“авангарт мулазимәт гуруһи” ниң уйғурлар дияриға тәклип қилиниши диққәт қозғимақта (3)

Мухбиримиз әзиз
2017.06.08
qara-su-yallanma-esker-awangart-kitab.jpg “қара су ширкити” һәққидә ерик принс язған китабиниң хитайчә нәшриниң тарқитилиш мурасими һәққидики елан.
Photo: RFA

Хитайниң “бир бәлвағ бир йол қурулуши” ниң иҗра қилинишиға әгишип, хитай һөкүмитиниң “авангарт мулазимәт гуруһи” ни уйғурлар дияриға тәклип қилишидики асаслиқ мәқсәт һәққидә алақидар шәхсләр билән болған сөһбәттә бу ишларниң уйғурлар дияридики йүз бәргүси қаршилиқларға охшимиған шәкилләрдә зәрбә беришни нишан қилғанлиқи оттуриға қоюлди, шундақла бу қетимқи һәмкарлиққа қандақ арқа көрүнүш мәзмунлириниң йошурунғанлиқи муһакимә қилинди.

Америкада нами чиққан“қара су” ширкитиниң қурғучиси ерик принс йеңидин тәшкиллигән “авангарт мулазимәт гуруһи” ширкитиниң хитай һөкүмити билән һәмкарлишидиғанлиқи һәққидики хәвәрләр тарқалған икки йилдин буян хитайдики һәрқайси мәтбуатларда бу тоғрилиқ көплигән язмилар елан қилинған. Хитай оқурмәнлирини һәммидинму бәк һаяҗанға салғини бу ширкәтниң илгирики вақитларда ирақта қандақ хейим-хәтәрләрни баштин кәчүргәнлики, бу ширкәттики сабиқ ялланма әскәрләрниң қандақ җапалиқ мәшиқ вә җәң әмәлийитини баштин кәчүргәнлики, әмдиликтә мушундақ бир ширкәтни қурған киши йеңидин тәшкиллигән бир ширкәт билән болған һәмкарлиқниң хитай йеқин кәлгүсидә “бир бәлвағ бир йол қурулуши” арқилиқ бәрпа қилмақчи болған “йеңи йипәк йоли” үчүн қандақ зор әһмийәткә егә икәнлики қатарлиқлар болғанлиқи мәлум.

Өткән он нәччә йилдин буян асиядики сиясий, иқтисад вә муһит темилири бойичә актип йезиқчилиқ қилип келиватқан ахбаратчи Крис хортон (Chris Horton) “авангарт мулазимәт гуруһи” ниң хитай һөкүмити билән болған һәмкарлиқиға йеқиндин диққәт қилип келиватқан кишиләрниң бири. У өзиниң мухбир сүпитидә йүннән өлкисидә тоққуз йил яшиғанлиқидәк кәчүрмишигә бирләштүргән һалда хитай даирилириниң һәмдә хитай җамаитиниң бундақ бир һәмкарлиқни шунчә дағдуға билән қобул қиливатқанлиқини улардики қорқунч туйғусидин болған, дәп қарайду. У бу һәқтә мундақ деди:
“ерик принсниң хитайдики әң чоң ширкәтләрдин бири болған ситик (CITIC) гуруһиға башчилап дегүдәк киришип кетиши, шуниңдәк хитай һазир иҗра қиливатқан ‛бир бәлвағ бир йол қурулуши‚ ға арилишип қелиши һәққидә пикир қилғиниңизда бәзи қизиқарлиқ соаллар туғулиду. Һазир бу хил арилишип қелиш йүннәндин һалқип шәрқий җәнубий асияға, шуниңдәк шинҗаңдин таки пакистан вә оттура асия районлириға қәдәр созулуватиду. Гәпниң поскаллисини десәк буниңдики асаслиқ сәвәб шуниңдики, хитайниң хәлқаралиқ чегра линийисидә пакистан һәмдә шәрқий җәнубий асия райони хитайларниң нәзиридә омумән әң хәтәрлик район, дәп қарилиду.”

