Ши җинпиң дәвридики америка-хитай мунасивити: хаталиққа чирмашқан мәнпәәтләр
2022.09.30
Америка-хитай мунасивити йеқинқи мәзгилләрдә изчил хәлқара ахбарат саһәсиниң муһим темилиридин болуватқан болуп, икки тәрәп оттурисидики дипломатик йириклишишниң барғансери юқири пәллигә чиқиватқанлиқи буниңдики әң гәвдилик алаһидилик болуп қалмақта. Һалбуки бу йириклишишниң нөвәттики хәлқара вәзийәт үчүн, җүмлидин икки тәрәпниң кәлгүсидики истратегийәлик мәнпәәтлири үчүн немиләрдин дерәк бериши 26-сентәбирдә майкил шуман (Michael Schuman) имзасида “атлантик” торида елан қилинған мулаһизә мақалисидә тәпсилий баян қилинди.
Апторниң қаришичә, нөвәттики америка-хитай мунасивитидә көрүлүватқан йириклишишниң баш сәвәбкари ши җинпиң болуп, хитайдики қәрәллик һоқуқ тапшурушниң 10 йиллиқ сүрүки тошуш алдида ши җинпиңниң тәхттин чүшүшни халимайватқанлиқи бу җәһәттики бузулушни техиму юқири пәллигә елип чиқиватқанлиқи мәлум. 2022-Йили 16-өктәбирдә башлинидиған 20-қурултайда ши җинпиңниң давамлиқ һоқуқ тутуши асасий җәһәттин муқимлишип қалған болуп, йеңи бир “даһий” ниң һоқуқни қолиға елиш еһтималдин бәкму йирақ. Бундақ әһвалда америка вә хитай оттурисидики һәмкарлиқ яки шериклик мунасивитини дүшмәнлишишкә йүзләндүргән ши җинпиңниң давамлиқ рәис болуши бу хил дүшмәнликни техиму улғайтиветиши мумкин икән.
Аптор бу җәһәттики бузулушниң җавабкарлиқи һәққидә тохталғанда хитайниң бу рәһбирини өткән мәзгилдә топланған дөләт капиталини дуня иқтисади, йеңи пән-техника, һәрбий ишлар қатарлиқ саһәләрдә йетәкчи күч болуватқан америкиниң нопузини ағдуруп ташлашқа, шуниңдәк америка баш болуп орнитип чиққан дуняви тәртипни қайта қуруп чиқишқа сәрп қилған, дәп қарайду. Бундақ әһвалда ши җинпиң давамлиқ һалда йәнә бәш йил “алий даһий” болса у һалда бу хил урунуш техиму юқири пәллигә чиқиши ениқ икән. Чүнки 2012-йили ши җинпиң һоқуқни қолиға алғанда америка вә башқа ғәрб әллириниң сиясийонлири уни 1980-йилларда дең шявпиң башлап бәргән “иқтисадий ислаһат вә ечиветиш” ишлирини техиму юғури пәллигә елип чиқиду вә америка билән һәмкарлишиду, дәп ишинип қалған. Әмма у һакимийәтни қолиға алғандин кейин бу кишиләр өзлириниң хаталашқанлиқини һес қилған. Идеологийәгә әсәбийләрчә чоқунидиған, милләтчиликтә учиға чиққан һәмдә сиясий контроллуққа мәстанә болған ши җинпиң илгирики “пешвалири” ниң басқан йолини башқа йөнилишкә бурашқа башлиған.
Ши җинпиң бу җәһәттә алди билән хитайниң ташқи сиясәтлирини пүтүнләй йеңиваштин түзүп чиққан. Чүнки у хитайни дунядики әң қудрәтлик дөләткә айланди, дәп ишинип қалған. Шуңа у америка һөкүмитини өзигә шерик, дәп қарашниң орниға уни өзлири үчүн әң хәтәрлик рәқиб, дәп қариған. Хитайниң мәвҗутлуқини америка башламчилиқ қиливатқан дуняви тәртиптә раваҗландурушниң орниға хитайни мәркәз қилған һакиммутләқлиқ асасидики дуняви тәртипни орнитишқа зеһин қойған. Американи техиму оңай қисмаққа елиш үчүн ши җинпиң русийә президенти виладимир путин билән қоюқ достлуқ мунасивити орнитип чиққан.
