Мутәхәссисләр: аптономийигә бағланған үмид уйғурларға немә елип кәлди? (1)
2015.11.10
Аптономийә қурулуш һарписида
Уйғурлар диярида һәр дәриҗилик һөкүмәт органлири уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи вә бу җәрянда вуҗутқа кәлгән зор өзгиришләр һәққидә түрлүк шәкил вә мәзмундики паалийәтләрни уюштуриватқанда хитай ичи-сиртидики бир қисим тор бекәтлиридә тарқиливатқан “1943-йилидики шинҗаң” мавзусидики рәсимлик топламниң бир қисим сүрәтлири кишиләрниң диққитини тартмақта, шундақла кишиләрниң 1940-йиллардики уйғурлар дияри билән униң аридин 70 нәччә йиллар өткәндин кейинки бүгүнки қияпитини селиштурушидики җанлиқ материял сүпитидә қаралмақта.
Америкида нәшр қилинидиған “турмуш” журнилиниң 1943-йиллиқ 13-декабир саниға бесилған бу рәсимлик топлам америкилиқ мәшһур фотограф виллиям вандивертниң әмгики болуп, әйни вақиттики журналда “булар мәшһур експедитсийичи овен латтиморниң 1927-йилидики саяһитидин кейин мушу сирлиқ макан һәққидә барлиққа кәлгән тунҗи вә әң тоғра мәлуматлардур” дәп изаһ берилгән.
Мәзкур топламға виллиям вандивертниң әйни вақиттики дуняға “синкяң” намида мәлумлуқ болған уйғур елидики саяһити җәрянида тартқан вәкил характерлик сүрәтлири киргүзүлгән. Шулар қатарида журнал муқависиға бир туңган яшниң рәсими берилгән вә “синкяңниң пуқраси” дәп қошумчә мавзу қоюлған. Журналдики рәсимлик топлам һәққидә берилгән чүшәндүрүш мақалисигә болса, бу һәқтә мундақ бир қисқа изаһ берилгән : “өтмүш заманлиридин йеқинқи мәзгилләргичә, йәни1860-йиллардин таки 1930-йилларғичә, хитайлар мусулманларниң исянлири билән, болупму туңганлар баш болуп көтүрүлгән исянлар билән тутушуп кәлмәктә, шундақла бу исянлар пат-патла синкяң земинини қанға бояп кәлмәктә. Һалбуки, бу исянларниң көп қисми ташқи дуняға билинмигән һалда өтүп кәткән болсиму, бу исянлар йәнила кишиләрни зор дәриҗидә өзигә җәлп қилиду.”
Аптор арқидин давамлаштуруп, уйғурлар дияридики уйғурлардин башқа асаслиқ милләтләрдин қирғиз, татар, қазақ, өзбек, ақ орусларни тилға алиду. Булар қатарида у хитайларни “бу райондики содигәрләр, шундақла һөкүмран тәбиқә, уларниң көп қисми манҗурийәдин қечип келип бу җайда панаһланғучилар” дәйду, шундақла уйғурларни “улар бу җайдики асаслиқ йәр игилири болуп, бу маканда 800-йиллардин башлапла яшап кәлмәктә” дәп язиду. Апторниң баян қилишичә, шу вақитта шинҗаңниң омуми аһалиси үч милйон йәттә йүзмиң болуп, хитайларниң омуми нопуси 182 миң болған.
Бу мәзгилләр милитарист шең шисәй үрүмчидә алий һоқуқ игиләп, сабиқ совет иттипақи билән болған достлуқ мунасивити вә өзиниң “совет компартийисиниң мәхпи әзаси” дегән салаһийити билән уйғурлар үстидин зулум йүргүзүватқан бир пәвқуладдә тарихий мәзгил икән.
Бу һәқтә америкидики һөрмәтлик җамаәт әрбаблиридин ғуламидин пахта әпәнди әйни вақиттики әһвалларни әсләп, буниң толиму мудһиш бир заман болғанлиқини тилға алиду.
Ғуламидин пахта әпәндиниң ейтишичә, әнә шу зулум нәтиҗисидә 1944-йили или инқилаби партлап, аридин узун өтмәй ғулҗида елихан төрә рәисликидики “шәрқий түркистан җумһурийити” қурулиду. 1946-Йилиға кәлгәндә советләр иттипақиниң сүлһи қилиши вә яраштуруши арқисида үрүмчидә гоминдаң һөкүмити билән “шәрқий түркистан җумһурийити” ниң һәмкарлиқи арқисида бирләшмә һөкүмәт вуҗутқа келип, әхмәтҗан қасими бирләшмә һөкүмәтниң муавин рәисликигә тәйинлиниду.
