Қәһриманлиққа пәрвишкар қәләм
2020.12.24
Абдурахман қаһар вапат болди. Қәһриманларни хатириләп мүкчәйгән бир егилмәс роһ мәрһумларниң йениға кәтти. Бешиға һәр қанчә күлпәт яғсиму батурларчә яшап келиватқан уйғур бир дастанчиси, бир тәсәлличиси вә бир тәшәббусчисидин айрилди. Зулумниң қәпәслиридә яшаватқан муңлуқ хәлқимизгә қәһриманлиқ қиссәлири арқилиқ тәсәлли бериватқан, қәһриманларчә яшиған әҗдадларни әслитип қәһриманлиқни тәшәббус қиливатқан бир қәләм йезиштин тохтиди. 13-Декабир күни мәрһум язғучиниң тени тупрақни қучақлиди. Униң қәбриси өзи сөйгән тупрақниң мәңгү тешиға айланди.
Абдурахман қаһар десә алди билән көз алдимға “или долқунлири” келиду. Бу романниң биринчи қисми 1982-йили, иккинчи қисми 1986-йили нәшр қилинған иди. Роман маңа бир намрат сәһра оғлиниң қандақ җапаларда яшап вә оқуп җәмийәтни, тәбиәтни вә мустәмиликичи түзүмни чүшәнгәнликини, шундақла шу қараңғу һаяттин қутулуш үчүн қандақ күрәш қилғанлиқини сөзләп бәргәниди. Роман нәшр қилиништин бурун мәрһум чоң қизиниң тойида қиз йигитни никаһтин кейин әхмәтҗан қасимилар ятқан қәбристанлиққа гүл қоюшқа әвәткән икән. Бу иш “или долқунлири” нәшр қилинғандин кейин ғулҗа яшлирида бара бара әвҗ алғаникән.
“или долқунлири” романниң биринчи қисми нәшр қилинған вақит хитай уйғурларға қаратқан мәдәнийәт ембаргосини азрақ бошатқанға техи бир қанчә йил болған чағ иди. Кейинки йилларниң көзидә қариса тарихтики қәһриманни қәһриман дейиш, уйғур инқилабчиларниң һаятини йезиш нормаллиқтәк билиниду. Һалбуки, хитайниң зулмәтлик сиясити техи пүтүнләй йоқалмиған, уйғурни күйләп, заманға наразилиқини ипадиләп язған бирәр парчә шеири билән өмүрлүк қамалғанлар бошиитилғанға бир қанчә йил болған, он йиллиқ “мәдәнийәт инқилаби” ниң әрваһи техи уйғурниң қәлб ярисини татилаватқан 20-әсирниң 80-йиллирида бир язғучиниң тунҗи болуп уйғурниң мустәқиллиқ инқилабини йезиш үчүн ғәйрәткә келишини қәһриманлиқ демәй болмайду, әлвәттә. Болупму мустәқил дөләт қуруп алтә йилға йеқин мәвҗут болған бир дәврниң, уйғурдин чиққан түмәнлигән қәһриманларниң һекайисини йезиш һәқиқәтән қәһриманлиқни тәләп қилиду.
Абдурахман қаһарниң муһаҗирәттә яшаватқан бир пәрзәнтиниң ейтишичә мәрһум “или долқунлири” романини 70 йилларниң бешида йезип пүткүзгәникән. Әмма әсәр мәһәллиләрни арилайдиған “қизил қоғдиғуғучилар” ниң қолиға чиқип қелип “зәһәрлик китаб”, “инқилаби аммини вә қизил әвладларни булғайдиған әксийәтчи идийәлик әсәр” дегән төһмәтләр билән көйдүрүп ташланған, апторму һәрәҗ тартқаникән.
1982-Йили абдурахман қаһарниң тунҗи романи “или долқунлири” ниң 1-қисми нәшр қилинғанда мән башланғуч мәктәпниң 2-йиллиқида идим. Мән учағда бу романниң 1944-йили 11-айниң 12-күни уйғурға иккинчи қетим җумһурийәт қуруш пурсити бәргән азадлиқ инқилабиниң бәдиий хатириси икәнликиниму билмәйттим. У йилларда йезилған романларда инқилаб аталғанни хитайлар қилиши керәк иди. У чағдики әсәрләрдә қәһриман аталғанлар чоқум хитай болуши, чоқум хитайда аталмиш йеңи түзүм бәрпа қилиш үчүн қурбан болған болуши керәк иди. Шуңа бир китабта маңа охшаш исми бар уйғур қәһриманларниң чиқиши, қорал тутуп, “һурра” товлап уруш қилиши маңа бәкму һәйран қаларлиқ туюлған иди.
