Барин инқилаби-уйғур хәлқиниң мәһкумлуққа қарши сунмас роһиниң намайәндиси
2022.04.05
Барин инқилаби-өткән әсирниң 80-йиллиридин кейин хитай һакимийитиниң уйғур нопусини йоқитишни мәқсәт қилип йүргүзгән аталмиш пиланлиқ туғут сиясити, хитай көчмәнлириниң байлиқ мәнбәлирини талан-тараҗ қилиши, уйғурларниң омумиййүзлүк намратлаштурулуши, биңтуәнниң хитай һөкүмитиниң сиясий вә иқтисадий ярдимидә кеңийиши вә уйғурларниң яшаш муһитиға күчлүк тәһдит шәкилләндүрүши қатарлиқ түрлүк зулумлириға қарши елип барған, уйғур хәлқиниң көлими бир қәдәр зор, тәсири күчлүк болған бир қетимлиқ қораллиқ инқилабидур. Шуңа бу инқилаб уйғур хәлқиниң бүгүнки заман сиясий тарихида өчмәс из қалдурған инқилаб һесаблиниду.
Уйғурлар барин инқилабиниң рәһбири зәйдин йүсүпни һөрмәт билән тилға алиду, барин инқилабидин пәхирлиниду вә яд етиду. Барин инқилаби-хитай һөкүмитиниң уйғур диярида уйғурларни йоқитишни мәқсәт қилип елип бериватқан пиланлиқ, яман ғәрәзлик сиясәтлириниң әсли маһийитини уйғур хәлқигә ечип бәргән, уйғурларниң зулумға қарши ирадисини күчәйткән, җаһаләткә баш әгмәс уйғур роһиға күч қошқан инқилабтур. Барин инқилабиниң қозғилишиға сәвәб болған амиллар, зәйдин йүсүпниң уйғурларниң көрәш роһини қандақ ойғатқанлиқи, қандақ уюштурғанлиқи, униң хитай әскәрлири билән болған күрәштә қандақ шеһит болғанлиқи, униң өсүп йетилиш җәряни, әхлақ-пәзиләтлири уйғурлар қизиқидиған әң муһим ноқтиларниң биридур.
Ундақта, барин инқилабиниң қозғилишиға сәвәб болған амиллар зади немә?
Барин инқилаби йүр бәргән мәзгил дәл хитайниң аталмиш “ислаһат вә ишики ечиветиш” сиясити йолға қоюлған, “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” әслигә кәлтүрүлүп, хитайниң деңиз яқиси районлири билән бир қатарда “алдин тәрәққий қилдурулидиған районлар” қатариға киргән, шундақла хитай һөкүмитиниң сиясий вә иқтисадий ярдими билән күчлиниватқан бир дәвргә тоғра келиду. Бу дәвр йәнә хитай һөкүмити уйғур районида “пиланлиқ туғут сиясити” ни әң қәбиһ шәкилдә елип бериватқан, хитай көчмәнлири уйғур райониға шиддәт билән еқип кириватқан, “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәни” тарим дәрясини өз ичигә алған райондики чоң-кичик пүткүл дәря-еқинларни игиливалған, 90 пирсәнттин көпрәк нопуси деһқанчилиқ билән шуғуллинидиған уйғурларниң йәр арқилиқ тирикчилик қилишиға еғир қолайсизлиқларни елип кәлгән вақитқа тоғра келиду.
