Уйғур мәсилисиниң җәнвәдә музакиригә қоюлуши қанчилик муһим?
2022.10.04
Б д т кишилик һоқуқ комитети өткән айда “уйғур доклати” ни елан қилип, хитайниң уйғурлар үстидин инсанийәткә қарши җинайәт садир қилиш еһтималлиқиниң мәвҗутлуқини илгири сүргән иди. Шуниңдин кейин америка башлиқ бир қанчилиған ғәрб дөләтлириму уйғур мәсилисиниң дәрһал б д т ниң җәнвәдә турушлуқ кишилик һоқуқ кеңишидә мәхсус музакиригә қоюлуш йоллири үстидә издинишкә башлиди. Нөвәттә җәнвәдә б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 51-қетимлиқ йиғини ечиливатқан болуп, өткән һәптә америка башчилиқидики бир қанчә дөләтләр җәнвә кишилик һоқуқ алий комитетиға уйғур мәсилисини алаһидә музакиригә қоюш һәққидә бир тәклип лайиһәсини сунған иди. Мәзкүр тәклип лайиһәси бу қетимлиқ җәнвә кишилик һоқуқ йиғинида авазға қоюлидиған болуп, 7-өктәбир мәзкур йиғин ахирлишиштин бурун бу тәклипниң қобул қилинған яки қилинмиғанлиқи һәммимизгә ениқ болидикән.
Хәлқара ахбарат вастилириниң бу һәқтики учурлириға қариғанда, мәзкүр лайиһә бу қетим б д т кишилик һоқуқ комитетида аваздин өтсә, уйғур мәсилиси, 2023-йили 2-айда б д т кишилик һоқуқ кеңишидә рәсмий йосунда музакиригә қоюлидикән. У һалда бу әһвал хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисиниң тарихтин буян тунҗи қетим б д т кишилик һоқуқ кеңишидә алаһидә музакиригә қоюлуши болуп қалидикән.
Ундақта, нөвәттә җәнвәдә ечиливатқан б д т кишилик һоқуқ йиғинида уйғурлар һәққидики тәклип лайиһәсиниң оттуриға қоюлушиниң уйғурлар үчүн қандақ реал әһмийити бар?
Мәлумки, хитай һакимийити өзиниң уйғурларға йүргүзүп кәлгән ирқий қирғинчилиқ җинайитини әзәлдин тән алғини йоқ. Әксичә, хитай хәлқарада изчил йосунда өз җинайәтлирини йошуруш билән биргә, уйғурларни қарилаш тәшвиқатлирини күчиниң баричә елип бериватиду. Һәтта бу қетимқи җәнвә кишилик һоқуқ йиғиниғиму хитай һөкүмити уйғур районида вәзипә өтәватқан әмәлдарлар вә қизил актиплардин бир өмәк әвәтип, өзиниң уйғурлар үстидики җинайитини аталмиш “уйғур вәкиллири” ниң еғизи арқилиқ ақлашқа урунған. Хитай тәрәп мәзкур йиғинда ғәрб дөләтлириниң “сиясий мәқсәт” лири үчүн уйғурларни қоллинип, ялған вә сахта учурларни ойдуруп чиқарғанлиқини, шундақла қәстән хитайни “қарилиған” лиқини қаттиқ тәнқид қилған. Шуниң билән биргә ғәрб дөләтлириниң кишилик һоқуқ мәсилисини “сиясийлаштуруши вә қорал қиливелиши” ни әйиблигән.
Мәзкур тәклип лайиһәси гәрчә уйғур мәсилисинила музакирә қилишни тәләп қилған болсиму, лекин бу мәсилә хитайни йәнила қаттиқ биарам қилған. Әмәлийәттә, хитай һөкүмитиниң мишел бачелетниң уйғурлар һәққидики доклатини елан қилишини пүтүн күчи билән тосушқа урунишиму, дәл бүгүнкидәк ақивәтләрниң алдини елиш үчүн иди. Демәк, хитайни биарам қиливатқан бу тәклип лайиһәсиниң уйғурлар үчүн әлвәттә әһмийити бар.
