Австралийәдә “шәрқий түркистанда йүз бериватқан қанлиқ вәқәләр вә шәрқий түркистанлиқларниң мәсулийити” намлиқ сөһбәт йеғини ичилди
2014.08.11
8-Айниң 9-күни шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң орунлаштуруши билән шәрқий түркистанда болуватқан қирғинчилиқларға болған наразилиқини билдүрүш һәм бундин кейин қандақ паалийәтләрни елип бериш һәққидә “шәрқий түркистанда йүз бериватқан қанлиқ вәқәләр вә шәрқий түркистанлиқларниң мәсулийити” темисида мәслиһәт йеғини ечилди.
Бу йиғинға адилайд шәһиридә яшаватқан шәрқий түркистан җамаити қатнашқан болуп, йеғинда шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң рәиси абдулғафур мөмин әпәнди шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң катипи нурмуһәммәд түркистани һәм җәнубий австралийә ислам җәмийитиниң рәиси, уйғурларниң австралийәдики диний алими абдусалам алим әпәндиләр вәтәндә йеқинда болуватқан вәқәләр һәққидә учур һәм санлиқ мәлуматлар бәрди. Сөһбәт йеғини абдусалам алим әпәндиниң шәрқий түркистанда зулум чекиватқан, хитай тәрипидин наһәқ өлтүрүлүватқан, түрмиләргә ташлиниватқан қериндашлириға дуа қилиш билән башланди.
Йеғин җәрянида нурмуһәммәт түркистани әпәнди өзиниң игилигән учурлирини, вәтәндә илип берилған зулумларда өлтүрүлгән, ғайиб болған, түрмиләргә соланған уйғурларниң санини, хәлқара мәлуматларда, хитай мәтбуатлирида елан қилинған санлиқ мәлуматларни бәрди.
Йеғиндин кийин зияритимизни қобул қилған абдулғафур мөмин әпәнди мундақ деди:
- Биз бүгүн җәмийитимизниң орунлаштуруши билән адилайдтики пүтүн җамаәтни тәклип қилип бир залға җәм болдуқ. Җамаитимизниң көп қисми қатнашти. Бу йиғилишимизда 28-29-июлда вәтинимизниң йәкән наһийисидә елип берилған қирғинчилиқ һәққидә муназириләр илип берилди. Хитайниң бу зулумлириға, қирғинчилиқлириға қандақ қарши туруш, хәлқимиз бу тоғрилиқ қандақ паалийәтләрни илип бериш һәққидә музакирә илип берилди. Биз йәнә мушу йиғилишимизда, адилайдтики пүткүл мәсчитләрни, мусулманларни вә өзимизниң хәлқини һәрикәткә кәлтүрүп, адилайд шәһиридә чоң типтики бир намайиш қилишни орунлаштурдуқ. Келәр йәкшәнбә күни бу намайишни адилайд шәһиридә елип баримиз.
Шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң катипи нурмуһәммәд түркистан зияритимизни қобул қилип мундақ деди:
- Бүгүн шәрқий түркистанлиқ қериндашлар җәм болуп вәтәндә йүз бериватқан қанлиқ вәқәләрни әсләш, шеһитларға дуа қилиш һәм шундақла өзимизниң қолидин қандақ иш күлидиғанлиқи һәққидә сөһбәт йиғини өткүздуқ. Биринчиси, биз алланиң улуғ земинимиз шәрқий түркистанниң өзидә туруп бир милярд 600 милйон хитайға баш әгмәй, бой сунмай келиватқан қериндашлиримизға алий саламлиримизни йоллаймиз. Аллаһ шу йолда шеһит болған қериндашлиримизниң шеһитликини қобул қилсун. Вәтәнниң сиртида әркин муһитта яшаватқан қериндашлиримиздин сәмимий күтидиған тәләплиримиз шуки, иншаалла бизму шу вәтәндики қериндашлиримиздәк ирадә билән яшайдиған болсақ нусрәтниң күлидиғанлиқиға ишәндуқ. Ундин башқа, қериндашлиримизниң йирақ-йеқинда туруватқан шәрқий түркистанлиқ мусапир қериндашлириға қилған ярдәмлирини, қиливатқан хизмәтлиримизни һәм бундин кийин қилидиған хизмәтлиримизни бирқур җамаәткә йәткүздуқ. Болупму, йеқинда йәкәндә йүз бәргән қирғинчилиқ түпәйлидин илип берилидиған кәң көләмлик намайиш һәққидә җамаәткә уқтуруш бәрдуқ.
Бүгүнки йеғинға қатнашқан зулпийә ханим өз һессиятлирини ипадиләп мундақ деди:
- Бүгүн йиғинимиз наһайити яхши болди. Хәвәрләрни аңлап көңлимиз бәк йерим болди һәм ғәзәпләндуқ. Немә дегән наһәқ ишлар болуватиду бизниң вәтәндә. Көңлүм бәкла йерим. Бизниң қилидиған ишимиз мушу йәрдә башқа милләтләрни бизниң вәтинимиздә наһәқчилик, қирғинчилиқлар болуватиду дәп ойғитишимиз керәк. Биз бу йәрдә яхши яшаватимиз, лекин бизниң қериндашлиримиз бәк қирилип кетиватиду. Хитайлар бәкла өлтүрүп кетиватиду уларни. Мәнму шу һессиятқа кәлдимки, бизниң қолимиздин башқа иш кәлмигини билән һәммимиз чиқип будақи һәптә намайиш қилип пүтүн дунядики хәлқләргә, башқа милләтләргә чүшәндүрүшимиз керәк дәп ойлидим. Хитай бәкла һәддидин ешип кәтти. Балиларни, чоңларни, анилиримизни қирип түгитидиған охшайду. Һәммимизниң көңлимиз бәкла йерим һәм ғәзәплинип кетиватимиз. Худайим буйруса башқа дөләтләрдики уйғурлар бизниң вәзийәт қандақ болуватиду, башқиларға билдүрүш, намайиш қилиш керәк дәймән. Шундақ қилғандила башқиларму чүшиниду болмиса хитай буларниң игиси йоқкән дәп техиму қириду. Вәтинимизни шундақ қиришниң алдида мушундақ чиқип намайиш қилип қолимиздин кәлгәнни қилишимиз лазим. Мениң бу гепим пүтүн вәтәндашларға, һәммимизниң биллә чиқип намайишлар қилишимизни үмид қилимән.
Шәрқий түркистан австралийә җәмийити җәнубий австралийәдики барлиқ мәсчитләргә җүмә намизида шәрқий түркистандики зулумларни аңлатқан һәм 8-айниң 17-күнини йәкшәнбидики парламент бинаси алдида өткүзүлидиған намайишқа һәммә мусулманларниңму чиқип зулумда қалған уйғурларниң авазини бирликтә австралийә хәлқигә йәткүзүшкә ярдәмгә чақирғанлиқини билдүрди. Икки саәттин артуқ давамлашқан бу йеғин йеғинға қатнашқучиларниң вәтәндики қериндашлириға қилған дуалири билән аяғлашти.