80-Йиллар хитай билән совет иттипақи мунасивәтлиридә яхшилиниш болуп, 60-йилларда тақалған қорғас қатарлиқ чеграларниң ечилиши вә оттура асияға чиқип кәткән уйғурларниң ана вәтинигә қайтип, узун айрилған уруқ-туғқанлири билән қайта көрүшиватқан дәвр иди. Сабиқ совет иттипақиму 1960-йилидин таки парчиланғучә болған арилиқта уйғурларни хитай билән болған гио-сиясәттә қоллиниш үчүн, уйғур миллий кимликини күчләндүрүш вә тәрәққий қилдурушқа көп әһмийәт бәргәниди. Совет иттипақи билән уйғур дияри арисидики чегра ечиветилгәндин кейин, тездин гүлләнгән чегра һалқиған хәлқаралиқ сода вә алақиләр уйғурларниң миллий кимлик туйғусиниң ойғинишиға түрткә болди. Бу сәвәб 80-йиллардин таки барин инқилаби партилиғанға қәдәр болған қисқиғинә бир қанчә йилда уйғурлар мәдәнийәт-сәнәт, маарип, сода қатарлиқ түрлүк саһәләрдә ғайәт зор йүксилишләргә еришти. 1985-Йили йүз бәргән уйғур оқуғучилар һәрикитини дәл бу хил миллий ойғинишниң мәһсули дейишкә болатти.
Бу дәвр йәнә пүткүл дуня мусулманлирида күчлүк диний ойғиниш башланған дәвр болуп, уйғурлардиму охшашла диний етиқад туйғуси күчләнгән, он йиллиқ малиманчилиқ вә униңдин аввалқи қабаһәтлик йилларда чеқип ташланған мәсчидләр тез сүрәттә әслигә кәлтүрүлгән, диний тәлим-тәрбийәгә болған еһтияҗ ашқан дәвр иди.
Бу һәқтә шан роберст “уйғурларға қарши уруш” намлиқ китабида мундақ язған: “дең шـийـавпـиңниң ـисـлаһатـи нәтـиҗـисـидә, хـитـай хәлـқ җумһурийـитـинـиң ـиқـтисـадинـиң ешишـи, уйғурларғـа йеңи пурсәтـләрнـи елип кәлـгән иди. Нурғун кـишـиләр ـигـилـик тـикـләш, һәтـта чәт әлـгه чـиқـип сـода қـилـиш пурсـитـидин пـайـдиланـған иди. Шунـиң бـилән бـир вақـитـта, уйғур нәшـрийـатـчилـиқـи вә музикـа сـаһәсـи тәкшүргүчـиләрнـиң бـарғـансери қـатـтиқ тәшүрүшـигه учـрап, динـий әркـинـликـкه қـатـтиқ чәкـлимه қـоюлـғанـлиқـтин, сـийـасـий бـошـлуқ тـарайـған иди. Кـишـилـик әркـинـликـниң қـайـтидин бـоғулушـиғـа сـовет ـитـтипـақـинـиң пـарчـилـинـишـи вә ـоттура ـасـийـада мусـтәқـил (түркـий) дөләтـләрнـиң қурулушـидин пәйـда бـолـған үмـид қـошулуп, уйғурларнـиң 1990-йـилـлардикـи өз тәқـдиринـи өзи бәлـгиләш тәлиـипـинـи күчәйـтивәтـкән иди.”
Бу вақит йәнә “иш орнидин қалдурулуш” сиясити йолға қоюлған дәвригә тоғра келиду. Бу һәқтә шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәсиниң тәтқиқатчиси ли шавшя “шинҗаңдики аз санлиқ милләт ишчилириниң тәрәққияти вә һазирқи әһвали” намлиқ мақалисидә мундақ дәп язиду: “90-йилларға кәлгәндә шинҗаң хитайниң ениргийә иситратегийәси үчүн мәхсус район қилип өзгәртилди. Шинҗаңниң санаәт қурулмиси техиму илгирлигән һалда байлиқ артуқчилиқи болған еғир санаәткә йәни, нефит, тәбиий газ, рәңлик метал қатарлиқ санаәтләрниң тәрәққиятини тезлитишкә йүзләнди. Әмма бу хилдики кариханиларниң көпинчиси мәркәзниң кариханилири болуп, йәрликтин ишчи қобул қилиши чәклик иди. Аптоном районниң һәрқайси наһийә вә шәһәрлиридики зор бир түркүм дөләт игиликидики чоң-кичик кариханилар түзүлмә өзгәртиш яки вәйран болуш билән тәң, ғайәт зор миқдардики ишчилар иш орнидин айрилди. Уларниң арисида аз санлиқ милләтләр көп санни игиләйтти”.
