Уйғур елидики алий мәктәпләрниң сиртқа билинмигән йәнә бир йүзи (1)

Мухбиримиз қутлан
2015.08.26
xitay-ali-mektep-imtihani-305.png Али мәктәп имтиһани биришкә кирип китип барған оқуғучилар
AFP


1980 - Йилларда алий мәктәпләр уйғур аптоном райониниң сиясий атмосферасини өлчәйдиған “термометир” дәп қаралған иди.

Бүгүн алий мәктәпләрниң уйғур елидики әң сәзгүр сиясий мунбәргә айланғанлиқи, мәктәп мәмурийитидин тартип таки һәрқайси факултет вә дәрсханиларға қәдәр сиясий “сензор” ларниң қаттиқ контроллиқида икәнлики мәлум болмақта.

Йеқинда муһаҗирәт һаятини башлиған бир нәпәр уйғур алий мәктәп оқутқучиси өз баянлири арқилиқ уйғур елидики алий мәктәпләрниң сиртқа билинмигән йәнә бир йүзидики йопуқни қайриди.

У зияритимиз җәрянида өзиниң мәктәп мәмурийитидә бир йилдин артуқ хизмәт қилиш җәрянида көргән - билгәнлири шундақла саһит болған бир қатар вәқәләр һәққидә мәлумат бәрди.

Униң билдүришичә, “университет” дегән йоған вивискиниң астида башқилар һес қилалмайдиған яки ич йүзидин хәвәрдар болалмайдиған сиясий вә идеологийәлик сензор яки “тор” мәвҗуткән.

Бу “тор” мәктәп парткомиға биваситә қарашлиқ партком ишханисидин таки һәрқайси факултет партийә гуруппилири, иттипақ шөбә комитетлири, сиясий йетәкчиләр шундақла оқуғучилар бирләшмисидики сиясий актипларғичә қәдәр йейилған икән.

Мәзкур кишиниң билдүришичә, адәттә һәрқайси факултеттики оқуғучилар арисида узун мәзгил күзитиш вә тәрбийәләш арқилиқ йетиштүрүлгән “көз - қулақ” лар болидикән. Бундақ вәзипидики оқуғучилар адәттә мәктәп парткоми қаримиқидики мәхсус кишиләргә яки оқуғучиларниң сиясийи - идийәвий хизмитигә мәсул хадимларға тинимсиз учур йәткүзидикән.

Уларниң йәткүзидиған учурлири адәттә уйғур оқуғучиларниң миллий вә диний һессияти, көңүл бөлидиған яки көпрәк муназирә қилидиған сөһбәт темилири, һөкүмәткә болған көзқариши, сиясий мәйдани һәмдә майиллиқи қатарлиқлар болидикән. Ундин башқа, улар йәнә қайси оқуғучиниң намаз оқуватқанлиқи, роза тутуватқанлиқи яки башқа диний паалийәтләргә қатнишиватқанлиқи; қайси оқуғучиниң сиясий җәһәттә қандақ мәйданда икәнликидәк мәлуматларниму йоллап туридикән.

Униң билдүришичә, оқуғучилар арисида йәнә уйғур оқутқучиларниң дәрс сөзлигәндә немиләрни дәйдиғанлиқи, дәрсни уйғурчә яки хитайчә сөзләватқанлиқи вә яки оқуғучиларниң миллий һәм диний һессиятини қозғайдиған сөз - ибариләрни ишләткән - ишләтмигәнлики һәққидиму учур йәткүзидиған “көз - қулақ” лар бар икән.

У зияритимиз җәрянида бу хил вәзипә алған оқуғучиларниң мәктәп пүттүргәндин кейин яхши иш орунлириға тәқсим қилинидиғанлиқи, уларниң архипиға “сиясий җәһәттики төһпилири” йезилип, кейинчә өстүрүш обейкти қилинидиғанлиқини илгири сүрди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.