Әмма апторниң қаришичә, ши җинпиңниң мушундақ бир урунушқа әсәбийләрчә мәһлия болушиниң өзи әмәлийәттә америка үчүн көплигән һекмәттин дерәк беридикән. Чүнки америка башчилиқидики дуняви тәртипни бузуп ташлимақчи болуватқан бу “даһий” әмәлийәттә ашу “арман” ға йетиш үчүн өзиниң дөлитини шуниңға чушлуқ “дәрман” ға игә қилишқа аҗиз келип қалған. Буниң билән бу “даһий” ашу нишанға интилгәнсери униң дөлити иқтисад вә башқа җәһәтләрдин қудрәт тепиш орниға техиму хорап аҗизлап маңидикән. Мундақчә ейтқанда ши җинпиң тәхттә қанчә узун олтурса хитайниң америка билән риқабәтлишиш иқтидари шунчә аҗизлап маңидикән.
Бу җәһәттә аптор мисал алған һадисиләр һәқиқәтәнму реаллиққа уйғун келиду. Болупму ши җинпиңниң рәһбәрликидә хитай иҗра қиливатқан сиясәтләрниң һәммисила бу дөләтниң толиму начар бир йосунда идарә қилиниватқанлиқини намаян қилиду: алди билән хитайниң иқтисади көрүнәрлик дәриҗидә астилап кәткән; ши җинпиң түзүп чиққан тәһликилик ташқи сиясәтләр дунядики көплигән асаслиқ күчләрни һәмдә хитайниң қошнилирини хитайдин бәкму йираққа сүрүп ташлиған; ши җинпиң түзүп чиққан бир қатар дәбдәбилик қурулуш лайиһилири исрапчилиқ вә башқуруштики набаплиқ түпәйлидин хараб болушқа йүзләнгән. Буниң билән ши җинпиң еғзидин чүшүрмәй келиватқан “хитай дөлитиниң қәд көтүрүшини һечким тосуп қалалмайду” дегән һөкүм дәл мушу хил сәвәбләр түпәйлидин әмәлийәттин бәкла узап кәткән. Бу һал америка үчүн һәммидинму бәк ениқ болғанлиқи үчүн улар дипломатийә, иқтисад, технологийә, һәрбий вә идеологийә саһәлириниң һәммисидила хитай билән риқабәтлишишкә мәҗбур болған. Аптор буниңға мисал қатарида компютер өзәк (chip) лири саһәсидә америка йетәкчи күч болуштәк вәзийәтни давам қилдуруш үчүн америка һөкүмитиниң хитайни өзәк бойичә искәнҗигә алғанлиқини, буниң билән хитайдики санаәт саһәсиниң бирдинла паләч һалға чүшүп қалғанлиқини тилға алиду. Бу һәқтә сөз болғанда “тинч окян кеңиши” ақиллар мәркизиниң тәтқиқатчиси дейн камаро (Dane Chamorro) нөвәттики вәзийәтни омумий җәһәттин қариғанда бу хилдики дүшмәнлишиш мунасивитиниң екисигә қайтишидин үмид йоқ, дәп қарайдиғанлиқини алаһидә тәкитләйду. .
“мениңчә һазир буниңда өткәнки бирнәччә йиллиқ әһвалға қарап һөкүм чиқириш мумкин. Буниңда һәммила иш нормаллиқтин һалқип кетиватиду. Әмма қандақла болмисун буниңдики чоң вәзийәт 2014-йилидин аввалқи сәвийәгә яки ши җинпиң һакимийәт бешиға чиқиштин аввалқи дәвргә қайтмайдиғандәк қилиду. Америка билән хитай оттурисидики риқабәттин көрә һәмкарлиққа бәкрәк тоюнған мунасивәт аз дегәндиму 30 йилчә давам қилди. Әмди бу ишларни кәлмәскә кәтти, десәкму болиду. Һазир хитайдиму, америкидиму сайламниң тәйярлиқи җиддий кетиватиду. Шуңа бундақ әһвалда һәр икки тәрәп қариши тәрәпкә бәкла күчлүк болған һәрикәт билән инкас қайтурмаслиқи мумкин. Хитайниң һәр җәһәттики әһвали начар болуватқан әһвалда ениқки ши җинпиң өз хәлқигә қарита өзиниң һакимийәт бешида турушиниң муһимлиқини, буниң америка тәһдитигә тақабил турушта кәм болса болмайдиғанлиқини пәш қилиши ениқ.”