Мән “или долқунлири” ни оқуштин бурун “қанатлиқ хәт”, “баһадир шаһ ли зечиң”, “су бойида”, “үч падишаһлиқ һәққидә қиссә” дегән китабларни оқуп китаб язидиғанлар хитай болиду, қәһриман дегәнниң хитайчә исми болиду, батур, қомандан, даһий дегәнләр хитайлардин чиқидиған кишиләр охшайду дәп қалған икәнмән. “или долқунлири” маңа әхмәтҗан қасими, рәһимҗан сабирһаҗи, қасимҗан қәмбири дегән уйғурларниму қәһриман дейишни өгәткәниди. Абдурахман қаһар дегән бу исим мениң “китаб язидиғанларниң һәммиси хитай болидиған охшайду” дегән оюмни өзгәрткәниди.
“или долқунлири” чиққан вақит мениң йеңи йезиқ дейилидиған хитайчә пинйинда сават чиқарған чағлирим иди. Дадам қиш күнлириниң биридә у китабни җин чирағниң йоруқида оқуп бериветип абдурахман дегән кишиниң исми чиққанда тохтап қалди. Униң ейтишичә бизниң өйгә бир қанчә қетим кәлгән абдурахман навайи дегән шаир киши китабтики абдурахман дегән шеир язидиған җәңчиниң өзи икәндуқ. Атқа минип мәктәпму мәктәп арилайдиған, синипларға кирип уйғурчә кона йезиқтики саватимизни даим тәкшүрүп туридиған, чачлири пүтүнләй ақирип кәткән у кишини дадам бәк чоң биләтти. У адәм өйимизгә кәлсә дадам кичик балидәкла болуп қалатти. Мән у кишини чоң башлиқ дәпла биләттим, әмма униң китабларда исми чиқидиған, киноларда аҗайип батурлуқларни қилидиған доң соңрүй, хуаң җигуаңлардәк қәһриман икәнликини билип һәйран қалғанидим. Шу күни дадамниң немә үчүн у кишини немишқа бунчә һөрмәт қилидиғанлиқиниң сирини билгәнидим.
“или долқунлири” ниң 2-қисми 1986-йили нәшр қилинғаниди. У чағда дадам китабни елип беридиған, әмма оқуп бәрмәйдиған болуп қалғаниди. Бу роман мәндин чоң китабхумар үч акам вә ачамдин ашмай мени бирәр ай нөвәт күтүшкә мәҗбур қилған иди. Романдики надәмдәк адәм болуш үчүн техиму көп китаб оқуған вә достлар билән бирлишип бир “йәр асти тәшкилат” ниму қуруп чиққанидуқ.
Абдурахман қаһарниң “или долқунлири” дин кейин уйғур азадлиқ инқилаби һәққидә язған әсәрлиридин “кәчүр мени назакәт” дегән повестиму алқишқа еришкән бир әсәр болуп һесаблиниду. Бу әсәрдә аптор баш қәһриманни “или долқунлири” романидикигә охшаш артуқчә мукәммәлләштүрүп қоюштин вә зиядә ғайивийлаштүрүштин сақланған болуп инсан тәбиитидики мәңгүлүк кәмтүклүкләр чинлиқ билән йорутулған.
Абдурахман қаһарниң миллий инқилаб дәвридә, или айродроми вә һәрәмбағни елиш соқушида шеһит болған 19 яшлиқ қәһриман қиз ризвангүлгә беғишланған “тозумас гүл” намлиқ романиму сөйүп оқулған романларниң бири. Бу романда бир уйғур қизни қәһриман қилидиған дәврий муһит, миллий кәмситиш вә айримчилиқлар әтраплиқ йорутулған. Әсәрдә ғулҗаниң 1930-вә 1940-йиллардики иҗтимаий һаяти әйнән ипадиләнгән болуп, роман шәһәр һаятиниң антропологийәлик хатириси дейишкә болидиған бир қиммәткә игә.
Абдурахман қаһарниң тилға елишқа әрзийдиған йәнә бир әсири “йирақтики кишиләр” дур. Аптор бу романни йезиш үчүн керийә наһийәсиниң һәптидә бир машина қатнайдиған дәрябойи йезисиға берип, шу йәрдә деһқанлар билән йетип қопуп үч ай турмуш өгәнгән. Романда ишлитилгән тил, турмуш адәтлири вә һекайә-ривайәтләрдин тәклимаканни қучақлап нәччә миң йил яшиған бир қәдимки милләтниң мәдәнийәт чинлиқини һес қилиш мумкин. Әпсус уйғур һаятиниң бу җанлиқ музейи 2020-йилға кәлгәндә пүтүнләй йоқ қилинди. Дәрябойи хәлқи юрт маканлиридин көчүрүлүп, хитайчә селинған төт часа хитайчә өйләрдә яшашқа мәҗбурланди.
