Хитай рәиси ши җинпиңниң шәхсән өзи бейҗиң қишлиқ олимпик мәйданини зиярәт қилишиға немә сәвәб болди?

Мухбиримиз меһрибан
2022.01.05
Хитай рәиси ши җинпиңниң шәхсән өзи бейҗиң қишлиқ олимпик мәйданини зиярәт қилишиға немә сәвәб болди? Хитай президенти ши җинпиң бейҗиң қишлиқ олимпиктә мусабиқә елип берилидиған дөләтлик тез муз тейилиш овални екскурсийә қилди. 2022-Йили 4-январ, бейҗиң.
AP

Хитай рәиси ши җинпиң 4-январ күни йәни бейҗиң қишлиқ олимпикиға бир ай қалғанда, бейҗиң қишлиқ олимпик мәйданини зиярәт қилған.

Анализчиларниң қаришичә, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси дуня вәзийитидә хитайға қарши кәйпият әвҗигә чиққан пәвқуладдә бир вақитқа тоғра кәлгән. Шуңа ши җинпиңниң шәхсән өзи 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мәйданини көздин кәчүрүп, хизмәтчиләргә мәдәт беришигиму көп хил амиллар сәвәб болған.

Америкадики хитай вәзийәт анализчилиридин ху пең әпәнди зияритимизни қобул қилип бу һәқтики қарашлирини төвәндикидәк оттуриға қойди.

Хупиң мундақ деди: “бу йәрдә әлвәттә америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлириниң бейҗиң қишлиқ олимпикини дипломатик байқут қилиши муһим сәвәбләрниң бири дейишкә болиду. 2008-Йилидики бейҗиң язлиқ олимпикида бундақ мәсилә йоқ иди. Әйни чағда хитай рәиси ху җинтав америка президенти бушни олимпик мусабиқисигә тәклип қилғинида, сабиқ президент җорҗ бош тәклипкә бинаән барғаниди. Әлвәттә әйни чағда кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаршилиқ һәрикәтлириму күчлүк болғаниди. Әмма 2008-йилдики бейҗиң язлиқ олимпик мәзгилидә хитай һөкүмити муһим дәп билгән дөләт рәһбәрлири асасән дегүдәк барған. Хитай һөкүмитиму абруй қазанғанлиқини һес қилғаниди. Әйни вақитта ишлар бирқәдәр мувәппәқийәтлик болғаниди”.

Ху пең сөзини давамлаштуруп, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини дипломатик байқут қилған дөләтләрни атап өтти.

Ху пиңниң тәкитлишичә, хитайда өткүзүлидиған 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини бунчә көп дөләтләрниң бирла вақитта дипломатик байқут қилишиға сәвәб болған амиллар хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң еғирлишиши, болупму әң муһими нөвәттә йәнила давамлишиватқан уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәк мәсилисигә болған қаттиқ әйибләш вәзийити икән.

Голландийәдики вәзийәт анализчиси асийә уйғур ханимниң қаришичә, хитай рәиси ши җинпиңниң шәхсән өзиниң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси мәйданини көздин кәчүрүши, ши җинпиңниң хитайда йүз бәргән чоң ишлардин кичик ишларғичә өзини намаян қилидиған, даһийлиқ нопузини тикләшкә урунидиған диктаторлуқ маһийити вә хитайда барғанчә әвҗигә чиққан хитай милләтчиликиниң намаян қилиниши икән.

Асийә ханим йәнә ши җинпиң оттуриға қойған “ғәрб чөкүватиду, шәрқ көтүрүлүватиду” дегән қарашниңму бу қетимқи бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисидә ипадилиниватқанлиқини көрсәтти.

Асийә ханимниң тәкитлишичә, нөвәттә хитайда ши җинпиң дәвридә әвҗигә чиққан хитай чоң милләтчиликини тәрғиб қилиш, хитайниң қудрәт тапқанлиқини көрситишкә урунуш әвҗ алмақтикән.

Америкадики уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә муавин рәиси илшат һәсән әпәнди ши җинпиңниң 4-январ күни 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси мәйданини шәхсән көздин кәчүрүшидики сәвәбләр һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Илшат һәсән әпәнди, 2022-йилдики бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси өткүзүлгән шараитниң 2008-йилидики бейҗиң язлиқ олимпик мусабиқиси өткүзүлгән шараит билән түптин пәрқлинидиғанлиқини селиштуруп, уйғурлар ирқий қирғинчилиққа учраватқан вәзийәтниң дуняға ашкарилиниши билән хитайниң маһийитини техиму ениқ тонуп йәткән америка башчилиқидики ғәрб демократик дөләтлиридә хитайға болған хәлқаралиқ әйибләшниң барғанчә күчийип, хитайға зор бесим елип кәлгәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә хитай рәиси ши җинпиң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқә мәйданини көздин кәчүргән 4-январ күниниң өзидә американиң алдинқи нөвәтлик ташқи ишлар министири майик помпийо әпәнди твиттер торида баянат елан қилип, “һазирдин һесаблиғанда қишлиқ олимпикниң бейҗиңда ечилишиға йәнә бир ай бар. Һазир тоғра дәп билгән ишларни қилишимизға вә бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилишқа кечикмигән болимиз” дегән.

4-январ күни йәнә америка, канада, германийә, японийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғур, тибәт вә хоңкуңлуқларниң уюштурушида 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикини толуқ байқут қилиш намайишлири елип берилған.

Илшат һәсән әпәнди майик помпийониң 4-январ твиттерда елан қилған “бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш чақириқи” вә дуняниң һәрқайси җайлирида давамлишиватқан бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш намайишлириниң үнүми һәққидә тохталди.

Илшат һәсәнниң тәкитлишичә, кәлгүси бир ай ичидә пүткүл дуня бойичә 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикини толуқ байқут қилиш чақириқлири вә һәрикәтләрни техиму күчәйтишниң хитайда өткүзүлидиған “2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикини техиму илгириләп байқут қилишта көрүнәрлик үнүми болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.