Хитайда чоң болған америкилиқ терисаниң уйғурлар һәққидики тәсиратлири (5)

Мухбиримиз меһрибан
2019.03.19
terisa-bukzaki-xen-shyu-1.jpg Нурғун йиллиқ һаяти хитайда өткән америкалиқ язғучи териса букзаки ханим. У хитайда яшиған йиллирида хән шю дегән хитайчә тәхәллусни ишләткән. 2018-Йили декабир.
RFA

“компартийәни қорқутқини уйғурлардики етиқад, чүнки етиқади болған киши компартийәгә ишәнмәйду”

30 Йиллиқ һаяти хитайда өткән америкилиқ язғучи териса букзаки ханим сөһбитимизниң алдинқи қисимлирида, хитай һөкүмитиниң нөвәттә 800 миңдин 2 милйонға қәдәр уйғур вә башқа мусулман кишилирини лагерларға қамаш қилмишини әйиблигән вә өзиниң уйғур дияридики биңтуәндә өткән 9 йиллиқ һаятида уйғурлардики етиқад вә адимийликниң өрнәклири болған тәсирлик һимайиләрни аңлиғучилиримиз билән ортақлашқан иди. Сөһбитимизниң бүгүнки қисмида териса ханим өз кәчмишлиригә бирләштүрүп, хитай һөкүмитиниң диний етиқадни баһанә қилип, уйғурларни бастурушиниң сәвәби һәққидә тохталди. Униң қаришичә “хитай компартийәсини қорқутуватқини әмәлийәттә уйғурларниң 1000 йиллардин буян давамлишип келиватқан мустәһкәм ислам диний етиқад ән-әниси вә уйғур кимлики” икән.

Балилиқ вә яшлиқ дәвридә хитай компартийәсиниң тәсиридә һечқандақ диний етиқад тәрбийәси көрмигәнликини билдүргән териса бокзаки ханим, өзиниң уйғурлардики мустәһкәм диний етиқад вә адимийликниң өзидә чоңқур тәсирләрни қалдурғанлиқини билдүргән иди.

У бүгүнки сөһбитимиздә хитай һөкүмитиниң уйғурлардики ашу хил мустәһкәм диний етиқад қариши вә миллий кимликниң коммунизмни етиқад дәп билидиған хитай компартийә һакимийитигә нисбәтән тәһдит дәп қариғанлиқи үчүн уйғурларниң диний етиқадини йоқитишқа урунуп кәлгәнликини тәкитлиди.

Териса ханим мундақ деди: “уйғурларниң етиқади хитай һөкүмити үчүн ейтқанда әң қорқунчлуқ мәсилә. Хитай һөкүмити үчүн ейтқанда етиқади бар кишиләрни контрол қилғили болмайду. Шуңа улар етиқадтин қорқиду. Улар католик мухлислиридин, христиан мухлислиридин, мусулманлардин, фалүнгоң муритлиридин қорқиду, буниң сәвәби уларда етиқад болғини үчүн. Чүнки, мәйли уйғурлар болсун, йәр асти християн муритлири болсун, яки фалүнгоң муритлири болсун улар коммунизимға ишәнмәйду, компартийәгиму ишәнмәйду. Әмма бу дөләтни контрол қилиш үчүн компартийә кишиләрниң пәқәт өзлиригила ишинишини арзу қилиду. Әмма етиқади болған бу кишиләр әмәлийәттә компартийәгә ишәнмәйду. Мана бу мәсилиниң һалқилиқ йери. Мән буни әйни чағдила һес қилип йәткән идим. Компартийә етиқади болған кишиләрдин бәк қорқиду”.

Териса хитай компартийәси келиштин илгири уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләрниң 1000 йиллардин ашқан исламий диний етиқад әнәнисини сақлап кәлгәнликини билдүрди.

У мундақ деди: “уйғурлар, қазақлар, қирғизлар шинҗаңда яшаватқиниға 1000 йиллардин ашқан милләтләр. Бу узун мәзгиллик тарихта һечқандақ хитай һакимийити уларни башқурған әмәс, уларға кашила қилған әмәс. Чүнки’, уларниң буниңға еһтияҗи йоқ иди. Улар наһайити тинч инақ һалда у җайларда яшайтти. Кейинки чағлардики мәнчиң һөкүмити вә җуңхуа минго дөлитиму йәрликтики ислам диниға етиқад қилидиған бу милләтләрниң диний етиқадиға арилашмиған иди. Пәқәт компартийә дәвридила бу хил диний етиқад чәклимиси пәйда болди”.

