Хитай немә үчүн уйғур елини хитайниң ашлиқ бихәтәрликигә капаләтлик қилиштики арқа сәп базисиға айландурмақчи болиду?

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.02.23
xitay-kochmen-dehqan-bughday-yol-traktor-qonaq Хитай көчмән деһқан һосул алған қонақни трактор билән 2.4 Километир йолға йейип қурутуватқан көрүнүш. 2008-Йили 6-март, үрүмчи.
AFP

22-Феврал күни хитай башқурушидики “шинҗаң гезити” дә “йеза-игилик җәһәттики күчлүк дөләт болуш үчүн шинҗаңниң техиму көп төһписи болуши керәк” мавзулуқ обзорчи мақалиси елан қилинди.

Мақалиниң мәзмунидин қариғанда, уйғур елиниң нөвәттә терилғу йәр көлиминиң йәниму кеңийип, ашлиқ ишләпчиқиришида хитай бойичә биринчи қатарға өткәнлики баян қилинған. Мақалидә йәнә уйғур елини хитайниң ашлиқ ишләпчиқириш вә тәминләштики истратегийәлик арқа сәп қилишни илгири сүрүш тәкитләнгән. Шундақла бу мәқсәткә йетиш үчүн уйғур елида йеза, деһқан вә деһқанчилиқтин ибарәт үч мәсилисини яхши һәл қилиш керәклики оттуриға қоюлған.

Хитай өткән йили авғустта ашлиқ бихәтәрликигә алақидар бир доклат елан қилған. Мәзкур доклатта хитайдики киши бешиға тоғра келидиған ашлиқниң 480 килограмдин ашидиғанлиқи, буниң 400 килограмлиқ хәлқара өлчәмдин ешип кәткәнлики баян қилинған. Мушу бойичә ейтқанда, хитайниң запас ашлиқ миқдари хитайда йүз беридиған тасадипий вәқәләрдин аман қелишта йетәрлик дейишкә болиду. Ундақта, хитай немә үчүн уйғур елини хитайниң ашлиқ ишләпчиқириш вә тәминләштики арқа сәп базисиға айландурмақчи болиду?

Хитай өткән йиллардин буян аталмиш “йеза-кәнтләрни ронақ тапқузуш”, “намратлиқни түгитиш” қатарлиқ намларда көплигән уйғур деһқанлириниң йәрлирини тартивелип, кәсип алмаштуруш намида хитай кариханилириниң қул ишчилириға айландурди. Йәнә бир тәрәптин, уйғур елидики терилғу йәрләрни кеңәйтиш үчүн тиришти. Бу һәқиқәтән бир-биригә зит иш болуп, кеңәйтилгән йәрләрдә деһқансиз териқчилиқ қилғили болмайтти. Техиму һәйран қаларлиқи, бәзи хәвәрләрдә тәклимакан қумлуқини терилғу йәргә айландуруш арқилиқ, уйғур елидики терилғу йәр көлимини алтә һәссә чоңайтқили болидиғанлиқиму оттуриға чиқти. Демәк, хитайниң ашлиққа болған еһтияҗи һәтта тәклимакан қумлуқини терилғу йәргә айландуруш дәриҗисигә берип йәткән. Ашлиққа болған еһтияҗ пәқәтла тәбиий апәтләргә тақабил турушни нишан қилмиғанлиқи ениқ. Шундақкән, буниң һәқиқий сәвәби зади немә?

Дәрвәқә, нөвәттики хәлқара вәзийәттә дуня характерлик урушниң башлинип қелиш еһтималлиқи һәр вақит мәвҗут болуп көрүнмәктә. Чүнки явро-асия вә оттура шәрқ аллибурун уруш қайнимиға кирип қалди. Навада тинч окянда һәрқандақ сәвәб билән уруш башлинип қалса, у чағда дуняви урушини тосуп қалидиған һечқандақ бир күч болмайду. Һалбуки, тинч окяндики уруш әң чоң еһтималлиқта хитайниң тәйвәнгә һуҗум қилиши билән йүз бериши мумкин.

Ениқки, тәйвәнни ишғал қилиш коммунист хитай үчүн мәвҗутлуқ вә күчлинишниң асасий һесаблиниду. Бундақ болушида төвәндикидәк сәвәбләр бар. Хитай хәлқ җумһурийитиниң хитайчә намида “җуңхуа” дегән бар болсиму, әмма у җуңхуа минго әмәс. Әмма җуңхуа минго таки бүгүнгичә тәйвәндә өзини сақлап келиватиду. Гәрчә тәйвән билән хитай арисида “бир хитай келишими” болсиму, әмма бу келишим хитайниң дөләт бихәтәрликиниң капалити һесабланмайду. Чүнки тәйвән тасадипий бу келишимдин ваз кечип, мустәқиллиқ елан қилса, у һалда хитай хәлқ җумһурийити бир қанунсиз һакимийәткә айлиниду. У һалда хитайниң уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ районларға һөкүмранлиқ қилиштики қануний асасий пүтүнләй ағдуруп ташлиниду. Бу әлвәттә хитай үчүн қорқунчлуқ бир ақивәт. Әмма тәйвәнни бесивелиш хитай үчүн ейтқанда, бир яқтин һакимийәтни қануний асасқа игә қилса, йәнә бир тәрәптин америкаға биваситә тәһдит шәкилләндүргүдәк күчкә игә қилиду. Чүнки тәйвән, японийәдин тартип, филиппин, малайсия вә һиндонезийәни өз ичигә алған араллар зәнҗиригә җайлашқан. Бу әһвал хитайниң ядро су асти парахотлириниң тинч окянға әркин һалда киришигә тосқунлуқ пәйда қилиду. Әгәр хитай тәйвәнни бесивалса, у һалда тинч окяндики бу арал зәнҗири вәйран болиду вә хитай америка қуруқлуқиға биваситә тәһдит пәйда қилалайду.

