Сода уруши җәрянида америкиниң уйғурлар мәсилисини муһим орунға қоюши тәләп қилинмақта
2018.09.19

Өткән бирнәччә йилда хитайдики барчә һоқуқниң ши җинпиңниң қолиға мәркәзлишиши ахирқи һесабта хитайға вә дуняға мав зедоң дәвридин кейинки йәнә бир диктаторниң тәхттин орун алғанлиқини көрситишкә башлиди.
Бу җәрянда бу хил мустәбитликниң әң рошән ипадилириниң бири бир милйондин артуқ уйғурниң түрмә шәклини алған лагерларға қамилиши вә уларниң һечқандақ қануний тәртиптин өтмигән һалда мәһбусқа айландурулушида ипадиләнди. 18-Сентәбир күни америкидики әң чоң гезитләрдин болған “ню-йорк вақти” гезитиниң гезит тәһрирати намидин елан қилинған бу һәқтики баш мақалисидә нөвәттә уйғурларниң бешиға келиватқан зулумниң еғирлиқи аллиқачан ақсарайда әндишә пәйда қиливатқанлиқи һәмдә буниңға мунасип җаза тәдбирлириниң муһакимә қилиниватқанлиқи ейтилип, “доналд трамп хитайға қарши чиқаламду?” дәп соал қоюлиду.
Мақалида көрситилишичә, ши җинпиң һакимийәтни қолға алғандин буян вуҗудқа кәлтүргән әң чоң ишларниң бири инсан һәқлирини дәпсәндә қилиш болған. Буниң әң ярқин ипадиси “идийәви кесәлликни давалаш” намида уйғурларни зулум обйекти қилишта әкс әткән. Буниң билән һәтта ахирәтлик ишларда “қуран кәрим” дин бирәр айәтни қираәт қилған кишиму өзини лагерда көридиған вәзийәт шәкилләнгән. Бу хил лагерларға қамалған кишиләр болса ташқи дунядин пүтүнләй айрилған һалда өзлириниң сиясий мәвқәсини өзгәртишкә, меңә ююш, өз-өзини тәнқидләш һәмдә ислам етиқадидин ваз кечишкә мәҗбурланған. Әмма мақалида уйғурларниң диний етиқади яки тил- йезиқи хитайлардин пәрқлиқ болғанлиқи үчүн әмәс, бәлки уйғурларниң мустәқиллиққа интилиш тарихи вә хитайларниң һөкүмранлиқиға қаршилиқ көрситиш хаһиши сәвәблик хитай һөкүмитиниң олтуралмайватқанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Худди мушуниңға охшап кетидиған қарашлар америкидики йәнә бир чоң гезит болған “вашингтон почтиси” тәһрирати намидин елан қилинған баш мақалидиму әкс етиду. 17-Сентәбир күни елан қилинған мәзкур баш мақалида 21-әсирдә әң типик һакиммутләқ һакимийәт системисини бәрпа қилип чиққан хитайниң ашкара һалда уйғур диярини ташқи дуня үчүн чәкләнгән районға айландуруп қоюватқанлиқи, бу районда иҗра болуватқан сиясий, иқтисад, мәдәнийәт җәһәттики чәклимиләр һәмдә бастурушларниң пүткүл уйғур диярини исми-җисмиға лайиқ “орвел” чә мустәбит җәмийәткә йүзләндүрүватқанлиқи, һазир уйғур җәмийитидә “хитайчә шәкилгә сәлла охшимай қалған һәрқандақ шәйиниң йоқитилиш нишаниға айлиниватқанлиқи” тәпсилий баян қилиниду.
