Америка уйғурлири 2019-йиллиқ норуз байримини бирликтә қутлиди

Мухбиримиз әзиз
2019.03.25
noruz-2019-amerika-1.jpg Америкиниң вирҗинийә штатиниң файирфакс шәһиридә өткүзүлгән норуз паалийитидә уйғур сәбийлириниң усули. 2019-Йили 23-март.
RFA

Муһаҗирәттики уйғурлар йиллардин буян коллектип қутлап келиватқан паалийәтләрниң бири уйғур әнәниви мәдәнийитидики муһим байрамлардин болған норуз байрими болуп һесаблиниду. 2019-Йиллиқ норуз байримиму шу қатарда америкадики уйғур җамаитигә хизмәт вә турмуш алдирашлиқида бир қетим җәм болуп, бу хасийәтлик байрамни бирликтә қутлашни несип қилди.

Америка уйғур бирләшмисиниң биваситә тәшкиллиши билән бу қетимқи норуз паалийити 23-март күни кәчтә файирфакс шәһиридики шервуд җамаәт мәркизидә өткүзүлди. Паалийәтниң кәч саәт алтидә башлинидиғанлиқи елан қилинған болсиму, саәт бәштила мәркәзниң зали уйғурларниң достанә саламлири, балиларниң шохлуқ вә хушаллиқ арилишип кәткән чуқанлири, ханим-қизларниң рәңгарәң уйғурчә кийимлири билән қоюқ байрамлиқ түскә игә болушқа башлиди. Уйғур җамаитиниң мойсипитлири вә бир қисим җамаәт әрбаблири болса бүгүнки паалийәтниң сөлитини техиму ашурған иди.

Көпчилик тәқәзза болған норузлуқ паалийәт рәсмий башланғанда адәттә нәччә йүз киши бималал сиғидиған бу залға кәлгән уйғур җамаитиниң көплүкидин бир қисим кишиләргә орун йетишмәй қалди. Бош орун қалмиғанлиқтин кейин кәлгәнләрниң бир қисми илаҗсиз өрә турушқа мәҗбур болди. Америка ташқи ишлар министирлиқидин, шундақла ақ сарайдин кәлгән бир қисим америка һөкүмәт хадимлириму меһманлар қатаридин орун елип, уйғур җамаитиниң бир қисми болуп кәткән иди. Уйғурларниң коллектип паалийәтлиридә һәрқачан кәм болмайдиған мәззилик уйғур таамлири вә бу қетимқи паалийәт үчүн алаһидә расланған “норуз еши” болса уйғурлуқ һидлири билән һәммила кишиниң махтишиға сазавәр болмақта иди.

Бу қетимқи паалийәтниң риясәтчилиридин әлпида елтәбир вә ирадә қәшқири сәһнигә чиқип бүгүнки паалийәтниң рәсмий башланғанлиқини елан қилғанда пүтүн залдикиләр қизғин алқиш яңратти. Паалийәт даимқидәк алди билән америкадики уйғурларға қучақ ачқан вә уларға йеңи һаятлиқ макани бәхш әткән американиң дөләт шеирини оқуш билән башланди. Файирфакс шәһиридики “ғәмгузар ана” ана тил мәктипиниң он яшлиқ оқуғучиси оғузхан әсәтниң орунлишида американиң дөләт шеири ейтилғанда пүтүн залдикиләр орунлиридин туруп һөрмәт билдүрди.

Арқидин уйғур өсмүрлиридин һәмзә барат “шәрқий түркистан истиқлал марши” ни декламатсийә қилип муһаҗирәттики уйғурларниң ирадисини вә ана юртиға болған сөйгүсини ипадилигәндә залдики меһманлар бу шакичиккә йәнә бир қетим алқиш яңратти.

Шуниңдин кейин америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән сөз елип муһаҗирәттики уйғурларниң норуз байримини қизғин тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди. У уйғур дияридики һәммила җайни қаплиған лагерлар мәсилисиниң уйғурларни сиясий, мәдәнийәт, иқтисад, миллий вә диний кимлик җәһәттә әң чоңқур һалакәткә қиставатқанлиқини, нөвәттә пүткүл уйғурларниң өлүм йолиға тоғра келиватқанлиқини җанлиқ мисаллар билән баян қилип, муһаҗирәттики уйғурларни бу җәһәттә қолидин келидиған барлиқ тиришчанлиқларни көрситишкә чақирди.

Шуниңдин кейин муһаҗирәттики уйғур давасида йиллардин бери зор тиришчанлиқларни көрситип кәлгән рабийә қадир ханим сөзгә тәклип қилинди. Рабийә қадир ханим бүгүнкидәк пүткүл уйғурлар матәмдар болуватқан һазирқи пәйттә мушу хилдики паалийәтләр арқилиқ уйғурларниң ирадисини намаян қилиш лазимлиқини, шундақла уйғурларни ортақ дүшмәнгә қарши уюлташтәк иттипақлаштурушта бу хил паалийәтләрниң кәм болса болмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Арқидин уйғур сиясий паалийәтчилиридин өмәр қанат, зубәйрә шәмшидин, рошән аббас, сүрәййә қәшқири қатарлиқлар шуниңдәк америкадики уйғур яшлиридин лагер шаһити меһригүл турсун, “уйғур карханичилар тори” ниң қурғучиси қуззат алтай қатарлиқлар арқиму-арқидин сөзгә чиқип нөвәттики уйғурлар омумйүзлүк миллий киризискә дуч келиватқанда қилишқа тегишлик ишлар һәққидә сөз қилди. Шуниңдәк көпчиликни 6-апрел күни вашингтон шәһиридә өткүзүлмәкчи болған зор көләмлик намайишқа қатнишишқа чақириқ қилди.

