Алмута вә москвадики уйғурлар норуз арқилиқ уйғур миллий мәдәнийитини намаян қилди
2019.03.25

Норузниң узун тарихтин буян түркий вә парис тиллиқ хәлқләр тәрипидин өткүзүлүп келиниватқан аммиви байрам икәнлики мәлум. Бу шундақла уйғур ели, оттура асия, түркийә вә дуняниң башқиму әллиридә яшаватқан милйонлиған уйғурларниңму һәр хил шәкилләрдә қутлуқлаватқан чоң байрамлириниң биридур. Униңда уйғурлар башқа қериндаш милләтләр билән бирликтә өз тилини, өрп-адәтлирини, мәдәнийитини, сәнитини намаян қилиш мумкинчиликигә игә болмақта. Йәни, норуз байримини қутлуқлаш уйғурларниң миллий кимликини сақлашниң вә өз җәмийәтлирини раваҗландурушниң муһим бир пурсити икәнлики илгири сүрүлмәктә.
Бу йил қазақистан уйғурлириму 21-марттин етибарән мәмликәтниң уйғурлар топлишип олтурақлашқан районлирида норуз байрими өткүзди. Шуларниң бири 23-мартта алмута шәһиридики қазақистан хәлқ бирләшмисиниң “достлуқ өйи” бинасида болуп өтти. Униңға шәһәр вә алмута вилайитиниң һәр қайси наһийәлиридин кәлгәнләр, шундақла башқа милләт мәдәнийәт мәркәзлири, уйғур тәшкилатлири вәкиллири, зиялийлар, яшлар болуп 200 дин ошуқ адәм қатнашти. Игилишимизчә, қазақистан хәлқ бирләшмисиниң қоллап-қуввәтлиши, қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик миллий мәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән бу паалийәт мәркәзниң шәһәрлик шөбиси тәрипидин тәшкилләнгән “әткән чай” фестивали билән бирләштүрүлгән.
Норуз байриминиң ечилиш мурасимида сөзгә чиққан қазақистан парламенти алий кеңишиниң әзаси, қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик миллий мәдәнийәт мәркизиниң рәиси шаһимәрдан нурумоф барлиқ меһманларни норуз байрими билән тәбрикләп, норуз байриминиң һазирқи пәйттә, йәни уйғур хәлқиниң бешиға һәм күлпәтләр, һәм яхшилиқлар келиватқан бир вақитта өтүватқанлиқини тәкитлиди. У йәнә бу байрамниң қазақистан тарихида сиясий өзгиришләр йүз бериватқан бир пәйткә тоғра кәлгәнликиниму билдүрди.
Радийомиз зияритини қобул қилған алмутада нәшр қилинидиған “еһсан” журналиниң тәһрират әзаси ярмуһәммәт данахуноф мундақ деди: “бүгүнки күндә уйғурлар өзлири яшаватқан дөләтләрдики шараитлардин пайдилинип, уйғурларниң мәдәнийитини, уйғур вәзийитини тонуштуруш үчүн паалийәтләр өткүзүватиду. Бу йәрдиму шундақ паалийәтләр өтүватиду. Қазақистанда 500 миңға йеқин уйғур яшайду. Бу йәрдиму уйғурларға көп имканийәтләр яритилған. Тиятир, мәдәнийәт мәркәзлири, уйғур мәктәплири бар. Һәр қандақ паалийәтләргә қазақистан җумһурийити йол қойиду.”
У һазирқи күндә уйғур хәлқиниң еғир бир паҗиәгә дуч кәлгәнликини тәкитләп, йәнә мундақ деди: “әпсус, һазир вәтәндә уйғурларниң мундақ әнәниви тойлирини тойлашқа, өз тилини, мәдәнийитини сақлашқа шараит йоқ. Әксичә, тил, мәдәнийәт тәрәптин ассимилятсийәгә учраватиду. Хитай һөкүмити уйғур вә башқа милләтләрни хитайлаштуруш сияситини йүргүзүватиду. Қазақистандики уйғурлар имканийәтләрдин пайдилинип, уйғурлуқимизни сақлап қелип, раваҗландурушқа өзиниң бар күчини селиш керәк, дәп ойлаймән.”
