Бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини ашкара қоллиғанлар вә қарши турғанлар

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.01.25
olimpik-bayqut-germaniye-9.jpg Явропа әллиридә елип берилған бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш намайишидин көрүнүш. 2022-Йили 4-январ, германийә.
Photo: RFA

Бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси башлинишқа дәл 10 күн вақит қалғанда, уни қоллиғучилар вә қарши турғучиларниң көрәшлири һилиһәм давам қилмақта. Шуниң билән биргә, “олимпик тарихидики қара дағ” яки “олимпикниң тарихий хаталиқи” дәп қариливатқан 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң күчлүк зиддийәтләр арисида тарихтики һечқандақ бир мусабиқиға охшимайдиған начар тәсир астида өткүзилидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Ахбарат вастилиридики учурлардин мәлум болушичә, дөләтләрниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға қарши туруши 3 хил усулда давам қилмақтикән. Буниң бири, ашкара депломатик байқут. Иккинчиси, корона вабасини сәвәб қилиш. Үчинчиси, һәрхил баһанилар билән рәт қилиш. Буларниң һәммисидә дөләтләрниң ашкара ипадилири мәвҗут болуп, лекин һечқандақ ипадә билдүрмәй 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға қатнашмайдиған дөләтләрниң сани һәммидинму көп болуши мумкин икән.

BBC Ниң 25-январ елан қилған “бейҗиң қишлиқ олимпикини депломатик байқут қилған вә униңға қатнашмақчи болған дөләтләр қайсилар?” намлиқ хәвиригә асасланғанда, 2008-йили өткүзүлгән бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш яки йепилиш мурасимлириға әйни замандики америка призденти җорҗе буш, франсийә призденти николас саркозий, авистралийә баш министери кәвин руд, японийә баш министери ясуо фукуда, әнгилийә баш министери гордон бровин қатарлиқлар қатнашқан. Бирақ бу қетим юқириқи дөләтләрниң һечбириниң дөләт рәһбәрлири 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң ечилиш яки йепилиш мурасимиға қатнашмайдикән.

2022-Йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини ашкара депломатик байқут қилған дөләтләр америка, әнгилийә, австралийә, канада, данийә вә литва болған. Литва призденти гитанас наусәда 2021-йили 12-айниң 3-күни тунҗи болуп, бейҗиң олимпик мусабиқисиға дөләт рәһбәрлирини әвәтмәйдиғанлиқини җакарлиғандин кейин, 2021-йили 12-айниң 6-күни американиң ақсарай баянатчиси җен саки дөләт намидин рәсмий депломатик байқут елан қилған.

Коруна вабасини сәвәб қилип бейҗиң олимпик мусабиқисиға қатнашмайдиғанлиқини билдүргән дөләтләр австрийә, белгийә, голландийә, йеңи зиландийә, латвийә вә шиветсийә болған. Башқа сәвәбләр билән қатнашмайдиғанлиқини билдүргән дөләтләр исландийә вә японийә болған.

У һалда, һазирға қәдәр 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини ашкара қоллиғанлар кимләр?

Булар б д т баш катипи антонийо гутеррес, русийә призденти владимир путин, полша призденти андирзеҗ дуда, аргентина призденти алберто фернандез, қазақистан призденти қасим тоқайеф, пакистан баш министери имран хан, чехийә призденти милос земан қатарлиқлардин ибарәт болған.

Чехийә “уйғур ирқий қирғинчилиқини” етирап қилған дөләт болсиму, әмма приздент милос земан “олимпикни сиясийлаштурушқа қарши” шәхс болғач, бу мусабиқиға қатнишидиғанлиқини билдүргән. Шималий корийәму 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини қоллайдиғанлиқини билдүргән, бирақ у “дүшмән күчләрниң сүйқәстидин сақлиниш үчүн” мусабиқигә қатнишалмайдиғанлиқини ипадә қилған.

Уйғур сиясий затлиридин әркин алптекин әпәндиниң баян қилишичә, нурғун дөләтләр иқтисадий җәһәттин хитайға беқинди һаләткә чүшүп қалған болғач 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини ашкара байқут қилишқа петиналмайватқан болуп, б д т баш катипи антонийо гутерресниң бейҗиңға бериш қарарини елишиму, хитайниң б д т ға бериватқан ярдәм пули сәвәблик болуши мумкин икән. Норвегийәдики лагер мутәхәссиси бәхтияр өмәр әпәндиму бу һәқтә қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

Хәвәрдә тәкитлинишичә, йәнә нурғунлиған дөләтләрниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға қатнишидиған-қатнашмайдиғанлиқи мәлум әмәскән. Мәсилән, германийәниң дөләт рәһбәрлириниң бармайдиғанлиқи ениқ болсиму, әмма һазирғичә баш министерниң ениқ бир ипадиси йоқкән. Франсийәдиму дөләт рәһбәрлирини әвәтмәслик тәшәббуси күчлүк болсиму, бирақ приздент макрон “депломатик байқутниң әмәлий бир үнүми йоқ” дегән қараштикән. Йәнә көплигән явропа дөләтлири болса сүкүт ичидә турмақтикән.

“бейҗиң қишлиқ олимпикини депломатик байқут қилған вә униңға қатнашмақчи болған дөләтләр қайсилар?” намлиқ хәвәрдә илгири сүришичә, мәйли депломатик байқут қилғанлар, корона вабасини баһанә қилғанлар яки түрлүк сәвәбләрни көрситип рәт қилғанлар болсун, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға қарши турғанларниң һәммиси “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни нәзәрдә тутқан вә хитай тәһдитигә қарши турушни диққәткә алған дөләтләр икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.