Крис хортонниң пикричә, хитай һазир асиядики һәрқайси дөләтләр билән болған мунасивәттә йетәкчи орунға чиқишни алдинқи нишан қиливатқан болсиму, униң һинди окян әтрапидики җайларға болған тәсири интайин чәклик болмақта икән. “авангарт мулазимәт гуруһи” ниң тәклип қилиниши хитайниң йүннән өлкиси вә уйғурлар дияри арқилиқ мана мушу мәқсәттики тиришчанлиқларни капаләткә игә қилишниң чарилиридин бири икән. У бу һәқтә мундақ деди:
“буларниң һәр иккиси хитай үчүн толиму зор истратегийилик қиммәткә егә районлардур. Чүнки бу җайлар көп дөләтләр билән чегрилинидиған районлар. Шинҗаңни алсақ у оттура асиядики бирнәччә дөләт билән һәмдә пакистан билән чегрилиниду. Йүннәндики чегра болса бирма, лаос, вийетнам қатарлиқларға тутишиду, бу җайлар болса тайландқа бәк йеқин. Бу җайларниң һәммиси хитайниң йәр шари миқясидики тәрәққият пилани болған ‛бир бәлвағ бир йол қурулуши‚ үчүн, шундақла хитайни ташқи дуняға бағлаш үчүн истратегийилик әһмийәткә егә. Болупму ‛бир бәлвағ бир йол қурулуши‚ да шинҗаң вә йүннән хитайниң биваситә окян йүзигә, болупму һинди окянға чиқишида ачқучлуқ орунлар һесаблиниду. Шуңа пакистандики гвадар порти шинҗаң үчүн, болупму хитай-пакистан иқтисадий каридори үчүн әң асаслиқ порт болуп қеливатиду.”

“авангарт мулазимәт гуруһи” ниң хитай һөкүмити билән болған һәмкарлиқиниң “бир бәлвағ бир йол қурулуши” дин башқа амилларғиму тәсир көрситидиғанлиқи, болупму униң мәшиқ базиси ечилмақчи болған шу райондики хәлқләр үчүн немидин дерәк беридиғанлиқиму алақидар шәхсләрниң диққитини тартип келиватқан мәсилиләрниң бири. Мушу һәқтики һадисиләр тоғрилиқ издинип келиватқан америкалиқ тор язғучиси җеймис корбет хитай һөкүмитиниң “авангарт мулазимәт гуруһи” билән болған һәмкарлиқи темисидики зияритимизни қобул қилди.

Сөһбәт җәрянида бәзи шәхсләрниң “хитай һөкүмити мушу қетимлиқ һәмкарлиқ арқилиқ уйғурлар диярида хитайниң өзигә хас ялланма қошунини бәрпа қилишни көзлимәктә” дәп қараватқанлиқи һәққидә сориғинимизда җеймис корбет бу хил еһтималлиқни чәткә қеқишқа болмайдиғанлиқини, әмма буниңдики әң муһим амилниң “авангарт мулазимәт гуруһи” уйғурлар дияриға киргәндин кейин уларниң немә ишларни қилишиға қараш лазимлиқини тәкитлиди. У бу һәқтә мундақ деди:
“буниңға ‛авангарт мулазимәт гуруһи‚ ниң бу районда (йәни уйғурлар диярида) қайси йосунда ишлитилишигә һәмдә худди ирақта ‛қара су‚ қошуни сүпитидә қилған һәрикәтлирини бу районда қайси дәриҗидә қилалишиға қарап бирнәрсә дейәлишимиз мумкин. Йәнә келип ‛авангарт мулазимәт гуруһи‚ қайта- қайта қилип аммиви сорунларда өзлириниң ирақтикидәк у дәриҗидә һәрикәт қилмайдиғанлиқини билдүрүватиду. Бу растинила шундақ болған тәқдирдиму хитай һөкүмити шуни аңқириши лазимки, буниңдики баш образ, йәни ирақта ашундақ сәлбий мәқсәтләр үчүн ишлитилгән ‛қара су‚ ялланма қошуниниң қурғучиси ерик принс һазир ‛авангарт мулазимәт гуруһи‚ ниң рәисликини өтәватиду. Мана мушу ширкәт һазир шинҗаң районида аз дегәндиму бир қисим аманлиқ мулазимити билән тәмин әтмәкчи болуватиду, демәк бу ишлар җәзмән ирақта хизмәт қилған ашу тохтамлиқ хизмәтчиләр иҗра қилған ‛төмүр мушт‚ истратегийәсиниң қайта қоллинилиши, дәп қарилиши лазим. Чүнки һазир мушу әһвал шинҗаң райониға көчүрүлүп келиниш алдида туруватиду. Худди сизниң хәвириңиз болғинидәк бу ишлар һазир хитай компартийәсиниң шинҗаң районидики бастуруш һәрикәтлири билән алақидар болған бир қатар һадисиләрдә, җүмлидин бовақларда ‛муһәммәд‚ вә ‛җиһад‚ дегәндәк исимларни мәни қилиш, сақал вә башқа нәрсиләрни чәкләш қатарлиқларда әкс етиватиду. Дәрвәқә буларниң һәммиси хитай компартийәсиниң толиму ғува шәкилдә террорлуққа тәбир беришни мәқсәт қилған ‛террорлуққа қарши туруш қануни‚ билән мас қәдәмдә оттуриға чиқиватиду. Шуңа ‛авангарт мулазимәт гуруһи‚ ға аит бу ишлар мушу даирә ичидә нәзәргә елиниши, шуниң билән биргә буниң шинҗаң районидики хәлқ үчүн тәһдиттин башқа нәрсә болмайдиғанлиқи диққәттин сақит қилинмаслиқи лазим.”

