Хитай оқуғучиларниң рәссам ба диюсавниң “ирқий қирғинчилиқ олимпики” рәсим еланиға қарши наразилиқида хитай һөкүмитиниң қоли барму?
2022.02.08

Йеқинда америка пайтәхти вашингтондики җорҗи вашингтон университетидики хитай оқуғучилар уюшмиси мәктәп рәһбәрликигә әрз йоллап, мәктәптә елан қилинған хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ хатириси тәнқидләнгән рәсим еланида “хитайларға қарита ирқий кәмситиш хаһиши бар” дәп наразилиқ билдүргән.
Җорҗи вашингтон университетидики хитай оқуғучилар уюшмисиниң наразилиқиға учриған бу рәсим елани австралийәлик рәссам вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси ба диюсавниң “ирқий қирғинчилиқ олимпики” темисидики һәҗви рәсимлири һәққидики елан икән. Бу рәсимләрниң биридә “қизил рәңлик хитай байриқидин кийим кийгән қариға етиш маһириниң бешиға уйғур допписи вә шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқидин кийим кийгән, қоли арқидин бағланған мәһбусни нишанға еливатқан көрүнүши сизилған. Һәҗви рәсимләрниң йәнә биридә, охшаш рәңлик хитай байриқидин кийим кийгән қар тейилиш маһириниң хоңкоңниң сөсүн рәңлик байриқи үстидин тейилип өткини вә муз тейилиш маһириниң ламаларниң кийимини кийгән бир тибәт раһибини үссүп йиқитивәткән һалити тәсвирләнгән.
Мәктәп мудири марк райтон (Mark Wrighton) дәсләп хитай оқуғучилар уюшмисиниң наразилиқ әрзигә җаваб қайтуруп, бу ишни тәкшүридиғанлиқини билдүргән. Әмма у кейин баянат берип, вәқәниң әсли маһийитини ениқлиғанлиқини вә өзиниң хата һалда инкас қайтурғанлиқини етирап қилған.
Мәктәп мудири марк райтон баянатида: “дәсләп мәктәп тәрәпниң әһвалниң инчикә тәпсилатини уқмиған шараитта, бу рәсим еланини елип ташлашни қарар қилған болсиму, әмма һазир бу рәсим еланлирида “ирқий кәмситиш хаһиши бар” дәп қаримайдиғанлиқини, өзиниң университетлардики охшимиған қарашлар вә пикир әркинликини қоллайдиғанлиқини, мәктәп тәрәпниң бу рәсим еланини чаплиған оқуғучиларғиму һечқандақ чарә-тәдбири қолланмайдиғанлиқи” ни билдүргән.
Мәзкур вәқә һәққидә җорҗи вашингтон университетиниң қанун профессори доналд кларк радийомиз хитай бөлүмигә елхәт арқилиқ җаваб қайтурған. У хетидә рәссам вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси ба диюсавниң һәҗви рәсими сәвәблик йүз бәргән хитай оқуғучилар уюшмисиниң наразилиқиға нисбәтән, мәктәп мудири марк райтонниң тутқан позитсийәсини қоллайдиғанлиқини билдүргән.
У мундақ дегән: “мениңчә бу ба диюсавниң рәсим еланида ирқчилиқ хаһишиниң йоқлиғини һәмдә булар университетларда даим учрап туридиған дөләт ичи вә сиртидики һөкүмәтләр тоғрисидики тәнқидий обзорлардин башқа нәрсә әмәсликини етирап қилған яхши бир баянат. Әлвәттә университет бундақ еланларни өчүрмәйду яки тәкшүрмәйду, яки уларни қоюшқа мәсул болғанларни җазалимайду. Мән президент райтонниң илгирики хаталиқни очуқ-ашкара етирап қилиштики бу җасарити вә биваситилиқини тәбрикләймән”.
