Хитай немә үчүн “терорлуқ тәшкилати” дәп қаралған талибанлар билән еғиз-бурун ялишиду?
2021.08.20

Хәлқарада “исламий терорлуқ тәшкилати” дәп қаралған талибан күчлири америкиниң афғанистандин әскәр чекиндүрүши билән туюқсиз һакимийәт бешиға чиқти. Илгирики терорлуқ һәркәтлири билән тонулған талибан күчлириниң афғанистан вәзийитигә елип келидиған өзгиришлири хәлқарада түрлүк әндишиләрни қозғимақта.
Һалбуки, хәлқарадики терорлуққа зәрбә бериш һәркитидин пайдилинип уйғурларни талибан күчлиригә бағлап, уларни “исламий ашқунлуқ” вә “терорлуқ” қалпақлири билән бастуруп кәлгән хитай һөкүмити, бүгүнки күндә бир домилапла талибанларниң йеқин қоллиғучисиға айланди. Бу һал хитай вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан көзәткүчиләрдә җиддий соал пәйда қилмақта.
Америкадики “пуқралар күчи” тәшкилатиниң башлиқи яң җйәнли әпәнди, афғанистанниң җиддий рәвиштә өзгириватқан сиясий вәзийийитидә хитайниң талибанларға зиядә достанә позитсийә билдүрүши, һәқиқәтәнму кишиләрни ойландуридиған бир мәсилә, дәп көрсәтти.
Яң җәнйәнли мундақ деди: “биз һәммимиз афғанистанда туюқсиз йүз бәргән сиясий өзгиришни көрдуқ. Нурғунлиған чоң дөләтләр бу вәзийәткә қарита тәдбир алмақта. Әмма хитай һөкүмитиниң тәдбири бәкму алаһидә болди. Йәнә келип хитайниң инкаси һәм әң балдур болди һәм бәкла достанә болди.”
Яң җйәнли әпәндиниң тәкитлишичә, талибан билән дәсләп алақидә болған росийә, иран қатарлиқ дөләтләргә селиштурғанда, хитайниң бу йил 7-айда талибан вәкиллирини тйәнҗиндә күтивелиши, нурғун тәрәпләрниң диққитини қозғиған.
Яң җйәнлиниң қаришичә, бу йил 6-айда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әң йеңи доклатида “терорчи тәшкилат” дәп қайта тәкитләнгән талибанға қарита ағзида “тероризимға зәрбә бериш” ни давраң қилип келиватқан хитайниң бу қәдәр зиядә достанилиқ билдүрүшиниң сәвәби бар икән. Йәни хитай афғанистанда өз тәсирини кеңәйтиш вә истратегийәлик мәнпәәткә еришишни мәқсәт қилған дийишкиму болидикән.
Яң җйәйнли мундақ деди: “хитай немә үчүн бундақ қилиду? биринчидин, хитай америка қалдуруп кәткән афғанистандики һоқуқ бошлуқини игиләш, хитайниң хәлқарада өз тәсирини кеңәйтишигә пурсәт вә мәйдан һазирлашни мәқсәт қилған. Иккинчидин, хитай һөкүмити илгири талибан вә талибан билән мунасивити болған бир қисим терорлуқ тәшкилатлирини уйғурлар билән ундақ яки бундақ мунасивити бар дәп тәшвиқ кәлгән иди. Шуңа хитай бу қетим афғанистанни контрол қилған талибан билән йеқинлишип, уларниң аталмиш ‛уйғур терорчилири‚ ни қоллимаслиқини үмид қилған болуши мумкин. Әмәлийәттә хитайниң әнсирәватқини талибанниң шинҗаңға көрситидиған тәсири вә уларниң уйғур қораллиқлирини қойниға елиш-амаслиқ мәсилисидур. Шуңа хитай талибан билән йеқинлишип, уларниң хитай һөкүмитигә аваричилиқ тепип бәрмәйдиғанлиқидин әмин болмақчи.”
