Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң америкаға қарши чиқарған қанун лайиһәси немигә һесаб?
2024.08.26
Америка һөкүмити хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан қәбиһ җинайәтлирини инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқ дәп җакарлаш билән қалмай, илгири-кейин болуп “уйғур кишилик һоқуқ қануни”, “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” қатарлиқ бир йүрүш қанунларни йолға қоюп, уйғурларни бастурушта рол ойниған хитай әмәлдарлири вә уйғурларни қул қилип ишләткән хитай ширкәтлирини җазалап келиватқаниди. Хитай һөкүмити бу әйибләшләрни инкар қилиш билән бир вақитта америка һөкүмитигә қарши тәшвиқат вә бәзи өч елиш һәрикәтлирини қоллинип кәлмәктә. 8-Айниң 23-күни уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи йиғин чақирип, “американиң шинҗаңға мунасивәтлик җаза қанунлириға қарши туруш” қарарини қарап чиқип мақуллиған.
Хитайниң “сина” (sina) тори қатарлиқ көплигән таратқулири чиқарған бу хәвәрдин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң 13-қетимлиқ йиғини 23-авғуст күни үрүмчидә ечилған болуп, йиғинға мәзкур қурултай даимий комитетиниң мудири зумрәт обул риясәтчилик қилған, йиғинда “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң американиң шинҗаңға мунасивәтлик җаза қанунлириға қәтий қарши туруш, җазаланған карханилар вә мунасивәтлик кәсипләр тәрәққиятини қоллаш қарар лайиһәси” ни қарап чиқип мақуллаш бекитилгән.
Бу йиғинға уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң муавин мудири ваң миңшәнму қатнашқан. Ваң миңшән илгири сиясий-қанун һоқуқини тутқан мәзгилидә америка вә явропа иттипақиниң җаза чәклимисигә учриғаниди.
Америкадики кишилик һоқуқ адвокати тең бияв әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “америка өткән бир нәччә йилда шинҗаңдики йиғивелиш лагери вә мәҗбурий әмгәккә селиш қилмишиға қарита җаза чәклимиси қойди, буниң бәзилири хитай әмәлдарлириға, бәзилири мәҗбурий әмгәккә четишлиқ хитай ширкәтлиригә қаритилди. Бу җазалар хитай әмәлдарлирини рәсва қилди һәмдә хитай маллириниң експорт қилинишиға тәсир көрсәтти, шуңа хитай һөкүмити бу җаза чәклимилиригә қарши бәзи тәдбирләрни қоллиниватиду”.
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң америка һөкүмитиниң җаза чәклимисигә қарши бу қанун лайиһәсини оттуриға қоюши тунҗи қетимлиқ иш болуп, бу хитай даирилириниң уйғурларға мунасивәтлик кишилик һоқуқ қанунлириға қанун билән қаршилиқ билдүрүшкә өткәнликини билдүрсә, йәнә бир тәрәптин хитай ширкәтлиригә ярдәм беришни қанунлаштуруш арқилиқ, американиң җазасиға учриған ширкәтләрни йөләшни нишан қилғанлиқи көрүлмәктә.
Америкадики сиясий анализчи илшат һәсән аптоном районлуқ хәлқ қурултийи мақуллиған бу тәклипниң һечқандақ күчи вә тәсири йоқ икәнликини билдүрди.
Америкадики рәнд сиясәт тәтқиқат мәркизи, хитай ишлири мутәхәссиси раймонд ко мундақ дәйду: “уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт американиң у райондики йиғивелиш лагери вә мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик җаза чәклимисигә қарши бәзи сиясәтләрни чиқиришқа башлиғандәк қилиду. Мән уни шу райондики компартийә әзалириниң американиң җазасиға қайтурған бир инкаси дәп ойлаймән. Әмма бу қанун техи дәсләпки лайиһә басқучида икән. Хитай һөкүмитиниң бу қанунни тәстиқлишиға бир җәрян керәк. Америкаға қарши сиясәтниң мәзкур районда қанунлаштурулуши үчүн хитайниң дөләт қануни керәк болиду. Бу қанун күчкә игә боламду дегәнгә кәлсәк, у нурғун амилларға бағлиқ. Әң башта улар бу мәсилини район мәсилисидин дөләт мәсилисигә көтүрәлиши, шу арқилиқ мәркизий һөкүмәтниң назаритини, мәсилән хитай сода министирлиқи, ташқи ишлар министирлиқи қатарлиқ орунларниң назаритини бу ишқа дахил қилалиши керәк”.