Арилиқта биз рабийә қадир ханимни айрим зиярәт қилип, униңдин бу қетимқи норуз паалийитидә һес қилғанлири тоғрилиқ соридуқ. Бүгүнки паалийәткә кәлгән адәм саниниң өткән йиллардин буян өткүзүлүп кәлгән һәрқандақ паалийәттикидин көп икәнликини алаһидә тәкитлигән рабийә қадир ханим бу һалниң йәнә бир яқтин муһаҗирәттики уйғурларниң илгирикидин зор дәриҗидә ойғанғанлиқиниң ипадиси, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Бу қетимқи паалийәткә алаһидә мәзмун қошқан йәнә бир амил “ғәмгузар ана” ана тил мәктипидики уйғур гөдәклириниң орунлишидики уйғур уссули болди. Муһаҗирәттики ят земинда туғулуп өскән уйғур сәбилириниң татлиқ һәрикәтлири билән орундиған уйғурчә уссул меһманларниң көңүл тарини йәнә бир қетим чекип, уйғур мәдәнийитиниң гүзәлликидин ярқин бир сәһипини намаян қилмақта иди.

Паалийәт иштиракчилиридин бир қисим уйғур яшлири вә оттура яшлиқ әзимәтләрниң орунлишидики “бизниң нахшимиз” намлиқ нахша яңриғанда меһманларниң кәйпияти йәнә бир қетим юқири пәллигә көтүрүлди. Уйғур музикиси, уйғур тили вә уйғур роһи муҗәссәм болған бу нахша арқилиқ муһаҗирәттики уйғурларниң қайтмас ирадиси йәнә бир қетим намаян қилинди.

Америкадики уйғурларниң әң дәсләпки бирнәччә аилидин һазирқидәк нәччә йүзлигән киши бир йәргә җәм болуп паалийәт қилғудәк һалға келишидә бәлгилик рол ойниған америка уйғур бирләшмисиниң бесип өткән мусаписиму бүгүнки норуз паалийитидә алаһидә әсләнди. Шу қатарда америка уйғур бирләшмисидә һазирғичә рәислик вәзиписини өтигән сабиқ рәисләр сәһнигә тәклип қилинип уларға гүл совға қилинғанда көпчилик қизғин алқиш яңратти. Сабиқ рәисләрниң бир-бирләп ай-юлтузлуқ көк байрақни пешанисигә тәгкүзүп туруп муһәббәт билән сөйүши норуз әһлиниң йүрәк тарини йәнә бир қетим қаттиқ чәкти.

Паалийәт ахирида биз америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсәнни айрим зиярәт қилдуқ. Биз униңдин муһаҗирәттики уйғурлар үчүн норуз байриминиң немә үчүн муһим болуватқанлиқини сориғинимизда у вәтәндики уйғурларниң миллий мәдәнийити йоқитиш обйектиға айлинип қеливатқанда бундақ паалийәтләрни өткүзүшниң өзи зор әһмийәткә игә, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Бүгүнки меһманлар арисида биз америкада бәлгилик шөһрәт қазанған язғучи вә карханичи марҗерий шеир ханимни учраттуқ. Биз униң билән бу қетимқи паалийәт тоғрилиқ сөзләшкинимиздә өзиниң тунҗи қетим уйғурларниң норузлуқ паалийитигә иштирак қилғанлиқини сөзләп келип, уйғур мәдәнийитиниң бу қәдәр мол мәзмунға игә икәнликидин бәкму һәйран вә хушал болғанлиқини билдүрди. У бу һәқтә мундақ деди:

“мениң исмим марҗерий шеир болиду. Бүгүнки бу норуз тәбрикигә қатнашқанлиқимдин бәкму сөйүндүм. Мени уйғур җамаитидин бәзиләр бу паалийәткә тәклип қилди. Чүнки мән бу йәрдики көчмәнләрниң америкиға йәрләшкәндин кейин яхширақ хизмәт тепивелишиға ярдими болсун үчүн уларға халис һалда инглиз тили вә игилик тикләш йоллири һәққидә дәрс берип келиватимән. Бу қетимқи норуз паалийити қалтис яхши өтти. Мән буниңдин зор дәриҗидә зоқ алдим. Орунланған музикилар, сөзләнгән нутуқлар, шуниңдәк уйғур аилилириниң бир йәргә җәм болуши һөсн үстигә һөсн қошупту. Һалбуки, нөвәттә уйғурларниң ашу дәриҗидә хитайниң зиянкәшликигә учриши мени бәкму ғәзәпләндүрүватиду. Мән өзүм йәһудий, шуңлашқа башқа хәлқләрниң зиянкәшликкә учришини зинһар қайта көргүм йоқ. Чүнки “холукаст” (йәһудий қирғинчилиқи) мәзгилидә биз бу хил зиянкәшликни баштин кәчүргән. Шуңа мән қолумдин қанчилик кәлсә шунчилик қилай дәп зулумға учриған барчә хәлқләр үчүн дәст турушни халидим. Шуңа уйғурларниң бүгүнки катта байрими болған норуз паалийитигә қатнишалиғанлиқимдин бәкму хушал болмақтимән. Шуңа мән барғанлики йеримдә һазирқи бу зиянкәшлик һәққидә һәмдә буни қандақ қилип тохтатқили болидиғанлиқи һәққидә сөзләймән.”

Паалийәт җәрянида уйғур яшлири вә өсмүрлири орунлиған уйғурчә нахшилар бирдәк вәтән, милләт вә кәлгүси һәққидики арманлар билән бағланған иди. Меһманлар 6-апрел күнидики зор намайишта учришишқа вәдилишип қиялмаслиқ ичидә хошлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.