Сиясий тәқибләшкә қарши сада - “аң” гезити

Стокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2023.08.19
ang-geziti Һиҗирийә 1366-йили (мингониң 36-йили) йәни миладийә 1937-йили 27-январ, дүшәнбә нәшр қилинған аң гезити
FRA/Newbahar

2017‏-‏Йили 2‏-айдин башлап, хитай һөкүмитиниң уйғурларни кәң көләмдә тутқун қилиш һәрикити, уйғур нәшриятчилиқиға җүмлидин мәтбуат саһәсигә қаттиқ тәсир көрсәткән. Көп сандики уйғурчә журнал вә гезитләр нәшрдин тохтиған болуп, бир қисим нәшрият вә гезит-журналларниң тәһрир вә мәсуллири, язғучилар, алимлар тутқун қилинған бир вәзийәт шәкилләнгәниди. Уйғур диярида йүз бериватқан нәшрият саһәсидики бу өзгиришләр хитайниң ирқий қирғинчилиқи вә хирислириниң йүзлинишини көрситип бериду.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, 21-әсирдики ши җинпиңниң мустәбит дәври хитайниң илгирики һөкүмранлириниң мустәбитлик дәвригә қайтишидин ибарәт дәп тәриплиниду. Нөвәттә уйғур диярида йүз бериватқан нәшрият саһәсидики чекиниш вә йоқитишларни елип ейтсақ, өткән әсирниң 30-вә 40-йиллиридила хитай милитаристлири уйғур мәтбуатчилиқини өз чаңгилиға киргүзүш арқилиқ, уйғурларни ассимилятсийә қилиш қәдимини тезлитиш вә өзлириниң мәңгүлүк һакиммутләқлиқ орнини тикләш мәқситигә йәтмәкчи болған.

Уйғурларниң миллий азадлиқ һәрикәтлириниң ғәлибә мевиси болған 1933-1934-йилидики шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулушиниң алди-кәйнидики мәзгилләрдә, уйғур мәтбуатчилиқиниң муәййән тәрәққиятларға еришкәнликини әслитип өтүшкә әрзийду.

1930-Йилларниң башлирида, җәдитчилик идийәсиниң баш көтүрүшигә әгишип, бир қисим тәрәққийпәрвәр уйғур зиялийлири гезит-журнал чиқириш қатарлиқ мәтбуатчилиқ ишлири билән шуғуллинип, пән-маарипни тәшвиқ қилиш вә тарқитиштики бошлуқларни толдурған иди. Шу вәҗидин или, чөчәк (тарбағатай) , қәшқәр вә ақсуда арқа-арқидин йәрлик хәлқниң башқурушидики мустәқил гезитләр йоруқ көрүшкә башлиған.

Әнә шу хил мәтбуат буюмлириниң ичидә қәшқәрдә нәшр қилинған “аң” гезитини алаһидә тилға елишқа әрзийду. Илгири бир қисим мәнбәләрдә “аң” гезитиниң 1918-йили нәшр қилинғанлиқи тәкитлинип кәлгән болсиму, әмма бу һәқтә һечқандақ пакит көрситилмигәниди. Қолимиздики бирқанчә парчә “аң” гезити вә униңда елан қилинған мәзмунлар, шундақла башқа тарихий мәнбәләргә асасән, “аң” гезитиниң тунҗи сани 1947-йили 27-январдин башлап нәшр қилинғанлиқини муәййәнләштүрүш мумкин.

Еришкән мәлуматларға асасән, 1933-йили қәшқәрдә дуняға кәлгән “шәрқий түркистан һаяти” вә “әркин түркистан” намида нәшр қилинған гезит пәқәт алтә айла өмүр сүргән. 1934-Йили, маһмуд муһити қәшқәрдә гарнизон қомандани болуп турған мәзгилләрдә бу гезиткә қайтидин һаятий күч ата қилиду. Гезитниң исми “йеңи һаят” гезитигә өзгәртилип таки 1937-йилғичә шу исим билән нәшр қилиниду.