Америка вәтән хәвпсизлики министирлиқи торида елан қилинған мәлуматқа қариғанда, америка һөкүмити “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни иҗра қилғандин буян илгири-кейин болуп, хитайдики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ 73ширкәткә җаза чәклимиси қойған, 3.4 Милярд доллар қиммитидики мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини тутуп қалған.
“уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң үнүмлүк болуватқанлиқини хитай һөкүмити көп қетим ашкарилап қойған. Хитай ташқи ишлар министири ваң йи 2024-йил 2-айда өткүзүлгән 60-нөвәтлик мюнхен хәлқара хәвпсизлик йиғинида, американиң мәҗбурий әмгәкни чәкләш сияситини әйибләп: “әҗиба шинҗаңдики уйғур қатарлиқ милләтләрниң ишләш һоқуқи йоқму? силәр мәҗбурий әмгәк дегән гәпни тепип, уларни ишлигили қоймисаңлар, ишләпчиқарған мәһсулатлирини сатқили қоймисаңлар, инсанпәрвәрликкә уйғун келәмду?” дәп қайнап кәткән. Униңдин башқа ташқи ишлар министирлиқиниң ваң венбин қатарлиқ баянатчилириму көп қетим американиң бу сияситини әйиблигән.
Тәтқиқатчи раймонд кониң билдүрүшичә, аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң бу қанун тәклипи сунуши мәзкур районниң иқтисадий вәзийити биләнму мунасивәтлик икән. У мундақ деди:
“хитайниң иқтисади һазир яхши әмәс. Шуңа бу тәклип лайиһәси уйғур районидики һөкүмәтниң бир синиқидур. Шу арқилиқ улар мәркизий һөкүмәтниң қоллишини вә иқтисадий ярдимини қолға кәлтүрмәкчи. Әгәр мәркизий һөкүмәт бу қанун лайиһәсини қоллиса, районлуқ һөкүмәтниң американиң җаза чәклимисидин қутулушиға ярдәм берәләйду. Әмма мәсилә шуки, мәркизий һөкүмәт районлуқ һөкүмәтниң бу һәрикитини қоллаш үчүн башқа саһәләрдики мәнпәәтлирини қурбан қилип, байлиқ вә адәм күчи йөткиши, башқа өлкә вә районлардики мәсилини етибарға алмаслиқи керәк”.
Илшат һәсән әпәнди бу қанун тәклипиниң асасий мәқситиниң америка билән дүшмәнлишиш әмәс, бәлки уйғур елидики хитай ширкәтлирини қоллаш икәнликини билдүрди.
Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи оттуриға қойған бу қанун лайиһәси американиң җаза чәклимисигә қарши туруп, хитай ширкәтлиригә ярдәм бериш тоғрисида түзүлгән болсиму, конкрет немиләрни өз ичигә алғанлиқи мәлум әмәс. Америкадики кишилик һоқуқ адвокати тең бияв әпәнди бу һәқтә мундақ деди: “бу қанун лайиһәси американиң җаза чәклимисигә учриған шинҗаңдики ширкәтләрни қоллаш үчүн чиқирилған, бу әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң мәйданини ипадиләйду. Бу ширкәтләр мәҗбурий әмгәккә четишлиқ ширкәтләр болуп, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң бир қисми һесаблиниду. Американиң җаза чәклимисигә қарши бу тәдбирниң қанчилик үнүми болиду, буниңда униң ашу ширкәтләрни қандақ қоллиғанлиқиға қараш керәк. Әгәр хәлқара җәмийәт, ғәрб дөләтлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай ширкәтлиригә җаза чәклимиси қоюшни еғирлаштурса, хитайниң қарши тәдбири чәклик болиду”.
Тең бияв әпәндиниң билдүрүшичә, америкаға мунасивәтлик бундақ чоң қанун лайиһәсиниң мәмликәтлик хәлқ қурултийидин әмәс, йәрлик хәлқ қурултийидин чиқиши алаһидә әһвал болуп, бу һәқтә у мундақ деди: “бу, шинҗаң хәлқ қурултийи мақуллиған бир қарар, шуңа у өлкә дәриҗилик қарар һесаблиниду вә мәмликәт бойичә күчкә игә болмайду. Хитай һөкүмити, җүмлидин ташқи ишлар министирлиқиму американиң җазасиға қарши көп қетим ениқ ипадә билдүргән. Шуңа кәлгүсидә мәмликәтлик хәлқ қурултийиниму бу мәсилидә қанун чиқармайду дегили болмайду, буниң еһтималлиқи бар”.