Америкилиқ тарихшунас линда бенсонниң баянлиричә болғанда “һәқиқи мәнидики игилик һоқуқ мустәқиллиқи һәмдә өзигә хас һәрбий, әдлийә функсийисигә игә” болған мәзкур һөкумәт 1949-йили гоминдаң партийиси билән йилларчә урушта ғәлибә қилған хитай коммунистлири тәрипидин бикар қилинған. Шуниңдин кейин, уйғурлар дияридики һәрқайси тәрәпләр арисида мәвҗут болған мәнпәәт зиддийәтлири һәр иккила тәрәп рази болидиған шәкилдә һәл қилинмиғанда йәнә бир қетимлиқ қан төкүлүшкә сәвәб болидиғанлиқи рошәнләшкән. Буниң билән 1955-йили хитай компартийиси бу мәсилини “йәрлик милләтләргә аптономийә бериш” арқилиқ һәл қилмақчи болған. Нәтиҗидә 1955-йили 1-өктәбирдә үрүмчидә “шинҗаң уйғур аптоном райони” барлиққа кәлгән.
Бу һәқтә алақидар тарихий шараитниң ойниған роли һәққидики соаллар үчүн австралийә грифис университетиниң профессори, “шинҗаң мәсилиси” бойичә тонулған мутәхәссис майкил кларк (Michael Clarke) қа микрафонимизни узаттуқ. У бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду: “1949-йили хитай хәлқ җумһурийити шинҗаңни бир өлкә қилип өзигә қошувалған мәзгилләрдә шинҗаңниң чиң сулалисиниң ахириқи мәзгиллиридин, йәни1911-йилидин башлап һесаблиғандиму 1949 -йилиғичә болған мәзгилдә нәччә он йиллап хитай мәркизий һөкүмитиниң бивастә башқурушида әмәс, бәлки шинҗаңдики бирнәччә хитай милитаристлириниң идарә қилишида болғанлиқи, бу хилдики шәкли өзгәргән аптономийә басқучида советләр иттипақиниң мәзкур райондики тәсириниң рошән дәриҗидә ешип барғанлиқи қатарлиқ әһваллар алди билән диққәткә сазавәр болған. Шуниң билән бу хил сиясий муһитта мав зедуң башчилиқидики хитай компартийиси өзлири иҗат қилип чиққан өзгичә бир хил шәкилдики аптономийини йәрлик хәлқләргә бериш арқилиқ йәрлик хәлққә йеқинлашмақчи болған. Нәзәрийә җәһәттин алғанда, бу хил аптономийә түзүми бойичә хитай болмиған ашу милләт топлишип олтурақлашқан районға шу милләт намида өз-өзини идарә қилиш һоқуқи берилиду. Мана мушундақ бир шараитта, 1955-йили шинҗаң уйғур аптоном райони қурулди.”
1954-Йили тәшкилләнгән “шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш биңтуәни” намидики сияси вә иқтисадий зор гәвдә вуҗутқа келип бир йилдин кейин андин “шинҗаң уйғур аптоном райони” қурулғанлиқи мәлум.
Профессор майкил кларк мундақ дәйду: “дәрвәқә, хитай тарихида биңтуәнниң дәсләпки шәкли болған һәрбийләрниң боз йәр ечип териқчилиқ қилиш паалийәтлири көп учрайду. Бу хилдики һәрбий вә териқчилиқ бир гәвдиләшкән сияси қурулма шәкли чегра районларда хитайларниң һөкүмранлиқини мустәһкәмләш мәқситидә көпләп йолға қоюлған. 1949-Йилидин башланған тарихий басқучта хитай компартийисиниң шинҗаңдики һөкүмранлиқ орнини тикләштә биңтуәнниң роли наһайити чоң болған. Чүнки у вақитларда хитайларниң бу райондики һәр тәрәплимә тәсири интайин чәклик дәриҗидә иди. Мушундақ әһвалда шинҗаңға киргән хәлқ азадлиқ армийиси вә шинҗаңда турушлуқ гоминдаң қошунлири бирләштүрүлүп биңтуән тәшкилләнди һәмдә мушу сиясий гәвдә арқилиқ хитайларниң мәзкур райондики сиясий, иқтисадий вә иҗтимаий контроллуқ һоқуқи капаләткә игә қилинди.”