Хитайниң африқадики 17 дөләтниң қәрзини бикар қилиши вә уйғурларға қаратқан уруши
2022.08.24
19-Авғуст хитай һөкүмити африқидики 17 дөләтниң 23 түрлүк өсүмсиз қәрзини бикар қилидиғанлиқини елан қилди. Хитайниң бу қарари хәлқаранила әмәс, бәлки хитай хәлқиниму һәйрану-һәс қилди. Бир қанчә күндин буян хитай ахбарат супилирини хитайларниң бу һәқтики муназирилири қаплиғаниди. Бу һәқтики инкасларниң көп қисми хитай һөкүмитиниң бу қарариға болған наразилиқлар билән толған болуп, һәтта мав зедоң дәвридики үч йиллиқ ачарчилиқ дәвридики тарихларму оттуриға сөрәп чиқилған. Бүгүн хәлқара ахбарат вастилиридиму бу һәқтики хәвәрләр кәң тарқилишқа башлиди. У һалда хитай зади немә сәвәбтин африқалиқлардики бу зор соммилиқ қәрзни туюқсиз алмайдиған болди? бу ишниң уйғурлар билән қандақ бағлиниши бар?
Буниңда уйғурларғила әмәс, бәлки нурғун уйғур мәсилисигә яки хитай мәсилисигә қизиққучилар нәзәргә елип кәтмигән бир ноқта бар болуп, у болсиму хитайниң “ички вә ташқий ярдәм стратегийиси” дур.
Хитай һакимийити 1949-йили қурулғандин кейин, бу сиясәтни изчил давам қилип кәлгән. Мәсилән, уйғур елигә аталмиш “шинҗаңни қоғдаш, тәрәққий қилдуруш вә ярдәм бериш” намида пәйда қилинған “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ниң уйғурларниң байлиқлирини булаш, земинлирини игиләш вә уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиштики вастисиға айлиниши болса аталмиш “ичкий ярдәм сиясити” ниң нәтиҗисидур. Мав зедоңниң “асия, африқа вә латин америкаси әллиригә ярдәм бериш истратегийәси” арқилиқ хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болалиши, бүгүнки “бир бәлвағ бир йол” истратегийәси арқилиқ нурғун дөләтләриң уйғур ирқий қирғинчилиқиға сүкүт қилишини қолға кәлтүрәлиши, бу арқилиқ хитайниң җинайи җавабкарлиқиниң сүрүштә қилинмаслиқиму дәл “сиртқа ярдәм истратегийәиси” ниң ғәлибисидур. Б д т дики 195 әза дөләтләр ичидә асия әллири 39, африқа әллири 53, латин америкаси әллири болса 33 болуп, бу дөләтләр асасән хитайниң әң күчлүк қоллиғучилиридур. Хитай дөлити мәзкүр дөләтләрни иттипақдашлириға айландуруш үчүн хилму хил сиясий һейлә-нәйрәңләрни ишләткән. Мәсилән, 1949-йилидин 1979-йилиғичә мав зедоңниң “мустәмликичиликкә вә шавенизм идеологийәсигә қарши күрәш чақириқи” асасида оттура-шәрқ дөләтлириниң мустәмликиликтин қутулуш вә миллий азадлиқ һәрикәтлиригә ярдәм қилған. Мәсилән, пәләстин азадлиқ һәрикитигә, шималий корийәниң америкаға қарши урушиға, вейтнамниң франсийәгә қарши урушиға вә шуниңдәк түрлүк урушларға һәрбий вә иқтисадий ярдәмләрни бәргән. Һәтта үч йиллиқ ачарчилиқ, он йиллиқ “мәдәнийәт инқилаби” дегәндәк хитай иқтисадий паләч һалға келип қалған, милюнлап хәлқ ачлиқ вә азаб-оқубәттин өлүп кетиватқан дәврләрдиму, хитай бу хилдики “сиртқа ярдәм сиясити” ни тохтатмиған.
Хитайниң куйлун сиясий тәтқиқат мәркизи тор бетигә 2018-йили қоюлған, “мав зедоң дәвридики чәт әлгә берилгән ярдәмләргә төһмәт чаплимаслиқ керәк-чәтәлгә бәргән ярдәмлиримизгә обйектип баһа бериш керәк” намлиқ мақалисидә, хитайниң сиртқи ярдәм сияситиниң әһмийити һәққидә дегәнлири һәқиқәтән кишиниң диққитини қозғайду. Мәсилән, мақалидә сирланкаға 14 йилдин буян бериливатқан ярдәмниң түрткисидә, сириланка қәрзгә боғулуп, ақивәттә пайтәхттики хәлқара портини хитайға қәрз төләш үчүн 99 йиллиқ иҗаригә бәргәнлики; буниң биләнла қалмай, йәнә бир хәлқаралиқ чоң порт һамбантотаниму хитайниң ишлитишигә бәргәнлики, бу икки хәлқаралиқ портниң истратегийәлик қиммити хитай үчүн интайин муһим икәнлики йезилған. Мәзкүр мақалидә йәнә хитайниң 60-70-йиллири шәрқий-җәнубий асия, африқалиқларниң мустәмликиликкә қарши турушиға ярдәм қилиш билән америка, әнглийә вә франсийәләргә көп баш ағриқи тепип бериш билән биргә бу дөләтләрни өзигә дост қилалиғанлиқи; йәнә бири албанийә, йүгуславийә, романийә қатарлиқ коммунист дөләтләр билән алақә қилип, сабиқ совет иттипақиниң хитайға атом бомбиси, сүний һәмраһ ясаш вә үч ленийә қурулушиға ярдәм бериштәк ишларни вуҗутқа кәлтүргәнликиниму чәт әлгә ярдәм бериш истратегийәсиниң бүйүк ғәлибиси сүпитидә тилға алған.
