Афғанистандин қачқан уйғур мусапирлар үчүн пакстан “бихәтәр” дөләтму?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.09.02
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә мутәхәссисләр афғанистандики уйғурларни җиддий қутқузивелишни чақириқ қилди Афғанистандин чиқип кетиш үчүн кабул айродромиға кәлгән хәлқләр. 2021-Йили авғуст.
Oqurmen teminligen

Америка афғанистандин әскәр чекиндүргәндин кейин, афғанистандин қечиватқан миңлиған башқа муспирларға охшашла, афғанистандики уйғурларму җиддий таллашқа дуч кәлгән. Хитайниң талибанлар билән иш бирлики һасил қилип, афғанистанда өз тәсирини кеңәйтиши афғанистандики уйғурларни техиму қаттиқ сарасимға селишқа башлиған. Буниң билән афғанистандики бир қисим уйғурлар башқа мусапирларға охшашла түрлүк йоллар билән афғанистандин чиқип кетишкә урунмақтикән.

Униң үстигә талибанларниң баянатчиси 2-сентәбир күни италийиниң “җумһурийәт” гезитиниң зияритини қобул қилғанда: “хитай бизниң әң муһим иттипақдишимиз, шундақла бизниң дуня базириға киришимиздики йол хетимиз” дейиши, афғанистандики уйғурларға техиму вәһимилик келәчәктин бишарәт бәргән.

Нөвәттә афғанистанда 2 миңдин артуқ уйғур муһаҗирниң қорқунуч вә тәшвиш ичидә яшаватқанлиқи мәлум. Талибанларниң бейҗиң даирилири билән болған алақиси күнсайин күчийиватқан бүгүнки күндә, афғанистандики уйғур муһаҗирлири өзлириниң кәлгүсидә талибанларниң қоли билән хитайға қайтурулуш еһтималлиқини һес қилмақтикән.

“афғанистандики уйғурларниң интайин аз бир қисми пакстанға келәлигән болсиму, әмма пакстан уйғурлар үчүн йәнила хәтәрлик бир дөләт,” дәйду пакистандики “өмәр уйғур вәхпи” ниң рәиси өмәрхан.

Пакистанниң уйғур мәсилисидә изчил түрдә хитайниң тәрипини елиши, шундақла бир ислам дөлити болуш сүпити билән коммунист хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиға сүкүт қилиши дуня үчүн бир сир әмәс. 2019-Йили пакистан баш министири имран хан ниң CNN теливизийәсиниң зияритини қобул қилғанда, “уйғурларниң әһвалидин хәвирим йоқ” дейиши, һәтта йеқинқи мәзгилләрдә “хитай бизгә шунчә көп ярдәм қиливатса, мән қандақму хитайға қарши гәп қилимән?” дейиши дуня таратқулири үчүн техиму бир сир әмәс.

Өмәрхан әпәнди бундақ бир шараитта пакстан һөкүмитидин афғанстандин қечип кәлгән мусапирларға ишик ечишини күтүш биһудә бир иш икәнликини әскәртти. У һәтта бирләшкән дөләтләр тәшкилати муспирлар комитетиниң пакстандики ишханисида хизмәт қилидиған хадимларниң пүтүнләй пакистанлиқлар икәнликини, уларниң уйғур мусапирларни қобул қилишта изчил пассип позитсийә тутуп кәлгәнликини тәкитлиди. Униң билдүрүшичә, һәтта уйғур дияридики лагерлардин қутулуп чиққан мусапир уйғурларму уларниң тегишлиқ қоғдишиға еришәлмигән икән.

Һазирчә нам-шәрипини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилған бир уйғур аял, өзиниң 2019-йили пакистанлиқ ериниң йол меңиши билән лагердин қутулуп пакстанға кәлгәнлики, шу йили 10-айда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирлар комитетиға илтимас сунғанлиқини билдүрди. Униң дийишигә қариғанда, у мусапирлар комитетиниң җавабини күтүш җәрянида, хитай билән пакистан даирилириниң түрлүк тәһдитлиригә учриған вә пакстанда йошурунуп яшашқа мәҗбур болған. У ахири умидини үзүп, өзи йол тепип йеқинда түркийәгә кәлгән икән.

Радийомиз пакистан вә афғанистандики уйғурларниң қандақ қилғанда қутқузушқа еришәләйдиғанлиқи һәқиқдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар комитетигә хәт язған иди. 2-Сентәбир күни улардин кәлгән җаваб хәттә мундақ дейилгән: “дәрвәқә, биз афғанистандики нурғун кишиләр үчүн хәтәрниң күчийиватқанлиқиға диққәт қиливатимиз. Һазирқи давалғуп турған бу пәвқуладдә вәзийәттә, биз йеңи һөкүмәт билән техичә мунасивәт орнатмидуқ. Әмма бу мәзгилдә бизниң тордики учур вә алақимиз давамлиқ мәвҗут.”

24-Авғуст күни кабулдин мувәппәқийәтлик һалда италийәгә йетип кәлгән бир мусапир уйғур аял зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “биз қирғинчилиққа учраватқан милләт, хитай чәт әлләрдә яшаватқан һәр қандақ бир уйғурни хитайға қайтуруп кетишкә урунмақта. Бизниң вәтәнгә қайтишимиз интайин хәтәрлик, мән барсамму хитай мени өлтүрүши яки лагерға қамап қийин-қистаққа елиши мумкин, шуңа мән афғанистандин қачтим.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.