Ана тил тәшәббусчиси абдувәли аюп қатарлиқларниң сотлинидиғанлиқи һәққидики хәвәр ғулғула қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2013.12.20
abduweli-ayup-ana-til.jpg Өз ана тилиға иштияқ бағлиған уйғур зиялийси абдувәли аюп.
Uyghurbiz


20 - Декабир күни ана тил тәшәббусчиси абдувәли аюп, муһәммәд сидиқ вә диляр обул қатарлиқ уйғур әзимәтлириниң хитай даирилири тәрипидин “қанунсиз ианә топлаш җинайити” билән қолға елинғанлиқиға төт ай толди.

Төт айдин буян абдувәли аюп қатарлиқ ана тил тәшәббусчилирини қоюп бериш һәққидә чәтәлләрдики уйғур зиялийлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири өз паалийитини давамлаштурмақта. Уйғурбиз торида бу үчәйләнниң келәр йили 1 - айда сотлинидиғанлиқи һәққидә хәвәр берилгәндин кейин, бу хәвәр уйғурлар арисида йәнә бир қетим ғулғула қозғиди.

Җүмә күни уйғурбиз торида елан қилинған хәвәрдин мәлум болушичә, уйғур аптоном район даирилири келәр айда “үрүмчи ана тил ширкити” ниң қурғучилири абдувәли аюп, муһәммәд сидиқ, диляр обул қатарлиқ уйғур зиялийлири үстидин сот ечишни қарар қилған. Бу хәвәр тарқалғандин кейин вәтән ичи вә сиртидики уйғурлар арисида йәнә бир қетим муназирә қозғиди.

2013 - Йили 8 - айниң 20 - күни абдувәли аюп, муһәммәд сидиқ вә диляр обул қатарлиқ уйғур ана тили тәшәббусчилириниң “қанунсиз мәбләғ топлиған” дегән җинайәт артилип, қолға елинғанлиқ хәвири тарқалғандин кейин, вәтән ичи вә сиртидики уйғурлар арисида абдувәли аюп қатарлиқ ана тил тәшәббусчилирини қоюп бериш тәшәббуси күчәйгән. Уйғур тор бекәтлиридә абдувәли аюп қатарлиқларнң гунаһсиз икәнлики тәшәббус қилинған болса, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә зиялийлири арисида абдувәли аюп қатарлиқ уйғур ана тили тәшәббусчилирини қутқузуш үчүн имза топлаш һәрикити елип берилип, мунасивәтлик хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириға абдувәли аюп қатарлиқ уйғур зиялийлириниң әһвали һәққидә мәхсус доклат йолланған иди.

Абдувәли аюп гүлән әпәнди, йеқинқи йиллардин буян уйғур тор бекәтлиридә елан қилған бир қисим надир әсәрлири вә мәтбуатларниң зияритини қобул қилғинида оттуриға қойған өткүр пикирлири билән вәтән ичи - сиртидики уйғурлар арисида тонулған уйғур зиялийси. У 2005 - йили 12 - айдин 2006 - йили 6 - айғичә түркийә әнқәрә университетида зиярәтчи тәтқиқатчи болуп турған, 2009 - йили 5 - айдин 2011 - йили 7 - айғичә америка канзаз университетида форд мукапати билән магестир аспиранлиқида оқуғандин кейин өз вәтинигә қайтқан вә уйғур ана тилини тәшәббус қилиш долқуни қозғиған иди. Абдувәли аюп вәтәнгә қайтқандин кейин,дәсләп“қәшқәр нурхан тил тәрбийиләш мәктипи” ни қурған, әмма бу мәктәп қурулуп йерим йилдин кейин даириләр тәрипидин сәвәбсизла тохтитиветилгән, 2013 - йили йили бешида абдувәли аюп йәнә муһәммәд сидиқ вә диляр обул қатарлиқ икки бурадири билән бирликтә үрүмчи сода санаәт идарисиниң рухсәтнамисини елип “үрүмчи хәлқара ана тил ширкити” ни қурған вә ширкәт тармиқидики “уйғур ана тил йәслиси” ни қуруп чиқиш пиланини оттуриға қоюп, җәмийәттин мәбләғ топлаш чақириқи қилғандин кейин, униң бу тәшәббуси уйғурларниң қизғин қоллишиға еришкән иди.

Чәтәлләрдики уйғур зиялийлиридин бостундики доктур қәйсәр миҗит әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, уйғур биз торидин хитай даирилириниң абдувәли аюп,муһәммәд сидиқ вә дияр обул қатарлиқ тонулған уйғур зиялийлири үстидин келәр айда сот ачидиғанлиқи һәққидики хәвәрни көргәндин кейин, өзиниң толиму әпсусланғанлиқини вә ғәзәпләнгәнликини билдүрди.

Қәйсәр әпәнди сөзидә, бу хәвәрниң уйғурларниң абдувәли аюп гүлән әпәндигә охшаш йәнә бир сәр хил зиялийсидин айрилип қелишидин дерәк беридиған чоң йоқитиш болуши мумкинликини тәкитләп, һәр бир уйғурниң, абдувәли аюпқа охшаш өз хәлқи үчүн пидакарлиқ көрсәткән уйғур зиялийси үчүн һәқни сөзләш мәсулийити барлиқини билдүрди.

Қәйсәр әпәнди сөзидә, даириләрниң абдувәли аюп әпәндини қолға елиши вә униңға “қанунсиз мәбләғ топлиған” дегән җинайәтни артип униң үстидин сот ечишқа урунушиниң, “абдувәли аюп қатарлиқлар тәшәббус қиливатқан уйғур ана тил маарипини омумлаштуруш тәшәббусиниң, нөвәттә уйғур районида қош тил маарипи намида хитай тили маарипини омумлаштурушни тәшәббус қиливатқан һөкүмәт әмәлдарлирини биарам қиливатқанлиқидин болуватқанлиқини тәкитләп, даириләрниң әгәр бу абдувәли аюпқа охшаш хитай өзи бәлгилигән аптономийилик қанунни әмәлийләштүрүшни тәләп қилған уйғур зиялийлириғиму қаттиқ қоллуқ вастиләрни қоллинип, улар үстидин бастурушни күчәйтишидәк бу хил йүзлинишниң техиму яман ақивәтләрни елип келиши мумкинликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.