Алматада уйғур анилириға беғишланған илмий муһакимә йиғини болуп өтти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.10.11
Anilar-kuni-almata.jpg “аниларниң җәмийәттики роли вә уларниң атқуруватқан ишлири” темисида ечилған юмилақ үстәл илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2016-Йили 9-өктәбир, алмата.
RFA/Oyghan

9-Өктәбирдә алмата шәһиридики достлуқ өйидә “аниларниң җәмийәттики роли вә уларниң атқуруватқан ишлири” темисида юмилақ үстәл илмий муһакимә йиғини болуп өтти.

Униңға қазақистан җәмийитиниң һәр хил саһәлиридә әмгәк қиливатқан ишбиләрмән ханим-қизлар, алимлар, язғучилар, устазлар, яшлар вә башқилар болуп, 100 дин ошуқ киши қатнашти. Қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән өткән мәзкур паалийәткә мәркәзниң башқарма әзаси, әдлийә хадими шәмшиқәмәр абдрахманова риясәтчилик қилди. “җанан” җәмийәтлик фондиниң рәиси мизангүл авамисимова “аниларниң җәмийәттики роли вә уларниң атқуруватқан ишлири”, “нуранә анилар” кеңишиниң рәиси гүлҗаһан муратова болса, “аниниң җәмийәттики орни” темилирида баш доклатлар билән сөзгә чиқип, аниларниң җәмийәттики ролиға юқири баһа бәрди, уларниң бүгүнки турмуш-һаяттики, мәмликәт ишлиридики паалийитиниң муһимлиқини тәкитлиди.

Җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи йенидики ханим-қизлар кеңишиниң рәиси сәнәм бешированиң тәкитлишичә, қазақистан президентиниң пәрмани билән 7-өктәбир анилар күни болуп бәлгилинип, мустәқиллиқ йиллири мабәйнидә уйғур анилири өзлириниң яхши ишлири билән мәмликәтниң омумий тәрәққиятиға мунасип һәссә қошуп кәлгән. У зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “шуниң үчүн биз бу қетимқи анилар байримини интайин чоң көләмдә өткүзүватимиз. Президентимизниң ‛мәңгүлүк әл‚ программисини анилар билән бирликтә қоллап-қуввәтләп, мустәқиллиқимизниң техиму гүллиниши үчүн шу темиларда байрам өткүзүватимиз.”

Мәзкур баш қошушта шундақла алмата шәһиридики 89-рус-уйғур оттура мәктипиниң мудири асийәм йүсүпова вә алмата шәһәрлик муәллимләрниң билимини мукәммәлләштүрүш институтиниң профессори алийәм арзийева маарип саһәсидики муһим мәсилиләргә, болупму аниларниң әвлад тәрбийиләштики ролиға, миллий мәктәпләр мәсилилиригә һәм қизлар тәрбийиси һәққидә тохталди. “интизар” кризис мәркизиниң мудири һурқиз илийева вә “уйғур анилар” кеңишиниң пәхрий рәиси турсунай тейипова өзлириниң иш-тәҗрибисигә таянған һалда, уйғур аяллириниң сиясәттики орни, тиҗарәттики роли һәққидә чүшәнчә берип, аялларға, балиларға көрситиливатқан хәйрхаһлиқ ишлириниң муһимлиқини, өткән йиллири бу йөнилиштә қилинған ишлардин топланған бай тәҗрибидин орунлуқ пайдилинишниң зөрүрлүкини көрсәтти.

Радиомиз зияритини қобул қилған җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң иҗраийә мудири зуһруллам қурванбақийеф бу йиғинниң асасий мәзмуни тоғрисида мундақ деди: “миллитимиз ханим-қизлириниң җәмийәттики роли наһайити үстүн. Әслидә уларниң җәмийәттики роли бурундин көрүнүп кәлгән иди. Бүгүнки күндиму шу изни йоқатмай, җәмийәттики өз ролини атқуруп келиватиду. Ханим-қизлар ишлимәйдиған орун йоқ. Йиғинниң асасий мәзмуни ханим-қизлиримизниң җәмийәттики роли тоғрисида болди. Атап ейтсақ, миллий мәктәплиримиздә өз ана тилида оқуватқан балиларниң азлап кетип барғанлиқини вә башқиму көплигән мәсилиләрни анилар наһайити ечинарлиқ билән тилға алди.”

З. Қурванбақийеф уйғур ханим-қизлириниң һәр саһәләрдики утуқлириниң дөләт тәрипидин мунасип баһалинип келиватқанлиқини, җумһурийәт бойичә уйғур җәмийәтлик бирләшмилири әзалириниң, маарип, саламәтликни сақлаш охшаш саһәләрдә хизмәт қилғучиларниң асасий қисмини ханим-қизлар игиләйдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди. Униң ейтишичә, мәзкур йиғин қарар елип, униңда анилар күнигә беғишланған паалийәтләрни давамлиқ өткүзүш, уйғурлар һаятиға беғишланған шундақ паалийәтләргә ханим-қизларни көпләп җәлп қилиш, уларниң миллий мәктәпләр санини көпәйтиштики, мәмликәтниң омумий һаятидики ролини қоллап-қуввәтләшкә көпрәк көңүл бөлүшниң муһимлиқи ейтилған.

Юмилақ үстәлдә шундақла алмата вилайити әмгәкчиқазақ наһийилик уйғур етномәдәнийәт мәркизи ишиктә районлуқ ханим-қизлар кеңишиниң рәиси нурбүви насирова, җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң ақтав шәһиридики шөбисиниң рәиси тохтасун әйсароф, р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң илмий хадими зулфийә кәримова, “уйғурларниң миллий бирләшмиси” җәмийәтлик тәшкилатиниң хадими наиләм һәмрайева, “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири ершат әсмәтоф, “интизар” журнилиниң муһәррири абдуғопур қутлуқоф вә башқилар бу һәқтә өз пикирлирини билдүрди.

Радиомиз зияритини қобул қилған алмата вилайити панфилоф наһийилик уйғур мәдәнийәт мәркизи ханим-қизлар кеңишиниң рәиси маһинур аюпова мәзкур анилар байримиға яркәнт тәвәсидин 18 анини елип кәлгәнликини ейтип, мундақ деди: “биз җумһәрийәтлик мәдәнийәт мәркизи уюштурған анилар байримини көрүш вә буниңдин тәҗрибә елиш үчүн кәлдуқ. Бизниң кеңәшниң қурулғиниға он нәччә йил болуп кәтти. Өзимизниң иш пилани бар. Йилда анилар байрими өткүзимиз. Һәммә нәрсә мушу аниларниң қолидин чиқиду, һәммә нәрсини анилардин өгиниш керәк. яшлар тәҗрибилик ханимлардин өгәнсә дәймән. Анилар аман болсун!”

Шу күни чүштин кейин қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятирида анилар байримиға беғишланған чоң тәнтәнә уюштурулди. Униңда сөзгә чиққан қазақистан җумһурийити парламенти алий кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси шаһимәрдан нурумоф аниларни бу байрам билән қизғин тәбрикләп, бир қатар ханим-қизларға қазақистан хәлқи ассамблейисиниң пәхрий ярлиқлирини тапшурди. Тәнтәнидә шундақла йәтмишкә йеқин устаз мәдәнийәт мәркизиниң пәхрий ярлиқлири билән тәқдирләнди. Тәнтәнә давамида алмата шәһиридики ана тилида билим еливатқан мәктәпләр оқуғучилири, шундақла “баһар” ансамбили вә башқиму сәнәткарлар тәрипидин тәйярланған консерт оюнлири көрситилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.