Уйғурлар хитай дөлитиниң мустәмликиси астида еғир зулум чекиватқан вә бу зулумларға қарши изчил күрәш қилип кәлгән бир хәлқтур. Шундақ болсиму йиллардин буян уйғурларниң һәқлиқ қаршилиқлири хитайниң аталмиш “терорлуқ, бөлгүнчилик, радикаллиқ” төһмити астида хәлқара җамаәтниң нәзәридин сақит қилинип кәлгәниди. Бу сәвәбтин уйғурларниң һәқ-һоқуқ мәсилиси б д т ниң җәнвә кишилик һоқуқ кеңишидә бүгүнкидәк қизиқ тема болмиған, уйғур мәсилиси хәлқарадики әң муһим мәсилиләр қатариға кирәлмәй кәлгәниди. Болупму “11-сентәбир вәқәси” дин таки 2016-йили башланған “америка-хитай сода уруши” ға қәдәр уйғурлар хитайниң бу бөһтанлири астида өзлириниң һәқлиқ күрәшлирини дуняға аңлитишта бәкму қийналған иди. Бу мәзгилдә хитай һакимийити дипломатийә вә иқтисадта күчийип, б д т ичидики түрлүк хәлқара органларда өзиниң нопузини тиклигән, тәсир даирисини пүтүн дуня миқясида күчәйткән, қисқиси пул тапқан, йол тапқан вә йүз-аброй тапқаниди. Хитайниң амити кәлгән бу дәврләрдә уйғурлар асасән б д т қатарлиқ хәлқара органлардин үмидсизләнгән, уйғур мәсилисиниң хәлқара җамаәтниң ярдимидә һәл қилинишиға сәлбий қарайдиған болғаниди. Һалбуки, ойлимиған йәрдин әвҗигә чиққан америка билән хитай арисидики сода маҗраси уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиниң тарихий пурсәтлирини яратти. Болупму 2017-йили хитайниң 19-қурултийида ши җинпиң хитайниң кәлгүси 30 йиллиқ пиланини дуняға җакарлиди. Мәзкур пиланда хитайниң 2050-йилиға кәлгәндә дунядики әң күчлүк дөләткә айлинидиғанлиқи ениқ оттуриға қоюлғанди. 19-Қурултайдин кейинму хитайниң хәлқарада һәйвиси күнсери ешип, “демократийәниң вақти өткәнлики” вә йеқин кәлгүсидә “ғәрб чөкүп, шәрқ қәд көтүридиғанлиқ” сәпсәтисини тарқитишқа башлиди. Техиму әсәбийләшкәндә болса, дуняниң йеқинқи “йүз йилда көрүлмигән бүйүк өзгириш” идә, аталмиш “хитай модели” ниң йеңи дуня күнтәртипини бекитишкә өрнәк болидиғанлиқини тәрғип қилиш дәриҗисигә йәтти.
Демәк, хитайниң мәзкүр 30 йиллиқ пилани әмәлийәттә америка башлиқ ғәрб дунясиға ашкара җәң елан қилиш болуп, иккинҗи дуня урушидин кейин турғузулған йеңи дуня күнтәртипи “соғуқ уруш” тин кейин, йәнә бир қетимлиқ еғир тәһдиткә дуч кәлгәниди. Йәни бирләшкән дөләтләр тәшкилати 1945-йили қурулуп, дуняниң тинчлиқи, муқимлиқи вә бихәтәрликини илгири сүрүш-б д т ниң принсипи қилинған иди. Бу принсипқа әмәл қилиш пәқәт кишилик һоқуқниң толуқ капаләткә игә қилиниши билән рояпқа чиқидиғанлиқида б д т да ортақ тонуш һасил қилинған иди. 1948-Йили “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” елан қилинип, инсанларниң һәқлирини хәлқара қанунлар бойичә қоғдашниң қәдими елинғаниди. Демәк, иккинчи дуня урушидин кейин шәкилләнгән йеңи дуня күнтәртипи инсанларниң тәбиий һәқлириниң капаләткә игә қилинишини дуня тинчлиқиниң асасий дәп тониған иди. Әмма “соғуқ уруш” та сабиқ совет иттипақиму бу қиммәт қарашларға җәң елан қилип, ақивәттә мәғлубийәт билән йәр йүзидин мәңгүлүк йоқилиш қисмитигә дучар болди. Һалбуки, бүгүнки күндә бу тәһдит сабиқ совет иттипақиниң избасари болған хитайдин келишкә башлиди. Навада бу қиммәт қарашларниң орнини хитайниң аталмиш “хитай модели” дин ибарәт ирқий қирғинчилиқ модели алса, у һалда б д т ниңла әмәс, пүткүл инсанийәтниң кәлгүсини тәсәввур қилиш мумкин болмайду.
Дәрвәқә, хитайниң уйғурлар үстидә елип барған ирқий қирғинчилиқ җинайитиниң бүгүнки муһим хәлқаралиқ мәсилигә айлиниши һәргизму тәсаддипий йүз бәргән әмәс, йәни уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учриғанлиқи вә бу мәсилиниң һәл болуш-болмаслиқи бүгүн бивастә һалда “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” вә “ортақ қиммәт қарашлар” ниң мәвҗутлуқиға берип тақилидиған чоң мәсилигә айланди. Конкирет қилип ейтқанда, бүгүнки украина уруши демократийә билән мустәбитлик арисидики күч синишиш дәп қаралса, у һалда уйғурларниң кәлгүси тәқдири биваситә һалда демократийәниң мәвҗутлуқиға берип тақлидиған әң муһим амилдур.
