Русийәдә хитайниң байқал көли әтрапида завут қурушиға қарши наразилиқ һәрикити йүз бәрди
2019.03.28

Йеқиндин буян русийә аммиви ахбарат васитилиридә русийәдики шәрқий сибирниң җәнуб қисмиға орунлашқан байқал көли мәсилиси әтрапида башланған бәс-муназирә диққәт қозғиди. Улардин мәлум болушичә, буниңға байқал көлиниң әтрапиға орунлашқан қолтуқ йезисида хитай мәблиғи билән завут селиш пилани сәвәб болуп, бу йәрлик аһалиниң қаттиқ қаршилиқиға дуч кәлгән. Шу мунасивәт билән русийәниң көплигән шәһәрлиридә һәр хил шәкилдә паалийәтләр уюштурулушқа башлиған. Һәр хил мәлуматлар бойичә уларға қатнашқанлар сани 100 дин 3000 ғичә болған. Бу завут чегридаш хитай районлирини байқал көлиниң сүйи билән тәминләш мәқситини көзлигән болуп, хитайниң буниңда башқиму мәнпәәтлириниң барлиқи илгири сүрүлмәктә.
24-Мартта “азадлиқ” радийоси елан қилған “иркутскида байқални қоғдаш йүзисидин намайиш-консерт болуп өтти” намлиқ мақалидин мәлум болушичә, бу күни иркутскида “пакиз байқал үчүн” темисида намайиш болуп, униңға 1000 ғичә адәм қатнашқан. Намайишчилар байқалға беғишланған шеирларни, нахшиларни ейтип, уссуллар ойниған. Униңда завут мәсилисидин ташқири йәнә байқал көлиниң екологийәси, йәни униң әтрапидики орманларниң йоқитилиши, турушлуқ җайларда тазилаш иншаатлириниң йоқлуқи, кемиләрдин төкүлгән маддилардин суниң булғиниши вә башқиму мәсилиләр көтүрүлгән. Бу әһвалларни контроллуқ астиға елишни тәләп қилған намайишчилар русийә президенти владимир путинға мураҗиәт қилип, имза топлиған.
Мақалидин игилишимизчә, мундақ намайишлар русийәниң москва, санкит-петербург, қазан, томск, омск, самара қатарлиқ шәһәрлиридиму өткән.
“аригус” телерадио бирләшмисиниң хәвиригә қариғанда, бурятийә пайтәхти улан-уде шәһиридә болуп өткән намайишқа 100 ошуқ адәм қатнишип, уларниң арисида тонулған екологлар, һөкүмәт вәкиллири болған. Намайишчилар хитай карханилириниң инсанниң саламәтликигә, тәбиәт тазилиқиға зиян йәткүзүш мумкинликини әскәртип, бундақ хитай завутлириниң қурулуши, шундақла орманларниң кесип ташлиниши, хитайларниң саяһәт баһанисидә көпләп, бу дөләткә келишигә қаршилиқ билдүргән.
Москва шәһиридә яшаватқан тонулған русийәлик журналистларниң бири рустәм җелил радийомиз зияритини қобул қилип, москвада бу һәқтә бирәр намайишниң өткәнликидин хәвәр тапмиған болсиму, әмма байқал мәсилисини йетәрлик билидиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “хитайниң русийәдики сибирийә ишлириға бағлиқ арилашқанлиқи буниңғичиму мәлум иди. Мәсилән, чувашийәдә хитайларға йәр бөлүнүп берилгәндә йәрлик аһалә буниңға қәтий қарши болған. Әмди байқал мәсилисигә кәлсәк, у йәрдә туруба арқилиқ суни хитайға тошуш көздә тутулған. Буниңға бағлиқ намайишлар москваға охшаш башқа чәт шәһәрләргә қариғанда, иркутск қатарлиқ байкал әтрапидики шәһәрләрдә чоң болди, әлвәттә. Хитайларниң һәр хил йоллар билән көпләп көчүп келиватқанлиқи русийәдиму, явропадиму мәлум. Һәқиқәтәнму хитайлар көп санда хизмәт нами вә саяһәт қилиш үчүн келиватиду. Болупму русийәгә саяһәт билән келиватқанларниң 80 пирсәнтини хитайлар тәшкил қилиду. Мәсилән, москвадин санкт-петербугқа маңидиған пойезлардики йолучиларниң тәңдин толисиниң хитайлар икәнликини мән күндә дегүдәк көрүп туримән.”
