Америка президенти җов байденниң рамизанлиқ тиләклири хитайниң дин дүшмәнликигә қарши берилгән сигналму?
2021.04.14
Рамизан кириш һарписида америка президенти җов байден һөкүмәт тор бетидә рамизанлиқ тәбрикнамә елан қилип, пүтүн дуня мусулманлири, җүмлидин америка мусулманлириниң рамизан айини мубарәклиди. Президент бу баянатида бүгүнки күндә зулумға учрап, өз етиқади бойичә яшаштин мәһрум қалған уйғур мусулманлириниму алаһидә тилға алди вә хәлқара җамаәтни кишилик һоқуқниң әң муһим қисми болған диний әркинлик мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди.
Президент җов байден рамизанлиқ тәбрикнамисидә мундақ дегән: “мән америка вә пүтүн дунядики мусулманларниң рамизан айини мубарәкләймән! америкалиқ мусулман қериндашлар әтә роза тутушни башлиғанда бу йилниң нәқәдәр тәстә өтидиғанлиқи есимизгә келиду. Ваба түпәйлидин достлар, қериндашлар бир йәргә җәм болуп рамизанни тәбриклийәлмәйду. Өз қериндашлиридин айрилған аилиләр ғериблиқ ичидә иптарлиқ қилиду. Шундақтиму мусулман җамаәтлиримиз бу айни йеңи үмид билән күтүвалиду, пәрвәрдигариға болған етиқадини күчәйтиду һәм башқиларға ярдәм қилиш арқилиқ саваб қазинишни истәйду. Улар йәнә өзлири еришкән немәткә, саламәтлик вә бәхтлик турмушқа болған рәһмитини ипадиләйду”.
“шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәнди җов байденниң бу рамизанлиқ тәбрикнамисидә уйғурларни алаһидә тилға елишиниң уйғурлар үчүн хушаллинарлиқ бир иш икәнликини ейтти һәмдә буниң хитайниң уйғурларға қаратқан зулуминиң һәддидин ашқанлиқиниң вә демократик дөләтләрниң хитайниң бу қилмишиға болған ғәзәп-нәпритиниң күчийиватқанлиқиниң нәтиҗиси икәнликини илгири сүрди.
Президент җов байден йәнә бу тәбрикнамисидә американиң һәр қайси саһәлиридә дөләтниң тәрәққияти үчүн төһпә қошуп келиватқан, ваба мәзгилидә давалашниң алдинқи сепидә пидакарлиқ билән ишлигән мусулманларға алий еһтирам билдүргән, шундақла дуняниң қайси йеридә болушидин қәтийнәзәр, мусулманларни кәмситишкә вә езишкә қәтий қарши туридиғанлиқини ипадиләп мундақ дегән: “мән президент болған тунҗи күндин башлапла мусулманларға қоюлған саяһәт чәклимилирини бикар қилдим. Мән йәнә дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманларниң, җүмлидин уйғурларниң вә роһинга мусулманлириниң кишилик һоқуқини давамлиқ қоғдаймән”.
Вәзийәт анализчиси асийә уйғур ханим демократийә, кишилик һоқуқ, җүмлидин диний әркинлик һоқуқини қоғдашниң американиң дөләт болуп қурулғандин буян әмәл қилип кәлгән түп принсипи икәнликини тәкитлиди. У йәнә президент җов байденниң бу тунҗи қетимлиқ рамизанлиқ тәбрикнамисидә уйғурларни тилға елишиниң әһмийити һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу бир җәһәттин өткән нөвәтлик һөкүмәтниң уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш сияситигә варислиқ қилғанлиқини көрсәтсә, йәнә бир җәһәттин уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиққа вә диний зулумға буниңдин кейинму һәргиз сүкүт қилмайдиғанлиқини көрситиду”.
Президент җов байден бу тәбрикнамисиниң ахирида мусулманларға болған алий тиләклирини билдүрүп мундақ дегән: “биз өткән йилдики рамизандин буян кетип қалған йеқинлиримизни яд етиш билән биргә, кәлгүсидики яхши күнләрни үмид билән күтүвалимиз. Қуран кәрим бизгә ‛аллаһ асман вә земинниң нуридур‚ дәйду вә у аллаһ бизни зулмәттин йоруқлуққа елип чиқиду. Биз көпчиликниң бу айни аилә бойичә хушал-хорам вә бәрикәтлик өткүзүшини үмид қилимиз”.
Көзәтчиләрниң қаришичә, президент җов байденниң бу сөзлири бүгүнки күндә уйғурларни динсизлаштуруш вә хитайлаштуруш үчүн пүтүн сәп бойичә атланған хитай һөкүмитигә қарши берилгән сигналдур. Хитай һөкүми йеқинқи йиллардин бери уйғур мусулманлиринила әмәс, хитайдики барлиқ ят дин мәнсуплирини ашкарә чәклиши, кишиләрни өз етиқадидин ваз кечип хитай компартийәси бекитип бәргән идеологийә асасида яшашқа мәҗбурлиши кишилик һоқуқ органлири вә дуня җамаәтчиликиниң әйиблишигә учрап кәлди. Хитайниң бу қилмиши өзиниң “дин ишлири низами” да бәлгиләнгән “диний етиқад әркинлики сиясити” гә түптин хилап болуп, ши җинпиң һакимийити буни “динларни хитайлаштуруш сиясити” гә өзгәртти. Шуниңдин бери бу һакимийәт маркисизм ниқаби астидики милләтчилик вә кеңәймчиликни йетәкчи идийә қилип, башқа һәр қандақ идийә вә етиқадниң мәвҗут болушиға йол қоймай кәлди.
Мубарәк рамизан айидәк мушундақ улуғ күнләрдә америка қатарлиқ ғәрб дөләтлири хитайға давамлиқ бесим ишлитип, уйғурлар учраватқан диний бастуруш вә ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн тиришиватиду. Әмма “мусулманлар қериндаштур” дегән гәпни ағзидин чүшүрмәйдиған мусулман дөләтләр йәнила сүкүттә. Асийә уйғур ханим бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “мусулман дөләтләр иқтисад җәһәттә хитайға беқинип қалди, йәнә келип уларниң түзүлмисиму мустәбитлик характерини алған. Гәрчә бу дөләтләрниң хәлқи уйғурларға һесдашлиқ қилсиму, һакимийәт йәнила хитай тәрәптә. Биз бу әһвални өзгәртәлмәймиз, әпсуслинимиз вә ечнимиз”.
Рамизан айи мусулманлар дунясида зор әһмийәткә игә болған вә көплигән хәйрлик ишларға түрткә болидиған мубарәк ай болуп, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди бу айда мәзлум уйғурларға көңүл бөлүш вә хитайниң әшәддий зулумиға қарши туруш садасини техиму күчәйтиш үчүн рамизан һарписида видийо нутуқи сөзлигән. Турғунҗан алавудин әпәндиму бу мубарәк айда қилишқа тегишлик муһим ишларни тилға елип мундақ деди: “бу мубарәк айда вәтәндә зулумға учраватқан хәлқимиз вә бизгә ярдәм қиливатқанлар үчүн көпләп дуа қилишимиз, шундақла һеч бошишип қалмастин дәва ишлирини илгири сүрүшимиз керәк, чүнки бу айда униң саваби техиму чоң болиду”.