бәшәр әсәд һакимийити ағдурулғандин кейинки хитай-сүрийә мунасивити зади қандақ болиду?

خىتاي كومپارتىيەسىنىڭ باش سېكرېتارى شى جىنپىڭ سۈرىيەنىڭ سابىق پىرېزىدېنتى بەششار ئەسەد بىلەن كۆرۈشتى. 2023-يىلى 22-سېنتەبىر، خاڭجۇ.
хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң сүрийәниң сабиқ пирезиденти бәшшар әсәд билән көрүшти. 2023-йили 22-сентәбир, хаңҗу. (Yao Dawei/Xinhua via AP)

0:00 / 0:00

мутәхәссисләр, сүрийәдики дираматик вәқәләрниң хитайниң оттура-шәрқтики гео-сиясий пиланини қайта ойлишишқа мәҗбур қиливатқанлиқини, шундақла буниң икки дөләт мунасивитидә кәскин өзгиришләрни пәйда қилмайдиғанлиқини илгири сүрмәктә.

сүрийәдики "шам азадлиқ тәшкилати" һәйәт тәһрири - әл шам (HTS) башчилиқидики қораллиқ күчләрниң бәшәр әсәд һакимийитини ағдуруп ташлиши, хәлқарада қизиқ нуқтиға айланған бир пәйттә, йеңи сүрийә һөкүмитиниң ички вә ташқи җәһәттә қандақ йол тутидиғанлиқи, болупму америка, явропа вә хитай билән қандақ мунасивәттә болидиғанлиқи диққәт қозғимақта.

ундақта, дәмәшқтә йеңи һакимийәт тикләнгәндин кейин, хитай вә сүрийәниң мунасивити қандақ болиду?

хитай вә сүрийә вәзийитини йеқиндин көзитиватқан тәтқиқатчилардин җорҗи вашингтон университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң пирофессори, доктор шан робертс (Sean R. Roberts) соалимизға җаваб берип, мундақ деди:

"омумйүзлүк қилип ейтқанда, хитай бәшәр әсәд һөкүмитини қоллап кәлди, әмма хитайниң һакимийәт алмашқан дөләтләрдә йеңи һөкүмәтләрни тездин қоллайдиған адитиму бар. мениңчә, хитай йеңи сүрийә һөкүмити билән яхши мунасивәт қуруш йоллирини издәйду. уйғур қораллиқлириниң сүрийәдики һәрикитини чәкләш үчүн, хитай өзиниң тәсир күчидин пайдилиниду. ундақта, америка вә явропа билән мунасивәт қурушқа тиришиватқан, америка билән явропаниң диққитини җәлп қилишқа тиришиватқан сүрийәниң буниңдин кейин хитай билән болған мунасивити зади қандақ болиду? буни көрүш вә көзитиш һәқиқәтән қизиқарлиқ".

түркийә һаҗәттәпә университети тарих факултетиниң дотсенти вә әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири доктор әркин әкрәм, хитай һөкүмитиниң йеңи сүрийә һөкүмити билән мунасивәт орнитишқа һәр җәһәттин тиришидиғанлиқини вә һәмкарлиқ йолини издәйдиғанлиқини тилға алди. у йәнә шуниң билән бир вақитта хитайниң йеңи сүрийә һөкүмити билән һәмкарлишип, америка башчилиқидики ғәрбкә қарши иттипақ қурушқа тиришидиғанлиқиниму илгири сүрди.

хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң техи өткән йили бәшәр әсәд билән бейҗиңда көрүшкәндә, икки дөләт достлуқиниң наһайити чоңқур икәнликини, шундақла өзара истратегийәлик һәмкарлиқ орнитидиғанлиқини билдүргән иди. хитай һөкүмити 5-декабир күни бәргән баянатида, өзлириниң бәшәр әсәд һакимийити тәрәптә туридиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма сүрийәдә әсәд һакимийити ағдурулғандин кейин, йәни 9-декабир күни хитай өз позитсийәсини өзгәртишкә мәҗбур болған. хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси мав ниң: "сүрийәниң истиқбали вә тәқдирини сүрийә хәлқи бәлгиләйду. хитайниң сүрийә билән болған достлуқи сүрийә хәлқи үчүндур" дегән.

вашингтондики уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһаким идрис әпәнди, сүрийәдики һәйәт тәһрири - әл шам (HTS) башчилиқидики қораллиқ күчләрниң бәшәр әсәд һакимийитини ағдуруп ташлиши, хитай үчүн бир мәғлубийәт икәнликини көрситип өтти: "гәрчә һазир сүрийәни башқуруватқан күчләр өзлирини ислами һәрикәт десиму, улар өзлириниң мәнпәәти үчүн уйғурларни унтуп, хитай билән йеқинлишип қелиш хәтири бар. мән буниңдин бәк әндишә қилимән".

"атлантик кеңиши" (Atlantic Council) ниң тәтқиқатчиси вә хитай вә оттура шәрқ мутәхәссиси җонасен фултон (Jonathan Fulton) "атлантик кеңиши" торида 18-декабирда елан қилған мақалисидә, хитай вә сүрийә мунасивитиниң кәлгүси һәққидә сөз қилип мундақ дегән:

"йеқинда, сүрийәниң сабиқ пирезиденти бәшәр әсәд һакимийитиниң ағдурулуши билән хитай өзиниң оттура-шәрқтики муһим һәмраһидин айрилип қалди дейилгән болсиму, әмма икки дөләт оттурисида әһмийәтлик арилишиш аз болди. әмәлийәт шуки, сүрийәдики дираматик вәқәләр хитай үчүн истратегийәлик муһитини қайтидин шәкилләндүрүватиду, әмма икки тәрәп мунасивитидә өзгириш аз болуши мумкин, йәни чоң өзгириш болмайду".