Хитайни америка иқтисадиниң “қатили” дәп әйиблигән питер наваррониң һөкүмәт кабентиға дахил болуши муназирә қозғиди
2016.12.23

Нөвәттә һөкүмәт кабентини җиддий тәшкилләватқан президент доналд трампниң америка дөләт тиҗарәт кеңишиниң башлиқлиқиға хитайни “америка иқтисадини өлтүргән қатил” дәп атиған, даңлиқ иқтисадшунас петер наваррони тәйинлиши күчлүк диққәт қозғиди. Хитай рәсмий баянатлирида буниңға дипломатик инкас қайтурған болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң рәсмий ахбарат органлири болған хәлқ гезити вә йәр шари вақти гезити қатарлиқлар буниңға күчлүк инкас қайтуруп, бу, америкиниң хитай билән зитләшмәкчи болуватқанлиқиниң очуқ ипадиси, дәп көрсәткән.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, америкида сайлам риқабити қиливатқан мәзгилләрдила хитайға қаратқан әйибләшлири билән диққәт қозғиған доналд трампниң чаршәнбә күни өзиниң һөкүмәт кабентиға тонулған бир иқтисадшунашни, тонулғандиму хитайни “қатил вә һакиммутләқ” дәп аташ билән һәм хитайниң дуня сода тәшкилатиға әза болушини әң қаттиқ әйибләш билән тонулған петир наваррони дахил қилиши күчлүк муназирә темиси болди. Трамп уни йеңидин қурулған вә муһим бир вәзипә һесаблинидиған америка дөләт тиҗарәт кеңишиниң башлиқлиқиға тәйинлигән болуп, бу йил 67 яшқа киргән петир наварро калифорнийә универиситетиниң профессори, иқтисадшунас вә сәрмайә мутәхәссиси болуп, у трампниң сайлам паалийәтлири мәзгилидики мәслиһәтчилириниң бири иди.
Америкида нәшрдин чиқидиған нопузлуқ журналлардин “вал ситрит журнили” ниң хәвәр қилишичә, у 2011-йили елан қилинған “хитай сәвәб болған өлүм” намлиқ китабниң язғучиси болуп, униң зор тәсир қозғиған бу китаби 2012-йилиға кәлгәндә һүҗҗәтлик филим қилипму ишләнгән икән. У өзиниң бу китаби вә һөҗҗәтлик филимидә хитайниң америка иқтисадиға вә иш базириға зор зиян салғанлиқини, униң 2001-йили дуня сода тәшкилатиға әза болушиниң америкида 70 миңдин ошуқ иш орниниң йоқилишиға сәвәб болғанлиқини, хитайниң һәм иқтисадий һәм һәрбий җәһәттин асиядики бирдин-бир қудрәт болуш нийити барлиқини илгири сүрүп туруп, пүтүн дуня дөләтлирини хитайға қарши ортақ һәрикәткә өтүш арқилиқ, униң иқтисадий тәрәққияти җүмлидин һәрбий тәрәққиятиға асас селип бериватқан иқтисадий тәрәққиятини тохтитишқа чақирған вә “әгәр бир күнләрдә бешимизда оқ вә бомбилар учуп йүрсә, у һалда әйибләйдиған бирдин-бир киши өзимиз” дәп язған икән.
Мәлум болушичә, питер наваррониң вәзиписи елан қилинғандин кейин, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хуа чүнйиң күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида мухбирларниң петир наваррониң бу вәзипигә тәйинлинишигә қандақ қарайдиғанлиқи һәққидики соалиға униң исмини тилға алмай турупла, “бизму башқа дөләтләргә охшашла америкиниң бундин кейинки сиясәт йөнилишиниң қандақ болидиғанлиқини диққәт билән көзитиватимиз. Һәмкарлиқ икки дөләт мунасивәтлириниң сағлам тәрәққиятини сақлап қелиштики бирдин-бир йол” дегән бир дипломатик җаваб биләнла болди қилған. Бирақ, хитайниң һөкүмәт авази дәп тонулидиған хәлқ күндилик гезити вә йәр шари вақти гезитлириниң буниңға қайтурған инкаси болса қаттиқ болған. Хәлқ күндилик гезити өз хәвиридә, “доналд трампниң хитайға давамлиқ һалда вәһимилик сөзләр билән һуҗум қилип кәлгән бир академикни өзиниң кабентида муһим бир вәзипигә қоюши, униң хитай билән җедәлләшкүси келиватқанлиқини йәнә бир қәдәм илгирилигән һалда испатлап турмақта” дегән. Улар йәнә давам қилип: “бу трамп һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивәтләрдә зитлишишни алдинқи пиланға қойидиғанлиқидин бишарәт бәрмәктә. Бу әмди күлидиған иш әмәс” дегән. Йәни улар илгири наваррониң китабида ейтилған сөзләргә күлүпла өтүп кәткән болсиму, әмма униң һөкүмәт кабентиға таллинишиниң вәзийәтни өзгәрткәнликини, әмди бу гәпләрниң күлүпла өтүп кетидиған әмәс, диққәткә алидиған гәпләргә айланғанлиқини билдүргән.