Демәк, америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң уйғур мәсилисини б д т кишилик һоқуқ кеңишидә рәсмий музакирә қилиш һәққидә тәклип сунуши, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң дуня җамаәтчиликиниң күчи билән һәл қилиниши үчүн йол ечиш һесаблиниду. Нөвәттә, б д т кишилик һоқуқ кеңишидики 47 дөләт ичидә хитайни әйибләштә ихтилап йәнила мәвҗут болсиму, әмма уйғур мәсилисиниң музакиригә қоюлуши бу ихтилапларниң һәл қилинишиға асас болиду. Бу һәқтә германийә конрад аденаор фонди (Konrad-Adenauer-Stiftung) ниң җәнвәдә турушлуқ мәсули олаф винтзек (Dr. Olaf Wientzek) Му әнглийә “муһапизәтчи” гезитиниң бу һәқтики зияритини қобул қилғанда мундақ дегән: “әгәр мәзкур тәклип лайиһәси қобул қилинса, бу б д т кишилик һоқуқ комитети үчүн бир бурулуш ноқтисиға айлиниду”.
У сөзидә йәнә хитайға қарши турушниң бу мәсилини һәл қилишниң биринчи қәдими болидиғанлиқини тәкитлигән. “муһапизитчи” гезитиниң мәзкур хәвиридә, 27-сентәбир хитайму җәнвәдә б д т кишилик һоқуқ комитетиниң өз алдиға “җәнвә уйғур доклати” ни елан қилғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүргән. Хитайниң бу наразилиқ баянати б д т дики 30 дәк дөләтниң қоллишиға еришкән. Әмма хитайни қоллиған бу 30 дөләтниң аран сәккизила б д т кишилик һоқуқ кеңишидә аваз бериш һоқуқиға игә дөләтләр һесаблиниду. Лекин мутәхәссисләр бу қетимлиқ уйғурларға даир тәклип лайиһәсиниң авазға қоюлушида, б д т кишилик һоқуқ комитетидики 47 дөләт ичидә, 15 тин 18 гичә болған дөләтниң хитайни қоллап аваз беридиғанлиқини тәхмин қилған. Хитай һөкүмити, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң милюнлиған уйғурларниң лагерларға қамилип, еғир дәпсәндичиликкә учриғанлиқи билән хитайни әйиблигәнликигә қарита өзиниң гунаһсизлиқини, йәни “кәспий техника тәрбийиләш мәркизи” ниң чегра районлардики намратлиқни түгитиш үчүн ечилғанлиқини ейтип өзини ақлимақчи болған, дейилгән.
Демәк, кесип ейтишқа болидуки, бу қетим б д т ниң җәнвәдики 51-нөвәтлик кишилик һоқуқ йғиинида сунулған уйғурлар һәққидики тәклип лайиһәсиниң аваздин өтүши уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн бесилған муһим қәдәмләрниң бири һесаблиниду. Бу һәм хитай үчүн кәлгүси 30 йиллиқ пилани бойичә аталмиш “хитай модели” ни дуняниң йеңи күнтәртипигә өрнәк қилиш арзусини суға чилаштуридиған “тәклип” тур. У һалда хитай тәкитләп келиватқан хитайчә алаһидиликкә игә йеңичә сотсиялизим қуруш идийәси демократик қиммәт қараш билән болған риқабәттә аҗиз орунға чүшүп қалиду.
Ши җинпиң рәһбәрликидики хитай һакимийити аталмиш “шинҗаңни йеңичә идарә қилиш истратегийәси” ни мундақ үч ноқтидин шәрһийилигән болуп, 1) шинҗаңни йеңичә идарә қилиш-ши җинпиң дәвридики хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизим қуруш идийәсиниң маһийәтлик ипадилиниши; 2) ши җинпиң дәвридики хитайчә алаһидиликкә игә сотсиализим қуруш-бүйүк сиясий нәзәрийәниң мәһсули; 3) ши җинпиңниң йеңи дәврдики хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизим идеологийисиниң шинҗаңда һәқиқий әмәлийлишиши вәһаказалар. Демәк хитайға нисбәтән ейтқанда, уйғурларға қаратқан ирқий қирғиничилиқ услуби дәл “ши җинпиңниң йеңи дәврдики хитайчә сотсиялизм қурулуши” ниң реаллиқтики ипадисидур.
Қисқиси, уйғур мәсилисниң әсли маһийитиниң б д т кишилик һоқуқ кеңишидәк хәлқара җамаәт сорунида ашкара музакирә қилиниши, хитайниң аталмиш “хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм идийәси” ниң һәқиқий маһийитини ечип ташлайдиған сәһнәдур. Хитайни қорқутидиғини дәл бу ноқта болуп, навада хитайниң уйғурлар үстидики җинайити б д т кишилик һоқуқ кеңишидә рәсмий йосунда “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитлсә, у һалда хитайниң аталмиш “хитай модели” ниң әмәлийәттә ирқий қирғинчилиқ модели икәнликидәк реаллиқ ашкарилинип, хитай һакимийитининиң заваллиқи техиму йеқинлайду.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.