Териса ханим йәнә 1970-йилларда өзиниң уйғур дияриниң маралбеши наһийәсидә турған мәзгилидики әһвалларни әсләп, әйни чағлардиму хитай компартийәсиниң уйғур дияридики мәсчитләрни чеқиш, мав зедоң үзүндилирини ядлаш қатарлиқ тәшвиқатлири болсиму, әмма у мәзгилләрдә җәнубий уйғур диярида хитайлар техи уйғурлар арисида арилишип яшайдиған вәзийәт шәкилләнмигәнлики үчүн уйғурлар һазирқиға селиштурғанда нисбәтән әркин икәнликини мундақ баян қилди: “40-50 йил илгирики уйғурлар йәнила өз маканида яшайтти. Уларниң хитайлар билән бәкму җиқ алақиси йоқ иди. Болупму җәнубий шинҗаңда шундақ иди. Уйғурлар хәлқ коммунасида топлишип яшайтти. У чағларда уларниң әһвалини һазирқидин бираз яхши дейишкә болатти. Мән у йәрдә турған вақит, 1967-йилдин 1976-йилға қәдәр болған 9 йил вақит, йәни мәдәнийәт инқилабий дәври иди. У чағларда уларниң яшаш муһити һазирқидәк бундақ начар әмәс иди. У чағларда улар тәшвиқатқа тайинатти. Мав зедоң үзүндилирини тарқитатти. Гәрчә мәсчитләрни чеқиш һәрикәтлири болсиму лекин һазирқидәк һаләткә йәтмигән. Әлвәттә уйғурларғиму мав зедоң үзүндилири тарқитилатти. Әмма улар үзүндә варақлирини йиртивелип мохорка йөгәп чекишкә ишлитәтти. У чағларда хитайлар көчүрүп келинип уйғурлар арисиға йәрләштүрүлмигән иди. У чағларда вәзийәтни контрол қилиш үчүн хитайлар нопусини көпәйгән, уйғурлар нопуси азайған әһвал мәвҗут әмәс, һазирқидәк уйғурларни түркүм-түркүмләп тәрбийәләш лагерлириға қамайдиған вәзийәт мәвҗут әмәс иди”.

Териса ханим йәнә бүгүнки күндә хитай һөкүмити уйғурларни қамиған “қайта тәрбийәләш мәркәзлири” дәп аталған җайларниң әмәлийәттә әйни йиллири, маралбешида турған мәзгилидә өзи көргән “әмгәк билән өзгәртиш лагерлири” ниң дәл өзи икәнликини билдүрүп: “әмма һазир пәризимчә уйғурларниң зор көп қисми аталмиш тәрбийәләш мәркәзлиригә қамалди, мениңчә бу җайлар мән билидиған әмгәк билән өзгәртилиш лагерлиридин көп пәрқи йоқ җайлар. Бу ишлар40 йил илгири әмәс бәлки бүгүнки күндә йүз бериватиду,” деди.

Зияритимиз ахирида териса ханим йәнә хитай компартийәсиниң уйғурларға қаратқан бастуруши һәққидә өз қаришини хуласиләп, хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәнийитини явайиларчә йоқитиш сиясити йүргүзүватқанлиқини әйиблиди. У мундақ деди: “компартийәниң бу қилмиши тарихтики һәрқандақ дәврдиму йүз бәрмигән иди. Һәтта оттура әсирдә испанийәдики католик муритлири мусулманларни католик динини қобул қилишқа мәҗбурлаш яки католик етиқадини қобул қилишни халимиғанларниң испанийәдин кетишини тәләп қилған вақитлардиму инсанийлиқ бар иди. Мусулманларниң башқа җайларға йөткилип яшаш яки өз етиқадини сақлап қелиш әркинлики бар иди. Әмма у чағларда һазирқидәк етник қирғинчилиқ йүз бәрмигән иди. Мениңчә бу хил бастурушни явайилиқ арқилиқ мәдәнийәтни бастуруш яки мәдәнийәтни явайиларчә йоқитиш дәп изаһлаш мумкин. Мәдәнийәт дегән немә? мәдәнийәт дегинимиз кишиләрниң тинчлиқта биллә яшиялишидур. Әнә шундила мәдәнийәт барлиққа келиду. Әмма һазир бу йәрдә кишиләр тинчлиқта биллә туралмиди. Бу җайда һазир гунаһсиз кишиләр қамиливатиду, харлиниватиду һәтта йоқитиливатиду. Бу йәрдә явайиларчә васитә арқилиқ мәдәнийәткә муамилә қилиниватиду. Мана булар мениң һазир шинҗаңда йүз бериватқан барлиқ әһвалларға болған омумий қаришим”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.