Хитай күндилик гезитидики бу мақалидин қариғанда, хитай трампниң сайлам мәзгилидики нутуқлирида хитайға қаратқан әйибләшлириниң кәйнидиму питер наваррони бар, дәп қарайдиған болуп, хитайниң йәр шари вақти гезити буни “бу ениқла яхшилиқтин бишарәт әмәс” дәп язған. Вал стрит журнилиниң ейтишичә, хитай мутәхәсссилириму америка-хитай иқтисадий мунасивәтлириниң бузулушиниң дуня иқтисадиға зиян салидиғанлиқини илгири сүрүп, питер наваррониң хитайни балдуррақ зиярәт қилип, өзиниң көз қаришини өзгәртиши керәкликини илгири сүрмәктикән.
Гардиян гезитиниң ейтишичә, нюйорктики асия тәтқиқатлири мәркизиниң башлиқи орвил шел бу һәқтики мулаһизиисдә, “мәнчә, бу, икки дөләтниң тиҗарәт вә сәрмайә мәсилисидә һәқиқәтән бир тәңпуңсизлиқ барлиқини көрситип беридиған бир сегнал. Әмма ишниң сәлбий тәрипи наваррониң вәзипигә тәйинлиниши, доналд трампниң тәйвән мәсилиси, җәнубий деңизниң игилик һоқуқ мәсилилири қатарлиқ мәсилиләрдә хитайға тегишишни давам қилиши бәлким хитайниң тәңпуңлуқини техиму бузуши мумкин. Әлвәттә тәңпуңлуқ бузулғанда улар техиму урушқақ болуп кетиду” дегән.
Вал стрит журнили хәвиридин қариғанда, америкилиқ иқтисадшунашлар вә мутәхәсссиләр, әгәр, америка хитайға қаттиқ позитсийилик қәдәмләрни ташлиған тәқдирдә, хитай тәрәпниңму буниңға охшаш инкас қайтуруши мумкинликини пәрәз қилмақтикән. Бир қисим америкилиқ көзәткүчиләр икки дөләт арисида сода уруши келип чиққан тәқдирдә буниң ақивәттә һәр иккила дөләткә зиян әп келидиғанлиқини, униң үстигә хитайниң бундақ бир ишниң алдини елиш үчүн бойиң шеркити вә америкиниң оттура қисимидики йеза игилик ишләпчиқириши билән шуғуллинидиған чоң шеркәтләрни трамп һөкүмитигә лобийчилиққа селиши мумкинликини, чүнки америка-хитай иқтисадий мунасивәтлири йирикләшсә, бу карханилар зиян тартидиған болғачқа уларниң трампқа “нәсиһәт” қилиши мумкинликини ейтқан.
Америка-хитай мунасивәтлири тәтқиқатчиси, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиму трамп һөкүмитиниң хитайға қаритидиған сиясити үстидә тохталғанда һәр иккила дөләт дуня иқтисадий үчүн интайин муһим болғанлиқтин икки дөләт мунасивитиниң бузулушини нурғун дөләтләрниң халимайдиғанлиқини, әмма трампни хитай сияситидә йәнила һазирқи һөкүмәттин қаттиқрақ болиду, дәп қарайдиғанлиқини ейтқан иди.
Мәлум болушичә, питер наварро юқириқилардин башқа йәнә, америкиниң тәйвән билән болған мунасивитини қоюқлаштуруши, уни һәрбий әслиһәләр билән тәминлишиниму қоллайдиған киши болуп, у китабида йәнә, худди доналд трамп техи йеқинда дегәнгә охшашла “америка бир җуңго сиясити дейишни тохтитиши керәк” дегән икән.