Қанун профессори доналд кларк хетиниң давамида йәнә, университеттики хитай оқуғучилар уюшмисиниң наразилиқиға сүкүт қилған хитай оқуғучиларниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң назарити вә өч елишидин қорққанлиқи үчүн инкас қайтурмиғанлиқини билдүргән.
У мундақ дегән: “шуниму тонуп йетиш керәкки, хитай оқуғучилар уюшмиси өзини хитай оқуғучилириға вакалитән сөзләймән дәп дәва қилсиму, әмма уларниң бундақ ойлишиниң асасий йоқ. Уларниң мәйданини қоллимайдиған хитай оқуғучилар буниң ақивитини яхши билиду. Биз сүкүт қилғанларни, яки уларни қоллайдиғанлиқини билдүргәнләрни, әмәлийәттә қошулди дәп қаримаслиқимиз керәк. Чүнки хитай һөкүмитиниң қаттиқ назарәт вә тәкшүрүш түзүмигә болған қорқуш һазир чәтәл тупрақлириғичә кеңийиватқанлиқини биз давамлиқ көзитишимиз керәк”.
Доналд кларк йәнә, хитай һөкүмитигә қаритилған тәнқидләргә наразилиқ қилғучиларниң һәрикәтлири һәққидә тохтилип: “кинайилик әһмийити шу йәрдики, улар хитай һөкүмитигә болған тәнқидләргә қарши турушниң ақивитиниң әксичә үнүм бериватқанлиқини ойлап йетәлмиди” дегән.
Җорҗи вашингтон университетидин радийомиз зияритини қобул қилған оқутқучи вә оқуғучиларму мәктәптики хитай оқуғучилар уюшмисиниң кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә рәссам ба диюсавниң “хитайниң ирқий қирғинчилиқ олимпики” һәққидики рәсим еланиға қарши наразилиқ һәрикитигә инкас қайтурди.
Җорҗи вашингтон университетидики уйғур кишилик һоқуқ паалийитини қоллиғучилардин, пәлсәпә факултетиниң 3-йиллиқ оқуғучиси җуан карлос мораниң қаришичә, “хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тәнқид қилинған бу һәҗви рәсимниң намәлум шәхсләр тәрипидин йиртиветилиши вә хитай оқуғучилар уюшмисиниң рәсим еланиға наразилиқ һәрикити мәктәпләрдики пикир әркинликигә қилинған бузғунчилиқ һәрикити” икән.
Униң қаришичә, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тәнқид қилинған рәсимгә қарита наразилиқини билдүргән “хитай оқуғучилар уюшмиси” ниң арқисида хитай компартийә һөкүмити бар икән. Улар америкадиму ирқий мәсилиләрниң барлиқини көтүрүп чиқип, нишанни бурашқа урунған. Уларниң һәқиқий мәқсити, америка җәмийитидә хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилисиниң муназирә темиси болушиниң алдини елиш” икән.
Җорҗи вашингтон университетида йүз бәргән мәзкур вәқә һәққидики инкас вә анализларда билдүрүлүшичә, америка университетлирида, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тема қилинған паалийәтләрниң мәктәпләрдики аталмиш “хитай оқуғучилар уюшмиси” намидики тәшкилатлар тәрипидин наразилиқ, һәтта бузғунчилиққа учраш әһваллири илгириму йүз бәргән. Инкасларда йәнә “бу хил бузғунчилиқ һәрикәтлири хитай һөкүмитиниң америкадики университетларға өз тәсирини сиңдүрүши” ниң бир ипадиси икән.
Җорҗи вашингтон университетида йүз бәргән бу вәқә, америкадики марко робийоға охшаш сиясийонларниңму тәнқид қилишиға учриған. Америка кеңәш палата әзаси марко робийо 7-феврал твиттерда йоллиған инкасида җорҗи вашингтон университетиниң намини тилға алмай туруп, америка университетлирида йүз бериватқан хитай һөкүмитиниң тәсирини сиңдүрүш урунушиға йол қоюш әһваллири тәнқидлигән.