BBC Да өткүзүлгән уйғурлар һәққидики муһакимидин хатириләр (1)

Мухбиримиз әзиз
2018.08.23
Uyghur-siyasi-paaliyetchi-Nuri-Turkel-BBC.png Уйғур сиясий паалийәтчи нури түркәл BBC ниң “мүшкүл сөһбәтләр” программисида. 2018-Йили 21-авғуст.
Photo: RFA

Өткән йилдин башлап дунядики һәрқайсий ахбарат васитилири вә инсан һәқлири тәшкилатлири уйғур дияридики ғайәт зор көләмлик тутқун вә бу сәвәблик келип чиқиватқан көплигән еғир һадисиләр һәққидә пикир қилип кәлгән иди.

21-Авғуст күни “британийә радийо ширкити” (б б с) ниң қармиқидики “қийин сөһбәтләр” программисиниң уйғурлар мәсилисини чөридигән һалда мәхсус телевизийә сөһбәт программиси уюштуруши билән уйғур җәмийити дуч келиватқан мүшкүлатлар ғәрб дунясидики милйонлиған көрүрмәнләргә билдүрүлди.

Шавн лей риясәтчи болған бу қетимқи “қийин сөһбәтләр” программиси алди билән уйғур дияриниң нөвәттики әһвали һәққидә болди. Риясәтчи бу һәқтә қисқичә мәлумат берип “партийә идийәсини әстә сақлаш, партийәниң сөзини аңлаш, партийәгә әгишиш” дегәндәк мәзмундики лозунка-пилакатлар есилған йиғивелиш лагерлириниң һазир уйғурлар диярида көпләп қурулуватқанлиқи, бу районниң хитайдики тәбиий байлиқи әң мол район икәнлики, бу җайдики нопус пүтүн хитай нопусиниң бир йерим пирсәнтини игилисиму, бу җайдин қолға елинғанларниң пүтүн хитайдики қолға елинғанлар омуми саниниң 20 пирсәнтини тәшкил қилидиғанлиқини ейтип өтти. Андин һазир бир милйондин артуқ уйғурниң лагерларға қамалғанлиқи, әмма хитай һөкүмитиниң бу лагерлар ашу кишиләрни “қайта тәрбийәләш” үчүн зөрүр, дәватқанлиқи, буниңға испат сүпитидә уйғурларниң һәрқачан “зорлуқ вә террорлуқ” һәрикәтлири билән мәшғул болуватқанлиқини көтүрүп чиқиватқанлиқини, әмма уйғур паалийәтчиләрниң бу қарашни рәт қилип келиватқанлиқини тәкитләп “уйғур паалийәтчиләр алдинип қеливатамду яки хитай дуняни алдаватамду” дәп соал қойди. Шуниңдәк бу қетимқи сөһбәткә тәклип қилинған уйғур сиясий паалийәтчи, адвокат нури түркәлдин уйғурларниң һазирқи әһвалини сориди.

Нури бу һәқтики соалларға җаваб бериш үчүн риясәтчигә қисмән әһвалларни өзи тәсәввур қилип беқишни ейтип мундақ деди: “сиз черкавға бармақчи болуп өйдин чиққан вақтиңизда сақчилар сизни бихәтәрлик үчүн қоллинилидиған мәхсус ишиктин өткүзиду; йәнә бир күни ойғансиңиз миллитиңизгә зулум селиватқан һөкүмәтниң хизмәтчисидин бири келип қизиңиз билән тойлишидиғанлиқини ейтиду; йәнә шуниму тәсәввур қилиңки, сизниң һечқандақ хусусий һаят бошлуқиңиз мәвҗут болмайду; сиз йәнә өзиңизниң диний етиқади вә миллий кимлик чүшәнчиңиздики әң меғизлиқ мәзмунларни рәт қилишқа мәҗбурлиниватисиз. Шуңа уйғурларниң вәтини болған шәрқий түркистанда һазир йүз бериватқан ишлар дәл ‛мәдәнийәт зор инқилаби‚ ниң өзи болуватиду. Өткән бир йерим йил мабәйнидә хитай һөкүмитиниң вәһшийлики шу дәриҗигә берип йәттики, түрлүк мәлуматлар һазир уйғурларниң он пирсәнти яки бир милйондин артуқрақи лагерларға қамалғанлиқини көрсәтмәктә.”

Риясәтчи шавн лей нури түркәл баян қилған әһваллар, болупму һазир үч милйондин артуқ уйғурниң хитай һөкүмити иҗра қиливатқан “сиясий бастуруш” ниң тәсиригә учраватқанлиқи, уларниң һазир өзлириниң пүткүл мәниви дунясидин ваз кечип, хитай рәиси ши җинпиңға мәдһийә оқушқа мәҗбурлиниватқанлиқи һәққидә тохтилип “сиз йигирмә нәччә йил илгири у җайдин кәткән туруқлуқ һазирқи ишларни нәдин билисиз?” дәп сориди.

Нури бу һәқтә җаваб берип мундақ деди: “мән бу һәқтики хәвәрләргә йеқиндин диққәт қиливатимән. Йәнә шу җайда яшиған һәмдә кейинрәк америкиға келишкә қадир болалиған бир қисим уйғурларниң сиясий панаһлиқ илтимасиға ярдәмлишиш җәрянида шуларниң еғзидин бу һәқтики биринчи қол учурларни аңлап келиватимән.”