Худди валлидә чақнап өчүп қалған юлтузға охшаш қисқиғинә өмүр көргән гезитләр һәққидә мулаһизә йүргүзгинимиздә, милитарист шең шисәй вә гоминдаң һөкүмитиниң мәдәнийәт җәһәттә уйғурларға қаратқан бир йүрүш сияситиниң қара көләңгисини көрүвалалаймиз.

 “аң” гезитиниң 1947-йили, 27-январдики баш мақалисидә, мәзкур гезитниң “аң” нами билән нәшр қилинишиниң сәвәблири һәққидә чүшәнчә берилгән. Гезиттә баян қилинишичә, 1937-йили, июл айлиридин башлап шең шисәй әйни вақитта “милләтләр мәдәнийитини тәрәққий қилдуруш” дегән ниқаб астида, “йеңи һаят” гезитиниң расхотини һөкүмәт тәрипидин тәмин етип, гезит исмини “қәшқәр-шиңҗаң гезити” гә өзгәрткән вә шу тәриқидә давамлашқан. 1947-Йили, 19-январ күни, гезитхана һәйити “үрүмчи гезит идариси” йоллиған гезитни тохтитиш һәққидики бир парчә телеграммини тапшурувалиду. Телеграмминиң мәзмуни бу йилдин башлап өлкилик һөкүмәтниң мәзкур гезит үчүн аҗритилған мәбләғни тохтатқанлиқиға алақидар иди. Бу баш мақалидә йәнә мәзкур гезитниң шәрқий түркистандики һөкүмранларниң зулумини паш қилидиған, хәлқ күчи билән башқурулидиған әң дәсләпки мәтбуат, шундақла хәлқниң мәтбуат әркинликигә толуқ капаләт берилгән бирдин бир көзгә көрүнгән ахбарат оргини икәнликиму алаһидә тилға елинған.

Пүткүл шәрқий түркистан хәлқи бу гезитниң тохтап қелишини халимайтти. Шуңа хәлқ арисида гезитниң тохтишиға қарши наразилиқ долқуни көтүрүлгән. Гәрчә һөкүмәтниң әмирлиригә бой сунуш мәҗбурийитидин “қәшқәр-шиңҗаң гезити” тохтитилған болсиму, хәлқниң мәдәнийәт вә тәрәққиятқа болған күчлүк иштияқи вә тәлипи алдида, илидики шәрқий түркистан җумһурийити вәкиллири вә тәрәпдарлири қасимҗан қәмбири вә абдукеримхан мәхсум қатарлиқ бир қисим хәлқпәрвәр зиялийларниң арқида туруши билән йәнә гезит чиқирилиду.

Ундақта әйни вақиттики сиясий вә иҗтимаий вәзийәт нуқтисидин көзәткәндә, хитай даирилириниң уйғурчә нәшр қилиниватқан гезитләрни тохтитишиниң сәвәби немә?

Бу мәзгилләрдә барлиққа кәлгән миллий ойғиниш роһи вә барғансери күчийип бериватқан пән-маарип җәһәттики илгириләшләр шең шисәйни қаттиқ чөчүткәниди. Шең шисәй уйғур вә татар қатарлиқ милләтләр арисида сәрхилларниң көпийишини вә уларниң җәдитизм идийәси билән қораллинишини өзи үчүн тәһдит дәп һес қилатти.

1930-Йилларниң оттурилиридин башлап, шең шисәйниң йеңидин қурулған һакимийәт түзүлмисини совет әндизисигә йеқинлаштуруп иҗра қилиши билән тәң, илгири уйғурлар мустәқил башқуруп кәлгән гезитләрниң һәммиси тосқунлуққа учрашқа башлайду. Гезитләр тәдриҗий һалда шең шисәй һөкүмити тәрипидин суйиистемал қилинип, хитай дөлити контроллуқидики мәтбуат ториниң бир қисмиға айландуруветилиштәк ақивәткә дучар болиду.

