Профессор шан робертис: “хитай һөкүмити уйғурниң уйғурлуқини йоқатмақчи”
2018.12.21
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, җорҗу вашингтон университетиниң оқутқучиси шан робертис “шинҗаңдики вәһимә вә нәпрәт: 21 -әсирдики етник тазилаш” намлиқ мақалә елан қилип, лагер түзүминиң пүткүл уйғур җәмийитигә селиватқан зийинини анализ қилған. У бир шаһитниң лагерларниң ички әһваллири шундақла уйғур җәмийитиниң нөвәттики әһваллири һәққидә ейтип бәргәнлиригә асасән язған бу мақалисидә лагерниң ичи вә сиртидикиләргә шәкилләндүргән роһий һаләтни вә бу арқилиқ хитай һөкүмити йәтмәкчи болған нишанни нуқтилиқ мулаһизә қилған.
У лагер ичидикиләргә йүргүзүлүватқан еғир психикилиқ җазаларни тилға алғанда тутқунларниң әтигәндин ахшамғичә мидирлимай олтуруп, ши җинпиң идийилирини ядлайдиғанлиқи, хитайчә өгинидиғанлиқи, өз-өзини тәнқидләш, йерим кечидә қопуп дәрс аңлаш қатарлиқлардин сирт, уларниң өз-ара параң селишиниңму қаттиқ чәклинидиғанлиқи, һәтта ишарәтлишишигиму йол қоюлмайдиғанлиқидәк әһвалларни бир-бир мисал қилип өткән. Униң қаришичә, хитай һөкүмити бу арқилиқ тутқунларни “мутләқ ялғуз қалдуруш яки мутләқ айриветиш” ни ишқа ашуруватқан болуп, бу толиму еғир бир хил психик қийнаш икән. Шуңа у лагердики бундақ “нормаллаштурулған” күндилик психик җазалаш пәйда қилидиған ақивәт әмәлийәттә тән җазасидин нәччә һәссә еғир болғанлиқтин, лагерларда тутқунлар учраватқан тән җазалиридин сөз ечип олтурмайдиғанлиқини мәхсус әскәртип өткән.
У лагер ичидики тутқунлардин сирт, лагер ичидики уйғур сақчилар яки оқутқучиларниң һәммисиниңла охшимиған дәриҗидә роһий зәрбигә учрайдиғанлиқини, йәнә келип лагерларниң мәвҗутлуқи уйғурларниң һаятиниң бир парчисиға айлинип қалған бир шараитта кишиләрниң һәркүни лагерға тутулуштин ибарәт бир тәһдит ичидә яшишиниң толиму еғир бесимлиқини баян қилған.
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗевиски шан робертисниң мақалисидә һазир пүткүл бир уйғур җәмийити учраватқан еғир роһий зәрбиниң яхши йорутулғанлиқини билдүрди. У бу һәқтә инкас қайтуруп мундақ деди: “биз уйғур җәмийитидә наһайити еғир роһий зәрбиниң нормаллаштуруливатқанлиқини, җүмлидин униң күндилик һаятниң адәттики бир қисмиға айландурулуватқанлиқини көрүп турмақтимиз. Мәнчә, бу интайин қорқунчлуқ бир әһвал. Демәк, һечким бу қорқунчтин мустәсна әмәс. Нормаллаштурулуватқан бу психик җазаниң уйғур җәмийитигә беридиған зәрбисиниң еғир болидиғанлиқи ениқ.”
Ундақта, хитай һөкүмити бу арқилиқ немә мәқсәткә йәтмәкчи? шан робиртис буни “хитай уйғурниң уйғурлуқини йоқатмақчи” дегән сөз билән ипадә қилған. Униң қаришичә, “хитай исламни йоқитиш, җәмийәттики сиясий садаларни җимиқтуруш, уйғурларниң иҗтимаий капиталини вәйран қилиш, уйғур тилини бесим астида тутуш, пәқәт дөләт қобул қилалайдиған нахша, уссул вә миллий кийим-кечәкләрдин башқа барлиқ уйғур маддий мәдәнийитини вәйран қилишқа мәркәзләшкән икән.”
Униң илгири сүрүшичә, хитайниң пилани худди улар қәшқәрни бир қуруқ музейға айландуруп қойғандәк уйғур миллитиниму бир сүний мәдәнийәт буюмиға айландуруп қоюш икән. Шуңа у бу җәһәтләрдин қариғанда, хитайниң йүргүзүватқини “ирқий қирғинчилиқ” ниң йеңи бир түри икән.
Шан робертис буни мундақ изаһлиған: “биз шинҗаң уйғур аптоном районида һәм 21-әсирниң илғар техникиси тәминлигән контрол қилиш имканийити һәм шундақла өтмүштики вәһшийликләрни өзигә муҗәссәмләштүргән йеңичә бир етник тазилашқа шаһит болуватимиз. Униң обйекти земин болмастин, бәлки шу етник милләтләрниң дәл өзидур. югуславийә парчиланғанда йүз бәргән ирқий тазилашта серблар шу земиндики башқа милләтләрни тазилиған иди, әмма шинҗаңда хитай дөлити уйғурларниң уйғурлуқини тазилашқа киришкәндәк қилиду.”
Америкидики “әркинлик сарийи” ниң тәтқиқатчиси сараһ кук ханим радийомизға қилған сөзидә хитай һөкүмити йүргүзүватқан бир кишини өзиниң етиқадидин, қиммәт қарашлиридин тандуруш һәрикитиниң шу киши вә яки шу җәмийәттә пәйда қилидиған әгәшмә ақивәтлиригә сәл қарашқа болмайдиғанлиқини билдүрди. Сараһ ханим мундақ деди: “адәттә бундақ тандуруш һәрикитигә учриғанлар түрмидин қоюп берилгәндин кейинму наһайити еғир роһий азабтин қутулалмайду. Уларниң аилиси, балилириму охшаш зәрбигә учрайду. Демәк, бир аилә вә бир җәмийәтниң тоқулмиси зиянға учриди дегән гәп. Буни әслигә кәлтүрүш толиму қийин. Шуңа биз бу лагерларда зор көләмлик қирғинчилиқ йүз бәрмигәнликигә қарапла мәсилигә сәл қарисақ болмайду. Униң үстигә бундақ зор көләмлик йиғивелиш орунлири асасән зор қирғинчилиқ билән аяғлишип кәлгән.”
Сараһ ханим сөзиниң давамида әскәртип, америка һөкүмити вә дунядики һәрқайси әлләрни уйғурларниң вәзийити үстидә дәрһал тәдбир елишқа, бу мәсилигә сәл қаримаслиққа чақирди.
Шан робертис әпәндиму сөзидә “уйғур елида 21-әсирдә йүз бериватқан бу еғир вәзийәтни қандақ һәл қилиш дуня дөләтлириниң келәчәк үчүн беридиған бир имтиһани” дәп көрсәткән.