Америкада һәр он адәмниң тоққузи хитайни “риқабәтчи яки дүшмән” дәп қарайдикән, ундақта сиясәтчиләрчу?
2021.10.15
Америкадики бир қанчә нопузлуқ тәтқиқат мәркәзлири елип барған йеқинқи рай синашлардин қариғанда америка хәлқиниң хитай һәққидики көз қаришида зор өзгириш мәйданға кәлгән.
Мәсилән, “Pew” тәтқиқат мәркизи 2021-йили 2-айда әп барған тәкшүрүшидин аян болушичә, америкидики қорамиға йәткән һәр он кишиниң тоққузи хитайни “шерик әмәс, риқабәтчи яки дүшмән” дәп қарайдикән. Йәнә% 48 киши болса “хитайниң күчини вә тәсирини чәкләш америка ташқи сияситиниң әң муһим нуқтиси болуши керәк” дәп қарайдикән. Хитайға нисбәтән мәнпий көз қараштикиләр болса% 67 кә өрлигән болуп, техи икки йил авалла бу рәқәм 46 пирсәнт икән.
Америкадики тонулған хитай ишлири мутәхәссиси гордон чаң әпәндиниң қаришичә америка җамаити корона вирусидин кейин хитайниң һәқиқий йүзини тонуп йәткән. У мундақ дәйду:
“америкалиқлар корона вирусиниң вә хитайдин келиватқан фантинел дорилириниң өлүмгә сәвәб болғанлиқини көрди. Улар хитайниң америкиниң шериклири вә иттипақдашлириға қиливатқан зомигәрликини көрди. Хитайниң америкиға қарши қиливатқан тәшвиқат һәрикәтлирини көрди. Мана булар кишиләр узундин буян көрүшни рәт қилип кәлгән реаллиқни көрүш үчүн муһим бурулуш нуқтиси болди.”
Америка кор аналитик орниниң қурғучиси, доктор андерс корму америкалиқларниң хитайниң һәрикәтлиригә диққәт қилишиға сәвәб болған әң муһим амилниң корона вируси юқуми болғанлиқини деди. У елхәт арқилиқ қайтурған инкасида мундақ деди:
“һазирғичә 720000 дин артуқ америкалиқ бу вирус сәвәбидин һаятидин айрилди, нурғун америкалиқлар хизмитидин айрилди. Бу юқумлуқ кесәл америкалиқларға биваситә вә әҗәллик тәсир көрсәтти, һәмдә бизниң хитай компартийәсиниң дөләт ичи вә хәлқарада қиливатқан ишлириға техиму йеқиндин диққәт қилишимизға сәвәб болди. Нәтиҗидә америкалиқлар у қиливатқан вәһшийликләрдин вә дөләт башқуруштики хата усуллиридин хәвәрдар болди.”
Мәлум болушичә, галлуп тәтқиқат орни 2021-йили 3-айда әп барған рай синаш нәтиҗисидиму охшаш нәтиҗиләр чиққан болуп, униңда хитайни американиң асаслиқ дүшмини дәп қарайдиған америкалиқларниң сани бир йил ичидә бир қатлинип, % 22 тин% 45 кә өрлигән.
Америка сода министири гина раймондо 2021-йили 24-сентәбир күни “вал стирит журнили” ниң зияритини қобул қилғанда “хитай хәлқара содиниң қаидилири бойичә иш қилмайватиду, әқлий мүлк оғрилиқи билән шуғуллиниватиду” дегән. Америка мәркизи ахбарат идарисиниң башлиқи бил бурнсму йеқинда қилған сөзидә хитайни “биз 21-әсирдә дуч келидиған әң муһим җуғрапийәлик сиясий тәһдит” дәп тәсвирләп униңға тақабил туруш үчүн мәхсус хитай вәзипә мәркизи қурулғанлиқини елан қилған. “вашингтон көзәткүчиси” намлиқ журналниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, мана булар техи йеқинқиғичә “хитай бизниң шерикимиз, хитай иқтисадий тәрәққий қилсила бизниң сепимизгә қошулиду,” дәйдиған хитай фантазийәсигә ишиниватқан америка үчүн наһайити зор өзгириш болуп һесаблинидикән.