Тарихчи җошива фримән (Joshua L. Freeman) Хитай хәлқ җумһурийити қурулушиниң алди-кәйнидики дәврдә уйғур мәтбуатчилиқиниң әһвали һәққидә язған илмий мақалисидә, бу хусуста тәһлил йүргүзүп, “шең шисәйниң совет идеологийәси вә өрникини шәрқий түркистанни идарә қилишқа тәдбиқлиши әмәлийәттә, уйғур нәшриятчилиқини сотсиялистик тәрәққияттин ибарәт йеңи бир нишанға йәткүзүшниң муқәддимисидин ибарәт” дәп тәкитләйду.

Шең шисәй пүтүн өлкә миқясида өз һөкүмранлиқини мустәһкәмләш вә нөвәттики сиясәтни әмәлийләштүрүштә һәрқандақ бир ахбарат васитилириниң өзи үчүн тосалғу болуп қелишини халимайтти. Шең шисәй шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң орган гезити болған, кейинчә мәһмуд муһитиниң қоллиши билән нәшр қилиниватқан “йеңи һаят” гезитиниң хәлқ арисида җамаәт пикири һасил қилишта наһайити чоң рол ойнаватқанлиқини тонуп йәткәниди. Һалбуки шеңшисәй мәркизий һакимийитини мустәһкәмләш үчүн бу гезитни чаңгилиға киргүзмәкчи болиду. У мәқситигә йетиш үчүн әскирий күч билән әмәс, бәлки һийлә вә суйиқәстини ишқа салиду. Униң бундин бурунқи хитай милитаристлиридин болған җиң шурен яки яң зеңшинға охшимайдиған йери шуки, шең шисәй милләтләр баравәрликини тәшәббус қилип, уйғур мәтбуатчилиқини һимайә қиливатқан қияпәткә киривалғаниди. Әмма пәрдә арқисида йәрлик нәшрият орунлириниң һәммисигә өзи ишәнчлик дәп қариған кишиләрни назарәтчиликкә орунлаштурувәткәниди.

Шең шисәй шәрқий түркистан тәвәсидә нәшр қилиниватқан мәтбуатларни мәркизий һөкүмәткә топлаш пиланини ишқа ашуруш үчүн, қәшқәрдики “йеңи һаят” гезитини йоқитишни нишан қилғаниди. Совет иттипақи үрүмчигә әвәткән мәшур розийефниң кейин язған “уйғур земини” намлиқ әслимисидә баян қилинишичә, розийеф башлиқ бирқанчә киши “җәнубий шинҗаңни тәкшүрүш әтрити” намида тәшкиллинип, қәшқәргә барған һәм гезит чиқириш ишлириға мудахилә қилиш һәрикәтлири билән шуғулланғанлиқи мәлум. Бу, шең шисәйниң тәқиб сиясити билән билән параллел қәдәмдә елип берилған һәрикәт болуп, 1937-йиллири, шең шисәй йәниму илгирилигән һалда дәрһал өлкә миқясида “чоң тазилаш” һәрикитини башлап, хоҗанияз һаҗи қатарлиқ уйғур рәһбәрлирини қолға елип, тәқиб вә тутқун қилиш торини кәң яйиду. “йеңи һаят” гезитиниң баш муһәррири қутлуқ шәвқи әнә шу қетимлиқ һәрикәттә шең шисәй тәрипидин қолға елиниду вә кейинчә түрмидә өлтүрүлиду.

Шең шисәй гезитни қолиға алғандин кейин, өзиниң “алтә чоң сиясәт” вә җаһангирликкә қарши турушни қанат яйдуруш қатарлиқ идийәвий тәшвиқатлирини хәлқ арисида омумлаштуруш үчүн гезитни пайдилиниш қорали қилмақчи болиду.