Аптор алаһидә диққәт қилған бир һадисә хитай иқтисадиниң ши җинпиң дәвридики көрүнәрлик төвәнлиши болған. 2012-Йили ши җинпиң һакимийәт бешиға чиққанда хитай иқтисадиниң ешиш сүрити сәккиз пирсәнткә йеқин меңиватқан болуп, 2022-йилида бу сүрәт үч пирсәнткә чүшүп қалған. Буниңдин кейин бу сүрәтниң техиму астилап кетиши һазир муқәррәр болуп қалди, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Апторниң қаришичә, бу хил ғайәт зор чекинишниң баш сәвәбкари йәнила ши җинпиң һесаблинду. Чүнки 1980-йилларда хитай һөкүмити дөләтниң биваситә һалда иқтисадий саһәни контрол қилиши вә униңға қол тиқиишни тәдриҗий әмәлдин қалдуруп, чәтәлләр билән болған сода вә мәбләғ селиш ишлириға ишикни ачқан, шуниңдәк хусусий ширкәтләрниң баш көтүрүшигә иҗазәт бәргән. Буниң билән хитайниң иқтисадий ғайәт зор көләмдә вә сүрәттә ашқан. Ши җинпиң дәвридә болса у дәл буниң тәтүрисини қилип, хусусий ширкәтләрни басқан. Шундақла партийәниң иқтисадқа болған контроллуқини йүксәк пәллигә елип чиққан. Буниң билән хусусий игилик еғир чәклимә вә бесим түпәйлидин бир изда тохтап қалған. Буниң бир ипадиси сүпитидә хитайдики ишсизлиқ техиму еғирлашқан. Ши җинпиңниң бу хилдики “хусусий ширкәтләр иқтисад вә тәсир күчтә зорийип кәтсә компартийә үчүн тәһдиткә айлиниду” дәйдиған бу хил идеологийә вә сиясий чүшәнчә бир гәвдилишип кәткән қариши түпәйлидин һазир бу хилдики “компартийә иқтисадни контрол қилиш” әндизиси техиму күчәймәктә икән. Шүбһисизки бу хитайниң иқтисадий қуввитини техиму аҗизлитидиған бир муһим амил болуп қалған.
Аптор бу җәһәттә америка үчүн техиму пайдилиқ болиду, дәп қараватқан йәнә бир һал хитайниң зомигәрлик тәбиити әвҗигә чиққансери дунядики күчләрниң америка әтрапиға зич уюшуши һесаблиниду. Өткән бәш-алтә йилда америка тәвәсидә барлиққа кәлгән иҗтимаий тәртипсизлик һадисилири американиң дуняви күч болуш салаһийитигә қара сайә ташлиған. Ши җинпиң болса дәл мушу хил аҗизлиқни байқап америкиниң зийини һесабиға хитайниң америкидики тәсирини кеңәйтишкә урунған. Әмдиликтә ши җинпиң башлап маңған хитайниң барғансери дуняға дүшмән болушиға әгишип дуняви демократик күчләрниң америка билән бирликсәп орнитиш арзуси күчийип маңған. Болупму америка һөкүмитиниң хитай билән болған дипломатик мунасивити бузулушқа башлиғанда явропа иттипақи бу һални қарши алмиған. Шуниңдәк буни сиясий вә иқтисадий җәһәттин зиянлиқ, дәп қариған. Әмма русийәни украинаға таҗавуз қилиши һәмдә ши җинпиңниң бу җәрянда виладимир путинни паал қоллап “таҗавузчилиқ машинисиға май қуюши” ни көргәндин кейин улар америка һөкүмити билән хитайға тақабил туруш ишлирини мәслиһәтлишишкә башлиған. Ши җинпиң таҗсиман вируси башланғандин буянқи тунҗи чәтәл сәпири үчүн оттура асияға кәлгәндә путин билән техиму қоюқ достлуқ орнатқан. Әнә шу хил сәвәбләрдинму америкиниң тинч окяндики шериклиридин болған японийә, җәнубий корейә, австралийә вә йеңи зеландийә 2022-йили июнда “шималий атлантик әһди тәшкилати” (NATO) ниң рәһбәрләр йиғиниға қатнишип хитай тәһдити һәққидә музакириләшкән. Йеқиндин буян һиндистанму хитай тәһдитигә қарши америка билән һәмкарлиқ орнитишта зор қәдәмләрни елишқа башлиған.