Русийә федератсийәсиниң татаристан җумһурийити пайтәхти қазан шәһиридики җәмийәтлик-сиясий паалийәтчиләрниң бири, байқал көлини қоллап-қуввәтләш бойичә өткән һәрикәтниң уюштурғучиси марина шойетова зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “баштинла буни омумий намайиш яки ялғуз кишилик намайиш шәклидә өткүзүш қараштурулған иди. Әмма иккинчи уюштурғучи болған йәнә бир киши қабил фотограф алексей җаркоф билән биллә байқални қоллаш фестивалини өткүзүшни қарар қилдуқ. Униңда алди билән екологийә паалийәтчиси кира камалова сөзгә чиқип, байқал мәсилиси, шу җүмлидин хитай селиватқан завут арқилиқ суни хитайға тошуш һәм униң ақивәтлирини оттуриға қойди. Андин биз президентимиз намиға имза йиғиш паалийитини елип бардуқ вә 120 әтрапида имза топлидуқ. Шундақла балилар арисида мушу мавзуға маһарәт мәктипи мурасимини уюштурдуқ. Биз бу паалийәттә пәқәт завут тоғрилиқ әмәс, бәлки омумән байқал мәсилисини аһалигә тонуштурушни мәқсәт қилдуқ.”
Игилишимизчә, өткән әсирниң 90-йиллири совет иттипақи йимирилгәндин кейин йеңидин мустәқил мәмликәтләр қурулуп, уларға совет иттипақиниң илгирики қошниси болған хитай чоң әһмийәт беришкә башлиған иди. У болупму шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, “бир бәлвағ, бир йол” иқтисадий лайиһәси вә башқиму йөнилишләрдә чегридаш русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан җумһурийәтлири билән болған сода-иқтисадий, мәдәний, һәрбий алақилирини күчәйтти. Мәлум болушичә, хитайниң мәбләғ селиш арқилиқ бу дөләтләрниң иқтисадиға болған тәсири шунчилик күчәйгәнки, кейинки вақитларда һәтта бу мәмликәтләргә хитай көчмәнлириниң көпләп еқип кириши, хитай карханилириниң селиниши, йәрләрни иҗаригә елиш яки сетивелиши охшаш қарашлар оттуриға чиқишқа башлиған.
Кейинки вақитларда русийәниң хитай билән чегридаш районлиридики аһалиләр арисида хитайниң иқтисадий лайиһәләр баһаниси билән русийәгә тәвә йәрләрни сетивелиш һәрикәтлиридин тәшвишлиниватқанлиқи оттуриға чиқмақта. 15-Мартта “новости” ахбарат агентлиқи елан қилған владимир смирнофниң “ғәзәп долқуни: немишқа русийәликләр хитай лайиһәлиригә қарши?” намлиқ мақалисидә ейтилишичә, русийәликләр хитайниң пәқәт байқал районила әмәс, бәлки пүтүнләй русийәгә қарита иқтисадий бастуруп кириватқанлиқидин әндишә қиливатқанлиқи илгири сүрүлгән. Йәнә хитайлар һәр хил вәдиләрни берип, йәрләрни сетивалғандин кейин у вәдилиридә турмайватқанлиқи, шундақла турушлуқ җайларни булғап, йәрлик аһалиниң буниңдин сәскиниватқанлиқи охшаш әһваллар йүз бәрмәктикән.
Мақалида мундақ дейилгән: “русийәликләр хитайниң уларниң елини енергийә мәнбәлири вә хам әшя билән тәминлиниш базиси сүпитидә пайдилиниватқанлиқидин нарази, һәм хитай һазирқи русийәниң еғир әһвалидин бейишни халайду, дәп һесаблайду”.
Игилишимизчә, хитай карханичилириниң русийәгә еқип кириватқан районларниң йәнә бири чувашийә болуп, мушу айниң бешида “шеб медия” тор бетида елан қилинған “хитай сүт завути чувашийәдә: аһалиләр қарши, лекин бу немини өзгәртиду?” намлиқ мақалида ейтилишичә, бу күни москакаси дегән йезиниң мәдәнийәт өйигә кәлгән йеза аһалилири бу завутниң селинишиға өзлириниң қаршилиқини билдүргән. Мақалидин мәлум болушичә, хитай тәрәп бу йәрдә 20 миң гектар йәрни өз ичигә алған икки мал қорусини селишни мәқсәт қилған болуп, буни йәрлик һөкүмәт билән келишип болған.