Бирақ, 1944-йили бир қатар өзгиришләрдин кейин шең шисәй һәйдиветилип, гоминдаң һоқуқни қолға алғандин кейин, “қәшқәр шинҗаң гезити” давамлиқ чиқирилған болсиму, лекин 1946-йили 7-айда ғулҗидики шәрқий түркистан җумһурийити инқилабий һөкүмити билән хитай һөкүмити арисида бетим имзалинип бирләшмә һөкүмәт иш башлиғандин кейин шәрқий түркистан инқилаби рәһбәрлириниң қәшқәрдики тәсир күчи ашқан вә қәшқәрдә миллий азадлиқ идийәлири барғансери күчәйгән. Мәзкур гезит бу һәрикәтләрдә муһим тәшвиқатчилиқ ролини ойниғаниди.

Үрүмчидики җаң җиҗоң башлиқ хитай даирилири бу әһвалға қарита гезитни тохтитиш, қисқартиш усули қолланған. Буниң билән 1947-йилиниң башлирида, һөкүмәт тәрәптин берилидиған расхот тохтитилғандин кейин, гезитниң бәт сани кемәйтилиду, һәтта қәғәз қислиқидин хотән қәғизидә бесилидиған һаләткә чүшүп қалиду. Бу хил вәзийәттә, хәлқ йәнә гезитни қутқузуп қелиш мәқситидә, җамаәтниң арзуси бойичә қайтидин тәшкиллинип, “аң” гезитини мәйданға кәлтүриду. Мундақчә ейтқанда “аң” гезитиниң дуняға келиши, әйни вақиттики вәзийәтниң тәқәззасидин болған иди. Өз вақтидики зиялийлардин әһмәд зияий вә алим ахун қатарлиқлар илгири-ахир болуп гезитниң баш муһәррирликини үстигә алған болуп, сәһипилири рәңдар, әркин пикирләр бирқәдәр кәң тәшвиқ қилинидиған алаһидиликлири билән җәмийәттә иҗабий рол ойниған иди. Ваһаләнки, бир қатар өзгиришләрни бешидин кәчүргәндин кейин, аридин узун өтмәй 1947-йили күз айлирида бу гезитму дуня билән видалишиду. Хитай тәрәпниң қәшқәрдә елип барған тазилаш һәрикити җәрянида, барлиқ инқилабчилар қолға елиниду. Шу қатарда гезитни қоллап кәлгән кишиләрму тутқун қилиниду. Буниң билән гезит гоминдаңниң қолиға өтүп, йәнә “қәшқәр-шиңҗаң гезити” намида нәшр қилинишқа башлайду. 1950-Йилдин башлап гезит хитай компартийәсиниң орган гезитигә айландурулуп, һазирғичә “қәшқәр гезити” дегән нам билән нәшр қилинип кәлмәктә.

Язғучи полат қадири “өлкә тарихи” намлиқ китабида шең шисәйниң уйғур мәтбуатчилиқиға қарита йүргүзгән сияситиниң маһийити һәққидә чүшәнчә берип, бу униң уйғур елиниң мәтбуатчилиқ, нәшриятчилиқ ишлирини контрол қилиш вә монопол қилиш қәдәмлириниң бири дәп көрсәткән иди.

Йиғинчақлиғанда “аң” гезити 20-әсирниң алдинқи йеримида шәрқий түркистанда йүз бәргән бирқанчә қетимлиқ һакимийәт алмишиш, күч талишиш күрәшлири җәрянида барлиққа кәлгән бир гезит. Әйни вақиттики мустәбит һакимийәт мәзкур гезитни өзиниң тәшвиқат қорали қилип пайдилинишқа вә контрол қилишқа урунған болсиму, әмма бу гезит асасән хәлқниң нидаси вә йүрәк сөзлирини аңлитидиған хәлқчил ахбарат васитиси болуп кәлгән. Мәлум җәһәттин алғанда хәлқниң миллий еңини күчәйтиш вә миллий кимликини тонуш, сақлашта актип рол ойниған дәп қарашқа болиду. Омумән алғанда, бир қисим тарихий йүзлиниш вә вәқәләрниң келип чиқиш сәвәблирини анализ қилишта бизни пакит билән тәминләйду, шундақла хитай һөкүмитиниң нөвәттики уйғурларға қаритилған бастуруш вә хитайлаштуруш сияситиниң маһийитини чүшинишимиздә муһим рол ойнайду.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.