Б д т да җаза лагерлири мәсилиси тәкрар оттуриға қоюлди вә талаш-тартиш қозғиди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.03.14
omer-bakali-bdt-guwahliq.jpg Өмәр бекали әпәнди(сәһнидики солдин иккинчи) б д т да чақирилған җаза лагерлириға аит йиғинда гуваһлиқтин өтмәктә. 2019-Йили 13-март, җәнвә.
RFA/Ekrem

Өмәр бекали б д т да чақирилған җаза лагерлириға аит йиғинда гуваһлиқтин өтти вә хитай вәкиллиригә рәддийә бәрди.

Дуня уйғур қурултийиниң тиришчанлиқи нәтиҗисидә 13-март б д т да америка, канада, германийә, әнглийә, голландийә қатарлиқ дөләтләрниң бирликтә уюштуруши билән уйғурларниң кишилик әркинликини қоғдаш темиси асасий мәзмун қилинған доклат тәқдим қилиш вә гуваһлиқ бериш йиғини болуп өткән.

Йиғинға хитайни өз ичигә алған көплигән дөләтләрниң б д т да турушлуқ әлчилири, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, мутәхәссисләр, б д т кишилик һоқуқ комитети һәмдә диний әркинлик комитетиниң хадимлири болуп көп санда киши қатнашқан.

Бу йиғин америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң өзлүкидин һәмкарлишип уйғурлар тоғрисида б д т да уюштурған тунҗи қетимлиқ алаһидә җиддий йиғини болуп, йиғинда мәхсус уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси музакирә қилинған.

Хитай вәкиллириниң 14-март б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитидин мәлумат бериштин бир күн илгири уюштурулған бу йиғин кәскин талаш-тартиш ичидә давам қилған.

Йиғинға америка ташқи ишлар министирлиқиниң б д т да турушлуқ алаһидә әлчиси келли курре ханим риясәтчилик қилған. Б д т диний әркинлик комитетиниң алаһидә доклат хадими доктор әһмәт шәриф, мустәқил тәтқиқатчи, уйғур мәсилиси мутәхәссиси адреан зенс, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хадими җон фишәр қатарлиқлар нутуқ сөзлигән. Хитайниң җаза лагерлирида йетип чиққан қазақ зиялийси өмәр бекали гуваһлиқ бәргән.

Бу йиғинға д у қ вәкиллириму алаһидә тәклип қилинған. Д у қ диний ишлар комитетиниң мудири, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәндиниң җәнвәдин бәргән мәлуматлириға асасланғанда, йиғинда мутәхәссисләр җаза лагерлири тоғрилиқ доклат тәқдим қилипла қалмай, америка башлиқ бир қисим ғәрб әллириниң әлчилири сөз елип, уйғур дияридики җаза лагерлирини дәрһал тақашни тәләп қилған.

Йиғинда қазақ зиялийси өмәр бекали уйғур дияридики җаза лагерлири тоғрисида өз бешидин өткән қисмәтләрни баян қилип, гуваһлиқ бәргән.

Әмма хитай вәкиллири өмәр бекалиниң гуваһлиқини рәт қилған вә уни қаттиқ әйибләп “террорчи” дегән төһмәтни чаплиған. Өмәр бекали нәқ мәйданда рәддийә қайтуруп, хитай әлчилириниң сахтипәзликини паш қилған. Бу мунасивәт билән йиғинда бир һаза талаш-тартиш болуп өткән.

Биз бүгүн сәпәр үстидә болған өмәр бекалини зиярәт қилип б д т да болуп өткән кәскин талаш-тартишлар тоғрилиқ өз ағзидин сөз елиш пурситигә еришәлмигән болсақму, униң гуваһлиқиниң хитайниң әпти-бәширисини б д т да йәнә бир қетим ечип ташлиғанлиқи, уйғур тәрәпдарлириниң хитайни мәғлуп қилғанлиқиға даир учурларға ериштуқ. Турғунҗан алавуден әпәнди сөзидә “б д т да хитай үстидин ғәлибә қилдуқ,” дегән ибаригә орун бәрди.

13-Март елан қилинған “ню-йорк вақит гезити” дики мәлуматта тилға елинишичә, бу йиғинға риясәтчилик қилған америка әлчиси кәлләй ханим сөзидә б д т ни уйғур дияридики җаза лагерлирини тақаш үчүн үнүмлүк тәдбир елишқа, б д т вәкилләр өмикиниң уйғур диярини зиярәт қилишни ишқа ашурушқа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.