Хитайниң уйғур районидики өзгәрмәс пилани: “биңтуәнни кеңәйтиш вә йәрликни биңтуәнгә қошуветиш” (2)

Мухбиримиз җәвлан
2022.04.11
bingtuan-qurulghan-60-yilliq.jpg Уйғур елидики хитайниң шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтуәниниң қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбрикләш йиғинидин көрүнүш. 2014-Йили 7-өктәбир, үрүмчи.
xjbt.gov.cn

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң 2022-йиллиқ ислаһат пиланида, биңтуәнниң алаһидә ролини җари қилдуруш, биңтуән билән йәрлик җайларниң қошулушини илгири сүрүш истратегийәси оттуриға қоюлған.

Биңтуән 1954-йил ишғалчи хитай генрали ваң җенниң башчилиқида қурулған болуп, әң дәсләптә “хитай хәлқ азадлиқ армийәси шинҗаң һәрбий райони ишләпчиқиш-қурулуш биңтуәни” дәп аталған. 1975-Йил бикар қилинған болсиму, 1981-йил ваң җенниң қайта-қайта илтимас сунуши билән дең шявпиң уни әслигә кәлтүргән. Шуниңдин кейин биңтуән бурунқи базилири асасида тәрәққий қилип, сүйи мол, туприқи мунбәт җайларни бир-бирләп ютивелишқа башлиған вә бүгүнки күндә йеза-игилик билән санаәт бирләшкән ғайәт зор һәрбий, иқтисадий вә мәмурий гәвдигә айланған.

Истратегийә мутәхәсиси, доктор әркин әкрәм хитайниң биңтуән түзүми тарихиниң хитайға көрә ейтқанда 2000 йилға созулидиғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити биңтуәнни кеңәйтип, униң иқтисадий вә һәрбий күчини ашурушни изчил муһим орунға қоюп кәлгән болуп, 2010-йил 5-айда ечилған “1-қетимлиқ шинҗаң хизмити йиғини” да хитай рәиси ху җинтав биңтуәнниң “боз йәр ечип, чегра районни қоғдаш” ролиниң муһимлиқини, “шинҗаңда бүйүк армийә қуруп, полак истиһкам бәрпа қилиши” керәкликини тәкитлигән; хитай рәиси ши җинпиң 2014-йил 5-айда ечилған “2-қетимлиқ шинҗаң хизмити йиғини” да қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң биңтуәнниң кеңийиши вә йәрлик җайларға қошулуп тәрәққий қилишиға һәмдә биңтуәнниң җәнубта кеңийишигә зор күч билән ярдәм беридиғанлиқини билдүргән.

Сясий көзәткүчи илшат һәсән әпәнди биңтуәнниң 90-йиллардин башлап икки қетим тәңшәш елип барғанлиқини, буниңға 90-йил 5-айда йүз бәргән “барин инқилаби” билән 97-йил 2-айда йүз бәргән “ғулҗа қирғинчилиқи” ниң сәвәб болғанлиқини оттуриға қойди. У йәнә бүгүнки күндә җәнубта кеңийиватқан биңтуәнниң шу җайдики уйғур мәдәнийитини йоқитишқа башламчилиқ рол ойнаватқанлиқини баян қилди.

“биңтуән гезити” хәвиридин мәлум болушичә, өткән йил 7-айда биңтуән парткоминиң секритари ваң җүнҗең биңтуәнниң кеңәйтилгән йиғинида сөз қилип, биңтуәндики кона әскәрләрниң “шинҗаңни қоғдаш вә гүлләндүрүштики инқилабий роһи” ға варислиқ қилиш, “террорлуққа зәрбә берип муқимлиқни қоғдашни қанунлаштуруш, түзүмләштүрүш вә адәткә айландуруш” вәзиписини қәтий иҗра қилишни тәкитлигәниди.

Радийомизниң хәвәр бәргинидәк, америка һөкүмити вә явропа иттипақи өткән йил 3-айда биңтуән парткоминиң секритари ваң җүнҗең қатарлиқ бир нәччә әмәлдарни уйғур районидики кишилик һоқуқ җинайити үчүн җазалиғаниди. Америка ташқи ишлар министири антони билинкин өткән йил 22-март күни бу һәқтә бәргән баянатида, ваң җүнҗеңни қәбиһ зораванлиқ пиланини түзгүчи, аптоном районлуқ җ х идарисиниң башлиқи чен миңгони болса иҗра қилғучи дәп көрсәткәниди.

Коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси адриян зениз хитай һөкүмитиниң уйғур райони тоғрилуқ елан қилған 2022-йиллиқ ислаһат пиланиниң асасән “узун муддәтлик иқтисад вә тәрәққият истратегийәси” гә қаритилғанлиқини, сақчи дөлитини мустәһкәмләшни, дөләт тәрәққиятини вә мәҗбурий ишқа орунлаштурушни күчәйтишни мәқсәт қилидиғанлиқини оттуриға қойди. У бизгә билдүргән инкасида хитайниң биңтуән ислаһатида 2014-йилдин буян чоң өзгириш болмиғанлиқини көрситип, мундақ дәйду: “бу қисқиғинә һөҗҗәттә чоң тәрәққият пиланлири оттуриға қоюлған билән униң тәпсилатлири берилмигән, шуңа буниңға бир немә демәк тәс. Әлвәттә, биңтуән билән йәрлик җайларниң қошулуши тезлишиватиду, 7-номурлуқ һөҗҗәттиму шундақ бекитилгән.”

Хитай мәтбуатлири өткән йил 5-айда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт билән биңтуән дөләт байлиқини назарәт қилиш вә башқуруш комитетиниң “истратегийәлик һәмкарлиқ келишими” имзалиғанлиқини хәвәр қилған болуп, икки тәрәп дөләт байлиқи вә дөләт карханилириға мунасивәтлик “14-бәш йиллиқ пилан” түзүп, дөләт иқтисадий қурулмисини илғарлаштуруш, кәсип қурулмиси тәңшәш җәһәттики һәмкарлиқини күчәйтмәкчи болған.

Җорҗи тавн университетиниң профессори, сиясий тарих тәтқиқатчиси җәймес милвард (James A Millward) әпәнди хитайниң 2022-йиллиқ ислаһат пилани һәққидә бизгә билдүргән инкасида биңтун ислаһати һәққидә тохтилип мундақ дәйду: “бу ислаһат доклатида биңтуән билән йәрлик җайларниң қошулуши тәкитлинипту. Йәрлик һөкүмәтләр миллий аптономийә һоқуқиға игә дәп қарилиду, биңтуәндә болса хәнзулар 80 пирсәнтни игиләйду, булар қошуветилсә, уйғур аптоном районниң сахта аптономийә һоқуқи техиму аҗизлайду дегән гәп. Биңтуән һәққидики илгирики тәтқиқатлардиму биңтуәнниң алаһидә орни, бу йәрдики чоң хәнзучилиқ мәсилилири оттуриға қоюлған, биңтуәндики хәнзулар 2000-йил билән 2010-йил арисида шинҗаңдики миллий тәңсизлик вә миллий зиддийәтни өткүрләштүрүвәткән”.

Уйғурлар һәққидә тәтқиқат билән шуғуллинип келиватқан америкалиқ инсаншунас дәррен байлер (Darren Byler) зияритимизни қобул қилип, хитайниң бу ислаһат пилани, җүмлидин биңтуәнниң тәрәққияти һәққидә тохтилип мундақ деди: “қариғанда, шинҗаңниң иқтисад вә сиясий түзүлмисидә мәлум дәриҗидә өзгириш болидиғандәк қилиду. Бурун шинҗаңниң тәрәққияти деңиз бойидики гүлләнгән районлар билән шинҗаңниң һәмкарлишиши арқилиқ әмәлгә ашурулатти. Һазирму улар 8 өлкини шинҗаңға нуқтилиқ ярдәм беридиған қилип бекитти. Бүгүн қарайдиған болсақ, улар биңтуәнни асаслиқ иқтисадий гәвдә, шундақла шинҗаң иқтисадини йетәкләп маңидиған муһим орунға чиқармақчи. Кейинчә бу тәрәққият қандақ болиду, техи ениқ әмәс, әмма улар мушу йөнилишкә қарап меңиватиду”.

Көзәтчиләрниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити һәр қайси тарихий дәврләрдә мәйли қандақ бәдәл төлишидин қәтийнәзәр, биңтуәнни сақлап қалған вә тәрәққий қилдуруп кәлгән. Биңтуән бу сүрәттә тәрәққий қилса кәлгүсидә йәрлик һөкүмәтни қорчақ орунға айландуруп қоюши, байлиқниң һәммиси биңтуән тәрипидин монопул қилиниши вә ахирқи һесабта вилайәт, наһийәләрму биңтуән тәрипидин ютивелиниши мумкин икән.

Илшат һәсән әпәнди биңтуәнниң маһийиитини дуняға тонутуп, уйғурларға келиватқан апәтни азайтишниң амалини қилиш керәкликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.