Австралийә һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши конкирет қәдәм елишқа һазирму?

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2022.10.18
Австралийә һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши конкирет қәдәм елишқа һазирму? Австралийәдики уйғурлар хитай консулханисиниң алдида хитайға қарши намайиш қилмақта. 2022-Йили 21-сентәбир, сидней, австралийә.
RFA/Azigh

Хитайниң уйғур елидики ирқий қирғинчилиқ сиясәтлири бәзи ғәрб демократик дөләтлири тәрипидин етирап қилинған вә буни тохтитиш үчүн конкирет қәдәмләр елиниватқан болсиму, әмма японийә вә авистиралийә қатарлиқ йәнә бир қисим демократик дөләтләрниң хитайға күчлүк хәлқаралиқ бесим шәкилләндүрүштә йетәрлик тиришчанлиқ көрсәтмәйватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Муһаҗирәттики уйғурлар хәлқара органларда уйғур ирқий қирғинчилиқини күнтәртиптә тутуп турушта вә үчинчи дуня дөләтлирини уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши турушқа қайил қилишта, ғәрб демократик дөләтлириниң сиясий вә дипломатик тәсирини кәң җари қилдурушини тәләп қилип кәлмәктә.

Австиралийәдики уйғур җамаити вә тәшкилатлири, хитайниң уйғурларға елип бериватқан қирғинчилиқини тонуған ғәрбтики демократик дөләтләргә охшашла австралийәниңму уйғур ирқий қирғинчилиқини рәсмий етирап қилишини; уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш тоғрисида қанун чиқирип, мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик мәһсулатларниң австралийәгә киришини чәклишини; шундақла “магнитиский қануни” бойичә ирқий қирғинчилиқ билән мунасивити бар хитай рәһбәрләрни җазалишини тәләп қилип кәлмәктә.

Австралийә уйғур җәмийитиниң хадимлири либерал вә йешиллар партийилириниң парламент әзалири билән көрүшмәктә. 2022-Йили 5-сентәбир, канберра, австралийә.
Австралийә уйғур җәмийитиниң хадимлири либерал вә йешиллар партийилириниң парламент әзалири билән көрүшмәктә. 2022-Йили 5-сентәбир, канберра, австралийә.
RFA/Azigh

Австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт обул зияритимизни қубул қилип, австралийә һөкүмитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға болған позитсийәсиниң башқа ғәрб дөләтлиригә силиштурғанда, нисбәтән пассип икәнликини ейитти. У бу әһвалниң австиралийәниң ичкий сиясити билән болған мунасивити тоғрисида өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

Американиң уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши кәскин тәдбирләр елишиға әгишип, американиң итипақдаш дөләтлириму уйғур мәсилисидә бәзи конкирет қәдәмләрни елишқа башлимақта.

Амирика һөкүмити өз итипақдашлирини хитайға қарши техиму конкирет қәдәм елишқа риғбәтләндүрүп келиватқан болуп, амирика ташқий ишлар министири антони блинкен 21-июн язма баянат елан қилип, иттипақдашлири вә шериклирини йәр шари тәминләш зәнҗирини мәҗбурий әмгәкни ишлитиштин халий қилишқа, уйғур елидики вәһшиликкә қарши турушқа, шундақла амирикаға қошулуп хитай хәлқ җумһурийити һөкүмитиниң вәһшилики вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә дәрһал хатимә беришкә чақирған иди.

Нөвәттә уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилиси вә йәр шари тәминләш зәнҗирини тазилаш канада, австралийә, йеңи зеландийә, японийә, әнгилийә, явропа иттипақи вә униңға әза дөләтләрниң күнтәртипидики мәсилигә айланғанлиқи мәлум.

Авистиралийәлик тонулған журналисит том сенетти (Tom cenetty) бу һәқтә зияритимизни қубул қилди. У авистиралийәниң уйғур мәсилисидә мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләш тоғрилиқ қанун чиқириш арқилиқ, уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши әмәлий һәркәт қилалайдиғанлиқини ейтти.

У мундақ деди: “йәр шарилашқан бүгүнки дуняда һәрқайсий дөләтләр заманиви қуллуққа, болупму тәминләш зәнҗирлиригә болған позитсийәсини ениқ әкс-әттүридиған ичкий қанунларға көпрәк тайиниши керәк. Нөвәттә, австиралийә заманиви қуллуқ билән мунасивәтлик бир қанун түзүшкә һазирлиниватиду. Һәммимиз униң нәтиҗисини көрүшни күтиватимиз.”

У австиралийәниң заманиви қуллуққа қарши туруш қануни вә бу қанунни әмәлийләштүрүш ирадисигә қарита австиралийәниң уйғур мәсилисидики позитсийисигә баһа бәргили болидиғанлиқини ейитти.

У йәнә мундақ деди: “дөләт ичидә нурғун кишиләр мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик мәһсулатларниң чәклинишини үмид қилиду. Австиралийә американиң бу саһәдики қанунидин өрнәк елиши мумкин, бу қанун маһийәттә америка таможнасиға мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған мәһсулатларни мусадирә қилиш һоқуқи бәрди. Бу қанун билән заманиви қуллуқ хәвипи юқири болған районлардин кәлгән мәһсулатларни үнүмлүк чәклигили болиду, дәп қараймән.”

Узун йиллардин бери австралийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур паалийәтчи арислан һидайәтму бу һәқтә зияритимизни қубул қилди. У австиралийәдики мурәккәп ичкий сиясий вәзийәт вә австиралийәниң хәлқара сиясий сәһнидә уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн қилалайдиған мумкинчиликлири тоғрисида тохтилип өтти.

Австралийәдики уйғур җамаити вә тәшкилатлириму хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан ирқий қирғинчилиқ сиясәтлирини австралийә хәлқигә тонуштуруш, австрлийәдики сиясәтчиләрдин бу һәқтә конкирет қәдәм елишни тәләп қилиш ботйичә бир қатар паалийәтләрни уюштуруп кәлмәктә.

Австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт обул әпәнди зияритимиз давамида, австралийәдики уйғур тәшкилатлириниң австралийәниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши конкирет қәдәм елиши үчүн елип бериватқан хизмәтлирини тонуштуруп өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.