Ушаков вә гутман: “сиз хитай тәрәптә турамсиз яки адаләт тәрәптиму?”

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.10.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Ушаков вә гутман: “сиз хитай тәрәптә турамсиз яки адаләт тәрәптиму?” Гезити германийә йәһудий оқуғучилар бирләшмисиниң рәиси миша ушаков(солда) билән явропа йәһудий оқуғучилар бирләшмисиниң рәиси, дуня йәһудийлар қурултийи иҗраийә комитетиниң әзаси бинни гутман.
Social Media

24-Өктәбир күни германийәдә нәширдин чиқидиған “дуня” гезити германийә йәһудий оқуғучилар бирләшмисиниң рәиси миша ушаков билән явропа йәһудий оқуғучилар бирләшмисиниң рәиси, дуня йәһудийлар қурултийи иҗраийә комитетиниң әзаси бинни гутманниң “биз йәһудийларниң тәқдири билән уйғурларниң тәқдири интайин охшаш” намлиқ мақалисини елан қилди. Мақалә 1936-йилидики натсистлар германийәси билән бүгүнки хитайни селиштуруп, хитайниң әйни замандики натсистларға охшаш олимпик мусабиқисиниң шәрипини сүйистемал қиливатқанлиқини, милйонлиған уйғурлар үстидин залимларчә бастуруш елип бериватқанлиқини илгири сүргән.

Мақалә мундақ ибариләр билән башланған: “1936-йили берлиндики натсистларға охшаш, хитай рәһбәрлири келәр йили 2-айда бейҗиңда өткүзүлидиған қишлиқ олимпик мусабиқисидин пайдилинип парлақ мәнзириләрни көз-көз қиливатқан шу дәқиқиләрдә, уйғурлар кәби аз санлиқ милләтләр рәһимсизләрчә бастуруливатқан болиду. Һеч болмиса, бу оюнни депломатик байқут қилиш лазим”.

Мақалидә мундақ баян қилиду: “йәнә 4 айға йәтмигән вақит ичидә 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқиси бейҗиңда башлиниду. Тәнһәрикәтчиләр, обзорчилар, телевизийә мухбирлири һәйвәтлик көрүнүшләр билән йеңи тәнтәрбийә мәйданлирини, күлүмсирәп турған тәләй бутлирини болушиға җулалитиватқан шу минутларда, хитай һакимийитиниң уйғурлар, тибәтләр, хоңкуңлуқлар, тәйвәнликләр вә башқа аз санлиқлар үстидин йүргүзиватқан рәһимсизләрчә бастурушлири йәнила давам қиливериду”. “хитайдики шинҗаң районида 1 милйон 800 миң билән 3 милйон арисида уйғурни асас қилған түркий милләтләр җаза лагерлирида тутуп турулмақта. Бу җайда меңә ююш, қийнаш вә башқа инсанийәтсизлик һәрикәтлири давамлашмақта. Аяллар туғмас қилинмақта вә басқунчилиққа учримақта. Мәһбуслар қейин-қистаққа елинмақта вә тиббий тәҗрибә боюми болмақта. Бу тарихта диний вә етник аз санлиқларниң 2-дуня урушидин буянқи әң зор көләмдә тутқун қилиниш вәқәсидур”.

Мақалидә милйонлиған уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқи, дуняниң уйғурларниң қени билән боялған мәһсулатлардин нәп еливатқанлиқи, хитайда нопус көпийиватқан бир мәзгилдә, уйғурлар нопусиниң 60 пирсәнт кәйнигә чекингәнлики мисаллири билән әскәртип өтүлгәндин кейин, “хитай һакимийити бу йәрдә заманивий ирқий қирғинчилиқ билән шуғулланмақта. Бу ирқий қирғинчилиқни америка һөкүмити вә парламенти, бүйүк биританийәликләр, канадалиқлар, голландийәликләр, белгийәликләр вә летвалиқлар етирап қилди” дегән һәмдә “олимпикниң нури көзләрни қанчилик қамаштурмисун, хитай һакимийити өзиниң бастуруш қилмишлирини қанчилик пәрдазлимисун, униң йошурун давам қилдуруватқан инсанийәткә қарши җинайәтлиригә даир реаллиқ һәммигә аян болуши лазим,” дегәнләрни тилға алған.