Мәзкур норуз паалийитигә қатнашқан башқа милләт вәкиллири уйғурларниң миллий таамлиридин еғиз тегип, сәнитидин һузурланған. Алмута шәһәрлик қазақистан хәлқ бирләшмисиниң рәисиниң орунбасари қазбек мансуроф зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “әлвәттә, мән чоң хушаллиқ билән бу паалийәткә кәлдим. Бу йәрдә уйғурлар норуз байримини тойлаватиду. Адәмләр бу чоң бинаға бир-бирини тәбрикләш, тиләк ейтиш һәм бир әлдә яшаватқанлиқи үчүн бир-биригә рәһмәт ейтиш үчүн йиғилди. Чүнки биз һәммимиз биллә яшаватимиз, ишләватимиз һәм милләтләр ара достлуқни мустәһкәмләшкә төһпилиримизни қошуватимиз. Мән уйғурларға өзлириниң тилини, мәдәнийитини сақлашта чоң утуқлар тиләймән.”
Зияритимизни қобул қилған җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси, теббий пәнлириниң кандидат доктори әбәйдулла җаппароф “әткән чай” фестивалиниң асасий мәқситигә тохтилип, мундақ деди: “әткән чайниң хислити, пайдиси, уйғурларниң әткән чайни немә үчүн ичидиғанлиқини башқа хәлқләргә тонуштуруш. Униңға немә үчүн сүт, туз қошиду, тәнгә немә пайдиси бар, шуни фестивалда көрсәттуқ. Әмди у яқта болуватқан әһвални биз аңлаватимиз. Мушуниңдин бир аз вақит бурун қуран оқутуп, матәм тутуш тоғрилиқ параңлар болди. Биз һәр қандақ тойларни тохтитимиз дәп, норузғичә матәм туттуқ. Әмди норуз дегән қәдимий байрам. Униңға һеч қандақ тосалғу болмайду, дәп ойлаймән”.
Мурасим давамида уйғур миллий ансамбиллири һәмдә мәктәп оқуғучилири тәрипидин тәйярланған чоң консертлиқ программа көрситилди. Униңда йәнә рәссамларниң әсәрлири, шундақла қол-һүнәр вә сәнәт буюмлири көргәзмә қилинди.
Игилинишичә, норуз байрими шундақла оттура асияниң уйғурлар яшаватқан қирғизистан, өзбекистан җумһурийәтлири билән бир қатарда русийә федератсийәсидиму болуп өткән.
Москвадики уйғурларниң миллий-мәдәнийәт бирләшмисиниң мәсули шәриф әхмәтофниң ейтишичә, 24-мартта москва шәһириниң милләтләр өйидә норуз байримиға беғишланған чоң мурасим болуп өткән. Шәриф әхмәтоф мундақ деди: “у йәргә 19 милләтниң җәмийәтлик бирләшмилири вәкиллири қатнашти. Адәм наһайити көп болди. Миллий таамларни, кийим-кечәк, саз әсваблирини көрсәттуқ. Саәт 2дә консерт башланди. Консертқа алмутадин кәлгән йәттә яш бала уйғур кийимлиридә уссул ойниди. Униңға уйғурлар хели қатнашти. Әң яхши бараңлиқ уйғурларниң болди. Тамақлиримизниң үлгисини һәммиси көрди. Улар тамақларниң түрлири көп икән деди. Һәммә нәрсә һөкүмәтниң рәһбәрликидә өтти.”
Шәриф әхмәтофниң дейишичә, русийәдики уйғурларниң миллий дәваға болған көз қариши төвән болуп, ундақ ишларға қизиққучилар наһайити аз икән. Шундақтиму бу җәһәттә һәр хил паалийәтләрни өткүзүшкә, тор бәтлиридә тәшвиқат қилишқа һөкүмәт тосқунлуқ қилмайдикән.
Мәлуматларға қариғанда, русийәдә һазир уйғурларниң сани көп болмай, пәқәт москва шәһири һәм униң әтрапида 400-500 әтрапида уйғур яшайдикән.