Демәк, хитай 1949-йили уйғур райониға таҗавуз қилип кирип, “шинҗаңни тәрәққий қилдурушқа ярдәм қилимиз” дегән ялғанчилиқи билән аталмиш “ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” арқилиқ уйғур дияриниң пүткүл санаәт ишләпчиқириш саһәлиридә қуруп чиққан дөләт игиликидики чоң-кичик кариханилар, 1990-йилиға кәлгәндә түзүлмә өзгәртиш яки вәйран қилиниш баһанисидә йоқтилған иди. Әйни дәврдә җәнубтин шималға, йезидин шәһәргә көчүрүлүп, бу кариханиларда әрзан әмгәк күчи қилинған мутләқ көп сандики уйғурлар иш орнидин қалдурулуп, уйғур районида уйғур нопусини асас қилған ғайәт зор ишсизлар қошуни шәкилләнгән иди. Ли шавшяниң бу тәтқиқат мақалисидә тилға елинған истатистикилиқ мәлуматларға қариғанда, җәнубий уйғур районида “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш-биңтуәни” қурулғандин тартип таки 70-йилларғичә асасән ишләпчиқириш ленийәлиригә ичкири өлкиләрдин көчмән ишчиларни қобул қилип кәлгән иди. 1973-Йили уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити қарар чиқирип, һәр йили аз санлиқ милләтләрдин қобул қилинидиған ишчиларниң сани 30 пиресәнттин 50 пиресәнткичә болуши бәлгиләнгән. 1977-Йилиға кәлгәндә болса шинҗаң уйғур аптоном райони бир туташ ишчи қобул қилиш пилани түзүп, аз санлиқ милләт ишчилири қобул қилинидиған ишчилар саниниң 50 пиресәнтидин кәм болмаслиқини бекиткән. Һәтта 1975-йилидин 1978-йилиғичә болған арилиқта уйғурларни асас қилған йәрлик хәлқләрдин қобул қилинған ишчиларниң сани 50 пирсәнттинму ешип, 1980-йилларға кәлгәндә 73 пирсәнткичә йәткән. Демәк, хитайниң уйғур диярида қурған зор көләмдики дөләт игиликидики кариханиларда ишләйдиған ишчиларниң ичидә уйғурлар юқири нисбәтни игилигән. Аталмиш “иш орнидин қалдурулуш” башланғандин кейин, тәбиий һалда иш орнидин қалидиған йәнила уйғурлар болған иди.
Тәсәввур қилишқа болидуки, барин инқилаби хитай һөкүмитиниң уйғурларни пүткүл яшаш шараитлиридин мәһрум қилип, өлүм гирдабиға иттириватқан мәргилдә мәйданға чиққан. Бу хил мурәккәп тарихий шараитта мәйданға кәлгән бу инқилаб, уйғурлардики миллий вә диний ойғинишниң бирлишишиниң мәһсули болуп, уйғур хәлқиниң хитай таҗавузчилириниң адаләтсизлики, қанунсиз бастуруши вә езишлиригә қайтурған әң күчлүк инкаси вә уйғурларниң кейинки қаршилиқ һәрикәтлириниң асаси болғаниди.
Әмма хитай һөкүмити барин инқилабини аталмиш “хәлқара терорлуқ”, “җиһад һәрикәтлири” билән бағлап, өзлириниң уйғурларға йүргүзүп кәлгән җинайәтлирини йошурушқа урунуп кәлди. Һалбуки, полаттәк пакитлар вә мәңгү өчмәс тарихлар, уйғурларниң җаһаләткә, мустәмликичиликкә қарши адаләт күрәшлири, уларниң қәһриманлиқ роһини ойғитиш, хитай мустәмликичилириниң әсли маһийитини тарихниң һәқиқәтлири билән ечип ташлап, адаләткә еришиш йолида һәргиз чекинмәсликкә күч вә җасарәт ата қилиду, әлвәттә.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.