Һазир болса ши җинпиңниң “вирус юқумини нөлгә чүшүрүш” шоари бойичә хитайдики авам дуч келиватқан түрлүк бесимлар шиддәт билән ешишқа башлиған. Асаслиқ шәһәрләрниң вә сода районлириниң қамалға елиниши, ишсизлиқниң тездин ешиши қатарлиқлар әң әҗәллик аҗизлиқларниң бири болған хәлқ аммисидики наразилиққа земин һазирлиған. Буниң билән бейҗиң вә шаңхәй қатарлиқ бир қисим чоң шәһәрләрдә “я әркинлик я өлүм” дегәндәк шәкилдики шоарлар көрүлүшкә башлиған. Йәнә бәзиләр болса “вейбо” да ашкара һалда “бай ғоҗамлар өйлиридә әйши-ишрәт саз билән, кәмбәғәлләр аһ урушар хиялида нан билән” дегәндәк текистләрни елан қилған. Бу һәқтә сөз болғанда дейн камаро әпәнди хитайниң нөвәттики иқтисадий җәһәттики чекинишини мәлум мәнидин алғанда хитайниң заваллиққа қарап меңиватқанлиқиниң бир түрлүк ипадиси, дәп қарашқа болидиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.
“буниңдин бир-икки йил аввалқи вәзийәтни ядимизға алидиған болсақ шу вақитта әслидә икки тәрәп оттурисида бир түрлүк һәмкарлиқ барлиққа кәлсә болатти. Чүнки шу вақитта һәр икки тәрәп таҗсиман вирусиниң еғир зәрбисигә учриған болғачқа бу мәсилидә қолму-қол тутушуп иш көрүши мәнтиқигә тоғра келәтти. Әмма ишлар ундақ болмиди. Бу вирус һәққидә көп талаш-тартиш оттуриға чиқти. Әмди келип тәйвән мәсилиси оттуриға чиқиватиду. Демәк икки тәрәп оттурисида һәмкарлишип иш көрүшниң һечқандақ имканийити мәвҗут әмәс. Бундин кейинки вәзийәт асасий җәһәттин тоқунушқа толған һалда раваҗлиниши мумкин. Чүнки хитай шунчә йиллардин буян америка тәмин әткән шараитта бай болувелипла әмди америка билән риқабәтлишимән, дәватиду. Хитайниң һазирқи әһвалидин елип ейтсақ, хитайниң иқтисади қуввити ваба мәзгилидин кейин ғайәт зор дәриҗидә төвәнләп кәтти. Болупму експорт содисиға зор дәриҗидә тайинидиған хитай үчүн бу һал техиму шундақ болди.”
Гәрчә хитайдики бу хил аммиви наразилиқ, дипломатийә саһәсидики тәлвилик, иқтисадий саһәдики чекиниш дегәнләрниң һечқайси ши җинпиңни ағдуруп ташлиғудәк қудрәткә игә болмисиму, ши җинпиңниң давамлиқ һакимийәт бешида туруши шүбһисиз бу хил йүзлинишни юғури пәллигә елип чиқидикән. Бу нуқтини ши җинпиңму тонуп йәткән болуп, у бу хил сәлбий ақивәтниң келип чиқмаслиқи үчүн нөвәттә кишиләрниң диққитини хитай милләтчиликигә йөткәшкә башлиған һәмдә шу арқилиқ өзиниң һакимийәт бешида турушиниң қанунлуқ вә зөрүр икәнликини пәш қилмақчи болған. Тәйвән һәққидики “дағдуғилиқ баянлар” му дәл мушу мәқсәттә оттуриға чиқиватқан болуп, тәйвән дүшмәнлики, америка дүшмәнлики қатарлиқ “дүшмәнләр нәзәрийәси” арқилиқ дөләт ичидики ғәзәпни башқа яққа бурашқа ши җинпиң һазир һәммидинму бәкрәк моһтаҗ болушқа башлиған. Бу хил көп тәрәплимә реаллиқ маһийәттә америка үчүн йәнила әң зор дәриҗидә пайдилиқ болуп, нөвәттә икки тәрәп оттурисидики сүркилишни юғури пәллигә чиқириш, әмма биваситә уруш қилиштин сақлиниш арқилиқ америка әң ахирида мәнпәәт алғучи, хитай болса өзиниң путиға өзи палта чепип зиян тартқучи болуши муқәррәр икән.