Шавн лей шуниңдин кейин хитай һөкүмитиниң әркин асия радийоси мухбирлириниң уйғурлар дияридики туғқанлирини тутқун қилиш әһвали һәққидә тохтилип, типик мисал қатарида гүлчеһрә хоҗа аилисидин йигирмә нәччә кишиниң бир күндила “тәрбийәләш” кә елип кетилгәнликини әсләтти.

Нури бу һадисиләрниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң дәл мушу хилдики уйғур зиялийлирини тутқун қилиш қилмиши икәнликини көрситип мундақ деди: “мән бу аилини балилиқ вақитлиримдин тартипла яхши билимән. Чүнки у киши (абдуқеюм хоҗа) дадамниң дости иди. Мән балилиқ вақитлиримдин тартипла у кишини көп қетим көргән. У киши мәхсус кәсип бойичә тәрбийәләнгән, җамаәт арисида һөрмәткә сазавәр мойсипит иди. Хитай һөкүмитиниң мушу хилдики зиялийларни вә алимларни тутқун қилиши дәл бу кишиләрниң зиялийлиқ орнидин пайдилинип уйғурларға уйғур болуштин, уйғурларниң мәдәний вә миллий мираслириниң варислири болуштин пәхирлиниш туйғусини ата қилалиғанлиқидур.”

Шуниңдин кейин риясәтчи шавн лей нури түркәлниң “әмгәк лагери” да туғулғанлиқини әслитип, уйғурлар диярида һазир болуватқан ишлар “ашу тарихниң қайта тәкрарлиниши болуши мумкинму?” дәп сориди. Нури түркәл өз кәчүрмишлиригә бирләштүргән һалда уйғурларниң аридин шунчә узун вақит өткән бүгүнки күндиму йәнила ашу кона муқамниң дәрдини тартиватқанлиқини наһайити җанлиқ қилип тәсвирләп мундақ деди: “2018-йилиға кәлгәндиму техичә мушу ишларни сөзлишип олтурғанлиқимиз һәқиқәтәнму адәмниң әқлигә сиғмайду. Тарих толиму ғәйрий һалда өзини тәкрарлимақта. Мән ‛мәдәнийәт зор инқилаби‚ әң юқири пәллигә чиққан йилларда һазирқи ‛тәрбийәләш лагери‚ дикигә охшап кетидиған ‛әмгәк лагери‚ да туғулған. Анам тутулғанда маңа һамилидар болғили алтә ай болған икән. Мән ашу лагерларниң биридә туғулуп, төт-бәш ай өткәндин кейин улар анамни чиқириветипту. У йилларда ана-бала иккимиз теббий давалиниш, башқиларниң бозәк қилиши, тил-дәшнам аңлаш дегәнләрниң дәстидин һарғичә җапа тартқан. Әмдиликтә аридин 47 йил өткән бүгүнки күндә мушу хилдики әһвалларниң йәнә бир қетим йүз бериватқанлиқиға растинила адәмниң ишәнгүси кәлмәйду. Хитай һөкүмити һазир шәрқий түркистанни толуқ назарәт механизиминиң вә мудһишқа толған зулумниң тәҗрибә базиси қиливалди. Хитайниң башқа җайлиридики хитайларға шуни дегүм барки, әгәр улар мушундақ пәрвасиз йүрүверидиған болса бу һал тезла у җайларға кеңийиду. Тибәттә қоллинилған усулларни һазир бу җайниң ‛сақчи‚ си болувалған киши шәрқий түркистанда толуқи билән қайтидин иҗра қиливатиду.”

Шуниңдин кейин риясәтчи нури түркәлниң “шәрқий түркистан” аталғусини ишлитиши һәққидә тохталди. У нури түркәлгә соал қоюп “шәрқий түркистан” дәп атиған җайниң һазир “шинҗаң” дәп мәлум болуватқанлиқини, әмма уйғурларниң бу намни вә хитайниң бир қисми болуштәк реаллиқни қобул қилмаслиқидики сәвәбини сориди. Нури түркәл бу һәқтә чүшәнчә берип мундақ деди: “шәрқий түркистан дегән нам уйғурлар үчүн бәкму чоңқур мәниләргә игә тарихий нам. Уйғурлар 1933- вә 1944-йили икки қетим өзлириниң мустәқил дөлитини қурған, гәрчә уларниң тарихи бәкму узун болмисиму. Дәл мушундақ тарихий сәлтәнәтләр түпәйлидин уйғурлар бу намдин толиму пәхир һес қилиду һәмдә өз дөлитини ‛шәрқий түркистан‚ дәп аташни халайду. ‛шинҗаң‚ дегән нам болса ‛йеңи чегра‚ дегән мәнидики сөз болуп, хитай компартийәси уйғурларға мәҗбурий тиңиватқан бир аталғу. Шу сәвәбтин уйғурлар бу намдин бәкму нәпрәтлиниду.”

Мәлум болушичә, “қийин сөһбәтләр” программиси дуняви алқишқа еришкән программилардин болуп, америка вә явропалиқлар арисида зор шөһрәткә игә икән. Униңда һәрқачан дуняви зор мәсилиләр вә дуняви шәхсләр тема қилиниш билән биргә, риясәтчи һәрқачан җаваби толиму қийин вә көп қирлиқ болған соалларни сорап, тамашинбинларниң техиму зор диққитини җәлп қилидикән. Бу қетимқи уйғурлар мәсилисигә беғишланған сөһбәтму мушундақ болди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.