Ақсу вилайәтлик 1-оттура мәктәпкә тикләнгән 4 һәйкәл диққәт қозғимақта
2014.05.14
Игилишимизчә, ақсу вилайәтлик 1-оттура мәктәп қурулғанлиқиниң 70 йиллиқ хатириси мунасивити билән мәктәп қорусиға 4 мәшһур шәхсниң һәйкили тикләнгән.
Диққәтни чекидиғини шуки, тәң нисбәттә орнитилған бу 4 һәйкәлниң иккиси уйғурлар тарихидики мәшһур шәхсләрдин мәхмут кашиғәри билән лутпулла мутәллипкә, қалған иккиси хитай язғучиси лушүн билән хитай ядро қорал вә аләм программисиниң башламчиси чйән шйүсенгә атап тикләнгән.
Мәлумки, ақсу вилайәтлик 1-оттура мәктәп 1944-йили қурулған. Бу йил 70 йиллиқини күтүвалған бу мәктәп ақсу вилайити тәвәсидики әң чоң уйғур оттура мәктипи болуп, нәччә он йиллардин буян нурғунлиған ихтисаслиқ хадимларни тәрбийиләп йетиштүргән. Бу мәктәп йәнә алий мәктәпләргә өтидиған оқуғучи сани алдинқи орунда туридиған уйғур аптоном райони миқясидики нуқтилиқ уйғур мәктәплириниң бири һесаблинидикән.
Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн ақсу вилайәтлик 1-оттура мәктәпкә телефон қилдуқ. Телефон зияритимизни қобул қилған мәктәп мәсуллиридин бири мунуларни билдүрди:
“биз мәктипимиз қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи мунасивити билән биринчидин мәктәп рәһбәрликиниң кеңишиши, иккинчидин ақсу вилайәтлик партийә вә һөкүмәтниң тәстиқи билән мәхмут кашиғәри, лутпулла мутәллип, лушүн вә чйән шөсен қатарлиқ җуңго тарихида өткән 4 мәшһур шәхсниң һәйкилини тиклидуқ.”
У бизниң юқириқи 4 шәхсниң һәйкилини таллашта қандақ принсипқа таянғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб берип мундақ деди:
“һазир мәмликәт бойичә асасий маарип саһәсидә илғар мәдәнийәткә вәкиллик қилиш, әмәлийәтчан болуш, мәктәп мәдәнийити бәрпа қилиш дегәндәк тәшәббуслар қанат яймақта. Шуңа биз мәктипимизниң 70 йиллиқ тойиға атап 4 мәшһур шәхсниң һәйкилини турғузушни ойлаштуқ. 4 Шәхсни бекитиштә мундақ ойлаштуқ. Лутпулла мутәллип ақсуда қурбан болған вәтәнпәрвәр шаир. 1956-Йили мавзедоң өз қәлими билән униңға атап "вәтәнпәрвәр инқилабий қурбан" дегән беғишлима язған. Шуңа уни шу асаста бекиттуқ. Мәхмут кашиғәри болса тарихта уйғурлар арисидин чиққан тилшунас алим. Алдинқи йили мәхмут кашғәрини хатириләш йиғинида аптоном районниң секретари җаң чүншйәнму униңға юқири баһа бәргән. Биз шу асаста униң һәйкилини турғузушни ойлаштуқ. Әмди лушүнгә кәлсәк, у җуңго әдәбиятидики милләтни ойғитишта муһим рол ойниған улуғ язғучи, у җуңголуқларни җисманий җәһәттин давалаштин ваз кечип, роһий җәһәттин қутқузуш үчүн язғучилиқ йолини таллиған. Мәктипимиз миллий мәктәп болғачқа биз һәм миллийликни гәвдиләндүрүш һәм җуңго һазирқи заман тарихидики мәшһур шәхсләрниң образини гәвдиләндүрүш, шуниң билән бир вақитта йәнә дәрсликтә тонуштурулған болуш дегәндәк принсиплар асасида бу 4 шәхсниң һәйкилини тикләшни қарар қилдуқ.”
Биз униңдин бу 4 һәйкәлни тикләштә һөкүмәт тәрәптин миллий нисбәт тәлипи қоюлдиму дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди:
“һөкүмәт тәрәптин бәргән иқтисад пәқәтла мушу 4 һәйкәлни тикләшкә йәтти. Әслидә биз тарихта ақсу тәвәсидә яшап өткән йәрлик мәшһур шәхсләрниң һәйкәллириниму тикләшни ойлашқан, лекин һазирқи имканийитимиз мушу 4 һәйкәлни тикләшкә яр бәрди. Буниңда һөкүмәт тәрәптин алаһидә бәлгилимә йоқ, биз мәктәп рәһбәрлики өз-ара кеңишип қарар чиқарған.”
Ахирида биз әйни вақитта ақсу вилайәтлик 1-оттура мәктәптә оқуған, һазир дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәислик вәзиписини өтәватқан долқун әйса әпәндини зиярәт қилдуқ. У бу һәқтә мунуларни билдүрди:
“мәхмут кашиғәри билән лутпулла мутәллип һәйкилиниң ақсу вилайәтлик 1-оттура мәктәпкә тиклиниши кишини хушал қилидиған бир иш. Бу мәктәп ақсу районида мәрипәт мәшили яққан бир билим макани. Бүгүнки күндә вәтән ичидила әмәс, бәлки чәтәлләрдиму вәтән вә милләт үчүн хизмәт қиливатқан нурғунлиған ихтисаслиқ уйғур сәрхиллири әйни вақитта мушу мәктәптә оқуған. Һалбуки, ақсу районидики уйғур миллий маарипиниң бөшүки болуп кәлгән бу мәктәпкә лушүн вә чйән шөсендәк хитай билим адәмлириниң һәйкилиниң тиклиниши адәмгә ғәлитә туюлиду. Чүнки лушүн билән чйән шөсен һаятида ақсуға келип бақмиған, бирәр саәт дәрс яки лексийәму сөзләп бақмиған. Уларниң ақсу билән бағлинидиған һечқандақ йери йоқ. Униң үстигә, ақсу тәвәсидә тарихчи молла муса сайрами, шаир нимшеһиттәк мәшһур шәхсләрму өткән. Ашу шәхсләрниң һәйкили тикләнмәй туруп, лушүн қатарлиқ хитай мәшһурлириниң һәйкилиниң тиклиниши буниң кәйнидә қандақтур бир хил сиясий тәшвиқат мәқситиниң йошурунғанлиқидин дерәк бериду.”