Режиссор муһәммәд омран омәйд: “‛қадақ басқан қанлиқ йол‚ мусулманларни ойғатқуси”
2024.08.14
Канадада яшайдиған билал малик уйғур 2021-йили 7-айда канада баш министириға өзиниң тәләп хетини йәткүзүш үчүн, торонтодин оттаваға 15 күнлүк “әркинлик марши” намлиқ пиядә сәпирини елип барған иди. Билал уйғурниң бу йүрүши канададики ахирә ситудийәси (Akhirah Studios) ниң режиссори муһәммәд омран омәйд (Mohammed Omran Omaid)ниң диққитини тартқан болуп, у бу һәқтә бир һөҗҗәтлик филим ишләш үчүн, билалниң сәпириниң тунҗи күнидин башлап униң билән биллә сәпәр қилған.
Муһәммәд омран омәйдниң билдүрүшичә, у билал билә биллә сәпәр қилиш җәрянида билалниң җисманий вә мәниви җәһәттики бесимларни қандақ йеңип йолини давам қилғанлиқиға шаһит болған. 15 Күн пиядә меңиш җәрянида билалниң путини қадақ бесип, қанап кәткән болсиму, әмма у йолини изчил давам қилған. У билалниң җасарити вә ирадисигә қайил болғанлиқи үчүн, бу һөҗҗәтлик филимға “қадақ басқан қанлиқ йол” (Blistered Bloodlines) Дәп нам қоюшни қарар қилған.
Мәзкур филим 2022-йили 7-айда тамамланған болуп, шуниңдин кейин канададики торонто мустәқил филим фестивали (Toronto Independent Film Festival) вә монтриял мустәқил филим фестивали (Montreal Independent Film Festival)қатарлиқ нурғун чоң-кичик фестивалларда қоюлған. Монтриял мустәқил филим фестивалида “әң яхши һөҗҗәтлик филим” намзатлиқиға көрситилгән. Бу филим мукапатқа еришәлмигән болсиму, әмма баһалиғучиларниң наһайити юқири баһасиға еришкән. Мәзкур филим йәнә бу йил майда виндсор хәлқара филим фестивали (Windsor International Film Festival)да қоюлған болуп, бу фестивалдиму наһайити яхши баһаларға еришкән.
Биз бу мунасивәт билән филим режиссори муһәммәд омран омәйд әпәндини бүгүнки сөһбәт пирограммимизға тәклип қилдуқ.
Сөһбитимизниң тәпсилатини юқириқи улиништин аңлиғайсиләр.