Җәнвәдики аваз бериштә мусулман дөләтләр немишқа уйғурларни қоллимиди?

Мухбиримиз җәвлан
2022.10.12
Җәнвәдики аваз бериштә мусулман дөләтләр немишқа уйғурларни қоллимиди? Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң президенти федерико виллегас(Federico Villegas) “шинҗаңдики уйғурлар вә башқа мусулман милләтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндиликигә учраш әһвалини музакиригә қоюш тәклипи” ниң аваз нәтиҗисини оқумақта. 2022-Йили 6-өктәбир.
REUTERS

7-Өктәбир күни өткүзүлгән б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң “шинҗаңдики уйғурлар вә башқа мусулман милләтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндиликигә учраш әһвалини музакиригә қоюш тәклипи” ни мақуллаш авазға қоюлғанда, мусулман дөләтләрдин пакистан, қазақистан, өзбекистан, һиндонезийә, әрәб бирләшмә хәлипилики, қатар, судан қатарлиқлар қарши аваз бәргән; ливийә билән малайшия аваз бериштин ваз кәчкән.

Һиндонезийәдә чиқидиған “җакарта почтиси” гезитиниң хәвәр беришичә, һиндонезийә ташқи ишлар министирлиқи кишилик һоқуқ ишлири мәсули ачсанул һәбиб (Achsanul Habib) бу тәклипкә қарши аваз беришиниң сәвәбини чүшәндүрүп: “б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза дөләтләр ичидә ислам һәмкарлиқи тәшкилатиға әза дөләтләрму бар, уларниң арисида б д т кишилик һоқуқ кеңишини сиясий риқабәтниң мәйдани қиливалмаслиқ җәһәттә ортақ чүшәнчә мәвҗут. Һиндонезийә кишилик һоқуқ муназирисиниң сағлам елип берилишиға гуман билән қарайду” дегән. Униң қаришичә, бу муназиридә дөләтләр ара зиддийәт чиқидикән, һечқандақ әмәлий мәсилә һәл болмайдикән.

“шинҗаңдики уйғурлар вә башқа мусулман милләтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндиликигә учраш әһвалини музакиригә қоюш тәклипи” ниң аваз нәтиҗиси. 2022-Йили 6-өктәбир.
“шинҗаңдики уйғурлар вә башқа мусулман милләтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндиликигә учраш әһвалини музакиригә қоюш тәклипи” ниң аваз нәтиҗиси. 2022-Йили 6-өктәбир.
REUTERS

Бу хәвәрдә ейтилишичә, һиндонезийә ғәрб дунясиниң хитайни йетим қалдуруш истратегийәсигә қарши туруп, хитай билән болған һәмкарлиқини давамлаштуруп кәлгән. Һиндонезийәдики ислам дини тәшкилатлириму хитайда қилған зияритидин кейин уйғурларни қоллаштин ваз кәчкән. Һиндонезийәдики юқири дәриҗилик бир әмәлдар уйғурларниң зиянкәшликкә учраш мәсилисигә арилашмайдиғанлиқини билдүргән.

Җорҗтавн университетиниң профессори җәмес милвард бу һәқтә радийомизға йоллиған инкасида мусулман дөләтләрниң уйғурларни қоллимаслиқи һәққидә көз қаришини билдүрүп мундақ деди: “бәзи мусулман дөләтләр қарши беләт ташлиди, мениңчә кишиниң диққитини тартидиған нуқта, беләт ташлаштин ваз кәчкәнләр. Мәсилән, хитай бу қетим малайшияни қолға кәлтүрәлмиди, йәни униңға қарши аваз бәргүзәлмиди. Африқа дөләтлири ичидинму ваз кәчкәнләр бар. Сомали 2019-йил хитайни қоллиған 37 дөләтниң ичидә бар иди. Бу қетим мәйданини өзгәртип бу тәклипни қоллап аваз бәрди. Бәзи мусулман дөләтләрниң немишқа бу тәклипкә қарши аваз бәргәнликиниң сәвәбини хитайниң бу дөләтләргә дипломатик бесим вә иқтисадий бесим ишләткәнлики дәп пәрәз қилишқа болиду. У дөләтләрниң өзидиму кишилик һоқуқ әһвали начар. Йәнә келип, хитай һөкүмити б д т ниң кишилик һоқуқ мәсилисидә юқири дәриҗилик музакирә елип бериш тиришчанлиқиға бузғунчилиқ қиливатқан әһвал бар. Униңдин башқа, бәзи дөләтләр хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол‚ қәрзигә боғулуп қалған”.

Руйтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу қетимқи беләт ташлаш б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза намрат мусулман әллирини қийин таллашқа дучар қилған, шундақтиму улар пайда-зиянни дәңсәп көрүп, хитайниң йенида турушни таллиған. Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң илгирики аваз беришлиридә ваз кечиш һоқуқини қолланған қазақистан билән өзбекистан бу қетим ашкара йосунда хитайни қоллап аваз бәргән.

Сиясий көзәтчи илшат һәсән әпәнди қазақистан билән өзбекистанниң бурниниң учидики мәнпәәтнила көзләп, өз қериндашлириға хиянәт қилғанлиқини билдүрди.

“шинҗаңдики уйғурлар вә башқа мусулман милләтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндиликигә учраш әһвалини музакиригә қоюш тәклипи” ниң аваз нәтиҗиси. 2022-Йили 6-өктәбир.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири директори елин персон бу һәқтә (Elaine Pearson) тиветтирда учур йоллап мундақ дегән: “шинҗаңдики кишилик һоқуқ мәсилисини музакирә қилиш тәклипиниң б д т кишилик һоқуқ кеңишидин өтмәслики номуслуқ иштур. Әмма бу беләт ташлаштин биз һәр қайси һөкүмәтләрниң һәқиқий әпти-бәшрисини көрүвалдуқ. Кишини үмидсизләндүридиған сахтилиқ шуки, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң әзаси болған һиндонезийә, пакистан қатарлиқ дөләтләр б д т ниң кишилик һоқуқ доклатини муназирә қилишқиму қарши аваз бәрди. Һалбуки бу доклатта уйғур вә башқа түркий хәлқләрниң хитайда еғир хорлуққа учриғанлиқи көрситилгән. Ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә униңға әза дөләтләр роһинга мусулманлириниң һоқуқини қоғдиди, исраилийәниң пәләстинләргә йүргүзгән қамал сиясити вә ғәрб дунясиниң ‛исламдин қорқуш‚ қилмишлирини әйиблиди. Ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң асасий маддисида: ‛бу тәшкилатқа әза барлиқ дөләтләр бу тәшкилатқа әза болмиған дөләтләрдики мусулманлар җамаити вә аз санлиқ милләтләрниң һоқуқини қоғдашқа, уларниң дин вә мәдәнийәт алаһидиликиниң һөрмәт қилинишиға капаләтлик қилиши керәк‚ дейилгән. Ундақта, пакистан билән һиндонезийә немишқа қарши беләт ташлайду?”

Америкадики сиясий анализчи андерс кор б д т ниң тәклипини қоллап беләт ташлимиған яки ваз кәчкән мусулман дөләтләр һәққидә сориған соалимизға елхәт арқилиқ җаваб берип мундақ деди: “уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини музакирә қилиш тәклипигә қарши беләт ташлиған яки ваз кәчкән дөләтләрниң бир болса өзлири кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучилар, бир болса хитай билән болидиған содини дәп уларға баш әгкәнләр. Хитай өч алғучи бир дөләт, шуңа улар хитайға қарши беләт ташлап қойса, иқтисад вә дипломатийә җәһәттин хәтәргә дуч келишидин әнсирәйду”.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса бу аваз бериштин кейин бәргән баянатида “мусулман һакимийәтләрниң хитайни қоллиши уларниң ирқий қирғинчилиқ җинайитигә шерик болғанлиқи” дегән болса, уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим “бу тәклипкә қарши аваз бәргән яки ваз кәчкән һөкүмәтләр хитайниң уйғурларға қарши елип бериватқан ирқий қирғинчилиқиға қулайлиқ яритип бәрди, бу җинайәттин һесаб елишқа тосқунлуқ қилди” дегән.

Сиясий аналзичи илшат һәсән әпәнди, бу қетимқи аваз бериштә хитайни қоллиған мусулман дөләтләрниң көпинчисиниң демократик дөләтләр болмиғачқа, һөкүмәтлириниң чирик икәнлики вә хәлқниң райини һәқиқий әкс әттүрәлмигәнликини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.