11-Нөвәтилик 3-омумий йиғинида дең шявпиң “ислаһат ишикни сиртқа ечиветиш сиясити” ниң йүргүзилидиғанлиқини җакарлиғандин кейин болса, хитайниң ташқий ярдәм сиясити пүткүл дуня миқясиға кеңәйгән. Мәсилән, 1979-йилидин 2012-йилиғичә хитай йәнә иран-ирақ уруши, балтиқ киризиси, пәләстин-исраилийә мәсилиси қатарлиқ түрлүк мәсилиләргиму, сиртқа ярдәм намида қол тиққан. 11-Синтәбир вәқәси сәвәблик америка билән бузулуш гирдабиға берип қалған мунасивәтлирини қутқузивалған вә уйғурларни хәлқара терорлуқ һәрикәтлири билән қарилаш мәқситигә йәткән. Хәлқара тероризимға қарши туруш баһанисида аталмиш “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ни қуруп, явро-асия чоң қуруқлуқида хитайниң йеңи иттипақдашлиқини бәрпа қилишқа башлиған. 2012-Йилидин бүгүнгичә болса ши җинпиң рәһбәрликидики “хитай чүши” ни әмәлгән ашуруш үчүн “бир бәлвағ бир йол” истратегийәси арқилиқ аталмиш “ярдәмни хәлқаралаштуруш” билән дуняни бойсундуруш үчүн һәрикәт қилип келиватиду.
Ислаһат ишикни ечиветиш сиясити башланғандин кейин, хитай һөкүмитиниң иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққият пилани болған “6-бәш йиллиқ пилан” ида хитай дөлити “деңиз яқиси районлири, ичкий қуруқлуқ районлири вә аз санлиқ милләтләр районлири” қатарлиқ үч категорийәгә айрилди. Шундақла деңиз яқиси райони билән биңтуән алдин тәрәққий қилдурулидиған районлар қатариға киргүзүлди. 1984-Йили болса хитай мәркизий комитети иқтисадни тәрәққий қилдуруш қарарини елан қилип, алдин тәрәққий қилидиған районларниң иқтисадий тәрәққиятиға ул салди.
Дөләтниң иқтисадий вә сиясий ярдәмлири астида деңиз яқиси районлири вә шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәниниң иқтисадида ғайәт зор йүксилиш болди. Деңиз яқиси районлири билән ичкий қуруқлуқ районлири арисида бу сәвәблик иқтисадий пәрқ шәкилләнгән болса, уйғур дияридидиму охшашла биңтуәнни асас қилған шималий уйғур дияри билән, уйғурларни асас қилған җәнубий уйғур дияри арисида зор иқтисадий пәрқ шәкилләнди. Демәк, 90-йилларға кәлгәндә уйғурлар хитай дөлитидики әң намрат хәлққә, биңтуән болса хитай дөлитидики әң бай орунға айлинип қалди. Әмма еғир намратлиқ, ишсизлиқ вә түрлүк чәктин ашқан сиясий бесимлар түпәйли уйғурларниң хитай һакемийитигә болған наразилиқлири күнсери күчийип бармақта иди.
Бу чағда дең шавпиңниң “алдин тәрәққий тапқан районлар арқида қалған районларға ярдәм қилиши керәк” дегән йолйоруқи бойичә, алдин тәрәққий қилған деңиз яқиси районлири вә шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәнигә уйғурларни намратлиқ қутулдуруш вәзиписи тапшурулди. Вәзипиләрниң оңушлуқ йүргүзүлиши үчүн 1996-йили 3-айда “7-номурлуқ һөҗҗәт” елан қилинди. Мәзкүр һөҗҗәт 10 маддидин тәркип тапқан бир истратегийәлик һәрикәт пилани болуп, дипломатийә җәһәттә актип һәрикәткә өтүп, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини актип бастуруш, миллий бөлгүнчиликкә қарши туруп, муқимлиқни қоғдаш, биңтуәнни күчләндүрүш вә хитай пуқралирини уйғурелигә келип хизмәт қилишқа риғбәтләндүрүш қатарлиқ мәзмунлар вә һөҗҗәтниң конкирет иҗра қилиш тәдбирлири оттуриға қоюлған. Бу һөҗҗәт елан қилинип бир қанчә айдин кейин, хитай һөкүмити “шинҗаңға ноқтилиқ ярдәм сиясити” ни елан қилған. Буниң билән уйғурлар хитай дөлити ичидә омумйүзлүк йетим қалдурулуш, кәмситилиш, чәткә қеқилиш, өз елидә болса ишсизлиқ, намратлиқ қатарлиқ қисмәтләргә дучар болған. Буниңға қошулуп қош тил маарипи, йөткәп ишқа орунлаштуруш, ятақлиқ мәктәп қурулуши, қул әмгики, “шинҗаң синипи” қатарлиқ түрлүк ирқчилиқ сиясәтлири астида еғир хорланди.
