уйғур зиялийлири барин вәқәсиниң оқуғучиларға болған тәсири һәққидә тохталди

بارىن ئىنقىلابىنىڭ 25 يىللىقىنى خاتىرىلەش يۈزىسىدىن ئۆتكۈزۈلگەن دوكلات سۆزلەش يىغىنىدا، دوكتور تۇرمۇھەممەت ھاشىم بارىن ئىنقىلابىنىڭ كېلىپ چىقىش سەۋەبلىرى، خىتاي ھۆكۈمىتىنىڭ بۇ ئىنقىلابنى باستۇرۇش جەريانىدا ئېلىپ بارغان قىرغىنچىلىق ھەرىكەتلىرى توغرىسىدا تەپسىلىي دوكلات بەرگەن. 2015-يىلى 5-ئاپرېل، توكيو.
барин инқилабиниң 25 йиллиқини хатириләш йүзисидин өткүзүлгән доклат сөзләш йиғинида, доктор турмуһәммәт һашим барин инқилабиниң келип чиқиш сәвәблири, хитай һөкүмитиниң бу инқилабни бастуруш җәрянида елип барған қирғинчилиқ һәрикәтлири тоғрисида тәпсилий доклат бәргән. 2015-йили 5-апрел, токйо. (RFA/Qutluq)

0:00 / 0:00

муһаҗирәттә яшаватқан уйғур зиялийлиридин доктор турмуһәммәт һашим вә диний устаз турғунҗан әмәт әпәндиләр барин инқилабиниң 26 йиллиқи мунасивити билән зияритимизни қобул қилип, мәзкур инқилабниң әйни вақитта уйғур елидики алий мәктәп оқуғучилириға көрсәткән тәсири һәққидә өз пикирлирини баян қилип, барин инқилабиниң уйғур оқуғучиларниң ойғинишиға сәвәбчи болған амиллардин бири икәнликини билдүрди.

әйни вақитта, уйғур елидики йеза игилик университетида оқутқучи болған, һазир японийәдә һиҗрәттә яшаватқан уйғур зиялийси доктор турмуһәммәт һашим шу чағдики алий мәктәпләрдә уйғур оқуғучиларға елип берилған барин инқилаби тоғрисидики сиясий тәрбийиви өгинишләрни әсләп өтти.

норвегийәдә һиҗрәттә яшаватқан, осло уйғур ислам мәдәнийәт мәркизидики диний устазлардин бири, әйни вақиттики уйғур елидики ислам институтиниң 92-йиллиқ оқуғучиси турғунҗан әмәт барин инқилабидин кейинки хитай һөкүмитиниң уйғур елидики мәсчитләрдә ислами диний тәлим тәрбийә елип беришни тохтатқанлиқини илгири сүрди.

доктор турмуһәммәт һашим шу қетимқи барин инқилабини тәнқидләшни мәқсәт қилған һалда елип берилған уйғур елидики алий мәктәпләрдики сиясий паалийәтләрниң, әксичә оқуғучиларниң өз кимликини тонуши вә миллий һессиятини урғутушиға пайдилиқ болғанлиқини илгири сүрди.

устаз турғунҗан әмәт ислам институтиниң 92- вә 93-йиллиқ оқуғучилиридики бир қисим илғар пикирлик оқуғучиларниң түрлүк сәвәбләр билән түрмиләргә қамалғанлиқини баян қилди.

муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң қаришичә, барин инқилабидин кейин хитай һөкүмити уйғурларниң диний етиқадини бастурушни күчәйткән. уйғур елидики бу хил бастуруш сиясити 1996-йилидики хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғурлар тоғрисидики " 7-номурлуқ һөҗҗити "дин кейин техиму әвҗигә көтүрүлгән.

юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.