур болди вә түркийәдин сиясий панаһлиқ тәләп қилди. Униң түркийәдә панаһлиниши униң түрмигә йетиш әһвалини өзгәртәлмиди. Йәни хитайниң түрмисидә ятқанға охшаш түркийәдиму түрмигә қамалди. Абдуқадир япчанни хитай даирилири 1996-1997-йиллирида шәрқий түркистанда террорлуқ паалийити билән шуғулланған дәп дава қилип түркийәдин қайтуруп беришни тәләп қилған. Вәһаләнки абдуқадир япчан 1996-йили түрмидин чиқипла чәтәлгә чиқип кәткән вә шуниңдин кейин юртиға берип бақмиған.

Обзорда түркийә һөкүмитиниң абдуқадир япчанни 3 қетим тутқун қилғанлиқини тәнқидләп мундақ дейилгән: бизниң һөкүмәт хитайниң шикайәтлирини қобул қилип 2003-йили 6-айда тутқун қилди, кейин йәнә 2008-йили олимпик тәнһәрикәт паалийити башлиништин бурун қайтидин тутқун қилинди вә йозгатта мәҗбури тохтитилди. Әмма япчан тохтап қалмиди, хитай зулумини аңлитип телевизийә программилириға қатнашти. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға түркийәниң киридиғанлиқини пурсәт билгән хитай, абдуқадир япчанни қизил сизиқлиқ тутуш буйруқини йеңилиди. Илгирики зиярәтлиридә уйғурлар тоғрисида хитайниң қулиқини тартқан һөкүмәт ахирқи қетимқи хитайни зиярәт қилиштин икки күн илгири абдуқадир япчанни тутқун қилди.

Обзорда абдуқадир япчан 40 күн тутуп турулғандин кейин сот мәһкимиси тәрипидин қоюп берилгән болсиму түркийә көчмәнләр ишлири идариси тәрипидин қайтидин тутқун қилинғанлиқи тоғрисида мундақ дейилгән: абдуқадир япчан 29-сентәбир сот мәһкимиси тәрипидин қоюп берилди. Кейин 30-сентәбир қайтидин тутқун қилинип истанбулдики малтәпә түрмисигә қамалди. 40 Күн түрмидә ятқандин кейин қоюп берилгән күни йәнә түркийә көчмәнләр ишлири идариси тәрипидин қайтидин тутқун қилинип қириқларели районидики йиғивелиш орнида тутуп турулмақта.

Обзорда йәнә мундақ дейилгән: япчанниң һазир немә сәвәбтин тутуп турулуватқанлиқи ениқ әмәс. Сот мәһкимиси қоюп бериш қарари алғандин кейин қайта тутқун қилинғандин кейин түркийә асасий қанун сот мәһкимиси қарар чиқирип абдуқадир япчанни хитайға вә яки 3-бир дөләткә чиқиривәтмәслик тоғрисида қарар алған. явропа кишилик һоқуқ сот мәһкимиси тәрипидин абдуқадир япчанни чеградин чиқиривәтмәслик тоғрисида 11-айниң 30-күни алған бир қарар мәвҗут.

Абдуқадир япчан немә билән әйиблиниватиду? ундақта абдуқадир япчан қайси җинайәт билән, немә сәвәбтин түркийә сиртиға чиқирилмақчи болиду?

Обзорда йәнә түркийә һөкүмитигә соал сорап мундақ дейилгән: нөвәттә түркийә һөкүмитимиз хитай билән болған мунасивәтләрдики сәзгүрлүк вә вәтән сиртидики түркләргә тарихтин бери тутуп келиватқан мәйданиға қарита мән шуни сорап бақай, абдуқадир япчанға охшишидиған пикирдики түрк рәһбәрләр түркийәдә хели көп бар. Әгәр әсәд яки әл абади тәләп қилса уларниму түркийә сиртиға чиқирамсиләр? дөләт дегән һәр қандақ бир иш вә муамилигә қарита принсип вә өлчәмни асас қилиши керәк. Абдуқадир япчанға қандақ иш болса башқиларғиму шу бөлиши керәк әмәсму?

Йеқинда йәнә йеңи чағ гезитидә “әҗдадимиз өзлиридин панаһлиқ тәләп қилғанларни қачан қайтуруп бәрди?” дегән темида бир обзор елан қилинған иди. Бу обзорни түркийәлик язғучи батухан чолак язған болуп, обзорда абдуқадир япчанниң зулумға қарши туруштин башқа һеч қандақ бир җинайити йоқлуқини, зулумдин қечип туғулуп өскән ана юртини ташлап кетишкә мәҗбур болғанлиқини оттуриға қойған вә түркләрниң тарихта һеч қачан панаһлиқ тәләп қилип кәлгәнләрни қайтурмастин қойниға елип игә чиққанлиқини баян қилған.

Обзорда, 1949-йили кәшмиргә қечип панаһланған әйса йүсүп алиптекин қатарлиқ вәтәнпәрвәр кишиләргә түркийә игә чиқип түркийәгә кәлтүрүлгәнликини тилға елип мундақ язған: әйса йүсүп алиптекин қатарлиқ шәрқий түркистанниң пәхирлик вәтәнпәрвәр кишиләргә игә чиққан түркийә йеқинқи йиллардин буян тарихта һеч көрүлүп бақмиған, әҗдадлиримиз һеч бир заман қилип бақмиған бир әйибни қилишқа башлиди. Түркийәдин панаһлиқ тәләп қилғанларни дүшмәнгә беришкә тәйярлиниватиду, у киши болса шәрқий түркистан һәрикитиниң авангартлиридин бир болған абдуқадир япчандур.

Биз абдуқадир япчан тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн түркийә истратегийә чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.