Бирақ гордон чаң әпәнди һазирқи байден һөкүмитиниң хитайға йүргүзүватқан яки йүргүзмәкчи болуватқан сиясәтлириниң хәлқниң райи билән охшимайдиғанлиқини әскәртти. У мундақ деди:
“байден һөкүмити һазир хитай билән мунасивәтләрни әслигә кәлтүрүш үчүн һәрикәт қиливатиду. Мән буни хәлқ арисида анчә қарши елинмайдиған һәрикәт, дәп қараймән. Хәлқниң арзуси бу әмәс. Байден һөкүмити хитайниң дүшмәнликини, униң мәқситиниң американи чәткә қайрип қоюш икенликини билиши керәк. Байдин һөкүмитиниң биринчи асасий қанун характерлик вәзиписи болса америка дөлитини қоғдаштур”
Доктор андерс кор әпәндиниң қаришичә, байдин һөкүмитини хитай билән мунасивитини яхшилашқа мәҗбурлаватқини чоң ширкәтләр икән. У бу һәқтә мундақ дәп язған:
“байден, керри, биллинкен, сулливан вә кампбелға охшаш сиясийонлар америкалиқ сайлиғучиларға қариғанда хитайға бәкрәк достанә муамилә қиливатиду. Чүнки улар чоң ширкәтләрниң иқтисадий тәсиригә учриған. Чүнки бу ширкәтләр давамлиқ хитайдики тиҗарити вә мәбләғлиридин пайда елишни көзләйду. Мәнчә сиясийонлар пәқәт яхши йетишкән сайлиғучилар тәрипидин мәҗбурланғандила қайта сайлинип чиқиш үчүн хитайға қаттиқ қол сиясәт йүргүзүшкә мәҗбур болиду”
Диққәт қилишқа әрзийдиғини, “чикаго йәршари ишлири кеңиши” намлиқ тәтқиқат орни 2020-йили 12-айда әп барған тәкшүрүшидин қариғанда “америка һөкүмити хитайниң зорийишиға қарита йетәрлик тәдбир қолланди” дәп қарайдиған америкалиқларниң сани аран % 34 болуп, дәрвәқә мутләқ көп сандики америкалиқ бу тәдбирләрни йетәрлик әмәс, дәп қарайдикән.
Америкадики уйғур вәзийәт көзәткүчиси елшат һәсән әпәндиму байдин һөкүмитиниң хитайға қаритидиған сияситидә бошап кәткәнликини, хитайниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқини тосуш мәсилисидиму җимип қалғанлиқини тәкитлиди. У американиң йәнила сөһбәт арқилиқ хитайни өзгәртимиз, дәйдиған хам хиялни көрүватқан болуши мумкинликини әскәртип, буни өзгәртишниң бирдин-бир йоли америкадики җамаәт пикири, деди.
“вашингтон көзәткүчиси” журнилиму бу һәқтики мақалисидә америкилиқ сиясәт бәлгилигүчиләрни америка хәлқиниң тәләплиригә маслишишқа чақирип “бүгүнки күндә, хитайниң дуня омумий ишләпчиқириш қиммитиниң 50 пирсәнтини игиләйдиған асия тинч окян райониға һөкүмранлиқ қилишқа урунуватқанлиқи бир һәқиқәт. Хитайниң өз қошнилири вә тәнқидчилиригә қарши иқтисадий зораванлиқ вә башқа начар васитиләрни қоллинишқа майил икәнлики бир һәқиқәт. Хитайдики өзгичә яки әркин пикир қилғучиларниң барар җайиниң гулаг икәнлики бир һәқиқәт. Шуңа сиясәт бәлгилигүчиләр тездин мушуниңға қарита иш көрүши керәк” дегән.