“авангарт мулазимәт гуруһи” ниң уйғурлар диярида мәшиқ базиси ачмақчи болғанлиқи уйғур тәшкилатлириниңму муәййән дәриҗидә диққитини қозғаватқанлиқи мәлум. Бу һәқтә пикир қилғанлардин дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим бу һәқтә тохтилип, “хитайниң шәрқий түркистандики һәрбий күчи уйғурларни бастурушқа йетип ашиду. Хитайниң бу хилдики һәмкарлиқ мунасивитини орнитишта уйғурлардики үмидни йоқ қилиш мәқсәт қилинған. Йәни хитайниң мәқсити уйғурлардики хитайға қарши күрәш қилишта мусулман болуш сүпити билән алди билән үмидини аллаһқа бағлаш, андин қалса инсаний қәдир-қиммәтни алдинқи орунға қойидиған, шуниңдәк хитайни чәкләш иқтидариға егә болған америкидин үмид күтүштәк бир роһий түврүккә палта чепиш” дәп қарайду. Униң пикричә, хитай һөкүмити мушу һәмкарлиқ арқилиқ уйғурлар диярида америка дөлитиниң намини суйиистемал қилиш, андин уйғурларни ташқи дунядики адаләттин үмид үзүшкә, уйғурларни дуняда ялғуз вә ярдәмчисиз икәнликигә ишәндүрүшкә урунмақта икән. Сөһбәт җәрянида рабийә қадир ханим бу тоғрилиқ мундақ деди: 
Америкидики “америка муәссәлири институти” ниң хитай мәсилилири саһәсидики тәтқиқатчиси дерек сиссорс болса мустәқил ахбаратчи арам ростон билән өткүзгән сөһбитидә бу һәқтә сөз қилип, “американиң қиммәт қариши уйғурлар дияридики бу хил бихәтәрлик һәрикәтлиригә оң көзидә қаримайду. Чүнки бу америка һөкүмитиниң ‛биз хитайларниң шинҗаңдики уйғурларға зулум селишиға ярдәм бәрмәймиз‚ дәйдиған көз қариши билән мухалип келиду” дегән иди.
Мәлум болушичә, “авангарт мулазимәт гуруһи” ниң йүннән өлкиси вә уйғурлар дияридики мәшиқ базилири 2018- йили ишқа кириштүрүлидиған болуп, буниңға алақидар мәсилиләр һелиһәм хәлқара мәтбуатларда қизиқ нуқтилардин болуп турмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.