Абдурахман қаһарниң романлирини көзәткинимдә қәһриманларчә яшаватқан бир топ кишиләрниң образи көз алдимизда гәвдилиниду. Уларниң бәзилири хитай милитаристлар пәйда қилған тәңсиз муамилә, мустәмликичи түзүм вә адаләтсиз реаллиқни өзгәртиш үчүн җәңгаһларда қәһриманларчә күрәш қилип ғәлибә қилиду. Йәнә бәзиси хитайниң қизил истеласидин кейинки начар тәбиий шараит, иҗтимаий адаләтсизлик вә сиясий тосқунлуқлар билән тиркишип базарлардин өзиниң тегишлик несивисини қолиға алиду. Униң қәлимидә уйғурлар мәйли җәңгаһта болсун, яки базарда болсун һөрлүкни мәнпәәткә тегишмәйду; һоқуқлуқ болған, һалавәт көргән күнләрдиму һәққанийәттин, адаләттин вә әпучанлиқтин ваз кәчмәйду.
Абдурахман қаһар әсәрлириниң вәзни бундин кейин техиму билиниду. Униң язғанлириниң қиммити бүгүнкидәк уйғурчә китаблар көйдүрүлүп, уйғур әдәбияти гөрүгә елинған чағларда техиму гәвдилиниду. Хитай уйғурниң тирик музейи болған қәдими шәһәрләрни, қәдинас йеза-базарларни вәйран қилған билән униң абдурахман қаһарға охшаш мунәввәр әдибләрниң әсәрлиридә хатириләнгән өңмәс образини битчит қилалмайду. Хитай йоқатмақчи болған тарихниң хатириси вә бүгүнниң абидисини һөрлүк үчүн бәдәл төләватқан уйғур әвладлар һаман қайтидин тикләп чиқиду.
Абдурахман қаһарниң тәрҗимиһали
Абдурахман қаһар 1935-йили 11-айда ғулҗа шәһиридә һүнәрвән аилисидә туғулған, 1945-йилидин 1952-йилиғичә ғулҗа шәһиридә башланғуч толуқсиз оттура мәктәпләрдә оқуған, 1952-йили “әхмәтҗан қасими намидики билим юрти” ға оқушқа кирип бир йил оқуғандин кейин, 1953-йили 9-айда үрүмчигә келип сабиқ шинҗаң институтиниң әдәбият факултетиға оқушқа киргән, оқушни пүткүзгәндин кейин 1956-йилидин 1988-йилиғичә үрүмчи шәһири вә ғулҗа шәһиридики дарилмуәллиминләрдә вә или педагогика институти(һазирқи или педагогика университети) да оқутқучилиқ қилған. Абдурахман қаһар 1988-йилидин етибарән шинҗаң язғучилар җәмийитиниң кәспий язғучиси болуп мәхсус иҗадийәткә мәшғул болған. У хитай язғучилар җәмийитиниң вә шинҗаң язғучилар җәмийитиниң әзаси иди.
Абдурахман қаһар 1953-йили “шинҗаң әдәбият сәнити” (һазирқи “тарим” ) журнилида елан қилған “бәхтимиз күлди” намлиқ шеири билән әдәбият сепигә қошулған. У шуниңдин тартип һазирға қәдәр шеир, һекайә, повест, роман вә әдәбий хатирә иҗадийити билән изчил шуғулланған. Униң “или долқунлири” (икки қисим), “һаят сири”, “көңүл”, “йирақтики кишиләр”, “ават шәһәрниң йеңи пуқраси”, “тоғрақ қизниң ашиқи”, “тозумас гүл” қатарлиқ романлири, “кәчүр мени назакәт”, “адәмләр маңа рәһим қилмаңлар”, “аһ яшлиқим”, қатарлиқ повестлар топлими, “вапа” қатарлиқ һекайиләр топлими болуп 20гә йеқин китаби нәшр қилинған. “или долқунлири” романи 1991-йили уйғур аптоном район бойичә “мунәввәр әсәр” мукапатиға, “ават шәһәрниң йеңи пуқраси” намлиқ романи хитай мәмликәтлик аз санлиқ милләтләр әдәбиятини баһалаш бойичә 6-нөвәтлик “тулпар” мукапатиға еришкән.