Демәк, тәйвәнни ишғал қилиш, хитай үчүн толиму муһим. Болупму украина-русийә вә пәләстин-исраилийә урушлири америка башлиқ ғәрб дунясини еғир мүшкүлатларға селиватқан бу җиддий вәзийәт, хитай үчүн тәйвәнгә һуҗум қилидиған әң яхши пурсәт һесаблиниду. Бу вәҗидин ши җинпиң өткән йилила хитай азадлиқ армийәсини һәр вақит уруш тәйярлиқида турушқа чақириқ қилғаниди. Бу йил январда бир қанчә күн аввал германийәниң мюнхен хәвпсизлик йиғинида хитай ташқий ишлар министири ваң йиму тәйвәнни чоқум бирликкә кәлтүридиғанлиқини кәскин оттуриға қойди.

Демәк, уйғур елини хитайниң ашлиқ ишләпчиқириш вә тәминләштики арқа сәпкә айландуруш, хитай үчүн йеқин кәлгүсидә йүз бериш еһтималлиқи болған уруш үчүн зөрүр тәйярлиқ дәп қараш әқилгә хели уйғун қараш һесаблиниду.

Хитай һөкүмити узун йиллардин буян уйғур диярида “йеза-игилики вә деһқанлар мәсилисини һәл қилиш” намидики сияситини йолға қоюп кәлгән. Қаримаққа бу сиясәтләр деһқанларниң мәнпәәтини чиқиш қилип йүргүзүлгәндәк қилсиму, әмәлийәттә уйғур деһқанлирини терилғу йәрлиридин айриш вә уларни йәрсиз ялланма әмгәк күчигә айландурушни мәқсәт қилғаниди. Бу вәҗидин болупму уйғурлар нопуси әң көп олтурақлашқан җәнубий уйғур елида, деһқанларни санаәт ишчилириға айландуруш қәдими күчәйгән. Хитайниң 2020-йили елан қилған “шинҗаңниң әмгәк билән ишқа орунлаштуруш капалити” намлиқ ақташлиқ китабида уйғур елидики аталмиш ешинча әмгәк күчлиригә даир статистикилиқ мәлумат берилгән. Мәзкур ақташлиқ китабта 2019-йилиғичә уйғур елидики йеза ешинча әмгәк күчлириниң сани 2 милйон 590 миң 300 киши дейилгән. Буниң ичидә җәнубий уйғур дияридики йеза ешинча әмгәк күчлири 1 милйон 654 миң 100 киши болуп, омумий санниң 63.86 Пирсәнтини игиләйдиғанлиқи хатириләнгән.

Дәрвәқә, уйғур деһқанлириниң аталмиш ешинча әмгәк күчлиригә айлинип қелишниң уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ билән биваситә мунасивәтлик болғанлиқи шәксиз. Техиму муһими, уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқниң хитайниң тәйвәнни бойсундуруш арзуси билән бағлинишлиқи барлиқи тәбиий. Чүнки хитай үчүн ички җәһәттики муқимлиқни капаләткә игә қилмай туруп, ташқий җәһәттә урушқа тәвәккүл қилғили болмайду. Уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учришиму, хитайниң ички җәһәттә хәвпни йоқитиш мәқсити билән оттуриға чиққан. Демәк, уйғурларниң нөвәттики әһвалидин қариғанда, хитайға тәһдит болуш хәвпи асасән чоң әмәс.

Бүгүнкидәк америка қатарлиқ ғәрбтики күчлүк дөләтләр билән ариси ечилип, йетим қалдурулуватқан хитай үчүн тәйвәнгә һуҗум қилиш, өзини сақлап қелиш вә аталмиш “хитай чүши” ни рояпқа чиқириштики бирдинбир йол вә ахирқи пурсәт болуши мумкин. Буниң үчүн хитай әлвәттә ашлиқ тәминләштики мутләқ бихәтәрликни қолға кәлтүрүшкә җиддий еһтияҗ туйиду. Дәрвәқә, хитайниң йеқинқи бирқанчә йилдин буян уйғур диярини хитайниң ашлиқ ишләпчиқириш вә тәминләштики истратегийәлик арқа сәп базисиға айландуруш чақириқлири дәл шуниң сәвәбидин оттуриға чиққанлиқи ениқ.

*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.