Америкадики хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин чикаго университетиниң тәклиплик профессори, адвокат тең бяв мунуларни илгири сүрди: “хитай ғәрп демократик дөләтлиридин пүтүнләй пәрқлиқ болған бир мустәбит һакимийәт. Әнә шундақ болғанлиқи үчүн хитай тероризимға қарши турушта өз һөкүмранлиқини қоғдашни алдинқи шәрт қилидиған ‛қош өлчәм‚ қоллинип кәлгән.”
У йәнә мундақ деди: “хитай һөкүмити бир тәрәптин тероризимни баһанә қилип, шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ елип бериватиду. Йәнә бир җәһәттин терорлуқ тәшкилати болған талибан билән һәмкарлиқини давамлаштуруватиду. Қаримаққа бу зиддийәтлик көрүниду. Һалбуки, хитайниң уйғурларға қарита ‛терорлуққа қарши туруш‚ ни баһанә қилип, ирқий қирғинчилиқ елип бериштики мәқсиди, өзиниң мустәбит һакимийитини давамлаштуруш вә хитайниң дөләт бирликини сақлаштин ибарәт.”
Тең бявниң тәкитлишичә, мустәбит һакимийәт болған хитай дәл мушу сәвәбтин дунядики мустәбит дөләтләр билән достлуқ орнатқан. Шуңа у талибанға охшаш терорлуқ тәшкилатлири биләнму достлуқ орнитип, уларни өз мәнпәәти үчүн хизмәт қилдурушни мәқсәт қилған.
Тең бяв мундақ деди: “хитай талибан билән болған мунасивәттиму мушу нуқтини чиқиш қилған, дисәк хата болмайду. Гәрчә талибан бир террорлуқ тәшкилати болсиму, әмма хитайниң нәзәридә тутқини талибанниң сиясий җәһәттә хитайни қоллайдиған бир мустәбит күч болғанлиқидур. Әгәр талибан афғанистанни бир демократик дөләткә айландуруп, америка вә явропаға йеқинлишип, ғәрбчә идеологийә вә қиммәт қаришини тәшәббус қилған болса иди, у һалда талибан хитайға қарши мәйданда турған болатти. Хитай мана бу нуқтидин әнсирәйду вә буни нәзәргә алиду. Әлвәттә, хитайниң талибан билән йеқинлишишида хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулуши вә буниңдин келидиған иқтисадий мәнпәәтләрниму ойлашқанлиқи сәвәб болған. Әмма хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ иқтисадий қурулуш чәмбирикиниң мәқсиди йәнила хитайниң сиясий тәсирини кеңәйтишни мәқсәт қилған.”
Яң җйәнли әпәндиниң қаришичә, хитайниң талибан билән йеқинлишишида әлвәттә униң талибанниң қолиға өткән афғанистанда муқим вәзийәт бәрпа болғинида, өзиниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушини оңушлуқ елип барғили болидиғанлиқи һәмдә афғанистандики мол йәр асти байлиқилирдин пайда елишни көзлигәнлики ениқ икән.
Яң җәнли ахирида мундақ деди: “хитай һөкүмити әлвәттә талибанниң һакимийәтни тездин қолға елип, афғанистанда муқим вәзийәт яритишини үмид қилиду. Шундақ болғандила хитай пакистан билән һәмкарлишип, хитайниң ‛бир бәлбағ бир йол‚ каридорини афғанистан арқилиқ ғәрбий асияға улиялайду һәмдә афғанистандики мол йәр асти байлиқлиридин үнүмлүк пайдилиналайду.”
Әмма униң тәкитлишичә, афғанистанда турақлиқ вә муқим бир вәзийәт барлиққа кәлмигүчә, хитайниң бу арзусиниң реаллиққа айлиниши тәс икән.
Яң җйәнли әпәнди американиң “шәрқий түркистан ислам һәркити” тәшкилатини “терорлуқ гуруһлар тизимлики” дин өчүривәткәнликини, бу нуқтида хитайниң американи әйиблишидики сәвәбләрни көрситип өтти.
Униң қаришичә, америка һөкүмити бундақ бир тәшкилатниң мәвҗут әмәсликини тәкитләватқан бир пәйттә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш үчүн мушундақ бир ялған баһанә-сәвәбни тоқуп чиқишқа еһтияҗи бар икән.