Миша ушаков вә бинни гутман мақалисиниң давамида тәләппузини техиму қаттиқ қилип мундақ дәйду: “хитай һакимийити олимпик мусабиқисини пурсәт билип, өзиниң хәлқарадики орнини йүксәлдүрүшниң койида болмақта. 2022-Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға бипәрва қариған, уни қоллиған вә қобул қилған һәрқандақ адәм хитайниң ирқий қирғинчилиқиға шерик һесаблиниду. Бизниң тәшәббусимиз ениқ, уйғурлар үстидин йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқлирини вә тибәт һәм хоңкоңдики рәһимсизләрчә бастурушларни бейҗиңниң тәнтәрбийә арқилиқ пәрдазлишиға бу дуня мутләқ йол қоймаслиқи керәк. 2022-Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини депломатик байқут қилиштин башқа һәрқандақ чақириқлар, бизниң омумий қиммәт қарашлиримизға чүшкән мәңгүлүк дағ болуп қалиду”.

Диний қериндаш болған мусулманлар әмәс, бәлки йәһудиларниң уйғурлар үчүн көкрәк керип оттуриға чиқип “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ға қарши турушидин тәсирләнгән “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәнди бу һәқтә пикир баян қилди. У германийәдики йәһудий яшлириниң бу пидакарлиқини алқишлайдиғанлиқини билдүрди. Д у қ тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әһмәт әпәндиму қарашлирини баян қилип өтти.

“биз йәһудийларниң тәқдири уйғурларниң тәқдиригә интайин охшаш” намлиқ мақалидә йәнә шулар тилға елинған: “йәһудий болуш сүпитимиз билән, ирқий қирғинчилиқни вә дөләтсизликниң дәрдини башқа һәрқандақ инсанларға қариғанда техиму яхши чүшинидиған бир милләт болуш сүпитимиз билән даим өз өзимизгә: ‛немә үчүн дуня биз учриған зиянкәшликләргә сүкүт қилди вә бүгүнму давамлиқ сүкүт қилиду?‚ дегән соални қойимиз. яш актиплар сүпитидә биз алий мәктәпләрдә, кочиларда, йиғилишларда күнсери күчийиватқан йәһудиларға қарши еқим билән көрәш қилмақтимиз. Чүнки биз үчүн ‛қайта тәкрарланмайду‚ ниң мәниси-күрәш қилиштур, мубада бүгүн ирқий қирғинчилиқ йүз бәргән болса, униңға қарши орнимиздин дәс туруштур. Биз яш йәһудийлар дунядин ‛қайта тәкрарланмайду‚ дегән вәдисидә турушни тәләп қилимиз. Әмәлийәт шуки, биз 2022-йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини ойлиған чеғимизда, тарих қоңғурақлириниң әкс садасиниң қайтидин яңриғанлиқини аңлаймиз. Хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқлири тарихтики чоң қирғинчилиқлар билән селиштурғусиз дәриҗидә еғирдур. Хитайниң һакимийәт қораллири вә сахта тәшвиқатлири дәл 1936-йилидики натсистларниң олимпик мусабиқисидикигә әйнән охшаштур”.

Мақалидә баян қилинишичә, явропа яшлири йеқинда хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқлириға қарши туруш вә бейҗиң олимпик мәшилини рәт қилиш үчүн явропадики чоң шәһәрләргә “кишилик һоқуқ мәшилини йәткүзүш” паалийитини башлиған. Бу паалийәттә явропадики йәһудий яшлириниң роли зор болған. Мәхсус уйғурлар үчүн тәшкилләнгән бу паалийәт явропадики мәркизий шәһәрләрдә давам қилмақта икән.

“биз йәһудийларниң тәқдири уйғурларниң тәқдиригә интайин охшаш” намлиқ бу мақалә мундақ җүмлиләр билән ахирлашқан: “2022-йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини қоллаватқан дөләт рәһбәрлири вә һөкүмәт башлиқлириниң, тәнтәрбийә комитетиниң, ширкәтләрниң өз мәйданини ипадилиши үчүн техи пурсәт бар. Сиз хитай тәрәптә туруп, униң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә һәмраһ боламсиз яки адаләт тәрәптә турамсиз?”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.