Б д т 54-нөвәтлик кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида уйғурлар мәсилиси оттуриға қоюламду?

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2023.09.14
volker-turk-wolker-turk.jpg Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари волкер түрк(Volker Türk) әпәнди б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 54-нөвәтлик йиғинида сөзлимәктә. 2023-Йили 11-сентәбир, җәнвә.
media.un.org

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 54-нөвәтлик йиғини 11-сентәбир җәнвәдә башланди. 13-Өктәбиргә қәдәр давамлишидиған бу йиғинда дуняниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилисиниң музакирә темиси болидиғанлиқи илгири сүрүлди. Һәр йили икки қетим өткүзүлидиған бу хилдики йиғинларда ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар мәсилиси алаһидә тилға елинип кәлгән иди.

Германийәдә нәшрдин чиқидиған “көлинликләрниң шәһәр көрсәткүчи” намлиқ күндилик гезит 11-сентәбир елан қилған “б д т алий комиссариниң кишилик һоқуқ паалийәтлиригә арилишиши” намлиқ хәвиридә баян қилишичә, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари волкер түрк йиғинниң ечилиш мурасимида қилған сөзидә хитайға мунасивәтлик темида мундақ дегән: “болупму хитай йиллардин буян иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һәқлирини пуқралиқ һәқлири вә шәхсләрниң сиясий һәқлиридин үстүн орунға қоюшқа урунуп кәлди. Бу дегәнлик, дөләт намратлиқни түгитиш вә иқтисадни тәрәққий қилдурушни биринчи орунға, пуқраларниң пикир әркинликини иккинчи орунға қоюш, дегәнликтур. Бу хил парчилаш еңи, реаллиқниң қоллишиға еришәлмәйдиған идийәвий мәһсулаттур. ‛дуня кишилик һоқуқ баянати‚да бу хил айриш яки дәриҗигә бөлүш мәвҗут әмәс. 75-Йилдин кейинки бүгүнки дәврдә, бизниң йәнила әсли ядроға қайтишимиз зөрүр болмақта.”

Хәвәрдә тилға елишичә, волкер түрк сөзидә йәнә хитай һакимийитини шинҗаңдики уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрниң һәқ-һоқуқиға капаләтлик қилишқа чақирған вә хитайниң кишилик һоқуқ актиплирини қолға елишини әйиблигән. Бирақ у ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар мәсилисини муһим тема сүпитидә әтраплиқ тилға алмай, кишилик һоқуқ органлириниң наразилиқлириға учриған.

“фирансийә авази” радийоси 14-сентәбир елан қилған “б д т кишилик һоқуқ қурултийи: хитай хоңкоңдики дөләт хәвипсизлики қанунини әйибләшни қобул қилмиди, австралийә вә голландийә йәнила өз әндишилирини ипадә қилди” намлиқ хәвиридә баян қилишичә, гәрчә б д т кишилик һоқуқ кеңиши өткән йили уйғурлар һәққидики доклатни елан қилип, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлириниң инсанийәткә қарши җинайәтни шәкилләндүрүши мумкинликини оттуриға қойған болсиму, бирақ бу қетим йиғинда уйғурлар мәсилиси техи күнтәртипкә кәлмигән. Австралийә вә голландийә вәкиллири 13-сентәбир йиғинда қилған сөзидә, хитайниң хоңкоңда йолға қойған “дөләт хәвпсизлики қануни” ниң пуқраларға тәһдит вә тәқиб пәйда қиливатқанлиқини илгири сүрүп, бу қанунни әмәлдин қалдурушни тәләп қилған.

Хитайниң б д т да даимий турушлуқ вәкили чин шү уларға рәддийә қайтуруп, уйғур аптоном райони вә тибәтниң вәзийитидә зор тәрәққиятларниң барлиққа кәлгәнликини, “дөләт хәвпсизлики қануни” йолға қоюлғандин кейин, хоңкоңдики қалаймиқан вәзийәт түзүлүп, зор бурулушниң рояпқа чиққанлиқи, буниң хоңкоң алаһидә райониниң изчил тәрәққиятиға асас салғанлиқини тәкитлигән.

Б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида һәр йили изчил оттуриға қоюлуп келиватқан уйғурлар мәсилиси бу йилму йәнә тилға елиниши мумкинму?

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң һәр қетимлиқ йиғинида сөз қилиш пурситигә еришип, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлири паш қилип кәлгән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди, бу соалимизға җаваб берип өтти. Униң қаришичә, уйғурлар мәсилиси б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида нәзәрдин сақит қилғили болмайдиған бир мәсилә һалға кәлгән.

“фирансийә авази” радийосиниң “б д т кишилик һоқуқ қурултийи: хитай хоңкоңдики дөләт хәвпсизлики қанунини әйибләшни қобул қилмиди, австралийә вә голландийә йәнила өз әндишилирини ипадә қилди” намлиқ хәвиридә баян қилишичә, бу қетимқи йиғинда лаус, екватор вә венсуеладин ибарәт дунядики әң зәип дөләтләрниң вәкиллири хитайни қоллап сөз қилған. Улар сөзидә, “шинҗаң, тибәт, хоңкоң мәсилиси” ни тутқа қиливелип, хитайниң ички ишлириға арилишишниң хаталиқ болидиғанлиқини тилға елишқан.

Йиллардин буян б д т да паалийәтләр қилип кәлгән д у қ ниң программа йетәкчиси зумрәтай әркинниң билдүрүшичә, д у қ вәкиллириниң б д т дики бу қетимқи паалийити алдимиздики һәптиләрдин башлап қанат яйидикән. Улар б д т да параллел йиғинларни өткүзидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.