2010-Йили ечилған “биринҗи қетимлиқ шинҗаң хизмәт йиғини” да аталмиш “шинҗаңға ярдәм” сиясити йәниму йоқири пәллигә көтүрүлүп, деңиз яқисики 19 өлкә шәһәргә уйғур елидики 12 вилайәт-областлар пүтүнләй бөлүп бериветилди. 2014-Йилидики иккинчи қетимлиқ “шинҗаң хизмәт йиғини” да болса, уйғурларни җаза лагери сиясити арқилиқ йоқитиш қәдими рәсмий елинди. Бу җәрянда хитай һакемийити “бир бәлвағ бир йол” истратегийәсини йолға қоюп, техиму көп дөләтләрни хитайниң садиқ қоллиғучилириға айландурди. Бәзи дөләтләр хитайниң мәзкур қурулушиға қатнишип, еғир қәрз патқиқиға петипму қелишти.
Қисқси, хитай һакимийити аталмиш “ярдәм” намида, уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип баралиған болса, йәнә шу “ярдәм” ниң пайдисида б д т дики зор көп санлиқ дөләтләрниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ға сүкүт қилишини қолға кәлтүрди. Әмма әң ечинишлиқ болғини, хитайниң сиртқа ярдәм сиясити пүтүн дуняни уйғур ирқий қирғинчилиқиниң җавабкарлириға айландуруп қойғаниди.
Нурғун кишиләр қолида я төмүрниң сунуқи, я түзүк пули йоқ уйғурларниң хитайни бунчә қорқуталайдиғанлиқидин һәйран қелиши мумкин. Әмма һәқиқәт шуки, хитай уйғурлардин өлгүдәк қорқиду. Худди қатил, зиянкәшликкә учриғучиниң өлмәй қелиши сәвәб, қатиллиқниң ашкарилинип қелишидин қорққандәк! хитай һәрвақит бу қатиллиқни үн-түнсиз җимиқтуруветиш, әгәр ундақ қилалмиғанда зиянкәшликкә учриғучини җинайәтчи, өзини болса қәһриман көрситиш үчүн қолидин келидиған һәрқандақ рәзилликни қилиштин янмайду. Мана бу вәҗидин хитай уйғурларни йоқитиш, җимиқтуруш, авазсиз қоюш, һәқсизләштүрүш үчүн уйғур ирқий қирғинчилиқини “бир түркүм пан-исламист, пан-түркистларниң хитай дөлитигә қиливатқан терорлуқ, радикаллиқ вә бөлгүнчилик қилмиши” дәп бурмилашқа, андин бу бурмиланған қарашни ташқий дуняға қобул қилдурушқа уруниватиду. Шуниң билән бир вақитта бу сахта тәшвиқатлар арқилиқ уйғурларға вә уйғурларни қоллиған дөләт вә хәлқләргә “хәлқара тероризмниң баш җавабкарлири” дегән төһмәтни артиш билән өз җинайи мәсулийтидин қечишқа тиришиватиду. Хитайниң иқтисадий мәнпәәтигә қул болған “бир бәлвағ бир йол” қурулушиға қатнашқан дөләтләрни, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза иттипақдашлирини, шундақла хитайдин нәп алған нурғун дөләтләрниң хитайни ақлашқа мәҗбур қиливатиду.
Хитайниң бу хил урунушлири билән униң һәммә ишлири оңушлуқ болуп кетиватқини йоқ. “уйғур ирқий қирғинчилиқи” бүгүн хәлқаралиқ бир мәсилигә айлинип, дуняниң күн тәртипигә кирди. Бу мәсилини бесиқтуруш, йоқитиветиш, һәтта һеч иш болмиғандәк қиливетиш, әмди хитай үчүн мумкин әмәс. Бу вәҗидин алдинқи күни “17 африқа дөлитиниң хитайға болған 23 түрлүк өсүмсиз қәрзини бикар қиливетиш” һадисиси оттуриға чиқти. Әмма бу дөләтләр худдий “алғанниң қоли қисқа, йегәнниң тили” дегәндәк, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң “инкарчилири” ға айлинамду? буниңға бир немә дейиш тәс. Әмма хитайниң қандақ бир һакимийәт икәнлики өткән бир қанчә йилда пүтүн дуня җамаитигә ашкарлинип болди. Йәни хитай һакемийити дуняниң тенчлиқи үчүн худди руссийәдәкла еғир тәһдит икәнликидә нурғун дөләтләр ортақ қараш шәкилләндүрүп болди. Шуңа бу йәрдә бир нәрсә ениқки, хитай уйғур ирқий қирғинчилиқи үстидики җинайи җавабкарлиқидин әсла қечип қутулалмайду.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.