Бу мақалиләрдә бирдәк уйғурларни асасий нишан қилған бу хил зулумниң мушу йосунда раваҗлинишиға давамлиқ сүкүт қилинса униң пүткүл хитай үчүн нормал болған бир өлчәмгә айлинип қелиш һәмдә кейинчә дуняниң башқа җайлириғиму кеңийиш еһтимали барлиқи көрситилиду. Шундақла уйғурларниң мәдәнийәт һәқлири мушу шәкилдә тартивелинса у һалда хитайдики буддизм, тәриқәтчилик, католик қатарлиқ диний етиқадларниңму охшаш тәқдиргә дуч келидиғанлиқи, у чағда уйғурларни қоғдап қалалмиған дуняниң бу кишиләрниму қоғдап қалалмайдиғанлиқи, шу сәвәбтин америка билән хитай оттурисидики сода уруши җәрянида иқтисадий мәсилиләрни сөһбәтниң муһим нуқтиси қилиш билән биргә хитайниң инсан һәқлирини аяқ-асти қилишиғиму тегишлик дәриҗидә чарә көрүшни ойлиниш лазимлиқи тәкитлиниду.
Гәрчә уйғурлар учраватқан зулумлар һәққидә шунчә көп дәлил-испатлар вә гуваһлиқ материяллири оттуриға чиқиватқан болсиму хитай һөкүмити б д т вә башқа хәлқаралиқ мунбәрләрдә изчил “уйғурлар хитай компартийәсиниң рәһбәрликидә бәхтияр турмуш кәчүрмәктә” дегәндәк ялғанларни базарға селиватқанлиқи мәлум. Шуниң билән биргә хитайдики һакиммутләқлиқниң техиму юқири пәллигә чиқиватқанлиқидин бешарәт бәргән рәвиштә бу хилдики лагерлар техиму зор көләмдә қурулмақта. Әмма бир қисим хәлқаралиқ тәшкилатлар, җүмлидин инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати һәмдә америка һөкүмити хитай һөкүмитиниң бу җәһәттики қилмишиға җаза бериш үчүн музакиридә болғанда хитай һөкүмитиниң өктәмлик билән “америка яки башқа һөкүмәтләрниң хитайниң ички ишлириға арилишишқа һәққи йоқ” дәп җакарлиши дуняға хитай һөкүмитиниң бу хилдики һакиммутләқлиқ характерини мәлум дәриҗидә әкс әттүрүватқанлиқиму мәлум.
Вашингтон шәһиридики адвокат, уйғур сиясий паалийәтчи нури түркәл бу мәсилиниң буниңдин башқиму муһим тәрәплири барлиқини алға сүриду. Униң қаришичә, америка һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисини муһим нуқта қилған һалда хитай һөкүмитигә бесим қилиши хитайниң ички ишлириға арилашқанлиқ болмайду. Әксичә америкиниң мушундақ қилиши маһийәттә америкиниң тарихий әнәнигә игә қиммәт қаришини җари қилдурғанлиқ болиду.
Нури түркәлниң қаришичә, нөвәттә америка билән хитай оттурисида иқтисадий мәсилә түпәйлидин тоқунуш күчийиватқанда сода урушиға тақап туруп уйғурлар мәсилисини диққәт мәркизигә қоюш америкиниң ташқи сияситигиму уйғун келидиған һадисә һесаблинидикән.
Нури түркәлниң пикричә, нөвәттә америкиниң сиясий саһәсидә җиддий муһакимә қилиниватқан “чен чуәнго башчилиқидики бир қисим юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлириға ‛йәр шари магнетиски қануни‚ ни тәтбиқлаш” мәсилисини буниңдики бир зор илгириләш дейишкә болидикән. Чүнки бир қисим кишиләрдә мәвҗут болуватқан “буниң қанчилик үнүми болиду” дегән қараш тоғрисида мәзкур җазаниң әмәлий үнүмидин көрә униң немигә символлуқ қилиши бәкрәк муһим әһмийәткә игә икән.
Мақалида көрситилишичә, ғәрб дуняси хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушини күчлүк әйибләватқанда ғәрб дуняси билән мусулман әллириниң оттурисида ортақ тәнқид һәмкарлиқиниң болмаслиқи толиму әпсуслинарлиқ бир һадисә һесаблинидикән. Әмма шундақ болсиму “йәр шари магнетиски қануни” ниң тәтбиқлиниши асия, африқа вә явропа билән нәччә милярд америка доллири бойичә сода қиливатқан хитай һөкүмитиниң һакиммутләқлиқ вә инсан һәқлири дәпсәндичиликини бу районларға кеңәйтишини чәкләштә иҗабий ролға игә икән.